Доктор өмәрқул: совет иттипақи уйғурларниң зулумдин қутулуши үчүн әмәс, бәлки өз мәнпәәтлирини көздә тутуп қораллиқ ярдәм қилған
2012.12.03

У сөзидә, “совет иттипақи уйғурларниң зулумдин қутулуши үчүн әмәс, бәлки өз мәнпәәтлирини көздә тутуп қораллиқ ярдәм қилған” дегән көз қаришини шәрһлиди.
Йеқиндин буян уйғур тарихи тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан, уйғур тарихини тәтқиқ қилиш билән докторлуқ унвани алған шундақла уйғурлар тоғрисида бир қанчә китаб вә тәтқиқат мақалә йезип елан қилған тарихчи доктор өмәр қул әпәнди, 1937-йилидин 1946-йилғичә болған арилиқтики уйғурларниң сиясий вәзийитини аңлитип, “тарих, телевизийиләрдә көрүлүватқан көп қисимлиқ телевизийә филимлиригә охшаш. Мән бүгүн 1937-йилидин 1946-йилғичә болған арилиқтики уйғурларниң сиясий вәзийитини аңлитимән. Тарих һеч пүтмәйду, мушундақ давам қилиду. Шәрқий түркистанда 1944-йили қурулған һөкүмәтни чүшиниш үчүн у йәрдә йүз бәргән вәқәләрни билиш купайә қилмайду, бәлки совет русийиниң шәрқий түркистан сияситини яхши билиш керәк болиду. Хитайни яхши билиш керәк болиду, 1925-йилдин кейин хитайда йүз бәргән гоминдаң милләтчи хитайлар билән мав зедоңниң қизил коммунист әскәрлири оттурисидики урушларни яхши билиш керәк болиду. Шең шисәйни яхши билиш керәк.” деди.
Доктор өмәр қул сөзидә йәнә қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң ағдурулушида совет иттипақиниң һәл қилғуч рол ойниғанлиқини, әмма бу җайда қаршилиқ һәрикәтлириниң һечқачан тохтап қалмиғанлиқини көрситип мундақ деди: 1934-йили шәрқий түркистан ислам җумһурийити әпсуслинарлиқ билән ағдурулғандин кейин 10 йиллиқ бир җәрянда залим шең шисәй шәрқий түркистанда һакимийәт йүргүзди, әмма шең шисәй шәрқий түркистанни хитайниң әмәс бәлки русларниң ялақчиси болуп башқурди. 1934-Йили шәрқий түркистанниң җәнубида, қәшқәр, хотән, йәкәндә зулумға қарши қораллиқ һәрикәтләр йүз бәрди. Есим вә ирисаллар башчилиқида вә кейинки осман батурниң қошулуши билән 1940-йили алтайда бир қораллиқ һәрикәт оттуриға чиқти. Булар залим хитайниң наһәқчиликлиригә қарши туруп һәқ һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн қолиға қорал алған иди. Шәрқий түркистанда қораллиқ һәрикәтләр тохтап қалмиди, 1937-йили йүз бәргән қораллиқ һәрикәт бир нәтиҗә қазиналмиди, 1940-йилидики қораллиқ һәрикәтләрму нәтиҗә қазиналмиди. Әлвәттә мустәқиллиқ һәрикәтлири бир күн яки бир айда нәтиҗә қолға келидиған асан иш әмәс. Әмма 1937-йилдин 1942-йили 6-айғичә һеч қандақ бир нәтиҗә қолға кәлмиди. Әмма йәнила азадлиқ ирадисидин ваз кәчмигән шәрқий түркистан хәлқи қораллиқ күрәшни тохтитип қоймиди.
Доктор өмәр қул әпәндиниң қаришичә, 1944-йилидики шәрқий түркистан һөкүмитини чүшиниш үчүн 2-дуня урушини яхши билиш керәк болиду. Русларниң карпатларда германларға қандақ шәкилдә мәғлуп болушқа башлиғанлиқини билгәндин кейин шәрқий түркистанниң тәқдирини қандақ тәсиргә учратқанлиқини андин яхши чүшиниш мумкин. Шуниң үчүн бир йәрдә йүз бәргән вәқәләрни бир тәрәплимә қарапла хуласә чиқириш тоғра бир мулаһизә һесабланмайду.
1942-Йили германийә русларға қарши ғәлибә қилғанда, залим диктатор шең шисәй, өзиниң 7 йилдин буян русийигә таянған һалда бир һакимийәт йүргүзүватқанлиқини, буниң сайисидә халиған зулумни қилип, түрмигә қамап, сүргүн қилип өлтүрүп халиған сиясәтни йүргүзүватқанлиқини әмма руслар урушта мәғлуп болса ақивитидин әндишә қилип 1942-йилиниң оттурилиридин башлап хитай гоминдаң мәркизи һөкүмәткә йелинишқа башлайду вә 1942-йили 6-айда җаң кәйшиниң аяли суң мейлиң билән үрүмчидә учришиду. Шең шисәй өзиниң 1934-йилдин буян хата қилғанлиқини етирап қилған вә гоминдаң мәркизи һөкүмәтниң буйруқлириға бойсунмиғанлиқини етирап қилған, русларға әркин йол қойғанлиқини, руслар билән тиҗарәт елип барғанлиқини, русларға шәрқий түркистанни ечивәткәнликини өзиниң хатаси икәнликини вә гоминдаң һөкүмитидин кәчүрүм сориған вә гоминдаң һөкүмитигә бойсунидиғанлиқини ипадилигән вә гоминдаң һакимийити билән келишим түзүп имза қойған. У дәврдә шәрқий түркистан хитай ишғал астида болсиму, әмма, шәрқий түркистанда һөкүм сүргән әмәлий күч совет русийиси иди. Русларниң бу йәрдә пайда-мәнпәәтлири бар иди. Руслар бу йәрдики пайда-мәнпәәтлирини қолдин берип қоймаслиқ вә шең шисәйниң руслардин йүз өрүп гоминдаң һакимийити билән бирлишип кәткәнликигә қарши ипадисини көрситиш үчүн шәрқий түркистандики азадлиқ һәрикәтләрни қоллашни қарар қилған.
Доктор өмәр қул әпәнди 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикити һәққидә тохтилип, совет иттипақиниң башта өз мәнпәәтлирини қоғдаш йолида һәмдә шең шисәйдин өч елиш үчүн қораллиқ инқилабни қоллиғанлиқини, бирақ йәнила өз мәқситигә йәткәндин кейин инқилабни қурбан қиливәткәнликини тәкитлиди.
У бу һәқтә мундақ деди: шәрқий түркистанға охшаш бир қуруқлуқ земинда бир һәрикәтниң ғәлибә қилиши пәқәт ташқи бир күчтин ярдәм елиш билән рояпқа чиқиду, бу өтмүштиму шундақ болған иди. Йәни, 1942-йили шең шисәй руслардин йүз өрүгәндин кейин руслар шәрқий түркистан азадлиқ һәрикәтлирини қоллашқа башлиди вә 1941-йилидин башлап осман батурниң башчилиқида давам қилған қораллиқ күрәшни қоллап моңғулистан арқилиқ әскәр һәм қорал-ярақ ярдәм қилди.
Өмәр қул әпәндиниң қаришичә осман батурниң әслидә шәрқий түркистанда бир мустәқил дөләт қуруш хияли йоқ иди, әмма шең шисәйниң йүргүзүватқан зулумиға қарши туруп һакимийәтни ағдуруш мәқсити билән қораллиқ күрәшни башлиған, әмма кейинки мәзгилдә руслар әвәткән мәслиһәтчиләрниң йоли көрситиши билән шәрқий түркистанда мустәқил дөләт қурушни мәқсәт қилған бир нишан оттуриға чиққан.
Мәлумки, бир қисим қазақ вә түрк тарихчилири 1944-йилидики шәрқий түркистан җумһурийитини қурған миллий инқилабни алди билән осман батур башчилиқидики қазақлар башлиғанлиқини дәлилләшкә тиришиду һәмдә осман исламни наһайити гәвдиләндүриду. Әмма, осман исламниң һәрикити пәқәт алтай тәвәсидә йүз бәргән болуп, шәрқий түркистан җумһурийити или тәвәсидики нилқа һәм ғулҗа қозғилиңи нәтиҗисидә мәйданға чиққан иди.
Өмәр қул әпәндиниң қаришичә, 1943-йили осман батур алтайда “хан” дәп елан қилинған. Қораллиқ көрүш алтайдин шәрқий түркистанниң җәнубиға қарап кеңәйгән. 1944-Йили нилқида патих вә ғени батурларниң вә кейин әлихан төрә, әхмәтҗан қасими вә убулхәйр төрәләрниң башчилиқида бир мустәқиллиқ һәрикити мәйданға чиқти. Демәк 1937-йилдин 1944-йилғичә болған арилиқтики күрәшләр ғәлибә қилалмиған болсиму униңдин кейинки қораллиқ күрәшләр қисқа муддәт ичидә чоң ғәлибиләрни қолға кәлтүргән иди, буниңда совет русийисиниң ярдими бар иди, демәк бир һәрикәт башқиларниң қоллишиға еришмәстин ғәлибә қилиши мумкин әмәс. Әмма шуниңға диққәт қилидиған болсақ, ялта шәртнамисидә, ташқи моңғулистанниң мустәқиллиқ бәдилигә шәрқий түркистан хитайға бериветилгән. Йәни руслар 1943-йилдин башлап шәрқий түркистан азадлиқ һәрикәтләрни маддий вә мәниви җәһәттин қоллиған болсиму, қорал-ярақ бәргән болсиму баштинла шәрқий түркистанни мустәқил қилиштин ибарәт бир мәқсити йоқ иди. Шәрқий түркистан азадлиқ һәрикити русларниң ярдими билән көплигән шәһәрләрни азад қилип үрүмчини елиш үчүн манас дәряси бойиға кәлгәндә москва миллий армийини манас дәряси бойичә сақлитип қоюп, шәрқий түркистан рәһбәрлирини хитай билән келишим түзүшкә мәҗбурлиған иди. Русларниң шәрқий түркистанда бир мустәқил дөләт қуруш арзуси йоқ иди дәл әксичә шәрқий түркистанда әгәр бир мустәқил дөләт қурулған болса униң ағдурулуши үчүн қолидин кәлгән барлиқ имканийәтләрни ишқа салидиғанлиқи ениқ иди.
Руслар у йәрдики зулумға учриған инсанларниң зулумдин қутулуши үчүн әмәс бәлки, өз мәнпәәтлирини көздә тутуп шәрқий түркистан азадлиқ һәрикәтлиригә қораллиқ ярдәм қилған.