Долқун әйса: хитай өзиниң италийәдики һимайичисидин пайдилинип уйғурларни қарилаватиду
2016.12.09

4-Ноябир италийәдики модерн дипломатсий тор бетидә, италийәлик мутәхәссис гианкарло еллиа валориниң уйғурларға даир “уйғур мәсилисидики истратегийилик мәсилиләр” намлиқ чатма мақалиси елан қилған болуп, мәзкур мақалидә аптор бәзи бир асассиз пакитларни оттуриға қоюш арқилиқ, күндин-күнгә хәлқаралишиватқан уйғур мәсилисини қарилиған.
Мақалидә аптор, америка вә германийәни мәркәз қилип елип бериливатқан уйғур һәрикитигә “җиһад һәрикити” дәп баһа берип, уйғурларниң террорлуқ һәрикәтлири билән хитайға тәһдит селиватқанлиқини оттуриға қойиду шундақла аптор дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсаниң 2009-йили корейәгә йиғинға барғанда корейә даирилири тәрипидин тутуп қилинғанлиқини вә шундақла униң 2016-йили һиндистанға киришигә виза берилмигәнликини тилға алиду.
Мақалидә аптор, шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң афғанистан, пакистан вә сүрийәдә һәрикәт елип бериватқанлиқи һәққидә тохтилиш билән биргә, бу йил 30-авғуст күни қирғизистан пайтәхти бишкәктики хитай әлчиханисиниң террорлуқ һуҗумға учриғанлиқини алаһидә әскәртиду.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса мәзкур мақалини тәнқидләп, хитай компартийәсиниң италийәдики һимайичилири арқилиқ дуня уйғур қурултийини қарилашқа башлиғанлиқини вә мәзкур мақалигә қарита дуня уйғур қурултийи италийәдики модерн дипломатсий тор бетидә мақалә елан қилғанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсаниң билдүрүшичә, мәзкур мақалигә қарита дуня қурултийи тәрипидин рәддийә елан қилинғандин кейин, 2-декабир күни италийәлик мутәхәссис гианкарло еллиа валори мәзкур тор бетидә йәнә уйғурлар һәққидики иккинчи мақалисини елан қилип, мақалисидә уни рәсмий қарилашқа башлиған.
Аптор мақалисиниң ахирида, долқун әйсаниң йеқинда фирансийәниң мәркизи парижда вә италийәниң милан шәһәрлиридә бир қисим паалийәтләрни елип барғанлиқини оттуриға қойған болуп, бу һәқтә тохталған долқун әйса буларниң пүтүнләй ялғанлиқини илгири сүрди.
Ахирида долқун әйса мәзкур мақалә апториниң хитайниң италийәдики хуавей ширкитиниң баш пәхрий рәиси икәнликини, униң бу хилдики буйрутма мақалиләрни елан қилишини хитайдин еливатқан маддий мәнпәәтидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини билдүрди.
Биз ахирида, мәзкур мақалә һәққидә техиму көп учурға игә болуш үчүн мунасивәтлик кишиләр тәминлигән телефон номуриға асасән, мақалә апториға телефон қилған болсақму, бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.
Мәлум болушичә, долқун әйса 2016-йиллиқ америкиниң “троман реган әркинлик медали” ға еришкәндин кейин, хитай һөкүмити уни қарилайдиған бу хилдики мақалиләрни елан қилишни көпәйткән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.