Америка-хитай арисида “соғуқ уруш” башлиниватамду?
2018.10.15

Йеқиндин буян америка мәтбуатлирида америка-хитай мунасивәтлириниң тәрәққияти үстидә елан қилиниватқан мулаһизиләрдә “соғуқ уруш” аталғуси көп учрайдиған болуп қалди.
Америка муавин президенти майк пәнс әпәнди 4-өктәбир күни америкиниң “худсон институти” да мәхсус хитай һәққидә йерим саәтлик нутуқ сөзләп, хитай һөкүмитиниң дөләт ичи вә сиртида йүргүзүватқан иқтисадий-сиясий паалийәтлири, техника җасуслуқи, һәрбий кеңәймичилик, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә тәпсилий тохталған вә америкиниң әмди хитайниң дунядики иқтисадий вә истратегийәлик таҗавузчилиқ сиясәтлиригә һәм шундақла дөләт ичидә йүргүзүватқан бесим сияситигә қәтий қарши туруп, хитайни дөләт ичи вә сиртиға қаратқан сиясәтлирини өзгәртишкә мәҗбурлайдиғанлиқини җакарлиған иди.
Майк пәнсниң бу сөзлири нурғун көзәткүчиләр арисида америка-хитай арисида “соғуқ уруш” йүз беридиғанлиқиниң бешарити? дегән соални пәйда қилди. 12-Өктәбир күни, “малийә вақти гезити” дә елан қилинған “америка хитайға қарши йеңи бир соғуқ урушқа тәйярланмақта” мавзусида елан қилинған мақалидә майк пәнсниң нутқи соғуқ урушниң “ғәйрий рәсмий йосундики җакарлиниши” дәп баһаланған. Мақалидә, “президент трамп техи намзат вақтидила хитайни америкини бозәк қиливатиду, дәп шикайәт қилған иди. Бир қанчә айдин буянқи кичик қәдәмләрдин кейин, америка ахири барлиқ фронтларда хитайға қаттиқ қайтурма зәрбә беридиғанлиқини вә бу урушта утуп чиқидиғанлиқини җакарлиди” дейилгән.
Майк пәнс шу күндики нутқида илгирики һөкүмәтләрни хитайға қарита хата сиясәт йүргүзүш билән әйиблигән болса, униңдин сәл илгири йәни бу йил авғустта президент трампниң өзиму сөзлигән бир нутқида “мән бу вәзипигә олтурған вақтимда америка хитайни бешимизға чиқирип қоюп, қисқа муддәт ичидә униң биздин ешип кетишигә рухсәт қилидиған бир йөнилишкә қарап меңиптикән. Бирақ әмди бу мумкин әмәс” дегән иди.
“малийә вақти гезити”дә елан қилинған мақалиниң аптори граһам аллисон өзиниң бу сөзләрни пәқәт еғиз учидила дейилгән бир сөз болмастин бәлки һазир америка һөкүмитидә хитайға тақабил туруш үчүн шәкиллиниватқан җиддий бир истратегийәниң ипадиси, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Мақалидә мундақ дейилгән: “трамп һөкүмитидикиләрниң қаришичә, вашингтон-бейҗиң арисидики соғуқ уруш йеңилиқ әмәс. Хитай америка билән йиллардин бери уруш қилип кәлгән. Буниңдики йеңилиқ шуки, америка буниңға әмди инкас қайтуруватиду. Худди ташқи ишлар министири майк помпейониңму ейтқинидәк, хитай америкиға қарши сода уруши қозғиғили узун йиллар болди. Пәрқлиқ болғини, биз әмди бу урушта йеңип чиқиш үчүн бәл бағлидуқ.
Америка уйғур бирләшмиси рәиси, сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди бу һәқтики зияритимиздә биринчи қетимлиқ “соғуқ мунасивәтләр уруши”ниң зади қандақ вә немә сәвәбтин йүз бәргәнликидәк сәвәбләргә селиштурғанда, һазир америка-хитай арисидики ихтилапларни техи рәсмий йосундики соғуқ мунасивәтләр уруши, дәп қаримисиму, әмма униң муқәррәр бир ақивәт икәнликини билдүрди. У сөзидә, һазирқи ихтилапта сода ихтилапиниң асасий тема болуватқанлиқини, униң орниға қачан идеологийә, инсан һәқлири, демократийә алмашқанда андин уни “соғуқ уруш дәп аташқа болидиғанли” қини ейтти.
Һалбуки йәнә бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, америка-хитай арисидики ихтилапта гәрчә сода мәсилиси көпләп тилға елиниватқан болсиму, әмәлийәттә бу ихтилапниң түп йилтизи сода әмәс, икки пәрқлиқ мәдәнийәт вә қиммәт қарашқа игә системиларниң зиддийити икән.
15-Өктәбир күни, “җәнубий хитай сәһәр гезити” дә елан қилинған “америка-хитай сода уруши әмәлийәттә мәдәнийәтләр вә идеологийәләр уруши” мавзулуқ мақалиниң аптори, бейҗиңдики мустәқил тәтқиқатчи җаң линниң баян қилишичә, хитай америка арзу қилғанниң әксичә, тәрәққий қилғансери содини қамал қилишни вә дөләт карханилирини күчәйтип, хусусий карханиларға қаритилған башқурушни күчәйткән. Дуняда, “хитайниң модели қудрәтлик ”дәп қарилидиған, дөләт игидарчилиқидики чоң көләмлик карханилар вә әркин болмиған иҗтимаий вә сиясий хаһишлар туюқсизла җәлп қиларлиқ көрүнидиған бир хил еқим, йәни аталмиш “бейҗиң пикир бирлики”еқими шәкиллинишкә башлиған.
Аптор бу һәқтә тохтилип: “тарихтин қариғандиму, хитайниң иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилиши американи биарам қилмиған, әксичә униң хусусий игиликни қоғдимайдиған вә демократик сайлам түзүми болмиған тәрәққият модели американи биарам қилған. Америка болса һазир бу моделниң кәң әвҗ елишиға йол қоюп беришиниң хәтәрлирини көрүп йәтти вә өзиниң ядролуқ қиммәт қаришини қоғдаш үчүн соғуқ уруш пиланлаватиду” дәп язған.
Австралийә дөләтлик университетиниң оқутқучиси доктор кевин каррико радийомизға елхәт арқилиқ билдүргән инкасида болса, буниң ялғуз трамп һөкүмитиниң иши болуп қалмаслиқини алаһидә әскәртти. У сөзидә: “хитай һөкүмити елип бериватқан һәрикәтләр кишилик һоқуқ, инсан ғурури вә әркинликигә пүтүнләй хилап. Шуңа бу америкидики һәр иккила партийә қарши туридиған бир мәсилигә айлиниши керәк. Һәр икки партийәдин мәйли ким һакимийәт бешиға келишидин қәтийнәзәр чоқум хитай пәйда қиливатқан тәһдитләргә ортақ қарши туруши, өзара һәмкарлишип, хитайниң либерал дуня тәртипигә пәйда қилған тәһдитигә узун муддәтлик вә муқим бир истратегийә билән тақабил туруши керәк” деди.