Украина уруши хитайниң “бир бәлвағ бир йол” линийәсини вәйранчилиққа учритамду?
2022.03.11
Русийә украинаға һуҗум қилип узун өтмәйла америка билән униң иттипақдашлири русийәгә иқтисадий җаза йүргүзгән болуп, русийәниң пул-муамилиси вә һәрбий күчини аҗизлитиш мәқсәт қилинған бу имбарго, шундақла украинада болуватқан уруш хитайниң “бир бәлвағ бир йол” линийәсигә хирис елип кәлгән. Хитай һөкүмити 2013-йил бу пиланни оттуриға қойғандин башлап, “явро-асия чоң қуруқлуқи иқтисад каридори” бәрпа қилиш үчүн нәччә йүз милярд доллар сәрп қилған болуп, қазақистан, русийә, белорусийә арқилиқ явропаға тутишидиған төмүр йол бу каридорниң муһим линийәсигә айланған.
8-Март күни “заманиви дипломатийә” торида елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, русийә-украина кирзиси хитайниң “бир бәлвағ бир йол” линйәсини бузғунчилиққа учритидикән. Чүнки хитай һазир һәр қанчә қилсиму русийә билән украинадин тәң мәнпәәт алалмайдикән. Русийәниң имбаргоға учриши вә украинаниң вәйранчилиққа йолуқуши хитайниң бу икки дөләт билән қурған иқтисад бәлбеғини үзүп қойидикән.
Бу мақалидә баян қилинишичә, хитай русийәниң әң йеқин шерики, шундақла украинаниң әң көп ашлиқ експорт қилидиған дөлити болуп, украина йәнә хитайға айропилан, дезил матор вә һәрбий қоралларни сатидикән. 2013-Йил хитай “бир бәлвағ бир йол” қурулушини башлиғандила украинани әң муһим истратегийәлик район, явропада кәң базар ечишниң дәрвазиси дәп қариған. 2017-Йил украина “бир бәлвағ бир йол” келишимигә имза қойған, 2021-йил хитай билән қатнаш вә ениргийә саһәсидила 3 милярд долларлиқ тохтам имзалиған. Хитай ширкәтлириму украинани муһим мәбләғ селиш нишани қилған, мәсилән, хитай ашлиқ-май гуруһи чәклик ширкити (COFCO) окраинаға 50 милйон долларлиқ мәбләғ салған, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” му окраинадин 50 йиллиқ мөһләт билән 100 миң гектар йәр һөддигә алған. Нөвәттә, окраинада болуватқан уруш һәмдә украинлиқларниң русийәни қоллаватқан хитайға болған өчмәнлики кәлгүсидә хитайниң украинадики мәнпәәтини зиянға учритиши мумкин икән.
Америкадики кор аналтик тәтқиқат мәркизиниң қурғучиси, хитай ишлири тәтқиқатчиси андерс кор әпәнди бу һәқтә елип барған зияритимизгә елхәт арқилиқ җаваб берип мундақ деди: “украина урушиниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ содисини вәйран қилиши натайин. Лениград (санкт-петербург) қа чүшкән бесим хитайниң явропаға мал тошуйдиған пойизиға техиму еғир қийинчилиқ кәлтүриду, әмма хитай тәннәрхи әрзан деңиз қатниши арқилиқ явропағила әмәс, дуняниң башқа җайлириғиму мал тошиялайду”. У йәнә бу урушниң хитайға мәнпәәт елип келиш мумкинликини билдүрүп: “хитай русийә билән очуқ-ашкара мунасивәтлишишкә бәлгилик чәк қойди, әмма бу уруш хитайға пайдилиқ, шуңа хитай йәнила русийәгә ярдәм беридиған усулни тепип чиқалайду,” деди.
“ранд” (Rand) сиясәт тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири анализчиси, доктор тимоси һет ( Timothy R. Heath ) Зияритимизни қобул қилип, украина урушиниң “бир бәлвағ бир йол” линйәсигә көрситидиған тәсири һәққидә мундақ деди: “окраинаға қилинған һуҗум мениңчә хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушиға малиманчилиқ вә қийинчилиқ елип келиду. Бундақ дейишимдә бир нәччә сәвәб бар: биринчидин, явропа ‛бир бәлвағ бир йол‚ ниң көзлигән муһим базири, әмма хитайниң русийәни қоллиши нурғун явропа дөләтлирини ғәзәбләндүрди вә хитайдин йирақлаштурди. Бу бәлким хитай билән явропа әллири оттурисидики содини зиянға учритиши мумкин. Иккинчидин, бу уруш хитайниң дунядики нурғун дөләтләр билән болған сода алақисини тосқунлуққа учратти һәмдә хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ дин маңдуруватқан содиси вә мәбләғ селиш ирадисигә зәрбә бәрди. Униңдин башқа, көплигән асия әллири хитайниң русийәгә ярдәм бериватқиниға қарап, тәйвәнгиму һуҗум қилиши мумкин дегән әндишигә чүшти. Буму бәлким хитайниң бу дөләтләр билән ‛бир бәлвағ бир йол‚ содиси торини шәкилләндүрүш пиланини суға чилаштуруп қоюши мумкин”.
У йәнә “русийә әгәр бу урушта мәғлуб болса хитай өзиниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ дики мәнпәәтини дәп русийәни қоллаштин ваз кечиши мумкинму?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “хитайниң русийәни қоллишидики сәвәб, хитайниң башқа таллиши йоқ. Америка һәргиз хитайниң достиға айлиналмайду. Американиң көплигән иттипақдашлири вә шериклири хитайни әмәс, американи яхши көриду. Бундақ әһвалда хитайниң русийәдәк бир чоң дөләткә таянмай амали йоқ. Әгәр хитай билән американиң мунасивити яманлашса, хитай өзигә техиму көп дост издәйду. Шуңа хитайниң русийә билән тәңпуң вә муқим мунасивәтни сақлиши наһайити муһим. Американиң дунядики башқа дөләтләр билән бирлик сәп түзүши хитайға зор қийинчилиқ елип келиду, шуңа у русийәдин асан ваз кәчмәйду”.
Юқириқи мақалидә, русийә-украина киризисиниң бу икки дөләт билән сода қиливатқан хитайни наһайити қийин әһвалда қойидиғанлиқи тәһлил қилинған:
Биринчидин, хитайниң украина, полша вә русийә арқилиқ явропаға мал тошуйдиған қатнаш линийәси явропадики 23 дөләт вә 180шәһәрни қаплиған болуп, 2021-йил хитайниң явро-асия төмүр йоли арқилиқ тошуған маллириниң қиммити 74. 9 Милярд долларға йәткән. Һалбуки, көплигән ширкәтләр нөвәттә русийәгә йүргүзүлгән иқтисадий җаза түпәйлидин русийә арқилиқ мал киргүзәлмәйдикән, нәтиҗидә хитайниң русийә арқилиқ явропаға мал тошуш йоли тосқунлуққа учрайдикән вә хитай 75 милярд долларлиқ зиянға учрайдикән.
Иккинчидин, хитайниң украина арқилиқ явропаға мал тошуйдиған пойизи корона вируси тарқалған мәзгилдиму мал тәминләш линийәсиниң муқим болушиға капаләтлик қилған. Һава вә деңиз қатнишиниң чиқими вә хәтири ешип кәткән әһвалда бу төмүр йол хитайниң явропаға мал йәткүзидиған бирдинбир таллиши болуп қалған, әмма нөвәттә окраинада болуватқан уруш бу йолниң раван болушини тосуп қойған.
Америкадики германийә маршал фондиниң хитай ишлири анализчиси закари купер (Zachary Cooper) украинаға қилинған һуҗумниң “бир бәлвағ бир йол” содисиға әҗәллик зәрбә бәрмәйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “русийәниң украинаға һуҗум қилиши хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушини вәйран қилиду дәп қаримаймән. Әмәлийәттә, бу уруш бәзи саһәдики иқтисадий еһтияҗни ашуриду. Русийәдин ярдәм алалмиған оттура асия әллири хитайниң ярдимигә бәкрәк муһтаҗ болуши мумкин. Шундақтиму бу уруш бәзи қийинчилиқ вә җиддий вәзийәтни пәйда қилиду. Мәсилән, хитай карханилири америка, явропа вә башқа дөләтләрниң иқтисадий җазасиға дуч келиду, буму ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушиға хәвп кәлтүриду. Мәнчә, әң җиддий мәсилә, хитайниң русийәгә қаратқан ахириқи сиясити немә дегән мәсилидур, хитай русийә билән болған һәмкарлиқини күчәйтәмду яки сиясий тәңпуңлуқини сақлашқа тиришамду? өткән бир қанчә күндә, биз хитайниң җиддийлишип қалғанлиқини көрдуқ, хитай бәлким виладимир путин билән бәк йеқинлишип кәттуқму қандақ? дәп ойлап, бу мунасивәтни тәңшимәкчи. Шуңа мәнчә, хитай ‛бир бәлвағ бир йол‚ сияситини тәңшәш үчүн тиришчанлиқ көрситиду, хитай үчүн бу анчә зор мәсилә әмәс”.
8-Март күни “ню-йорк вақти гезити” дә елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, хитай дунядики нурғун дөләтләр билән болған иқтисадий мунасивәтни изчил күчәйтип кәлгән вә русийә билән бирликтә “йеңи дуня тәртипи” орнитишқа тиришип кәлгән болсиму, русийәниң украинаға һуҗум қилиши билән тәң әһвал мурәккәплишип кәткән. Хитай билән русийәниң хәлқара тәрипидин йетим қалдурулуши қисқа муддәттә русийәни мәғлуб қилса, узун муддәттә мустәбит хитайниң тәрәққиятини чәкләйдикән.
Истратегийә мутәхәсиси, доктор әркин әкрәм әпәнди украина урушиниң дуняниң иқтисад вә сиясий тәңпуңлуқини өзгәртип, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсиниң әмәлгә ешишиға тосқун болидиғанлиқини, уйғур райониниң кәлгүсигиму тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди.
Хитайниң “бир бәлвағ бир йол” истратегийәси хитайниң дуняға кеңәймичилик қилиш, байлиқ мәнбәлирини талан-тараҗ қилиш, намрат, аҗиз әлләрни қәрзгә боғуп қоюш арқилиқ сиясий үстүнлүккә еришиш пилани болуп, хәвәрләрдин мәлум болушичә, пакистан, сириланка вә африқадики бәзи әлләр хитайниң бу тозиқиға чүшүп, вәйран болуш хәвпигә дуч кәлгән.