Хитай немә үчүн америкиға қарши тәшвиқат һуҗуми қозғайду?

Мухбиримиз меһрибан
2023.02.28
Җов байден билән ши җинпиңниң син арқилиқ сөһбәтлишиишниң нәтиҗиси немә болди? Америка президенти җов байден ақсарайда хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән син арқилиқ сөһбәтләшмәктә. 2021-Йили 15-ноябир, вашингтон.
REUTERS

Хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян, баянат бериш, доклат елан қилиш қатарлиқ вастиларни қоллинип, америкиға қарши ахбарат һуҗумни йәниму күчәйтиши диққәт қозғимақта.

20-Феврал күни хитай хәлқ гезитиниң инглизчә вә хитайчә нәширлиридә бирла вақитта, “америкиниң зомигәрлики, номуссизлиқи вә униң зийини һәққидә доклат” мавзулуқ мақалә елан қилинған.

Мақалидә, америкиниң дуняға кәлтүргән аталмиш “зораванлиқ сиясити”, сиясий зомигәрлик, милитарист һәрбий зомигәрлик, иқтисадий зомигәрлик, пән техникидики монопол қилиш вә бастуруш зомигәрлики, демократийә тониға орунувалған мәдәнийәт зомигәрлики дегәндәк 5 нуқта бойичә, әң қаттиқ ибариләр билән оттуриға қоюлған.

Америка чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бияв мәзкур доклат һәққидә өз қаришини оттуриға қойди. Униң билдүрүшичә, америка хитай мунасивити йеқинқи бирқанчә йилдин буян, барғанчә қаршилишиш вәзийитигә йүксәлгән болуп, нөвәттә хитай һөкүмити америкини күрәш нишаниға айландуруп болғаникән.

Тең бияв мундақ деди: “мениңчә өткән бирқанчә йилдин буян америка-хитай оттурисидики мунасивәт аллиқачан қайтуруп әкәлгили болмайдиған қаршилишишқа өзгәрмәктә. Бу икки дөләт арисида, истратегийәлик мунасивәт, сиясий түзүми, қиммәт қариши қатарлиқларда охшимиған пәрқләр мәвҗут. Бу сәвәбтин, хитай әлвәттә америкини күрәш нишани вә дүшмән қиливалиду. Чүнки хитайдәк мустәбит түзүмдики бир дөләт күчлүк бит дүшмәнгә еһтияҗлиқ. Болупму америкиға охшаш түзүм вә қиммәт қариши қатарлиқларда хитайға пүтүнләй қарму-қарши болған дөләт униң дүшминигә айлиниду әлвәттә”.

Адвокат тең бияв хитайниң америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиригә қаратқан, һуҗум түсини алған ташқи сияситиниң йәнә бир мәзгил давам қилидиғанлиқини вә америка билән дуняға һөкүмранлиқ қилишни талишидиғанлиқини билдүрүп йәнә мундақ деди:

“хитайниң дөләт күчиниң йүксилишигә әгишип, у һазир хәлқарада өзиниң актип ролини намаян қилишни арзу қиливатиду. Әнә шундақ болғини үчүн у ташқи сияситидә чилбөриләрчә һуҗум қилиш сиясити қоллиниватиду. Мениңчә кәлгүси бирнәччә йилда яки узун бир мәзгилгичә униң чилбөриләрчә һуҗум түсини алған бу хил ташқи сиясити асаслиқ еқим болуши мумкин. Униң бундақ қилиштики мәқситиму, пүткүл йәршариға өзиниң күчини намаян қилиш. Йәни өзиниң америка билән дуняға болған йетәкчилик орнини талишиватқанлиқини көрситиш. Хитайчә башқуруш моделини техиму җиқ җайларға кеңәйтишни мәқсәт қилған”.

Түркийә һаҗи тепә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси докур әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, ши җинпиң дәвридики хитай һөкүмити мав зедоң дәвридики америка дүшмәнлики әнәнисигә қайтқан болуп, хитай нөвәттә ғәрб демократик дөләтлиригә қарши ахбарат урушида, һәр вақит америкини асаслиқ һуҗум нишани қилған тәшвиқат урушини йүксәк пәллигә көтүрди дейишкә болидикән.

Әркин әкрәм әпәнди йәнә немә үчүн хитайниң ғәрбкә қаратқан һуҗум нишани америка болиду? дегән соалимизға җаваб берип, ши җинпиң дәвридә, өзини күчлүк һесаблиған хитай һөкүмитиниң иқтисадий, сиясий җәһәттә, “дуняда 2-чоң дөләт болуш арзуси” ниң әмәлгә ешишиға, “америка әң чоң тосалғу” дәп қараватқанлиқини билдүрди.

Докур әркин әкрәм әпәнди йәнә хитай һөкүмити хәлқ гезитидә елан қилған мақалидә көрситилгән америкиниң дуняға йүргүзүлгән аталмиш “зораванлиқ сиясити” һәққидә өз чүшәнчисини оттуриға қойди.

Униң қаришичә, нөвәттә хитай һөкүмити әмәлийәттә, өзиниң дөләт ичидики мустәбит сиясий түзүмини дуняға кеңәйтиш, сода-иқтисадий җәһәттә дуня базирини монопол қилиш, америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң илғар пән-техникилирини хитайниң һәрбий кеңәймичилики үчүн ишлитиш қатарлиқларда американи асаслиқ тосалғу дәп қариғанлиқи үчүн ғәрб дунясиға болған қаршилиқта американи асаслиқ дүшмән нишани қилмақтикән.

Ню-йоркта чиқидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң әң қаттиқ ибариләр арқилиқ америкаға һуҗум қилишида, хитайниң дөләт ичи вә хәлқарада дуч келиватқан еғир киризисларға болған диққәтни бураш арқилиқ җавабкарлиқтин қечиш қатарлиқ амилларму сәвәб болғаникән.

Ху пиң бу һәқтә мундақ деди: “һазир хитай дөләт ичи вә сиртида еғир бесимға дуч келиватиду. Шуңа у қайтурма һуҗум қилиш тактикисини қоллиниватиду. Йәни американи зораванлиқ билән қаттиқ әйибләватиду. Чүнки, бундақ қилғанда бир тәрәптин дөләт ичидики хәлқниң диққитини буриғили болиду. Шуниң билән бир вақитта бу хил васитилик усул арқилиқ русийәгә ярдәм бәрмәкчи. Көпчилик көрүватиду, русийәниң украинаға һуҗум қилиш мәсилисидә хитай ашкара һалда русийәни қоллаш позитсийәсини ипадилийәлмәйватиду. У, ялғандин аричилиқ позитсийәсини ипадиләватиду. У аталмиш мәсилини тинчлиқ билән һәл қилиш дегәнләрни оттуриға қоюватиду. Әмәлийәттә у пурсәтпәрәслик қиливатиду. Чүнки хитай русийәниң украинаға һуҗум қилиш мәсилисидә баштин ахир русийәни әйиблимиди. Һәтта һөкүмәт таратқулирида уруш дегән кәлиминиму ишләтмиди. Бәлки русийәниң тили бойичә‛алаһидә һәрбий һәрикәт қолланди‚дегән ибарини ишлитип келиватиду. Һазир бу мәсилә чоңийип кәтти. Шуңа кимниң җавабкарлиқи мәсилисигә кәлгәндә, у бу аваричиликни америкаға дөңгимәкчи болуватиду. Әмәлийәттә у һазир бу усул арқилиқ русийәни васитилик қоллимақчи”.

Ху пиңниң билдүрүшичә, хитай өткән әсирниң 60-йиллирида хитайда йүз бәргән ачарчилиқ апити мәзгилидә сабиқ совет иттипақиға “совет сотсиял җаһангирлики” дәп һуҗум қилиш арқилиқ, хитай хәлқиниң дөләт ичидики наразилиқини совет иттипақиға қаратқан вә хәлқараниң әйиблишидин қутулушқа урунғаникән.

Ху пиң әпәндиниң тәкитлишичә, ши җинпиң һөкүмити йәнә, дөләт ичидә йүз бәргән иқтисадий чекиниш вә сиясий бастурушқа қарита, хитай хәлқидә қозғалған наразилиқни бесиш, хәлқараниң бесимидин қутулуш вә русийәниң украинаға қилған һуҗуминиң сәвәбини америкаға артип қоюш арқилиқ, америкаға қарита хәлқаралиқ қаршилиқ долқуни қозғашқа урунмақтикән.

У мундақ деди: “ши җинпиң тәхткә чиққандин буян, болупму униң кейинки 3 йилда елип барған‛юқумға қарши қаттиқ қамал тәдбири‚ хитай пуқралирини иқтисатта вәйран қилди. Униң‛юқум қамали‚ни туюқсиз бикар қилиши болса, юқумниң шиддәт билән тарқилиш долқуни қозғап, нурғун адәмниң өлүшигә сәвәб болди. Һазир униңға қарита дөләт ичидә наразилиқ интайин күчлүк. Көпчиликкә аянки булар хитай компартийәсиниң өзиниң хаталиқи. Әлвәттә хитай һөкүмитиму буни һес қилиқлиқ. Мушундақ әһвалда у бир баһанә тепип һуҗум нишанини америкаға қаритиватиду. Мушундақ қилғанда у диққәтни буриялайду. Хитай йәнә русийә-украина урушиниң һазирқи һаләткә келишидә американиң украинани қоллиши сәвәб болди демәкчи. У йәнә мушу усул арқилиқ русийәни қоллимақчи. Шуңа у дөләт ичидики вә сиртидики барлиқ мәсилиләрдә американи әйибләватиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.