Бурунқи бурут вә бүгүнки ниқаб
2019.07.24
Бундин йүз йиллар бурун уйғурлар қобул қилалмиған бир бурут бар иди, бүгүнму қобул қилишта қийниливатқан бир ниқаб бар. Йүз йил бурунқи бурутниң бүгүнки һеч бир уйғурда изнаси йоқ, әмма уларниң уйғур үчүн қилған хизмәтлири ядланмақта. Бурунқи ғәлитә бурутни қоюп кишиниң көзигә сиғмиғанларниң вәкили мәмтили әпәнди.
Мәмтили әпәнди уйғур йеңичә маарипиниң байрақдари, һөрлүккә болған әқидисини өлүми билән испатлиған шаир. Униң бизгә йетип кәлгән очуқ сүрити пәқәт икки парчә. Рәсимдә униң бурути пәвқуладдә диққәт тартиду. Чүнки у хил бурут һазир гитлерға хас бир бәлгә болуп, фашизимниң образи. Ундақ бурут қойған кишиләр бүгүнки кишиләрдә қорқунч, нәпрәт вә йиргинч пәйда қилиду.
Мәмтили әпәндиниң бурут пасони әсли явропадин таралған. 20-Әсирниң башлирида явропада милләтчилик әвҗ алған болуп, шуниң тәсиридә мәмтили әпәндигә охшашларму бу еқимға әгәшкән, шу йилларда милләтчиликниң бәлгиси сүпитидики бурутни мәмтили әпәндигә охшаш қойғанлар уйғурда тәрәққиятқа, йеңилиққа, илғарлиққа вәкиллик қилған. Мисалән, милләтни җаһаләттин қутқузушқа атланған абдухалиқ уйғур, мәхсут моһити, мәмтимин буғра, нәзәрхоҗа абдусәмәт қатарлиқ йолбашчиларниң һәммиси әйни чағда милләтчиликниң символи болған “гитлерчә” бурутни мода қилишқан. Гитлерчә бурут ялғуз уйғур милләтчилиридила әмәс, түрк вә әрәб милләтчилиридиму кәңри қоюлған болуп, мисирлиқ сәид қутупниңму шундақ бурути бар иди.
Явропада туғулған милләтчиликниң нәтиҗисидә биринчи вә иккинчи дуня уруши ахирлашқандин кейин йеңи-йеңи миллий дөләтләр барлиққа кәлди. Әмма милләтчиликниң явайи шәкли болған фашизим инсанийәтниң дүшминигә айлинип чәкләнди. Гитлер заманида германийәдә омумйүзлүк қоюлған бурут бүгүн фашистчә қияпәтниң бәлгисигә айлинип қоюлмас болди. явропалиқ милләтчиләрдин бурут қоюшни өгәнгән уйғур милләтчиләрниң бүгүнки әвладлири явропада ундақ бурутни қоймай, чәкләнгән фашистчә қияпәт вә пикирләрдин амал бар сақлинип тинчлиқ билән давасини давам қилмақта.
Явропада башланған милләтчиликни қорал қилип дөләт қурмақчи болған мәмтили әпәнди, мәмтимин буғра вә абдухалиқ уйғурниң варислири бүгүнму милләтчи, улар явропачә миллий дөләт қурушни арзу қилиду. Улар һазир явропа әллиридә әҗдадлар яққан мәшәлни көтүрүп, улар башлиған даваға варислиқ қилип келиватиду. Әмма һеч бир уйғур йолбашчи уларниң бурутиға варислиқ қилмиди. Чүнки у бурут бүгүн фашизимниң бәлгиси санилиду.
Худди йүз йил бурунқи дуняда милләтчилик әвҗ елип униң бәлгиси болған бурут уйғурға таралған болса, һазирқи дуняда әслийәтчилик долқуни қозғилип, униң символи болған ниқаб уйғурға тәсир қилди. яман йери түрлүк әслийәтчилик еқимлири бүгүнки дуняда террорчилиқниң мәнбәсигә айлинип, бомба сақал вә қара ниқаб униң символи болуп қалди. Нәтиҗидә өзи әслийәтчи болмиған, террорлуқ билән һеч бир алақиси болмисиму, узун сақаллиқ әрләр вә қара ниқаблиқ аяллар хата чүшинилишкә башлиди.
Бүгүнки дуняда явропадики террорлуқ һуҗумлириға көпрәк учриған фирансийәдә аяллар йүзини орайдиған ниқаб чәкләнди. Ниқаблиқлар сәвәб болған бир қанчә террорлуқ вәқәсидин кейин мусулман дөлити болған тунисму ниқабни чәкләп пәрман чиқарди. Шу қатарда уйғурлар арисида ниқаб тақайдиған ханим-қизларму уйғур җамаитидә вә хәлқарада хата чүшиниш вә чүшәндүрүшләргә мәһкум болмақта.
2017-Йили авғустта америка бирләшмә агентлиқиниң мухбир җәрри шиһ билән түркийәдики уйғурлар топлашқан мәһәллиләрни зиярәт қилдуқ. Җәрри бу җәрянда көплигән узун сақаллиқ, қара ниқаблиқ уйғурларни рәсимгә тартти. Ким билсун, узақ өтмәй мәлум бир таратқу бу рәсимләрни ишлитип уйғурларниң сүрийәдики ашқунларға түркийәдин берип қетилғанлиқини хәвәр қилди. Рәсимгә тартилған уйғурлар хәвәрни көрүп қәйсәридин маңа телефон қилип, өчүрүшни тәләп қилишти. Бирләшмә агентлиқ болса бу рәсимләрниң иҗазәт билән тартилғанлиқини, тәләп бойичә кимликиниң йошурулғанлиқини, торға қоюлғандин кейин кимләрниң қандақ хәвәр үчүн ишлитишини контрол қилалмайдиғанлиқини чүшәндүрди. Әлвәттә, аяллар ниқаблиқ, әрләрниң йүзлири наениқ болғачқа, һеч ким рәсимдики мән идим, мени ундақчи яки мундақчи дәпту дейәлмәйтти.
Аридин икки йил өтүп сүрийәдә корд қораллиқлириға әсиргә чүшкән уйғурларниң хәвәрлири чиқишқа башлиди. Шундақ хәвәрләрни басқанларниң ичидә түркийәдики “асия хабәр” дегән бир таратқу йәнә шу җәрри шиһ қәйсәридә тартқан бир рәсимни ишлитипту. Хәвәрдә сүрийәдә әсиргә чүшкән “уйғур җиһадчи аяллар” дәп рәсими чиқирилғанлар әмәлийәттә қәйсәридә яшайдиған уйғур ханимлар иди. Әгәр бу ханимларниң йүзи очуқ болған болса иди, бундақ суйиистемал қилинмиған болатти, һелиқи сахтикар таратқуниң төһмитигә қалмиған болаттуқ, уларму қорқмай ялған сөзләшкә җүрәт қилалмайтти.
Қара ниқаб сәвәблик уйғурлар хата тәшвиқ қилиниватқандәк уйғурлар арисидиму аяллар тақаватқан қара ниқаб әң кәскин муназирә қозғаватиду. Ниқабқа қаршилар ичидә уйғур әнәниси нуқтисидин чиқип тәнқид қиливатқанларму, уйғурниң дунядики образи нуқтисидин чиқип әйибләватқанларму, аяллар һоқуқи нуқтисидин чиқип тәнқид қиливатқанларму бар. Һәтта қара ниқаб вә бомба сақал ашқунлуққа символ болуп қалғанлиқи сәвәблик даңлиқ таратқулар уйғурлар һәққидә хәвәр ишлигәндә илаҗ бар ундақ көрүнүшләрни ишләтмәй кәлди. Мәсилән, “әл-җәзирә” ниң түркийәдә ишлигән январдики лагерлар тоғрилиқ һөҗҗәтлик филимида, BBC түркийәдики уйғурлардин гуваһчиларни зиярәт қилип ишлигән хәвәрләрдә вә йеқинда чиққан “вайис” ниң филимида әсли йүзи ниқаблиқ аяллар бар иди, әмма филим тарқитилғанда қарисам һеч бири ишлитилмәпту.
Мениңчә, һеч бир инсанниң йәнә бир инсанға кийимни қандақ кийиш, бурут-сақални қандақ қоюш һәққидә буйруқ қилиш һоқуқи йоқ. Әмма һеч бир уйғурниң бүгүнки әҗәллик шараитта уйғурларни дуняға террорчи қилип көрситишкә һәққи йоқ. Худди милләтчиликниң бәлгиси болған бурут фашист гитлер қойғанлиқи үчүн бүгүн фашизимниң бәлгиси болуп қалғандәк, пәрқлиқ дини чүшәнчиниң бәлгиси болған қара ниқаб вә бомба сақал бүгүн террорчилиқниң бәлгиси болуп қалди. Ханим-қизлиримиз вә әркәклиримизниң әқидисигә садиқ болуп қара ниқабларға оринип узун сақалларни қоюп йүрүшлирини қобул қилишқа болиду, әмма бу қияпәтләр сәвәблик уйғурлар дуняға ашқун террорчилар сүпитидә тонутулса, буни қобул қилғили болмайду.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.