Хитай немә үчүн бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабиликни “бейтиң” намида қоллиниду?

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2025.03.10
uyghur-tarixi-asare-etiqe.jpg Йеқинқи йиллардин хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң һәр бир тарихий басқучлирини хитайға бағлап чүшәндүрүшни күчәйтиватқанлиқи мәлум.
Photo: RFA

Йеқинқи йиллардин хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң һәр бир тарихий басқучлирини хитайға бағлап чүшәндүрүшни күчәйтиватқанлиқи мәлум.

Дәрвәқә, хитай таратқулирида уйғур дияри җимисар наһийәси тәвәсидики бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабиликидә һазирға қәдәр җәмий 110 хил мәдәнийәт ядикарлиқлириниң әслигә кәлтүрүлгәнлики һәққидә бәс-бәстә тәшвиқат елип берилиши буниң бир җүмлисиндур. “хитай хәвәр тори”, “шинхуа тори” қатарлиқларниң өткән һәптидики хәвиридә ейтилишичә, мәзкур харабиликтики әслигә кәлтүрүлгән 110 хил мәдәнийәт ядикарлиқлири аталмиш “бейтиң қәдимий шәһәр харабиси музейи” да вә “рәқәмлик” тор суписида көргәзмә қилинидикән. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң тарихтики қоҗу уйғур дөлитиниң язлиқ пайтәхти, шундақла муһим сиясий, сода-иқтисадий мәркәзлиридин бири болған бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабисидики мәдәнийәт ядикарлиқларниң хитай мәркизий һөкүмәтлириниң ғәрбий районларни үнүмлүк башқурушиға шаһит болғанлиқини тәкитлиши диққәт қозғимақта.

Уйғур тарихи саһәсидики мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики археологийәгә даир мәдәнийәт ядикарлиқлириға қайтидин ениқлима беришиниң маһийәттә, уйғур елини “әзәлдин хитайниң бир қисми” дәп шәрһләп, уни аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилишниң тарихий асасий қилишқа урунуватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултетиниң дотсенти, әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитайниң бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабиликидики мәдәнийәт ядикарлиқлирини әслигә кәлтүрүши вә уни көргәзмә қилишиға уларниң сиясий ғәрәзлири йошурунған. У сөзидә йәнә, райондики барлиқ мәдәнийәт ядикарлиқларниң әйни дәврдә хитай мәркизий һөкүмәтлириниң ғәрбий районларни үнүмлүк башқурушиға шаһит болғанлиқини тәкитлишиниң илмий тарихи асасий йоқлуқи һәққидә қисқичә чүшәнчә берип мундақ деди.

Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити уйғур елини “әзәлдин хитайниң парчиси” дәп тәкитләш арқилиқ уйғурларниң айрим мәдәнийити, тарихи вә кимликини рәт қилип кәлмәктә. Шуниң билән бир вақитта йәнә, бу қаришини археологийәгә даир мәдәнийәт ядикарлиқлири билән испатлашқиму урунмақта.

Америкадики уйғур мәдәнийити вә тарих тәтқиқатчилиридин доктор қаһар баратниң билдүрүшичә, бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабилики тарихтики қоҗу уйғур дөлитиниң язлиқ пайтәхти болған. У уйғурларниң тарихтики әң күчлүк дәврлириниң бири болған бу қәдимий харабилик һәққидә тохтилип мундақ деди.

Доктор қаһар барат йәнә, “бәшбалиқ” аталғусиниң келип чиқиши вә мәниси һәққидә изаһат берип өтти.

Хитай таратқулиридин игилинишичә, 2022-йили июлда тарихтики қуҗу уйғур дөлитиниң муһим сиясий, сода-иқтисадий мәркәзлиридин бири болған, һазирқи җимисар наһийәси тәвәсидики бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабиликиниң орнида, хитай даирилири таң сулалисигә даир “ғәрбий район тутуқ мәһкимиси музейи” ни қурғаниди. Дәрвәқә бу қетим әслигә кәлтүрүлгән җәмий 110 хил мәдәнийәт ядикарлиқлириниң әнә шу музейда вә музейниң тор суписида көргәзмә қилинидиғанлиқи тәшвиқ қилиниватқан болуп, бу һәқтики хәвәрләрдә дейилишичә нөвәттә бир қатар “бейтиң қәдимки шәһәр районини қоғдаш низами” түзүп чиқилған. Мәлум болушичә, хитай даирилири йәнә “бейтиң қәдимий шәһәр орнини қоғдаш омумий пилани” вә “бейтиң қәдимки шәһәр райониниң қурулуш қурулуш пилани” ни түзүшкә башлиған болуп, “бәшбалиқ” аталғусиниң пүтүнләй “бейтиң” дәп қоллинилиши мутәхәссисләрниң диққитини қозғайдиған йәнә бир муһим нуқта болмақта.

Доктор қаһар барат бу һәқтә сөз болғанда, әйни дәврә хитайниң уйғур елидә вақитлиқ қурған “бейтиң тутуқ мәһкимиси” ниң нөвәттә хитай тәрипидин бәшбалиқ қәдимки шәһәр харабиликигә бағлинишиниң тарихий пакит җәһәттин тоғра әмәсликини тәкитләп мундақ деди.

Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитайниң бу урунушлири теги-тәктидин елип ейтқанда тарихтин буян хитай мәркизий һөкүмәтлириниң ғәрбий районларни башқуруп кәлгәнликидәк аң-чүшәнчини тәрғиб қилиштур.

Дәрвәқә нөвәттә, күчлүк дәлил-испат тәләп қилидиған археологийәдин ибарәт бу илмий саһәни хитайниң аталмиш “дөләт мәнпәәти” үчүн бурмилап шәрһлиши күнсайин күчийиватқан болуп, уйғур тарихи саһәсидики мутәхәссисләр хитайниң бу хилдики қилмишлирини өзиниң “сиясий тәшвиқати” үчүн хизмәт қилдурушқа урунуватқанлиқидин дерәк бериду, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.