Сәнәтчидин тәшвиқатчиға: хитай һөкүмити уссулчи дилнар абдулладин қандақ пайдилиниватиду?

Мухбиримиз меһрибан
2023.03.08
dilnar-abdulla.jpg Барлиқ вәзипилири тизилған бу видеода, уйғурларниң даңлиқ уссулчиси дилнар абдулла хитай тәшвиқатиға селинмақта. 2023-Йили март, бейҗиң.
Social Media

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин “тәңритағ тори” ниң 7-март күнидики санида, бейҗиңда ечиливатқан хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң 14-нөвәтлик 1-омумий йиғиниға қатнишиватқан уйғур даңлиқ уссулчи дилнар абдулла “җуңхуа мәдәнийити қәлбләргә сиңип кәтсун” дегән темида доклат бәргән. Мәзкур доклатиниң авазлиқ нусхиси хитай таратқулирида елан қилинған.

Дилнар абдулла сөзидә, хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң оттуриға қойған ‛шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш‚, ‛җуңхуа мәдәнийитини шинҗаңға сиңдүрүш‚ қатарлиқ йолйоруқлирини, “шинҗаңни идарә қилиш вә шиҗаңни тәрәққий қилдуруштики муһим истратегийә” дәп мәдһийәлигән.

У мундақ дегән: “баш секритар ши җинпиң, мәдәнийәтни тонуш вә әң чоңқур тонушни тәкитлиди. У буни ‛милләтләр иттипақлиқиниң йилтизи, милләтләр иҗил-инақлиқиниң роһи, шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш, йеңи дәврдики компартийәниң шинҗаңни идарә қилиш йөнилишиниң әң муһим тәркибий қисми‚ дәп көрсәтти. Биз җоңхуа мәдәнийитини земини кәң болған шинҗаңға сиңдүрәйли.”

Дилнар абдулла йәнә аталмиш “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” тәшвиқатиниң ниң уйғур диярида йолға қоюлуш әһвали һәққидә айрим тохталған.

У, районда җоңхуа мәдәнийити ортақ еңи тәтқиқат мәркизи қурулғанлиқи, археологийә вә тарих тәтқиқатиниң җуңхуа мәдәнийәт әнәнилирини күчәйтиш үчүн хизмәт қилдурулғанлиқи, шинҗаң музейи, шинҗаң мәдәнийәт сарийи, шинҗаң рәсим көргәзмиси қатарлиқ мәхсус орунлар қурулуп, шинҗаң тарихиниң җоңхуа мәдәнийитини намайән қилиш көзникигә айландурулғанлиқини алаһидә тилға алған.

У доклатида аталмиш “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” хизмитидики йетәрсиз тәрәпләрниму айрим шәрһийләп, бундин кейинки хизмәтләрдә бу нуқтиларни күчәйтишни тәшәббус қилған.

Ундақта, дилнар абдулла тәкитләватқан “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш”, “җоңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилиш дегәнләрниң һәқиқий маһийити немә? хитай һөкүмитиниң бу хилдики сиясий тәшвиқатлири немә үчүн һәр даим хитай әмәлдарлири арқилиқ әмәс, бәлки дилнар абдуллаға охшаш хитайда тонулған уссул чолпанлири, һәр саһәдики уйғур сәрхиллири яки уйғур әмәлдарлириниң еғизи арқилиқ оттуриға қоюлиду?

Америкадики сиясий вәзийәт анализчилиридин чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бяв әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “аталмиш ‛шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш‚, ‛җоңхуа миллити ортақ гәвдиси‚ дегәнләрни уйғур мәсилисигә тәдбиқлиғанда, булар мәдәнийәт таҗавузчилиқи вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң дәл өзидур. Улар бу аталғулар арқилиқ уйғурларниң мәдәнийәт әнәниси, диний етиқади, турмуш адити қатарлиқларға қарита тазилаш елип бармақта. Уларниң йәтмәкчи болған нишаниму уйғурларниң мәдәнийәт кимлики, милли кимликини вә диний етиқадини суслаштуруш. Әмма хитай һөкүмитиниң уйғур сәриилирини тепип келип, уларниң еғизи арқилиқ уйғурларниң ‛шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш‚, ‛җоңхуа мәдәнийити‚ дегәнләрни қарши алидиғанлиқини сөзлитишиниң өзини зулумға учраватқанларни зулум қилғучиға мәдһийә оқутуш десәк болиду. Бу хил мәҗбурлашниң арқа көрүнүши толиму қорқунчлуқ. Булар қаримаққа наһайити һәйвәтлик вә абистиракит уқумлардәк көрүниду. Әмма униң арқисиға йошурунғини қорқунуч вә зораванлиқтур. Бу хил зораванлиқ әвҗигә чиққинида, зулумға учриғучини зулум қилғучиға мәдһийә оқутуш дәриҗисигә берип йетиду.”

Хитай мәмликәтлик сиясий кеңәш йиғинида дилнар абдулла ахириқи сөзлирини “‛җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи‚ һәр милләт хәлқиниң қәлбиниң чоңқур қатламлириға сиңип кәтсун!” дегән дәбдәбилик шоарлар билән ахирлаштурған.

Тең бявниң қаришичә, дилнар абдуллаға охшаш уйғур сәрхиллири болсун яки уйғурлардин чиққан һөкүмәт әмәлдарлири болсун вә яки адәттики уйғур пуқралири болсун, нөвәттики вәзийәттә уларниң немә дейишни таллаш һоқуқи йоқ икән.

Тең бияв мундақ деди: “уйғурлар үчүн ейтқанда, мәйли у һөкүмәт әмәлдари болсун яки аддий пуқра болсун, әмәлийәттә уларниң сөз ейтимида таллаш һоқуқи йоқ. Болупму адәттики уйғурлар үчүн ейтқанда, әгәр уларға маслишип оюн ойнимиса, улар уруқ-әвлатлириғичә йоқитилиш қисмитигә учрайду. Уйғур әмәлдарлирини елип ейтсақ, бир тәрәптин уларниң һәрқайсисиниң әһвали охшимайду. Уларниң бәзилири қорқунуч ичидә виҗданиға хилап ишларни қилиши мумкин, йәнә бир қисим уйғур әмәлдарлири болса өзиниң садақитини ипадиләш вә хизмәт көрситишкә урунған болушиму мумкин.”

Тең бявниң тәкитлишичә, хитай компартийә һөкүмити, өзиниң уйғур сияситини ақлашта уйғур әмәлдарлири арқилиқ ғәрбниң әйибләшлиригә тақабил туруп кәлмәктикән.

У мундақ деди: “шинҗаңда компартийә вә һөкүмәт органлирида ишләйдиған уйғур әмәлдарлар даим хитай компартийәси тәрипидин ғәрб дунясиға қарши тәшвиқатқа селиниватиду. Улар һазир бу хил тәшвиқатлар арқилиқ, өзиниң районда йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини йошурушқа урунуватиду. Уларниң мәқситиму наһайити ениқ. Бу йилларда хәлқара җәмийәт, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ғәрбтики демократик дөләтләр, хитай коммунист һөкүмитиниң райондики ирқий қирғинчилиқини қаттиқ әйиблиди. Хитай компартийәси болса, уйғурлардин пайдилинип, хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә тақабил турмақта. Бу әһвал задила тохтап бақмиди.”

Американи һавай шитатида туршлуқ тәтқиқатчи, доктур һенри шаҗевский әпәндиниң қаришичә, хитай коммунист партийәси узун йиллардин буян уйғурларни өз тәшвиқатиниң қурали қилип кәлмәктә икән.

У мундақ деди: “мениңчә, хитай коммунист партийәсиниң бу җәһәттә узун бир тарихи бар. Улар уйғурлар арқилиқ өзиниң сияситини тәшвиқ қилип кәлмәктә. Буниңда биз илгирики тарихларни әсләп өтсәк болиду. Мәсилән, қурбан тулум хитай компартийәсиниң әң узун вақит қолланған тәшвиқат моделлириниң биридур. Хитайниң уйғур дияридики бу хил тәшвиқат тарихи бәк узун. Бу хил кишиләр пәқәт сиясий тәшвиқат еһтияҗидинла пайдилинип қелинмастин, бәлки йәнә иқтисад, мәдәнийәт саһәлиридиму пайдилинип келинмәктә. Шундақ, бу узун бир тарихий дәврдә шундақ болди. Улар уйғурлардин пайдилинип, өзиниң тәшвиқатини қилип кәлмәктә.”

Һенрий шаҗивский әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити тәкитләп келиватқан аталмиш “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” дегини, һәргизму хитадики һәммә милләтләр баравәр дегәнни көрсәтмәйдикән, әксичә, хитай болмиған милләтләрни хитайлаштуруш, бу тәшвиқатниң негизи һесаблинидикән.

У бу һәқтә мундақ деди: “җоңхуа миллити дегәнлик, хитайдики һәммә милләт ббаравәр дегәнни билдүрмәйду. У хитай милләтчилик идийәсиниң ипадилинишидур. Хитай һөкүмити һазир буниңдин пайдилинип, уйғурларниң өрп-адитини, күндилик яшаш адәтлирини атиестик идийә арқилиқ диндин йирақлаштурмақчи. Уйғурларниң диний етиқадини йоқатмақчи. Улар әмәлийәттә уйғурларни контрол астиға алмақчи.”

Һенрий әпәндиниң билдүрүшичә, хитай компартийә һөкүмити үчүн ейтқанда, уйғурлар арқилиқ өз сияситини тәшвиқ қилиш, униң үчүн техиму үнүмлүк вә асан болған усуллардин һесаблинидикән.

Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда өзиниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқ сияситини ақлаш үчүн, шөһрәт закир, әркин имирбақи, зулһаят исмаилға охшаш уйғур әмәлдарлирини чәт әлләргә әвәтип, уларни бирләшкән дөләтләр тәшкилати йиғинлирида сөзлитип, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини ақлаш паалийәтлиридә болған иди. Ундин башқа, йеқинда уйғур аптонум райониниң рәиси әркин туниязниң әнгилийә вә белгийәдә зиярәттә болидиғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқилип, муһаҗирәттики уйғур җамаити, уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ органлириниң қаттиқ қаршилиқиға учриған иди. Шу сәвәбтин әркин туниязниң явропа сәпири әмәлдин қалған иди.

Тең бияв әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур һөкүмәт әмәлдарлирини ғәрб демократик дөләтлиригә әвәтип, уларниң еғизи арқилиқ өзиниң сияситини ақлашқа урунуватқанлиқи һәққидә мундақ деди:

“уларниң уйғур әмәлдарлирини ғәрб дөләтлиригә әвәтип, уларни сөзлитишидики мәқсити, ғәрб дөләтлиригә тақабил туруш вә уларниң әйибләшлирини мәсхирә қилиштур. Чүнки бу әмәлдарлар инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгәнләр, ирқий қирғинчилиқ җинайитигә маслишип бәргәнләр иди. Уларниң бәзилири йәнә ғәрб дөләтлири тәрипидин җаза елан қилинғанлар иди. Әгәр хитай компартийәси бу әмәлдарларни мувәппәқийәтлик һалда уларға имбарго қуюлған дөләтләргә әвәтәлисә, у һалда бу ғәрб дөләтләтлиригә вә хәлқара кишилик һоқуққа қилинған интайин чоң мәсхирә болған болатти.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.