Америка-хитай рәһбәрлири немә үчүн аляскада учришиду?

Мухбиримиз ирадә
2021.03.16
Америка-хитай рәһбәрлири немә үчүн аляскада учришиду? Америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен хитайни “мәҗбурлаш вә таҗавузчилиқ” ишлитиштин агаһландурди. 2021-Йили 16-март, токйо, японийә.
REUTERS

Ранд сиясәт тәтқиқат мәркизиниң мутәхәссиси доктор сикот һеролд билән мәхсус сөһбәт

Америка ташқий ишлар министирлиқи алдинқи һәптә америка билән хитай икки дөләт юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң аляска шитатида учришидиғанлиқини елан қилған иди. Мәзкур учришиш президент җов байден бу йил январда вәзипигә олтурғандин буян, икки тәрәп оттурисидики юқири дәриҗилик рәһбәрләрниң тунҗи қетим йүз туранә учришиши болғанлиқи вә шундақла америка билән хитай оттурисидики мунасивәтләр корона вируси юқуми, иқтисад, сода, уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ, хоңкоң вә тәйвән мәсилиси қатарлиқлар түпәйли әң төвән сәвийәгә чүшүп қалған мәзгилдә елип берилидиғанлиқтин күчлүк диққәт қозғимақта. Биз бу учришишниң мәқсити, әһмийити вә әмәлий нәтиҗиси һәққидә көз қарашлирини елиш үчүн америкадики нопузлуқ сиясәт тәтқиқат оргини болған “ранд тәтқиқат мәркизи” ниң пишқәдәм мутәхәссиси, доктор сикот һеролд билән мәхсус сөһбәт өткүздуқ.

Сикот һеролд байдин һөкүмити ишқа чүшкәндин буянқи тунҗи қетимлиқ йүзтуранә учришишта американиң хитайға бир қанчә тәрәплимилик мәсилиләрдә сегнал беридиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “мәсилән, булар уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқни тохтитиш, тәйвәнгә тәһдит селишни тохтитиш, әқлий мүлүк җасуслуқини тохтитиш қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни оттуриға қойиду. Учришишта америка хитайға ‛әгәр хитай юқириқи һәрикәтлирини өзгәрткән тәқдирдә икки тәрәп арисида һәмкарлиқ пурсәтлири болидиғанлиқини, әгәр хитай өзгәрмәй, йәнила 'америка соғуқ мунасивәтләр уруши кәйпияти билән иш қиливатиду, бизни тезгинләшкә урунуватиду', дәйдиған сәпсәтәсини давам қиливәрсә, икки дөләт мунасивәтлириниңму оңшалмайдиғанлиқини очуқ оттуриға қойиду‚”.

Дәрвәқә, алдиқни һәптә ақсарайниң баянатчиси вә шундақла ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчилири айрим-айрим һалда уйғурларға йүргүзүливатқан ирқий қирғинчилиқниң бу нөвәтлик учришишта оттуриға қоюлидиған муһим мәсилиләрниң бири икәнликини билдүргән. Шундақла йәнә тәйвән, хоңкоң вә җәнубий деңиз мәсилисиниңму америка тилға алидиған мәсилиләр арисида барлиқини ейтқан. Сикот һеролд әпәндиниң қаришичә, хитай бу учришишта амал бар бу негизлик мәсилиләрдин өзини қачурушқа урунидикән.

У мундақ дәйду: “мәнчә, хитай тәрәп американиң тәләплиридин амал бар өзини қачурушқа уруниду. Бу йиғин хитайға нисбәтән дөләт ичи сиясити үчүн интайин муһим. Хитайниң америка билән учришишни қобул қилишидин қариғанда, улар бу йиғинни дөләт ичидә қандақтур ши җинпиңниң депломатик ғәлибисидәк вә хитай американиң алдида интайин күчлүк турғандәк тәшвиқат қилидиғанлиқи көрүнүп туриду. Шуңа мәнчә хитай йиғиндин кейин икки тәрәп келишәлмигән мәсилиләрни көпрәк йорутиду, мәсилән, американиң кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш һәққидики тәклипини ‛америка бизниң ичкий ишлиримизға арилашмақчи болди‚ дәп тәшвиқ қилиду. Андин йәнә хитайниң бизгә яд болуп кәткән услуби бойичә ‛америка инсанийәт тәқдиригә, дуня хәлқиниң ортақ гүллинишигә мунасивәтлик мәсилиләрдә бизниң ярдимимизни тәләп қилди‚ дегән җүмлиләрни қоллиниду. Хитай учришишта бәлким американиң ‛төт тәрәп һәмкарлиқи‚ йиғинлиридин вә униң шәрқий шималий асия, һинди-тинч окяндики шериклири билән мунасивитини күчәйтиватқанлиқидин шикайәт қилиши мумкин.”

Америка ташқий ишлар министири билинкин америка дөләт мудапийә министири лойд астин билән бирликтә японийә вә җәнубий корийә зияритини башлиған болуп, униң бу зияритидин кейинла аляскада хитай рәһбәрләр билән учрашмақчи болуши заман вә макан җәһәттин мәлум мәнигә игә, дәп қаралмақта.

Сикот һеролдниң қаришичә, америка бу йиғинни аляскаға орунлаштуруш арқилиқ хитайға муһим сегнал бәргән икән. У мундақ дәйду: “билгиниңиздәк, байдин һөкүмити өзиниң шәрқий-шималий асиядики шериклири билән көрүшиватиду. Арқидинла хитай билән болидиған учришишниң орунлаштурулуши вақит җәһәттин интайин муһим, бу бизгә йиғинниң омумий рамкиисини чүшәндүрүп бериду. Йәнә келип, бу йиғин я вашнгтонда әмәс, я бейҗиңда әмәс, аляскада ечилмақчи. Йиғин орун җәһәттинму өзгичиликкә игә. Мәнчә, америка бу йиғинни аляскаға орунлаштуруш арқилиқ хитай рәһбәрликигә‛қара, бу пәқәтла бир қошумчә йиғин. Биз сени пайтәхтимизгә тәклип қилмидуқ, әксичә һәр икки тәрәпкә узақ, халий бир йәрдә уюштуруватимиз, ташқий ишлар министирлиқимизда илгири болғандәк тәнтәнә вә күтүвелиш мурасимлири болмайду, ‚ дәватиду. Байдин һөкүмити хитайға ‛сән әмәлийәттә өзүң ойлиғанчилик унчә муһим әмәс, сән биз билән давамлиқ алақә қилимән десәң, алди билән өзүңни өзгәртишиң керәк, әгәр өзгәртишни халимайдикәнсән у һалда мунасивитимиз мушундақ қейинлишп маңиду, ‚дегән сегнални бериватиду. Йиғинниң мәқситиму мана мушу. Әмди хитай ирқий қирғинчилиқни тохтатмиса, тәйвәнгә тәһдитселишни тохтатмиса, хоңкоңдики демократийәгә қарши һәрикәтлирини тохтатмиса, чоқум еғир ақивәтләргә йолуқтурулиду, дәп қараймән.”

Җов байдин һөкүмити ирқий қирғинчилиқни тохтитиш қатарлиқ район характерлиқ вә дуня характерлиқ мәсилиләрдә башқа шерик вә һәмкарлашқучи дөләтләрниңму қоллишини қолға кәлтүрүш арқилиқ хәлқарави һәрикәт қозғашқа йетәкчилик қилидиғанлиқини һәр пурсәттә тәкитләп кәлгән иди. Сикот һеролд байдин һөкүмитиниң бу җәһәттә аллиқачан нәтиҗә қазанғанлиқини әскәртип, сөзини “американи хитайға қариғанда әвзәл орунға игә, дәп қарашқа тамамән болиду” дәп хуласилиди.

У мундақ деди: “мәнчә, бу учришиш хитайға ундақ асанға тохтимайду. Хитай бу нөвәт америкаға асанлиқчә‛биз дегән бәк муһим дөләт, шуңа халисаң мана, халимисаң әнә‚ дийәлмәйду. Дәл әксичә, мән американи хитай билән болған мунасивәтләрдә риқабәтни әң муһим орунға қоюп, шериклири вә һәмраһлири билән бирликтә мунасивәтләрни риқабәт йөнилишигә қарап тәрәққий қилдуруш үчүн хели пухта тәйярлиққа игә, дәп қараймән. Һазир американи хитай билән аримиздики негизлик мәсилиләрни һәл қилишта әвзәл орунға игә, десәк ашурвәткән болмаймиз. Чүнки байдин һөкүмитиниң сиясәт йүргүзүштә аллиқачан ғәлибә қазанғанлиқини көрүватимиз. Мәйли юқумға қарши турушта болсун, мәйли америка хәлқиниң қоллишиға еришиштә болсун вә хәлқара җәмийәтниң америкаға болған көз қаришини оңшашта болсун у бәлгилик ғәлибә қазанди. Хитайму буни һес қилди, у ичкий җәһәттә бирликкә кәлгән вә хәлқарада һәрқайси әлләрниң махтишиға еришкән күчлүк бир американиң, рәқиблиригә техиму вәһимә салидиған вә риқабәткә толған бир америка болидиғанлиқини наһайити обдан билиду.”

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқирида ранд тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси доктор сикот һеролд билән аляскада ечилидиған учришиш һәққидә өткүзгән мәхсус сөһбитимизни аңлидиңлар. Буни ирадә тәйярлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.