Д у қ рәиси: “хитай уйғурларниң миллий роһини сундуруш мәқситигә йетәлмиди”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.05.02
5000-kishilik-namayish-8.jpg “бәш миң кишилик намайиш” дәп аталған кәң көләмлик намайишидин көрүнүш. 2018-Йили 27-апрел, бирюссел, белгийә.
Photo: RFA

Д у қ рәһбәрлири қурултай баш штабиға җәм болуп, 27-апрел күни бирюсселда өткүзүлгән “бәш миң кишилик намайиш” дәп аталған хитайниң уйғур дияридики тәқибләш сиясәтлиригә наразилиқ билдүрүш намайишиға баһа бәрди. Бирюсселдики намайишни қоллаш намайишлири йәнә америка, австралийә, канада вә башқа әлләрдиму болған иди.

29-Апрел д у қ ниң мюнхендики мәркизи хизмәт бинасида “duq.tv” ниң зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса, муавин рәис пәрһат муһәммиди вә иҗраийә комитет рәиси өмәр қанат әпәндиләр 27-апрел күни белгийәниң бирюссел шәһиридики явропа парламенти алдида өткүзүлгән намайиш һәққидә өзлириниң қарашлирини баян қилип өтти.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң “5 миң кишилик намайиш” паалийити һәққидики тунҗи хуласә сөзи “хитай уйғурларниң миллий роһини сундуруш мәқситигә йетәлмиди” дегәндин ибарәт болди. У сөзидә, бу намайишниң уйғурларниң һәқ-һоқуқ дәвасини дуняға тонуш билән биргә, явропа бирлики, б д т вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириға өз мәҗбурийәтлирини әслитиш ролини өтигәнликини тәкитлиди. Шуниң билән биргә, бу намайишниң уйғурларниң иттипақлиқиниң, уйғур тәшкилатлириниң зөрүр тепилғанда бир ғайә, бир мәқсәт үчүн уюшалайдиғанлиқиниң дәлили икәнликини әскәртти.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди намайиш һәққидә тохталғанда, 20 гә йеқин дөләттин нәччә миң уйғур қатнашқан бу намайишниң муһаҗирәттики миллий муҗадилә тарихида бөсүш характерлик бир йеңилиқ яратқанлиқини тәкитләп, уйғур хәлқини һаяҗанландурған, сөйүндүргән бир намайиш болғанлиқини тилға алди.

Д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди сөзидә, намайиш болуштин бир күн илгири д у қ вәкилләр өмикиниң явропа парламентиға берип, д у қ тәрипидин тәшкилләнгән “намсиз мәһбусларниң тизимликини йиғиш” җәрянида топланған тутқундики уйғурларниң тизимликини мунасивәтлик органларға тапшурғанлиқини баян қилди.

27-Апрел күнидики намайиштин кейин, д у қ рәһбәрлири явропа бирлики ташқи ишлар министирлиқида зиярәттә болған болуп, долқун әйса әпәнди бу қетимқи сөһбәт җәрянида қурултай хадимлириниң явропа бирлики хадимлирини өз мәсулийәтлирини ада қилишқа, уйғурлар мәсилисигә җиддий, үнүм берәләйдиған чарә-тәдбирләр билән муамилә қилишқа чақирғанлиқлирини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.