Доктур аталған дамолла

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.09.24
Доктур аталған дамолла Әзһәр университетида оқуп докторлуқ унваниға еришкән доктор һәбибулла тохти әпәнди. 2015-Йили, қаһирә, мисир.
RFA/Abduweli Ayup

Доктур һәбибулла тохтини бүгүнниң дамоллиси дейиш мумкин. Чүнки у бүгүнки уйғурлардин әзһәрдә оқуп докторлуқ унваниға еришкән үч шәхсниң бири иди. У 2017-йили май айлирида үрүмчидә тутқун қилинди. Униң кесилгән муддити һәққидә 10 йил дегәнләрму йигирмә йил дегәнләрму бар. Доктур һәбибулла тохтиниң әсәрлири вә кимлики һәққидә тохталғанда униң шаирлиқи, тәтқиқатчилиқи вә йеңилиқ яратқучи икәнлики көзләргә ташлиниду. Униң һосуллуқ һаяти юқириқи саһәләрдә диққәт тартиду.

1. Шаир талип

Һәбибулла тохти өзини уйғур оқурмәнләргә тунҗи қетим шаир сүпитидә тонутқаниди. У чағлар униң үрүмчидики ислам инистутида оқуватқан талип мәзгили иди. Униң 2000-йили “шинҗаң мәдәнийити” журнилида елан қилинған “тәклимакан, хораз, үрүмчи” дегән балладаси әдәбият шәйдалири арисида күчлүк тәсир пәйда қилғаниди.

Мәзкур баллада елан қилинғандин кейин мәшһур әдиб, мәрһум нурмуһәммәт тохти әсәргә тәқриз йезип муәййәнләштүргәниди. Аптор әсәрдә тәклимакан дәштини кәрбала дәштигә охшитип сатуқ буғрахан қәбрисиниң муһәммәд әләйһиссаламниң нәвриси һәзрити һүсәйин қәбрисидәк кишиләрниң роһида әбәдийләшмигәнликидин өкүнгәниди.

Шаирһәбибулла тохти тәкимаканни сина чөли билән селиштуруп сүрәтләйду. У муса пәйғәмбәрниң пирәвин ордисида чоң болған болсиму өз қовминиң һиматчиси болғанлиқиға қайиллиқ билдүриду. Өз хәлқини мисирдики залим һакимийәтниң зулумдин қутқузуп чиққанлиқиға тәклимаканниң әһвалини мундақ има қилғаниди.

Пак саддилиқ булғиған җай бу,

Мәлун пирәвин чүнки бу җайда,

Бақмаптикән муса кәби шох,

Җәсур, зерәк, бирәр мәрд бала.

“шинҗаң мәдәнийити” дә өзини тонутқан шаир һәбибулла тохти башқа әдәбий журналларда надир шиерларни елан қилип турған. Униң қисқичә тәрҗимиһалиға даим “талип” дегән челиқарлиқ сөз қошуп қоюлатти.

2. Тәтқиқатчи һәбибулла

Һәбибулла тохти 2002-йили ислам дунясидики нопузлуқ илим дәргаһи әзһәр универистетиға оқушқа киргәндин кейин нәзирини пәлсәпә, селиштурма мәдәнийәт вә идеологийә тарихи саһәлиригә қаратти. Шундин башлап у уйғур оқурмәнләргә бир ислам өлимаси сүпитидә көрүнгәндин башқа йәнә бир тәтқиқатчи сүпитидә көрүнүшкә башлиди. Униң “шинҗаң мәдәнийити” журнилида елан қилинған “мәдәнийәтниң ген хәритиси” дегән мавзулуқ мақалиси уйғурларни өз ичигә алған мусулманлар дунясиниң тәпәккур мусаписини меғизлиқ хуласиләп чиқти. Шундин кейин һәбибулла тохти образлиқ тәпәккур асас қилинидиған шеир иҗадийитидин логикилиқ тәпәккурға тайинидиған тәтқиқат саһәсигә қәдәм қойди.

Тәтқиқатқа қәдәм қойғандин кейин һәбибулла тохти асаслиқ ислам тарихи, қануншунашлиқи йәни фиқиһ илми билән мәшғул болди. Бу җәрянда у уйғур тилида ислам тәтқиқатиға даир илмий әсәрләрниң азлиқини байқап тәрҗимә хизмитигә киришти. У мусулманлар яратқан мәдәнийәт вә мәрипәттин хәвәр бәргүчи даңлиқ әсәр “ислам мәдәнийити” ниң тәрҗимисигә иштирак әтти вә бир қанчә томини мустәқил теҗимә қилип чиқти. У йәнә ислам дунясидики даңлиқ һәдисшунас муслимниң һәдисләр топлими тәрҗимә қилди.

Һәбибулла тохти әзһәр университетида он нәччә йил издинип 2015-йили сентәбирдә ислам қануншунаслиқи бойичә докторлуқ унваниға еришти. Униң “әқидә-илаһийәт мәсилилиридин мәнбәләнгән ихтилапий мәсилиләр тоғрисида тәтқиқат вә тәдбиқат” дегән докторлуқ диссертатсийәси баһалаш комитетиниң юқири баһасиға наил болди.

3. Тәпәккур тәвәккүлчиси

Һәбибулла тохтиниң кишиләрни һәйран қилғини униң йепйеңи бир услуб билән “қуран кәрим” ни уйғурчиға тәпсирилик тәрҗимә қилмақчи болғанлиқи иди. Униң “қуранни әрәб тарихиға вә мәдәнийитигә ташлап беришкә болмайду, алланиң сөзи макан вә заманниң чәклимисигә учримайду, шуңа қуранниң тәпсиридә кәлтүрүлгән мисаллар чоқум қуран чүшкән дәврләрдин вә әрәб тарихидин елиниши шәрт әмәс, мән қуранни уйғур тарихидин вә мәдәнийитидин мисал елип тәпсир қилимән” дегән иди. Кишиләргә мәзкур җүмлә аламәт чөчүтәрлик туюлған болса керәк, мушу күнгичә һәбибулла һәққидә сөз болса бу гәп чиқип қалиду.

Доктур һәбибулла тохтиниң әдәбият, илаһийәт вә тәрҗимә саһәсидә қазанған утуқлири иҗтимаий таратқуларда алқишланғаниди. Униңға уйғур тәтқиқатчилар вә өлималарму юқири баһар бәргән иди. Үрүмчидики ислам иниститотиму они оқутқучилиққа тәклип қилғаниди.

Мәрһум муһәммәт салиһ дамоллам һәбибуллаға қайилларниң бири иди. Дамоллам һәбибулла тохтиниң тойиға баш болуп қатнишип униңға атап бир қәсидә язғанлиқи уйғур җәм‍ийитидә хели йилларғичә еғиздин еғизға тарқилип йүргәниди.

Һәбибулла тохти 1979-йили қәшқәр йеңисарда мәрипәтпәрвәр аилидә туғулған. 1998-Йили ислам институтиға қобул қилинип, 2002-йили әзһәр университети әрәб-ислам тәтқиқати институтиға қобул қилинған. 2004-Йили мәзкур институттин баклаверлиқ илмий унваниға еришкән һәмдә аспирантлиққа қобул қилинған, 2009-йили 8-айда “имам бәздәвийниң усулфиқһи китабиниң шәрһиси тоғрисидики тәтқиқат вә тәһқиқат” намлиқ илмий мақалиси билән магистирлиқ илмий унваниға еришкән. 2010-Йили доктурантлиққа қобул қилинған. 2015-Йили сентәбирдә ислам қануншунаслиқи бойичә докторлуқ унваниға еришкән.

2000-Йилидин башлап һәбибулла тохтиниң 40 парчидин артуқ әсири һәрқайси уйғурчә мәтбуатларда елан қилинған. У мисирда оқуватқан мәзгилдә сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ әлләрдә ечилған түрлүк илмий муһакимә йиғинлириға иштирак қилған, уйғур оқуғучиларға ислам тәтқиқатиға даир темиларда лексийәләрни бәргән.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.