йиллардин буян "нахша-уссул миллити" дәп тәриплинип кәлгән уйғурларниң "11-сентәбир вәқәси" дин кейин тәдриҗий һалда "террорлуқ вә ашқунлуқ" қа бағлинип бастуруш обйектиға айлиниши көп қирлиқ реаллиқни ашкарилиған һадисиләрниң бири һесаблиниду. шуниң билән биргә бу җәрян уйғур аммибаб сәнитиниң әң зор чекингән дәври болуп қалди.
уйғур аммибаб нахшилириниң йеңи баһари
заманимизға қәдәр йетип кәлгән "12 муқам" ниң өзи уйғурларға хас нахша-музика сәнитиниң муназирә тәләп қилмайдиған узақ өтмүшини ишарә қилиш билән биргә уйғурларниң шәһәр мәдәнийити асасидики олтурақ һаятида җуғланған мәнивийәт тиндурмисини намаян қилидиған әң мукәммәл "әйнәк" ләрдин бири болуп кәлмәктә. дәрвәқә 1930-йиллардила аммиви сәнәтниң йүксәк пәллисини яратқан уйғур нахша-музика сәнити 1949-йилидин кейинки сиясий боран-чапқунларда әң қаттиқ зәрбигә учриған мәдәнийәт саһәсиниң бири болуп қалди. шуниң билән биргә һәрқачан хитай һөкүмитиниң уйғур елидики "инақлиқ" вә "бәхтиярлиқ" ни тәшвиқ қилишидики әң күчлүк қоралларниң бири болуп кәлди. әмма хитай компартийәсиниң нәччә он йиллап давам қилған айиғи чиқмас сиясий бастуруш һәрикәтлири уйғур елидә уйғур мәдәнийитини әң қаттиқ вәйран қилип, нахша-уссул вә музика саһәси кишиләр бағлинип қелиштин қачидиған түрләрдин болуп қалди. җүмлидин нахша-уссул вә музикиларни унтулуп кетиштин сақлап қалидиған әнәниви мәшрәп паалийәтлириму тәдриҗий көздин ютти. нахша-уссуллар намаян болидиған той-төкүн вә башқа паалийәтләрму бу мәзмунлардин хали өткүзүлидиған болди.
дәрвәқә, мав зедоңниң өлүмидин кейин хитайдики сиясий малиманчилиқ тохтап, хитай һөкүмити йолға қойған бир мәһәллик "қоюветиш" сиясити уйғур елидиму уйғур җәмийити үчүн өзини оңшивелишниң қисқиғинә дәврини яратти. буниң наһайити қийинда несип болған бир қетимлиқ тарихий пурсәт икәнликини һес қилған уйғур җәмийити тездин өзлириниң унтулған мираслирини рәтләшкә вә җамаәткә тәқдим қилишқа башлиди. әнә шу хил мирасларниң бири нахша-уссул вә музика болди. хитайниң нәччә он йиллап тақалған дәрвазилириниң сиртларға ечилиши йәнә бир яқтин ташқи мәдәнийәтни тез өзләштүрүп кәлгән уйғурлар үчүн техиму көп мәнбәләрдин хәвәрдар болуш имканийитини яратти. буниң билән мәдәнийәт җәһәттә хитайға әмәс, бәлки оттура асиядики түркий тиллиқ хәлқләргә техиму йеқин болған уйғурлар үчүн оттура асиядики мәдәнийәт җәһәттә өзлиридин хелила әркин болғанларниң иҗадийәтлиридин һузур елиш бир йеңи долқунға айланди. шу қатарда уйғур җәмийитигә әң зор тәсир көрсәткән сәнәткарларниң бири көп қирлиқ сәнәт талантиға игә мәрһум сәнәткар абдуреһим әһмиди (1927-1999) болди. шу вақитларда униң өзбекистанда оркестир арқилиқ орунланған "яру" қатарлиқ бир қисим нахшилири қаплиқ үналғу лентиси шәклидә уйғур елигә тарқилип, хәлқниң сәнәткә болған чаңқашлириға зор мәлһәм болуш ролини ойниди, шуниңдәк радийодин башқа авазлиқ таратқуси болмиған уйғур җәмийитидә кәң алқишланди.
әнә шу хил тәқлид қилиш вә өзигә хас иҗадийәтләр бирлишип 1980-йилларда наһайити тезла уйғур аммибаб нахшилириниң бир йеңи дәври яритилди. бу һәқтә сөз болғанда шу вақиттики уйғур аммибаб нахшилириға зор тәсир көрсәткән мәшһур уйғур сәнәткар абдуреһим әһмидиниң оғли, заманимиздики әл сөйгән нахшичи мурат әһмиди ака зияритимиз җәрянида буниң тасадипий һадисә әмәсликини алаһидә әскәртиду.
әнә шу вақитларда уйғур җәмийити уйғурларниң өзлири орунлиған бир түркүм заманиви нахшилардин һузурлинишқа башлиди. мурат әһмиди бир қоллуқ қазақистанда вуҗудқа чиқарған "яшлиқ" ансамбилиниң нахшилири буниңдики муһим мәнбәләрдин бири болди. болупму мурат әһмидиниң әң сәмәрилик әмгәклиридин болған "тойлар мубарәк", "биринчи муһәббәт" қатарлиқ өлмәс нахшилар тәңритағниң җәнуб вә шималида кишиләр техиму яқтуруп аңлайдиған нахшилардин болди. шуниң билән биргә үн-син нәшриятиниң қурулуши билән қаплиқ үналғу лентиси тездин шу замандики ғоллуқ сәнәткарлардин абдувәли җаруллайоф, зикри әлпәтта, давутҗан насир, һүсәнҗан җами, мусаҗан рози, патәм қурбан, айшәм қеюм, паша ишан қатарлиқларниң хәлқ нахша-музикилирини орунлаш маһаритини һеқиқи йосунда намаян қилди. хәлқ нахшилириниң кәң алқишқа еришишигә әгишип, заманиви нахшиларму тәдриҗи йосунда хәлқниң қәлб төридин орун елишқа йүзләнди. шулардин иминҗан йүсүп, езиз мамут, пәттар реһим, аблиз реһим, рабийә мәмәт, рәшидә давут қатарлиқ онлиған сәнәткарларниң иҗадий нахшилири сәнәткә тәшна болуватқан уйғур җәмийитигә телевизорниң омумлишишиға әгишип техиму кәң тарқалди. хәлқ нахшилири вә заманиви нахшиларниң көпләп тарқилиши өз нөвитидә уйғур дирамичилиқи үчүн йеңи муһит яритип бәрди. шу сәвәбтинму 1980-йилларда һәрқайси вилайәт вә шәһәрләрдә тәсис қилинған дирама өмәклири "ғерип-сәнәм", "таһир-зөһрә" қатарлиқ дирамиларни юқири маһарәт билән орунлап, җәмийәттә зор тәсир қозғиди. әнә шу хил зор тәсир өз нөвитидә хитай һөкүмити үчүн йеңи бир "хәвп" ниң бешарити болушқа башлиди.
сәнәттә ипадиләнгән миллий сөйгү вә вәтәнпәрвәрлик
уйғур җәмийити хәлқ нахшилири вә заманиви нахшиларға кәң қучақ ечиватқанда пешқәдәм вә оттура яшлиқ сәнәткарларниң изидин меңиватқан бир түркүм яш сәнәткарларниң чиңқилиш һалитидики роһий дунясида дәсләпки партлаш көрүлди. болупму нахша ейтишта услуб ислаһатидин башқа уларниң нахша текистлиридә тәдриҗий һалда йеңичә қурулма үстүнлүкни игиләшкә башлиди. шуларниң ичидә нахшичи күрәш күсән дәсләп болуп уйғурларниң йүрәк қетидики чуқанларни нахша арқилиқ намаян қилишқа башлиди. униң "пул", "йәрни сатмаңлар", "әркәк су" қатарлиқ нахшилири җәмийәттики сәлбий һадисиләрни күчлүк қамчилаш мәзмунида болғанлиқи үчүн дәсләп болуп һөкүмәтниң "қара тизимлик" игә чүшти.
шу вақитларда күрәш күсәнгә охшаш қени урғуп турған бир түркүм яш нахшичилар текисти аддий, әмма музика ритими җушқун болған нахшилар арқилиқ җәңгивар бир роһниң вуҗудқа келишигә земин һазирлиғанлиқи мәлум. болупму өмәр осман, пәрихә йүсүп, иззәт иляс, гүзәлнур қурбан, сәмий осман, хуштар аблимит, ғалип реһим, әхмәтҗан мәмтимин, ғалипҗан ғопур қатарлиқларниң өзгичә талантини җари қилдуруши билән уйғур җәмийити явропачә услубқа игә уйғурчә аммибаб нахшилардин кәң һузур алған болса, йәнә бир яқтин уларниң өзигә хас услублири уйғур нахша-музика саһәсидики рәңдарлиқни такамуллаштурди.
техиму муһими дәл мушу вақитларда уйғур җәмийитидә кәң йейилған заманиви нахшилар вә аммибаб нахшиларда вәтән, әркинлик, һөрлүк, әҗдадларға болған сеғиниш, аллаһқа илтиҗа қилиш мәзмунлириниң васитилик яки биваситә шәкилләрдә ипадилиниши хитай даирилириниң һошярлиқни ашурғанлиқи мәлум. хәлқ нахша-музикилириниң хәлқ аммиси үчүн чақириқ ролини ойнап қелишидин, шуниңдәк уйғур милләтчиликиниң қайта җуш урушиға тутуруқ болуп қелишидин қаттиқ әндишә қилған хитай һөкүмити бу саһәгә дәсләп болуп өз "сүзгүч" лирини селишқа башлиди. буниң әң дәсләпки қурбани болған күрәш күсән әнә шу вақитларда бу хил тәқибниң биваситә тәмини тетиди. бу һәқтә сөз болғанда уйғур елидә көп йиллар музика саһәси бойичә издәнгән мутәхәссисләрниң бири, макалестер университетиниң пирофессори воң чүнфуң (Chuen-Fung Wong) бу әһвалниң уйғур аммибаб нахшилириниң бир муһим алаһидилики болғанлиқини тәкитләйду.
"хәвириңиз болғинидәк бу тоғрисида рәйчил харис, җоанна симис вә башқилар хели көп бақалиларни язған. буниңдики бир муһим мәсилә ашу нахшиларниң музикиси вә текистидики охшитиш васитилиридә әкс етиду. мән бир музикишунас болуш сүпитим билән бу хил символлуқ бәлгиләргә алаһидә диққәт қилған идим. пәмлишимчә, 1980-йилларда, болупму аммибаб нахшилар баш көтүрүшкә башлиғанда уйғур нахшилиридики бу хил символлуқ бәлгиләр унчә ениқ вә рошән әмәс иди. бу һал кейинки вақитларда нисбәтән рошән вә күчлүк әкс әткән. чүнки музика арқилиқ миллий һес туйғуни вә милләтчиликни ипадә қилиш дунядики көплигән җайларда көрүлгән һадисә. уйғурчә нахшиларда бу әһвал техиму шундақ болған. мәсилән, доланлиқларниң әҗдадини вә өз йилтизини издәш истәклири, уйғур заманиви нахшилирида суфизимға хас символларниң, җүмлидин ‹аллаһ-аллаһ-я аллаһ› шәклидики тәкрарлиқниң әкс етиши дегәнләр бир түрлүк муқәддәс һадисиләргә мәнсуп. бу хил муқәддәс амиллар болса дәл уйғур кимликиниң муһим тәркиблири һесаблиниду. уйғур нахшичиларниң аммибаб нахшилири болса мушу хилдики милләтчиликниң ипадилинишидики әң муһим васитиләрдин бири болуп қалған."
уйғур җәмийити әнә шу тәриқидә хәлқ нахшилири вә заманиви нахшиларға дәсләпки қәдәмдә тоюнушқа башлиғанда йәнә бир түркүм яшлар оттуриға чиқип дуняви еқим болуватқан рок (rock) музикилирида уйғурларниңму дунядин қелишмайдиған сәвийәгә йетәләйдиғанлиқини көрсәтти. шуниң билән биргә бу саһәгә хас бәзи мәсилиләрму диққәт қозғашқа башлиди. (давами бар)