йеқинқи йиллар мабәйнидә уйғур елида елип бериливатқан хитайниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайи қилмишлириниң хәлқарада ашкарилинишиға әгишип, уйғурларни асас қилған "ген әвришкиси елиш" темиси дуня илим саһәсидә җиддий мәсилигә айланмақта.
"муһапизәтчи" ториниң 29-декабир хәвиригә қариғанда, 2019-йили елан қилинған бу һәқтики бир парчә илмий мақалә, илмий әхлақ өлчәмлиригә уйғун болмиғанлиқи сәвәблик 2023-йили июнда әмәлдин қалдурулған, шундақла мәзкур мақалә елан қилинған илмий журналму тәнқидкә учриған. игилинишичә, "ирсийәт амиллири арқилиқ уйғур вә қазақларниң нопус тәрәққияти үстидә анализ" темисидики бу илмий мақалә, хитай вә данийәлик тәтқиқатчиларниң үрүмчидики уйғур һәм қазақлардин болуп 203 нәпәр кишидин елинған қан, шөлгәй әвришкилири асасида елип барған ген тәтқиқатиниң нәтиҗиси икән. көзәткүчиләр, бу тәтқиқатниң елип бериш мәқситиниң ирсийәт алаһидиликлирини анализ қилиш арқилиқ хитай сақчи даирилириниң җинайәт гумандарлирини ашкарилаш хизмитигә ярдәмдә болуш үчүн икәнликини илгири сүргән.
бундин башқа 2022-йили әнглийәдики "қанун дохтурлуқи" илмий журнилида елан қилинған ирсийәт тәтқиқатиға аит йәнә бир парчә илмий мақалиниң әткәс қилинғанлиқи мәлум. илим саһәсидикиләр, ирқий қирғинчилиқ түсини алған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватқан район дәп қаралған уйғур районидики уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрниң ген әвришкилири асас қилинған бу тәтқиқатта, ген өрнәклири елинғучи кишиләрниң шәхсий иҗазитиниң бар-йоқлуқи мәсилиси гуман қозғайду, дәп қаримақта. мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, райондики кишиләрниң DNA әвришкилирини елишқа қарита һәқиқий разилиқи йоқ икән. "ген әвришкилири" топлаш һәрбий вә сақчи органлири тәрипидин елип берилғачқа, мәҗбурий һалда йүргүзүлидикән. белгийә левен университетиниң ген тәтқиқатчиси увес морав (Yves Moreau) бу тәтқиқат нәтиҗисиниң хитай һөкүмитини уйғур хәлқини техиму кәң көләмдә назарәт қилиш имканийитигә игә қилидиғанлиқи һәққидики әндишисини билдүргән.

бу һәқтә йәниму илгирилигән һалда елип берилған тәкшүрүшләр бизни "ген әвришкиси" елишниң һәқиқий маһийити һәққидә мәлуматларға игә қилмақта. әткәс қилинған мақалиләрниң ортақ апторлири хитай сақчи органлириниң хадими болуп, улар уйғурларниң ген өрнәклирини йиғип бериш вәзиписини орундаш бәдилигә юқириқи мақалиләрниң ортақ апторлуқ салаһийитигә еришкәнликиму су йүзигә чиқмақта.
мәлумки, илмий мақалиләрниң нәшрият яки журнал тәһрирати тәрипидин әткәс қилиниши илмий саһәдә кәмдин-кәм көрүлидиған әһвалдур. бу саһәдики алимларниң билдүрүшичә, 2022-йилидики мақалиниң әткәс қилиниш сәвәби, ген өрники елинған 264 нәпәр уйғурниң кишилик һоқуқ мәсилисигә четишлиқ болғанлиқида икән. алимлар йәнә бу пурсәттә, нөвәттә уйғур районида яшайдиған көп сандики уйғурларниң аталмиш җаза лагерлириға яки түрмиләргә қамалғанлиқи яки еғир назарәт астида яшаватқанлиқиниму тәкитләп өткән.
хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатиға қариғанда, йеқинқи йилларда "террорлуқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериш" баһаниси билән елип берилған зор тутқунда, хитай һөкүмити уйғурларни асас қилған түркий милләтләрни кәң көләмдә лагер вә түрмиләргә қамиған, шундақла қаттиқ тәқиб астиға алғанлиқи мәлум. 2017-йилдики чоң тутқундин бурунла хитай даирилири "омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши" намида уйғурларниң DNA әвришкилирини мәҗбурий топлиған.
ундақта, хитай һөкүмитиниң "ген әвришкиси" ни топлаш қурулуши немә үчүн райондики асаслиқ йәрлик хәлқ болған уйғурлар билән қазақларға мәркәзлишип қалиду?
нөвәттә хитай һөкүмити қурған DNA амбири, хитай сақчи аппаратлири тәрипидин иҗра қилинидиған кәң көләмлик бийологийәлик назарәт системисиниң бир қисми сүпитидә, хитайниң уйғур районидики мутләқ контроллуқини ишқа ашуруштики қорали сүпитидә хизмәт қиливатқанлиқи мәлум болмақта. увес моравниң тәһлилигә қариғанда, "гәрчә уйғурларниң нопуси хитай омумий нопусиниң 1 пирсәнтигә йәтмисиму, әмма 2011-йилдин 2018-йилғичә болған арилиқта хитайда елип берилған нопус генетика темисидики тәтқиқатларниң 20 пирсәнттин көпрәки уйғурларға мәркәзләшкән икән. уйғурларни ген нуқтисидин тәтқиқ қилиш қизиқ нуқтиға айланған, чүнки уларниң етник-ирқий тәркибидә явро-асия вә шәрқий асия ирқий түркүмлириниң охшимиған нисбәттики хуручлири муҗәссәмләнгән болуп, бу хил алаһидиликләр тәтқиқатчиларни алаһидә қизиқтурған".
хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң директори софи риҗардсон "хитай тәвәсидики аһалиләрдин мәҗбурий һалда елинған DNA қатарлиқ ген әвришкилиридин тәркиб тапқан бийологийәлик санлиқ мәлумат амбириниң қурулуши, ‹хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамиси› гә еғир дәхли-тәруз қилған" дәп көрсәткән иди.
хитайниң мәҗбурий һалда уйғур қатарлиқ милләтләрниң "ген әвришкиси" ни топлаш қилмишиға қарита америка қатарлиқ дөләтләрниң мунасивәтлик органлири йиллардин буян җиддий инкасларни қайтуруп кәлмәктә, шундақла бәзи тәдбирләрни алмақта. америка сода министирлиқи уйғурларниң DNA учурлири вә мәҗбурий әмгәк билән биваситә алақиси болған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ дәп қаралған ондин артуқ хитай ширкитини қара тизимликкә киргүзгән.
һалбуки, хитай һөкүмити полаттәк пакитлар алдида йәнила көзини юмувелиш, тенивелиш яки пүтүнләй инкар қилиш позитсийәсини қоллинип кәлмәктә. "муһапизәтчи" гезитиниң баян қилинишичә, хитай һөкүмитиниң баянатчиси юқириқи илмий мақалиләрниң әткәс қилиниш мәсилигә қарита инкар қилиш позитсийәсидә болған. хитай баянатчиси мундақ дегән: "хитай қанун билән башқурулидиған дөләт. мәйли қайси милләт болушидин қәтийнәзәр, хитайдики барлиқ пуқраларниң шәхсий мәхпийәтлики қанун тәрипидин қоғдилиду".
уйғурларниң ген вә ирсийәт тәтқиқатиға аит хәлқарадики даңлиқ илмий журналларда елан қилинған бир қанчилиған илмий мақалиниң әткәс қилиниш һадисисидин шуни көрүвалалаймизки, хитай һөкүмити сүний әқил вә юқири техникадин пайдилинип, уйғур районида кишилик һоқуқ таҗавузчилиқиға ятидиған мутләқ назарәт қилиш техникисиниң механизмини орнитишқа урунуп кәлгән.
хитай һөкүмитиниң бу хил сиясий мәқсәтни чиқиш қилған қаратмилиққа игә ген тәтқиқати билән юқири техникалиқ тәқиб механизмини сиясий көзәткүчиләрниң сөзи бойичә "ис-түтәксиз җәңгә һазирлиниш" дейишкә болиду. мутәхәссисләр, хитай даирилири 21-әсирдә мустәмликә вә ирқчилиқниң йеңи шәклини барлиққа кәлтүрмәктә, дәп қаримақта. хитай һөкүмити сүний әқилдин пайдилинип ген әвришкиси санлиқ мәлумат амбирини қурған тунҗи дөләт икән. бу хил йеңи мустәмликичилик вә мутләқ тәқиб системиси қурулма җәһәттин уйғурларни әң негизлик кишилик һоқуқлиридин мәһрум қалдуруш билән бирликтә, уларниң йәр-земини, тили, диний етиқади вә мәдәнийәт әнәнилиридин ибарәт символлуқ кимлик тәркиблириниму йоқитишни нишан қилған ирқий қирғинчилиқ характеридики мустәбит системидур. хитай һөкүмити нөвәттә ген өрнәклирини елиш вә юқири техникилиқ тәқиб системисидин бималал пайдилинип, уйғурларни пүткүл милләт гәвдиси билән "тәқиб нишани" ға, уларниң вәтинини болса "үсти очуқ түрмә" гә айландурмақта.
бу, бир тәрәптин хитай һөкүмити йеқинда елан қилған "шинҗаңда кишилик һоқуқни қанун арқилиқ капаләткә игә қилиш" намлиқ көк ташлиқ китабтики ойдурмилар вә сиясий тәшвиқатларниң әмәлийәттә "дуня кишилик һоқуқ әһдинамиси" ниң роһиға пүтүнләй хилап икәнликини көрсәтсә; йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмитиниң реаллиқни пәрдазлап көрситиш, көз боямчилиқ қилиш, җаваб берәлмигәндә тенивелиштәк рәзил маһийитини йәниму илгирилигән һалда ечип бериду, халас.
*** бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.