Уйғур сәнитидики гигант сәнәткар айтурған һәсәнова
2020.03.04

Җудалиқ вә вәтәнсизлик дәрдлирини өзниң өлмәс күйлиригә муҗәссәмлигән мәрһум сәнәт пешваси айтурған һәсәнованиң һаят һекайилири, тилларда дастан болғудәк нәтиҗилири униң адәттин ташқири пидакар вә қәйсәр бир аял, қисқиси бир гүзәл қәлб игиси икәнликини намаян қилип турмақта.
Әл сөйгән атақлиқ нахшичи мәрһум айтурған ханимниң һаятини өзиниң “артис” намлиқ романидики баш қәһриман қәмбәрхан арқилиқ йорутқанлиқини баян қилған қазақистан җумһурийәтлик тиятирниң режиссори сумбат ғинийрова “айтурған һәдиниң нахшилиридики туйғуни, униң ички дунясини билиш үчүн уни чүшиниш керәк, униң сәнәткә болған муһәббити даимла үстүн келәтти,” дәп сөзини башлиди.
Сумбат ханим һекайә қилғандәк, нә турмушниң мүшкүлатлири, нә муһәббәттики җудалиқ, нә аиливи оңушсизлиқ, нә өз йүрәк парилиридин бимәһәл айриштин ибарәт һәсрәт-надамәтләр уйғур сәнити вә нахша музикисиниң мәстаниси болмиш айтурған һәдини нахша ейтиштин һеч заман тосуп қалалмиған.
Техи йеқинғичә мәрһумниң нахша орундиғандики тетик, латапәтлик қияпәтлиридин униң 80 дин һалқиған бир пешқәдәм сәнәткар икәнликини пәрқ етиш тәс болсиму, әмма униң муңлуқ күйлири арисиға йошурунған пиғанлиқ йүрәк садасини һес қилмақ анчә қейин әмәс иди.
Дәрвәқә, айтурған һасанова өмүр бойи пүтүн вуҗуди билән иҗра қилип кәлгән уйғур хәлқ нахшилирида уйғурларниң дәрд-әләм, сөйгү-нәпрәт вә арзу-арманлири йүксәк маһарәт билән изһар қилиниду. Униң нахшилирини аңлиғинимизда униң күйлири арисиға йошурунған ана вәтининиң гүзәл тағ дәрялири, меһирлик туприқиниң хуш һеди димағларға урулиду.
Сумбат ханим айтурғанниң нахшилиридики гүзәллик униң муһәббити, һаяти, ирадиси, садақити билән юғурулуп кәткәнликини, униң унтулмас нахшилири биләнла әмәс, бәлки төлигән бәдәллири биләнму уйғур сәнәткарлири үчүн гигант бир образни яритип кәткәнликини баян қилиду.
Айтурған ханим һәққидә оттур асиядики уйғурларниң иҗтимаий таратқулиридики инкаслирида дейилишичә, у ғулҗа шәһириниң “үч дәрваза” мәһәллисидә наһайити бай аилидә өсүп чоң болған. У кичик чағлиридила алаһидә таланти вә булбулдәк авази билән сәһниләрдә тонулушқа башлиған. 1947-Йили ғулҗида қоюлған чоң бир консертта, шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси әхмәтҗан қасими сәһнигә чиқип “һәммимиз мана әмдила 12 яшқа киргән айтурғанниң нахшисини аңлидуқ. Келәчики парлақ бу қиз әлвәттә уйғур сәһнисиниң булбули болуп қалиду” дәп униң талантиға юқири баһа бәргән икән.
Алмута вә бишкәкләрдә кәйни-кәйнидин униңға беғишланған дағдуғилиқ мәрикиләрдә маһир нахшичи айтурған сәнәтниң гүзәл әлчиси сүпитидә тәрипләнгән иди.
Айтурған ханимниң һаятиниң еғир күнлиридә униңға ишикини ачқан һәмдә униң ахирқи күнлиригичә униң билән сирдаш болуп өткән бишкәктики әхтәрәм әхмәтова ханим әслимилирини баян қилди.
Айтурған һасанива ханим гәрчә һаятида мәхсус оқуғучи тәрбийәләш имканлириға игә болалмиған болсиму, шагирт йетиштүрүштә өзиниң билим вә тәҗрибилирини айимиған.
2001-Йили даңлиқ тәмбүр шаһи нурмәмәт турсунниң үрүмчидә өткүзүлгән “қанға боялған нахил” намлиқ хас музика кечиликидә талантлиқ яш нахшичи сәнәвәр турсун айтурған ханимниң “нава қилдим” намлиқ нахшисини вайиға йәткүзүп орундап алқишқа еришкән.
Сәнәвәр техи сәһнидин чүшмәй туруп мөһтәрәм бир хадимни “устазим” дәп сәһнигә тәклип қилған. Бу ханим сәһнигә чиқип йиллардин кейин вәтининиң сәһнисидә өзиниң нахшисини избасарларниң ейтқанлиқидин аләмчә иптихарланғанлиқини баян қилғанда хәлқ һаяҗан иликидә гүлдүрас алқишлар яңратқан.
Бу мөһтәрәм устаз дәл айтурған һәсәнова ханим болуп, у әйни чағда вәтән зиярити үчүн үрүмчигә кәлгинидә бу кечиликкә дахил болған икән.
Уни тонуйдиғанларниң ейтишичә, айтурған һасанова вәтәнсиз һаятида һечқачан раһәт-парағәттә яшимиған болсиму, әмма хәлқниң чәксиз һөрмитигә еришкән. Худди айтурған һәдә “сеғиндиңму” дегән нахшида ейтқандәк:
“яхшилардин яхшилиқ мирас болуп қалур,
Талашсиму яманларниң ялиси қалур,
Даналарниң дана сөзи изнаси қалур,
Иҗадкарниң иҗади нахшиси қалур.”