Малта сөһбити америка-хитай мунасивитидики йеңи йүзлинишму?
2023.09.18
16- Вә 17-сентәбир күнлири малтада америка президенти җов байденниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җейк сулливан (Jake Sullivan) билән хитай ташқи ишлар министири ваң йи оттурисида 10 саәт давам қилған йепиқ шәкиллик узун сөһбәт шу күнниң өзидила һәрқайси ахбарат саһәсиниң “баш хәвәр” тизимликидин орун алди. Болупму америка-хитай оттурисидики “һәмкарлиқ вә достлуқ мунасивити әмди йеқин кәлгүсидә әслигә кәлмәйду” дәп қариливатқанда уларниң зади немиләр тоғрисида сөһбәтләшкәнлики кишиләр әң көңүл бөлидиған мәзмунлардин болуп қалғаниди. 18-Сентәбир күни ақсарайниң ахбарат ишханиси бу һәқтә мәлумат берип, малтадики икки күнлүк сөһбәтниң “икки дөләт оттурисидики сөһбәт йолиниң очуқ болуши вә икки тәрәп мунасивитиниң мәсулийәтчанлиқ билән бир яқлиқ қилиниши” үчүн елинған тиришчанлиқниң бир қисми икәнликини җакарлиди.
Ақсарайниң бу һәқтики баянатида “икки тәрәп кәң-кушадә һалда муһим мәсилиләрдә иҗабий йосунда музакириләшти” дейилгән болуп, бу қетимқи учришишниң маһийәттә америка президенти җов байден билән хитай рәиси ши җинпиңниң 2022-йили бали арилидики учришиши асасида вуҗудқа чиққан йәнә бир иҗабий қәдәм икәнлики алаһидә тәкитләнгән. Баянатта ейтилишичә, икки тәрәп америка-хитай мунасивитидики ачқучлуқ мәсилиләр, дуняви хәвпсизлик мәсилилири, украина уруши, тәйвән боғузи мәсилиси қатарлиқ темилар бойичә тәпсилий сөзләшкән. Болупму “америка қошма штатлири тәйвән боғузидики тинчлиқ вә муқимлиқниң муһимлиқиға алаһидә диққәт қилиду” дегән қурлар бу қетимқи сөһбәттә тәйвән арилини чөридигән мәсилиләрниң әң ядролуқ темилардин болғанлиқини ишарә қилиду. Шу сәвәбтинму җейк сулливан хитай тәрәпни украина урушида русийәгә ярдәмләшмәсликкә чақирған. Дәрвәқә, “әл җәзирә” ниң бу һәқтики обзорида ейтилишичә, сөһбәттә ваң йи алаһидә қилип тәйвән мәсилисиниң өзлири үчүн “қизил сизиқ” икәнликини, икки тәрәп мунасивитиниң бу сизиқтин һалқишиға болмайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигән. Әмма байден һөкүмити аллиқачан бу мәсилидә ениқ қилип “тәйвән навада һәрбий һуҗумға учриса америка бу җайға һәрбий қошун әвәтиду” дәп ипадә билдүрүп болған.
“сиясийон” (Politico) гезитиниң бу һәқтики обзорида ейтилишичә, нөвәттә америка рәһбәрлик қатлимидики бир қисим сиясийонларниң, җүмлидин ташқи ишлар министири антони билинкен, малийә министири җәнет йеллен (Janet Yellen), сода министири җина раймондо (Gina Raimondo), алаһидә әлчи җон керрий (John Kerry) қатарлиқларниң бириниң арқидин бириниң хитайға қатриши кишиләрдә “америка һөкүмити тәшәббускарлиқ билән хитайға йеқинлишиватиду” дегән қарашни пәйда қилишқа башлиған. Әмәлийәттә болса хитайниң нөвәттики вәзийити уларниң америка билән сөһбәтлишишкә техиму бәкрәк муһтаҗлиқини йошуруп қалалмиған. Болупму хитайниң иқтисадий саһәдики чекиниши, һакимийәтниң ички қисмида көрүлүватқан муқимсизлиқ вә палақлап қалған иқтисадий асас уларниму обданла “һоридин чүшүш” кә мәҗбур қилған.
Малта сөһбити һәққидә әң дәсләп хәвәр бәргән “блумберг” ториниң сиясий анализчиси стефен еңгел (Stephen Engle) болса бу һәқтә қилған сөзидә бу қетимқи учришишниң икки тәрәп мунасивитидә бирәр йеңилиқ яритиш характеридә әмәсликини, буниң әң чоң мумкинчилики җов байден билән ши җинпиңниң сан франсиско шәһиридики учришишиға һүл селиш икәнликини алаһидә әскәртиду.
Хитай һөкүмитиниң канийи болған шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвәрлиридә америка-хитай юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң малтадики учришишида икки тәрәп әмәлдарлириниң асия-тинч окян мәсилилири, деңиз мәсилилири вә ташқи сиясәт саһәсидә техиму юғури дәриҗилик сөһбәтләрни вуҗудқа чиқиришқа келишкәнлики алаһидә йәр алған. Болупму 2023-йили ноябирда сан фирансиско шәһиридә чақирилидиған “асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ мунбири” (APEC) дә ши җинпиң билән җов байденниң учришиши һарписида бундақ бир тәпсилий сөһбәтниң болғанлиқини алқишлиған.
Әмма CNN ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, малта сөһбитиниң әтиси бу ишлардин яхши хәвири болған ақ сарай әмәлдарлириниң бири “президент байденниң ши җинпиң билән ақ сарайда учришиш пилани йоқ. Әмма улар сан франсиско шәһиридә көрүшүши мумкин” дегән. Шуниң билән биргә бу қетимқи учришишта икки тәрәпниң һәрбий саһәси оттурисидики сөһбәтни әслигә кәлтүрүш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқини әскәрткән. Әмма униң билдүрүшичә, җейк сулливан бу қетим хитай юғури дәриҗилик рәһбәрлик қатлимидики сабиқ ташқи ишлар министири чин гаңниң вәзиписидин қалдурулуши, дөләт мудапиә министири ли шаңфуниң икки һәптидин буян көрүнмигәнлики қатарлиқ мәсилиләрни сүрүштә қилмиған. Ваң йиму бу һәқтә һечқандақ чүшәндүрүш бәрмигән.
Бу қетимқи учришишниң йәнә бир йүзи һәққидики пикирләр ичидә “аксйос” ториниң баянлири алаһидә көзгә челиқиду. Униңда ейтилишичә, бу қетимқи учришиш байдин һөкүмитиниң америка-хитай оттурисида барғансери юқирилаватқан йирикликни “пәскойға чүшүрүп туруш” тиришчанлиқиниң бир қисми болуп, икки тәрәп алий рәһбәрлириниң йүзтуранә учришишиға һүл селиши мумкин икән. Шуниңдәк бу өз нөвитидә ички мәсилиләрдин пут-қули чүшилип қеливатқан хитай үчүнму “толиму хошяқидиған бир дәм елиш нуқтиси” болидикән.