Түркийәдики фолклоршунаслар мәрһум абдукерим рахманға юқири баһа бәрди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.08.26
Abdukerim-Rahman-adem-oger.jpg Түркийә нәвшәһир һаҗибәкташ вәли университетида уйғур фолклорини тәтқиқ қилидиған профессор доктор адәм өгәр әпәнди(солда) абдукерим рахман әпәндиниң өйидә. 2015-Йили үрүмчи.
RFA/Erkin Tarim

18-Авғуст күни иҗтимаий таратқулардин мәшһур фолклоршунас, шинҗаң университети филологийә институтиниң профессори абдукерим рахманниң вапатидин хәвәр тапқан түркийәдики билим адәмлири чоңқур қайғурди вә абдукерим рахман тоғрисида мақалиләр елан қилип униға юқири баһа бәрди.

Түркийә мәдәнийәт министирлиқи хәлқ мәдәнийити башқармисиниң сабиқ мудири яһя ақсой әпәнди түркийәдики “сонсөз” вә “чамлиқ” гезитлиридә елан қилған “профессор абдукерим рахманниң вапати түрк дуняси үчүн зор бир йоқитиш” сәрләвһилик мақалисидә униңға юқири баһа берип мундақ дәп язиду: “профессор абдукерим рахман уйғур фолклорини әтраплиқ чоңқур баян қилған ‛уйғур фоклори” намлиқ китаби вә униң мақалилири билән түрк мәдәнийитини, түрк күлтүрини йорутуп бәргән муһим шәхстур”.

Мәрһум абдукерим рахман түркийәгә көп қетим келип илмий муһакимә йиғинлириға қатнашқан, китаб вә мақалилири түрк тилиға тәрҗимә қилинған муһим фолклоршунаслардин бири һесаблиниду. Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн түркийә мәдәнийәт министирлиқи хәлқ мәдәнийити тәтқиқат башқармисиниң сабиқ рәиси яһя ақсой әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

У, 1992-йили үрүмчигә йипәк йоли тәтқиқати үчүн барғинида абдукерим рахман билән тонушқанлиқини, шу күндин тартип абдукерим рахман әсәрлириниң түркийәдә билинишкә башланғанлиқини, буниңда униң ролиниң зор болғанлиқини баян қилип мундақ деди:

“1992-йили йипәк йоли тоғрисида тәтқиқат елип бериш үчүн үрүмчигә бардуқ. У, йәрдә шинҗаң университетиниму екскурсийә қилдуқ. Оқутқучилар билән сөһбәт йиғини өткүздуқ. Көп санда оқутқучи кәлди. Улар билән пикир алмаштурдуқ. Мән абдукерим рахманни 1993-йили әнқәрәдә чақирилған ‛хәлқаралиқ йипәк йоли илмий муһакимә йиғини‚ға тәклип қилдим. Униңдин кейин көп қетим түркийәгә илмий муһакимә йиғиниға кәлди. ‛уйғур фолклори‚ намлиқ китабини түркчигә тәрҗимә қилдуруп бастурдуқ. У, уйғурларниң, уйғур фолклориниң түркийәдә тонулушиға зор төһпә қошти”.

Радийомиз зияритини қобул қилған фолклоршунас, измирдики әгә университети профессори алимҗан инайәт әпәнди өзи докторлуқ илмий мақалиси язған вақтида болсун, оқутқучилиқ қилиш җәрянида болсун мәрһум абдукерим рахманниң әсәрлиридин көп пайдиланғанлиқини, һазир түркийәдики фолклоршунас вә хәлқ әдәбияти тәтқиқ қилғучиларниңму униң әсәрлиридин пайдилиниватқанлиқини оттуриға қойди.

Мәлумки, өткән әсирниң 80-йиллиридин кейин түркийәдә раваҗлинишқа башлиған уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири 90-йилларниң ахиридин кейин зор нәтиҗиләргә еришти. Бу биринчи нөвәттә хитайниң ечиветиш сиясити, арқидинла оттура асия түркий җумһурийәтлириниң мустәқиллиққа еришиши билән зич мунасивәтлик болди. Өз нөвитидә түркийәдики түрк алимлириниң уйғур елидики тәтқиқат мәркәзлири, университетлар билән алақә орнитиши, шундақла абдушүкүр ялқун, тейипҗан елийоф, турсун аюп, абдуроп полат вә абдукерим рахманға охшаш мутәхәссисләрниң түркийәдә илмий муһакимә йиғиниға қатнишиши, көплигән уйғурларниң түркийәдә докторлуқ унвани елип университетларда ишлиши билән болди. Түркләр уйғур саһәсидә докторлуқ оқушқа, илмий мақалә йезиш үчүн уйғур елигә беришқа башланди. Булардин бири нәвшәһир һаҗибәкташ вәли университети оқутқучиси доктор адәм өгәр әпәнди. У, зияритимизни қобул қилип, докторлуқ үчүн оқуватқан мәзгилдила абдукерим рахманниң әсәрлири билән тонушқанлиқини, у язған әсәрләрниң уйғур тәтқиқати үчүн муһим мәнбәләр икәнликини баян қилди.

Доктор адәм өгәр әпәнди 2015-йили үрүмчигә барғанда абдукерим рахман билән учришип көп параңлашқанлиқини, униңдин көп нәрсә өгәнгәнликини баян қилди.

Мәрһум абдукерим рахман 1940-йили 12-айниң 18-күни қәшқәрдә туғулған. 1964-Йили шинҗаң университети әдәбият факултетиниң уйғур тил-әдәбияти кәспини пүттүргән. У уйғур фолклори бойичә тонулған тәтқиқатчи вә уйғур фолклори кәспи бойичә доктор йетәкчиси.

У, 1980-йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 1980-Йилларда әдәбият факултетиниң мудирлиқ вәзиписини өтигән. У йәнә уйғур фолклори тәтқиқати бойичә тунҗи қетим тәтқиқатни башлиған мутәхәссис һесаблиниду.

Профессор абдукерим рахман 1987-йилдин башлап фолклор тәтқиқати саһәсидә илгири-ахир болуп бирқанчә түркүм магистирлар вә докторларни тәрбийиләп йетиштүргән. Униң уйғур мәдәнийити вә фолклор тәтқиқатида тәрбийиләп йетиштүргән раһилә давут, әсәт сулайман қатарлиқ нәччә онлиған магистир вә доктор оқуғучилири фолклор тәтқиқатида тонулған кишиләргә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.