Җош рогин уйғур елида йүз бериватқан әһвалларни “етник тазилаш” дәп атиди
2018.08.06

Уйғур елида йолға қоюлуватқан “йепиқ тәрбийә” лагерлири америка һөкүмити вә ахбаратлирида күчлүк инкас қозғимақта. 2-Авғуст күни америкидики нопузлуқ гезитләрдин “вашингтон почтиси” гезитиниң тонулған мәхсус истун язғучиси җош рогин “хитай ‛етник тазилаш‚ ни қайтуруп кәлди” намлиқ бир обзор елан қилди. У бу обзорида уйғур елида йүз бериватқан инсанийәткә қарши һәрикәтләрниң қайси дәриҗидә еғирлиқини йәнә бир қетим кишиләрниң сәмигә салди.
Җош рогин обзорини мундақ башлиған: “әгәр хитайда етник тазилаш йүз бәргән болса вә уни һечким аңлимиған болса у һалда биз уни йүз бәрмиди дәп қарамдуқ? мана бу хитай хәлқ җумһурийити ичидики милйонлиған мусулманларниң хитай һөкүмити уларниң дин вә мәдәнийитини йоқ қиливетиш үчүн қамақхана торлирини кеңәйтип, уларниң һоқуқини системилиқ һалда дәпсәндә қиливатқанда сориливатқан соалдур. Өткән йилдин бири хитайниң ғәрби шималидики шинҗаң районида йүз миңлиған, бәлким милйонлиған бигунаһ уйғурлар вә башқа етник аз санлиқлар адаләтсизлик билән тутқун қилинди. Улар хитай һөкүмити ‛қайта тәрбийиләш мәркизи‚ дәп атаватқан җайларға соланди. Миңларчә киши йоқап кәтти. Мәһбусларниң қаттиқ қийин-қистаққа елинғанлиқи вә өлүп кәткәнликигә аит ишәнчлик мәлуматлар бар. Хитай һөкүмити өзини “террорлуқ” вә “дини әсәбийлик” кә қарши уруш қиливатқанлиқини илгири сүриду. Әмма уйғурлар өзини хитайниң дини вә миллий әркинликлиригә қиливатқан бастурушлириға қаршилиқ көрситиватимиз, дәйду. Хәлқара җамаәт болса һазирғичә бу вәзийәткә асасән сүкүт қиливатиду.”
У йәнә мундақ дәп язиду: “шунчә қорқунчлуқ болған бу лагерлар хитай һөкүмити уйғурларға қиливатқанларниң пәқәтла бир қисмидинла ибарәт, халас. Хитай һөкүмити миңлиған ибадәт орунлирини вәйран қилди. Узун сақални вә исламчә исимларни чәклиди. Мусулманлар өзлириниң дини пәрһизлиригә хилап һалда чошқа гөши йейишкә мәҗбурланди. Хитай һөкүмити бигунаһ кишиләрни җазалашни улар өлүп кәткәндинму кейинму давам қиливатиду. Йәни уйғурларниң мейитни дәпнә қилиш адитини вәйран қилиш үчүн җәсәт көйдүрүш орунлири қурмақта.”
Обзорчи җош рогин мақалиси давамида йәнә хитай һөкүмитиниң юқири пән-техника васитилири арқилиқ уйғурларни күндилик һаятиниң һәр бир қисмиғичә контрол қиливатқанлиқини, һәтта бу зулумини америка вә дуняниң һәрқайси җайлириғичә кеңәйтиватқанлиқини билдүрүп, истансимизниң гүлчеһрә қеюм қатарлиқ 6 нәпәр мухбириниң аилә-тавабиатлириниң тутқун қилинишини мисал қилип көрсәткән.
Җош рогин йәнә мундақ дәп язиду: “бейҗиң әһвални йошуруп қелиш үчүн қаттиқ тиришиватқан болсиму, лагерлар һәққидики тағдәк испатлар ахири ташқи дуняға тарқилиш имканиға еришти. Ғайәт зор көләмдики лагер қурулушлирини сүний һәмраһ арқилиқ тартилған рәсимләрдин көргили болиду. Йеңи лагер қурулушлириға аит қурулуш тохтам еланлири торда очуқ-ашкара чапланған. Шаһитларму өзиниң бешиға кәлгәнләрни деди. Әмма дунядин охшашла инкас йоқ.”
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәнди бүгүн бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, уйғурлар учраватқан зулумниң интайин еғирлиқиға селиштурғанда, дунядин келиватқан инкасниң интайин азлиқини, шуңа бундақ мақалиләрниң көпләп елан қилиниши керәкликини билдүрди. У мундақ деди: “америкида интайин кәң тарқилидиған муһим гезиттә орун алған бу мақалини бу мәсилиниң тонулуши үчүн интайин муһим дәп қараймән. Чүнки уйғур елида йүз бериватқан инсан һоқуқи дәпсәндичилики шунчә җиддий болсиму, әмма дуняниң диққитини йәнила йетәрлик әмәс дәп қараймән. Шуңа бундақ мақалиләр бәк муһим. Униң үстигә җош рогин мақалисидә вәзийәтни шәрһиләш үчүн интайин тоғра терминларни қолланған. Алди билән у райондики вәзийәтни қорқунчлуқ дегән сөз билән тәсвирлигән. Йәнә келип у хитай һөкүмити районда йүргүзүватқан сиясәтни вә ‛йепиқ тәрбийә‚ лагерлириниң мәқситини ‛етник тазилаш‚ дәп баһалиған. Дәрвәқә, лагерларда йүз бериватқанларға аит бизгә ашкариланған мәлуматлар хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийитини йоқитип, уларни хитайлаштурмақчи болуватқанлиқини көрситип турмақта.”
Обзорчи җош рогин уйғур елида йүз бериватқанларға қарита йеқинқи икки һәптидин буян америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисидә бир қисим инкаслар қозғалғанлиқини тилға елип, төвәндикиләрни баян қилған: “трамп һөкүмити вә дөләт мәҗлиси болса ахири сүкүтини бузғандәк қилиду. Өткән һәптидики дөләт мәҗлисидики гуваһлиқ бериш йеғинида, америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики юқири дәриҗилик әмәлдари болған кәлле курри гуваһлиқ берип хитай һөкүмити динни хитайчилаштурушқа, дин вә милләтни хитай җәмийитигә өзгәртип сиңдүрүветишкә урунуватиду, буниң көлими мавзидоңниң ‛мәдәнийәт инқилаби‚ динму хәтәрлик болуп, инсанни чөчүтиду, деди. . ., кеңәш палата әзаси марко рубийо америка шеркәтлирини хитайға д н а техникиси вә назарәт системилири қатарлиқ бесим сиясәтлири үчүн қоллиниливатқан мәһсулатларни сетишни тохтитишқа чақирди.”
Җош рогин обзорида америкиниң қолида “магнетски қануни” барлиқини, бу қанунни хитайға қарши ишқа салса болидиғанлиқини, америка сенатори марко рубийониңму “магнетски қануни” ни ишқа селиш һәққидә америка һөкүмитигә чақириқ қилғанлиқини баян қилған. У мақалисиниң ахирида америка һөкүмитигә төвәндикидәк чақириқ қилған: “хитай һөкүмитиниң хәлқара җәмийәттә өзиниң абруйиға қаттиқ диққәт қилиши униң аҗизлиқидур. Шуңа хитайниң бу вәһший қилмишлирини хәлқара җамаәтчиликкә ашкарилаш вә беҗиңни биваситә сазайи қилиш һәл қилғуч әһмийәткә игә. Шинҗаңда йүз бериватқан қорқунчлуқ ишлар хитайниң ички иши әмәс, бәлки у бир хәлқаралиқ мәсилә. Хитай өзиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши вә хәвпсизлик кеңишидики орнини қоллинип туруп, өз қилмишлириниң муһакимә қилинишини тосмақта вә һәтта хәлқара инсан һоқуқ өлчәмлирини қайта йезип чиқип кеңәйтишкә урунмақта. Америка ташқи ишлар министири майк помпейо алдинқи һәптидики сөзидә америка қошма штатлири өзиниң ташқи сиясәтлиридә дини әркинликни алдинқи орунға қойиду. Чүнки дини әркинлик пәқәт америкилиқларниңла һоқуқи әмәс, бәлки у худа тәрипидин инсанийәткә ортақ берилгән универсал һоқуқтур, деди. Әгәр шинҗаңдики еғирлишиватқан вәзийәткә америка қарап турувәрсә, юқиридики сөзләр бир тийингә әрзимәйду. Биз көзимизни қачуралишимиз мумкин, әмма йәнә бир қетим биз билмәй қаптуқ, дейәлмәймиз.”
Америкидики уйғур адвокат нурий түркәл әпәнди юқирида тилға елинғандәк америка һөкүмити кечикип болсиму уйғурларниң мәсилисини очуқ-ашкара тилға елип хитайни әйибләшни башлиғанлиқини, өзиниң демократик явропа әллиридинму америкиға охшаш һәрикәтни көрүшни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.