Хитай немә сәвәбтин арал шәһиридә йеңидин “кәспий тәрбийәләш базиси” қурди?
2024.09.04
Хитай башқурушидики “биңтүән гезити” ниң 25-авғусттики хәвиридә, “җәнубий шинҗаң кәспий маһарәт билән тәрбийәләш әмәлий мәшиқ базиси” (南疆职业技能培训实训基地) Ниң биңтүәнгә қарашлиқ арал шәһиридә рәсмий қурулғанлиқи елан қилинған. Мунасивәтлик учурларға қариғанда, мәзкур базини арал шәһәрлик маарип идариси вә “тарим кәспий техника институти” бирликтә қуруп чиққан икән.
Хитайниң уйғур елидики йерим һәрбий характерлик алаһидә органи болған “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” 2002-йилидин кейин тарим дәрясиниң ақсу тәвәсидики дәря-еқинлар қошулған җайида “арал” (阿拉尔) намлиқ бир йеңи шәһәр бәрпа қилип, һәқсиз өй, һәқсиз йәр, айлиқ турмуш капаләт пули қатарлиқ етибар сиясәтлири арқилиқ нурғунлиған хитай көчмәнлирини бу шәһәргә көчүрүп кәлгән иди. Нөвәттә бу шәһәрниң асаслиқ нопусини хитайлар тәшкил қилсиму, лекин җәнубий уйғур елидин ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш намида көчүрүп келингән уйғурларниң арал шәһиридә 30 миңдин ашидиғанлиқи мәлум.
Юқириқи хәвәрдә, “мәзкур базиниң қурулуши мәктәпләр билән карханилар һәмкарлиқи, кәсипләр билән тәрбийәләш арқилиқ маарип зәнҗири, ихтисаслиқлар зәнҗири, йеңилиқ яритиш зәнҗири вә кәсипләр зәнҗириниң бир бири билән үнүмлүк бағлинишини илгири сүрүп, җәнубий шинҗаңниң иқтисадий тәрәққияти, кәспий маарип ишлириниң тәрәққиятини ихтисаслиқлар билән тәминләйду” дейилгән. Җәнубий уйғур ели Хотән, қәшқәр, ақсу, қизилсу қатарлиқ җәнубтики үч вилайәт, бир областни өз ичидә алиду. Уйғурларниң омумий нопусиниң 74.01 Пирсәнти (хитай истатистикиси) дәл җәнубий уйғур елидә яшайду. Шуңа җәнубий уйғур елиниң иқтисадини тәрәққий қилдурушта еһтияҗлиқ болған ғайәт зор әмгәк күчиму, дәл бу йәрләрниң асаслиқ аһалиси болған уйғур нопусидин келиду. Бу вәҗидин арал шәһиридә йеңидин қурулған аталмиш “җәнубий шинҗаң кәспий маһарәт билән тәрбийәләш әмәлий мәшиқ базиси” ниң уйғурларни нишан қилған бир база болғанлиқини тәсәввур қилиш тәс әмәс, әлвәттә.
Мәлум болғинидәк, “кәспий тәрбийәләш” сөзи тилға елинсила, көз алдимизға уйғур елидики җаза лагерлири келиду. Чүнки аталмиш “кәспий тәрбийәләш” намидики йепиқ орунларниң әмәлийәттә җаза лагерлири болғанлиқи хитайниң ашкариланған мәхпий һөҗҗәтлири вә лагер шаһитлириниң гуваһлиқлири арқилиқ аллибурун дәлиллинип болған. Гәрчә җаза лагерлирида қанчилик уйғурниң ғайип қилинғанлиқи нөвәттә ташқий дуняға намәлум болсиму, әмма 2019-йили ноябирда хәлқара мухбирлар һәмкарлиқи (International Consortium of Investigative Journalists) тәрипидин ашкариланған “шинҗаң һөҗҗәтлири” (China Cables) Хәлқара җәмийәтни тунҗи қетим уйғур елидики җаза лагерлириниң қурулмиси, қамалғанларниң сани қатарлиқлар билән тәминлигәниди. Әйни чағда хәлқара коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң тәтқиқатчиси адриан зенз мәзкур һөҗҗәткә асасән, уйғур елидә қанунсиз тутқун қилинғанларниң саниниң тәхминән 900 миңдин 1милйон 800 миңғичә болуши мумкинликини оттуриға қойған.
Ундақта, арал шәһиридә йеңидин қурулған аталмиш “җәнубий шинҗаң кәспий маһарәт билән тәрбийәләш әмәлий мәшиқ базиси” ниң мәқсити зади немә?
Биз бу соалға җаваб тепиштин аввал, уйғурлар нопуси зич олтурақлашқан җәнубий уйғур елиниң уйғур ирқий қирғинчилиқидики “истратегийәлик орни” ға қарап бақайли. Хитай уйғур елидә аталмиш “террорлуқ, ашқунлуқ вә бөлгүнчилик” тин ибарәт “үч хил күч” ни түп йилтизидин йоқитишта мундақ бир сиясий терминни қолланған. Йәни “шинҗаң бир шаһмат тахтиси, җәнубий шинҗаң бу шаһмат тахтисиниң көзи” (新疆一盘棋,南疆是棋眼). Бу сөзниң уйғур тилидики ениқлимисини “шинҗаң дегән бу чоң шаһмат тахтисидики рәқибләр дәл хитайлар билән уйғурлардур. Җәнубий уйғур елидики уйғурларни түптин йоқатмай туруп, шинҗаңда муқимлиқни бәрпа қилғили болмайду” дәп чүшиниш мумкин. Қарайдиған болсақ, 2019-йилидин буян изчил ашкарилиниватқан хитай мәхпий һөҗҗәтлиридин “шинҗаң һөҗҗәтлири”, “қарақаш тизимлики”, “нәнкәй һөҗҗити”, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири”, “қәшқәр конашәһәр һөҗҗәтлири”, шундақла җәнубий уйғур елидики деһқанларниң коллектип көчүрүлүш, өй-макансизлаштурулуш, ятақлиқ мәктәп, йетимхана, санаторийә, туғмас қилиш, әрзан әмгәк күчи яки қул ишчи қилиниш. . . Қатарлиқларниң һәммиси асасән җәнубий уйғур ели вә уйғурлар билән мунасивәтлик болуп кәлди.
Диққәт қилишқа әрзийдиған йәнә бир муһим нуқта шуки, өткән 20 йилда ечилған үч қетимлиқ аталмиш “мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” да җәнубий уйғур елидә “муқимлиқ бәрпа қилиш” хитайниң асаслиқ хизмәт нишани болуп кәлди. Техиму муһими, бу йил 28-июл ечилған хитайниң икки муһим йиғинму дәл җәнубий уйғур елиниң “узун муддәтлик муқимлиқи вә тәрәққияти үчүн” ечилған. Бу йиғинларниң бири, “мәркәз карханилириниң шинҗаңни гүлләндүрүшни алға сүрүш йиғини” ; йәнә бири, “җәнубий шинҗаңни юқири сүпәтлик тәрәққий қилдуруш хизмәт йиғини” дур. “‛үч хил күч‚ни йоқитиштин ибарәт юқири бесимлиқ сиясәттин қилчә тәврәнмәслик; муқимлиқни сақлаш күчини асасий қатламға сиңдүрүш; җуңхуа миллити ортақ еңи қаришини үнүмлүк вә һәқиқий мәнисидин қобул қилдуруш қатарлиқлар” бу икки йиғинниң асаслиқ темиси болған.
Шуни кесип ейтишқа болидуки, уйғур нопуси җәнубий уйғур елидә мутләқ үстүнлүкни игиләпла туридикән, у һалда хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сиясити һәр хил намларда мәвҗутлуқини давам қилидиғанлиқи ениқ. “җәнубий шинҗаң кәспий маһарәт билән тәрбийәләш әмәлий мәшиқ базиси” ниң қурулушидики мәқсәтму, уйғур ирқий қирғинчилиқи билән мунасивәтлик болуши ениқ. Чүнки “Җәнубий шинҗаң кәспий маһарәт билән тәрбийәләш әмәлий мәшиқ базиси” ниң қурғучилиридин бири болған “тарим кәспий техника институти” ниң “14-бәш йилдики кәспий тәрәққият низами” Да бу һәқтә ениқ мәлуматлар берилгән. Йәни мәзкур низамнамидә “биңтүәнниң җәнубқа тәрәққий қилиш истратегийәсиниң еһтияҗи билән, арал шәһири җәнубий шинҗаңниң қатнаш-тиранспорт мәркизи, иқтисад мәркизи, давалаш мәркизи, маарип мәркизи вә мәдәнийәт мәркизи қилип қуруп чиқилиду. Җәнубий шинҗаңдики кәсипләр тәрәққияти, нопусниң тез сүрәттә ешиши билән мувапиқ кәсип игилиригә болған еһтияҗни көпәйтиду. . .” дейилгән.
Демәк, мәзкур низамниң мәзмунидин қариғанда, арал шәһири җәнубий уйғур елиниң қатнаш, иқтисад, маарип, давалаш вә мәдәнийәт мәркизигә айлинидиғанлиқи, шундақла бу ишниң биңтүәнниң җәнубқа тәрәққий қилиши билән мунасивәтлик икәнлики ашкара. Бу нуқтидин қариғанда, хитайниң арал шәһирини җәнубий уйғур елини омумйүзлүк тизгинләштики һалқилиқ орун қилип таллиғанлиқини пәрәз қилиш мумкин. Бундақ әһвалда ақсу вилайитигә җайлашқан арал шәһиридә аталмиш “җәнубий шинҗаң кәспий маһарәт билән тәрбийәләш әмәлий мәшиқ базиси” ниң җәнубий уйғур елидики уйғур деһқанлирини давамлиқ “кәспий тәрбийәләш” намида юрт-маканлиридин айрип, җәнубтики уйғур нопусини шалаңлаштурушни мәқсәт қилип қурулғанлиқини, шундақла, арал шәһириниң биңтүәнниң җәнубқа кеңийиши вә җәнубий уйғур елигә хитай нопусини йөткәш вә орунлаштуруштики бир өтәңгә айлинидиғанлиқини тәсәввур қилишқа болиду.
Дәрвәқә, хитайниң “җәнубий шинҗаң кәспий маһарәт билән тәрбийәләш әмәлий мәшиқ базиси” ни җәнубий уйғур елиниң иқтисадий тәрәққияти үчүн қурмақчи болғанлиқини тәшвиқ қилиши пүтүнләй ялғанчилиқтур. Әксичә, бундақ бир базиниң қурулушини хитайниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сияситиниң давами, болупму җәнубий уйғур елидики уйғур нопусини давамлиқ йоқитиш үчүн йолға қойған йәнә бир сиясий пилани дәп кесип ейтишқа болиду.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]