Америка билән явропа хитайниң йеңи дуня тәртипи қуруш пиланиға қарши бирлишәләмду?
2023.10.23
19-Өктәбир күни, “ташқи сиясәт” журнилида “америка билән явропа бирлишип хитайға һәрикәт қоллиниши керәк” намлиқ мақалә елан қилинған болуп, явропаниң әмди хитай мәсилисидә алди-кәйнигә дәссимәй, америка билән бирликтә һәрикәт қилиши керәклики билдүрүлгән.
Бу мақалиниң чиқиш нуқтиси хитайниң 3-қетимлиқ “бир бәлбағ бир йол мунбири” йиғини ечилғандин кейинки вәзийәткә қаритилған болуп, исраилийә-хамас уруши давамлишиватқан вәзийәттә дуняниң хитай билән русийәни мәркәз қилған бир қатар дөләтләр билән америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң икки сәпкә рәсмий бөлүнүватқанлиқи, әмма явропаниң техичә америка билән хитай оттурисида теңирқап, мәнпәәтлирини дәңсийәлмәй, вәзийәтниң өзгиришини күтүп келиватқанлиқи көрситилгән.
Америкалиқ сиясий анализчи андерс кор әпәндиниң қаришичә, 2-дуня урушидин кейин, америка билән совет иттипақи башчилиқидики икки қутуплуқ дуня тәртипи совет иттипақиниң парчилиниши билән тәң тарихқа айланди. Америка башчилиқидики ғәрб дуняси башламчи орунға өтти. Әмма бүгүн хитай русийә билән бирлишип, бу дуня тәртипини бузуп, мустәбитлик һаким болидиған бир дуня қуруш чүшини көрмәктә. Андерс кор әпәнди хитайниң 1970-йиллардин тартипла, дуняни өзигә пайдилиқ тәртипкә елип келишкә урунуп кәлгәнлики, һазир буниң юқири сәвийәгә чиққанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“50-йилларда хитай шималий корейә урушиға кирип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати алаһидә қисми билән соқушқан. 70-Йилларда улар бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси болди, тәйвәнни бу тәшкилаттин чиқиривәтти. Хитай гүллинип, иқтисадий җәһәттин йүксәлгәндин кейин армийәсини күчләндүрүшкә мәбләғ салди. Һазир у кона дуня тәртипини ағдуруп ташлап, өзиниң һакиммутләқ сияситини униң орниға дәссәтмәкчи. Мәнчә, улар биринчи қәдәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз чаңгилиға елип, хитайниң гепини аңлайдиған күчлүк бир тәшкилат қилмақчи вә шу арқилиқ өз мәқситини ишқа ашурмақчи. Чүнки хитай һәқиқәтән демократийә вә кишилик һоқуққа ишәнмәйду. У пәқәт өзиниң күчигә ишиниду вә өзини давамлиқ күчәйтиду” .
Мақалидә ейтилишичә, пирезидент байден һоқуқ тутқандин кейин өз иттипақдашлири билән бирликтә хитайға тақабил туруш сияситини қоллинип, австралийә, японийә вә һиндистан билән бирлишип “4 дөләт иттипақи” ни қурған. Әмма явропа хитайдики мәнпәәтлири сәвәбидин америка билән бирлишишкә анчә қизғин болмиған. Гәрчә бу йил пирезидент байден билән явропа иттипақи комитети рәиси урсула вондерлин хитайниң био-техника, йерим өткүзгүч мәһсулат вә сүний әқилни тәрәққий қилдурушқа мәбләғ селиш хәтирини йоқитиш мәсилисидә бирликкә келип, “иқтисадий хәвпсизлик истратегийәси” ни елан қилған болсиму, германийә баш министири олаф шултиз билән фирансийә пирезиденти емануйел макрон бу истратегийәни қоллап кәтмигән.
Америка голландийәни хитайға микро өзәк (чип) ясайдиған үскүниләрни сетип бәрмәслик тоғрисида хизмәт ишлигәндин кейин явропа дөләтлири гәрчә американиң бесимиға учриғандәк һес қилсиму, хитайға юқири техникилиқ мәһсулатларни сетип бериш хәтириниң хитайдин еришидиған мәнпәәткә қариғанда яман болидиғанлиқини тонуп йетишкә башлиған.
Андерс кор әпәндиниң қаришичә, хитайниң тәрәққият мәқсити кишилик һоқуқ вә демократийәни яхшилаш әмәс, бәлки дуняға хоҗа болуш. Бу аллиқачан испатлинип болди. Шуңа америка билән явропа дөләтлири бирлишип, коммунист хитайниң “дуня тәртипини өзгәртиш” пиланиға қарши һәрикәт қилиши керәк. У мундақ деди:
“әң яхши чарә шуки, америка билән явропа дөләтлири бирликтә иш башлап, дунядики демократийә вә кишилик һоқуқни қоллайдиған дөләтләр тизимлики турғузуп, бу дөләтләргә америка вә явропа базарлиридин әң яхши сода пурсити бериш керәк. Шималий корейә, сүрийә, иран, венезуела қатарлиқ көплигән дөләтләрни қара тизимликкә елип, уларниң содисини чәкләш, тиҗарәт йоллирини тарайтиш керәк. Бу тоғра усулдур, шу чағдила дуня иқтисадиниң бәштин иккисини игиләйдиған америка-явропа базириға кирмәкчи болғанларға илһам бәргили болиду” .
Мақалидә билдүрүлүшичә, америка иқтисадий җәһәттә хитайдин пүтүнләй ада-җуда болалмиғандәк, явропаму хитай билән болидиған иқтисадий мунасивитиниң қизил сизиқини техи бекитмигән. Хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши башлинип 10 йил ичидә, дунядики мутләқ көп қисим дөләтләр хитайниң иқтисадиға биваситә яки васитилик шәкилдә бағлинидиған һаләт шәкилләнгән.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат орниниң истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд кониң билдүрүшичә, хитайниң “бир бәлбағ бир йол” пиланини дуня тәртипини өзгәртиш пилани дейиш техи балдур, әмма бу пилан нурғун дөләтләрниң мәнпәәтигә тутишиду, шундақла ғәрб дөләтлириниң мәнпәәтигә тақишиду. У мундақ деди: “хитай бу пилан арқилиқ өзигә тәвә иқтисадий район вә хәвпсизлик нишаниға йетишкә уруниду. Бу пилан әмәлийәттә хәлқара пул-муамилә системисидики көплигән пиринсипларға хилап. Хитайниң бу қетим ачқан <бир бәлбағ бир йол мунбири> йиғини дәл бу пиланни иҗра қиливатқан тәшкилий органларни йеңилаш вә пайдиға меңиш үчүн бесилған биринчи қәдәмдур” .
Юқириқи мақалидә ейтилишичә, явропалиқлар “америка-хитай мунасивити һәммини бәлгиләйду” дәп қариғачқа, өзлирини америка үчүн хитайдәк муһим әмәс, дәп билгәчкә, американиң тәшәббуслириға алдирап кәтмәй, америка билән хитай мунасивәтлириниң өзгиришигә беқип иш тутуп кәлгән. Өткән йил 2-айда, русийәниң украинаға һуҗум қилиши явропаға тәһдит салғанлиқи, хитай русийәгә ярдәм бәргәнлики үчүнла явропа дөләтлири хитайдин йирақлишип, америкаға йеқинлишишқа башлиған, әмма хитайму бу пурсәттә явропаниң томурини тутуп, уларни америкадин йирақлаштурушқа урунса, бәзидә америкаға яхшичақ болуп, явропани арисалди болушқа мәҗбурлиған. Хитайниң һийлә-микрини билип болалмиған ғәрб дуняси американиң хитайға тутқан позитсийәсигә беқип, андин сиясәт йөнилишини бәлгиләйдикән.
Раймонд ко америка билән явропаниң һәмкарлишишиниң әң ақиланә йол болидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “америка явропа билән бирлишип, икки тәрәп ортақ әмәл қилалайдиған сода қурулмиси бәрпа қилиши, сода вә мәбләғ селиш истратегийәсини тәңшиши керәк. Мәнчә, улар назарәтчилик тәдбирини күчәйтсила, санлиқ мәлумат мәхпийәтлики яки тор һуҗуми қатарлиқ мәсилиләрдә пикир бирликигә келәләйду” .
Нөвәттә, хитайниң 3-қетимлиқ “бир бәлбағ бир йол мунбири” хәлқара һәмкарлиқ йиғинидин кейин, қандақтур “шәрқниң йүксиливатқанлиқи, ғәрбниң чөкүватқанлиқи” , русийә билән хитайниң әрәб вә африқа әллирини әгәштүрүп, йеңи дуня тәртипи қуруш тәйярлиқини башлиғанлиқи муһакимә қилинмақта. Хитай билән русийә дуня тәртипини өзгәртишкә келишкән бир вәзийәттә америка билән явропа дөләтлириниң хитайни чөридигән һалдики сода, техника, килимат вә хәвпсизлик мәсилилиридә ортақ тонушқа келиши тәхирсиз мәсилигә айланмақта.