Уйғурлар мәсилиси германийә бирләшмә һөкүмитиниң күнтәртипидин орун алдиму?
2021.11.30

29-Ноябир германийәниң дөләтлик радийо-телевизийә қанили болған ARD “явропа иттипақи бирләшмә һөкүмәттин немини күтиду?” намлиқ бир программа елан қилди. Программида баян қилишичә, йеңи бирләшмә һөкүмәт германийәниң дуня сиясий сәһнисидики ролини өзгәртидикән. Бу өзгириш ғәрб қиммәт қариши асасида болидикән. Ғәрб қиммәт қаришиниң асасқа айлиниши, явропа иттипақиға әза дөләтләрниң қарши елишиға еришидикән. явропа иттипақиниң мәркизи болған берюссел бу сәвәбтин германийә бирләшмә һөкүмитини тәбриклигән. Бирақ хитай биарамлиқ ичидә қалған. Чүнки меркил һөкүмитиниң хитай сияситигә хатимә берилгән. Йеңи һөкүмәтниң хитай сиясити бекитилиш алдида турмақта икән.
Мәлум болғинидәк, узун мәзгиллик музакирәләрдин кейин сайламда ғәлибә қазанған сотсиял демократлар партийәси, йешиллар партийәси вә әркин демократлар партийәси алдинқи һәптә келишим түзүп, германийәниң йеңи бирләшмә һөкүмитини қуруп чиқти. Йешиллар партийәси билән әркин демократлар партийәси уйғурлар мәсилисигә изчил вә йеқиндин көңүл бөлүп кәлгән партийәләр иди. Болупму “йешиллар партийәсиниң германийә ташқий ишлар министерликини қолиға елиши германийәниң ташқий сияситиниң, җүмлидин хитай сияситиниң өзгиридиғанлиқидин, уйғурлар мәсилисиниң германийәдә башқичә итибарға еришидиғанлиқидин дерәк бериду” дәп қарилип кәлмәктә иди. Дәрвәқә, йешиллар партийәси германийә ташқий ишлар министерликини қолиға алди вә мәзкур партийәниң рәиси анналена байербок германийәниң тунҗи аял ташқий ишлар министери болуп қалди. Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, йеңи бирләшмә һөкүмәтниң уйғурларға техиму кәң бағрини ечиши мүмкинликини тилға алди.
“явропа иттипақи бирләшмә һөкүмәттин немини күтиду?” намлиқ программида тилға елишичә, қанчә йүзмиңлиған уйғурларниң хитайниң җаза лагерлирида қамилип туруватқанлиқиға германийә йеңи бирләшмә һөкүмити сәл қариялмайдикән. Йиллардин буян явропа иттипақида хитай мустәбитликини тәнқидләп, уйғурларниң авазини аңлитип кәлгән һәм уйғурлар мәсилиси сәвәблик явропа иттипақи билән хитайниң мәбләғ селиш келишимини тоңлитип қоюшқа зор һәссә қатқан йешиллар партийәсиниң сабиқ рәиси райинһард бүтикоферниң билдүришичә, йеңи ташқий ишлар министери анналена байербок кишилик һоқуқ вә хәлқара қанунға таянған йеңи бир хитай сиясити тоғрисида издәнмәктә икән. У мундақ дегән: “меркил ханимниң хитай сияситиниң вақти өтти, у ши җинпиңниң әмәлийитигә лайиқ муамилә қилалмиди. Хитай һөкүмити барғансери мустәбитләшмәктә вә таҗавузчилиқ қилмақта. Йешиллар партийәсиниң ташқий ишлар министери анналена байирбок буларниң һесабини қилиду”.
Германийәдики уйғур зиялиси әнвәр әһмәтниң билдүрүшичә, германийәниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиши, мана мушу йеңи бирләшмә һөкүмәт дәвридә әмәлгә ешиши мумкин икән.
Әмма хитай һакимийити бу бирләшмә һөкүмәттин мәмнун болмиған. 27-Ноябир хитай ташқий ишлар министерликиниң баянатчиси җав лиҗйән мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә: “тәйвән, хоңкоң вә шинҗаң мәсилиси җуңгониң ичкий иши” дегән вә германийә федиратсийә бирләшмә һөкүмитидин хитайниң ичкий ишлириға арилашмаслиқни, хитайниң германийә билән көп тәрәплимә һәмкарлиқни сақлап қелишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Бүтикофер болса “улар үмидла қилалайду, бирақ әмәлгә ашуралмайду” дегән. Униң қаришичә, уйғурлар, хоңкоңлуқлар мәсилиси вә тәйвән мәсилиси йеңи һөкүмәтниң күнтәртипидә туридиған мәсилә икән. Ташқий сиясәттә германийә америка билән болған һәмкарлиқ илгири сүрүлидикән вә окян һалқиған мустәһкәм бир иттипақ қурулидикән. Франсийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вә қиммәт қаришини йеңи ташқий сиясәтниң ядроси қилған гәрманийә бирләшмә һөкүмитини қизғин тәбриклиши явропа иттпақиға берилгән очуқ сигнал икән.