Бәлким муһәббәт шундақ язғузғанду

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.10.04
gheyretjan-osman-1.jpg

Профессор ғәйрәтҗан осман.

gheyretjan-osman-2.jpg

Профессор ғәйрәтҗан османниң әсәрлиридин бири.

gheyretjan-osman-3.jpg

Профессор ғәйрәтҗан османниң әсәрлиридин бири.

gheyretjan-osman-4.jpg

Профессор ғәйрәтҗан османниң әсәрлиридин бири.

gheyretjan-osman-5.jpg

Профессор ғәйрәтҗан османниң әсәрлиридин бири.

gheyretjan-osman-6.jpg

Профессор ғәйрәтҗан османниң әсәрлиридин бири.

Профессор ғәйрәтҗан осман 200 парчидин артуқ мақалә язған, он нәччә парчидин артуқ китабқа қәләм тәврәткән иди. Униң тәтқиқати уйғур әдәбияти, тарихи, диний етиқади, мәдәнийәти, иқтисади, йәр намлири, һүнәрвәнчилики, канчилиқи қатарлиқ саһәләргә четилған иди. Униң тунҗи мақалиси “аялларниң уйғур тарихидики орни вә роли” ға беғишланған болса, ахирқи мақалиси “дивану луғәтит түрк” ниң уйғурчә тәрҗимә нусхилири һәққидә иди. Униң қәлими апринчор текиндәк миң йил бурунқи тарихий шәхсләр һәққидила әмәс, йенидики устази вә савақдиши тоғрилиқму йорғилиған иди.

Мениң савақдаш оқутқучум

Ғәйрәтҗан осман дәсләптә маңа һәм оқутқучи һәмдә савақдаш болған иди. Бу мән шинҗаң университетида магистирлиқни башлиған 1998-йилидики вақит иди. Биз әдәбият факултети ачқан парсчә курста биллә оқуған идуқ. У өзиниң “парсчә әсәр язған уйғур әдиблири” дегән бир мақалә үчүн ишләватқанлиқини ейтқан иди. Бир парчә мақалә үчүн ят бир тилни өгиниш демәк асан болған билән қилмаққа асан иш әмәс иди. Кейинчә бу һәқтә бир китаб йезиш истикиниң барлиқини ейтти. У йәнә уйғурларниң чәт тилларда әсәр йезип алқишланған тарихини йорутмақчи болғанлиқини сөзләп өткән иди. Раст дегәндәк узақ өтмәй униң униң парсчә китап язған, хитайчә әсәр язған вә әрәбчә язған уйғур әдиблири һәққидә мақалә язғанлиқидин вақип болдум.

Вападарлиқниң тәбири

Ғәйрәтҗан осман маңа “уйғур килассик әдәбияти тарихи” дегән дәрстин лексийә бәргән иди. У дәрстә уйғур килассикларниң вапа, вападарлиқ, бивапалиқ һәққидә көп язғанлиқини мулаһизә қилип берәтти. Бәзидә у устазларниң алдида вапа бурчини ада қилалмиғанлиқини ейтип олтуруп кетәтти. Униң ейтишичә, әдәбият факултетиниң иқтидарлиқ оқутқучиси абдуришит ислам “дивану луғәтит түрк” ни тәрҗимә қилишқа қатнашқан биртәтқиқатчила әмәс, бәлки йәнә бир өлима икән. Мәрһум устаз әйни чағда техником мәлуматлиқ болғанлиқи үчүн бир өмүр ишләпму тигишлик унванға еришәлмигән, мәктәпниң мунасивәтлик тәминатлиридинму бәһримән болалмиған икән. ‍У шу чағда өзиниң шу адаләтсизлик алдида икки еғиз һәқ гәп қилалиғанлиқини пушайман билән әсләп бәргән иди.

Ғәйрәтҗан османниң савақдиши ярмуһәммәт туғлуқ, устази абдуришит ислам, тәтқиқатчи, инқилабчи уйғур сайрани тоғрилиқ язған мақалә вә әслимиригә чоңқур муһәббәт, иһтирам вә сеғинишниң сиңгәнлики билинип туриду. Қариғанда, у дәрстә сөзлигән вапа оқумини қанчә узақ тәпәккур қилған болса, шунчә чоңқур һес қилған болушиму мумкин. Мәнчә у уйғур әдибләрниң вапа вә вападарлиқ темисдики әсәрлиридин сөйүнгәнла әмәс шу уқумларни өзигә сиңдүрүп маңған икән.

Тәвәрүкләрни тәргәникән

Ғәйрәтҗан осман язған темиларни көздин кәчүргинимиздә уни уйғур һаятиниң мәсулийәтчан пүтүкчиси, тәвәрүкләрниң тәргүчиси дегүмиз келиду. Униң уйғурлар миң йиллардин буян яшап кәлгән кәнт вә йезилар һәққидә язған “қазиериқниң тумақчилиқи вә тумақчилар”, “опалниң 40-йиллардики сәнәт ишлири”, “йеңиөстәң йезисиниң бина қилиниши” дегән мақалилири әҗдатлардин қалған мирасларға болған мәсулийәтниң ипадиси. Бүгүнкидәк уйғурчә кәнт мәһәллиләр чеқиливатқан, әҗдат излири өчүрүливатқан күнләрдә юқириқи әмгәкләрниң қиммити техиму билиниватиду.

Уйғурниң тарихини йиңнә билән қазған, уйғур мәдәнийәт излирини пүвләп ениқлиған, әлниң отида көйүп, дәрдигә дәртләнгән бу устаз, бешиға бирәр хәвп йетип қелишидин әнсирәп қалғандәк тинимсиз тәр төккән икән. У мирасларни өзи сақлап қалалмайдиғанға көзи йәткәчкә, йезиқчә қалдуруп қоюш үчүн ашундақ барлиқ темиларда қәләм сүргән икән.

Ғәйрәтҗан османниң 40 йиллиқ һаяти дәрс мунбәрлиридә, йезиқ үстәллиридә өткән иди. Униң язған мақалә, обзур вә китаблири һәр саһәдики уйғурларниң мәниви иһтияҗини қандурған иди. У уйғур елида чиқидиған иҗтимаий пәнләргә даир барлиқ гезит-жорналларда мақалә елан қилған болуп, пүтүнләй тәшивиқат түсини алмиған барлиқ мәтбуатларда униң ‍әсәрлири бесилған иди.

Ғәйрәтҗан османниң әҗри уни японийә, түркийә, қазақистан қатарлиқ әлләрдә лексийә сөзләш пурситигә игә қилған. Униң 200 парчидин артуқ мақаләси темисиниң һәр хиллиқи билән кишини һәйран қалдуриду. У йезип чиққан 10 парчидин артуқ китаб, 20 парчидин артуқ йезилишға иштирак қилған йирик әсәрләр мәнчә бир муһәббәтниң мевиси иди. Бәлким бу муһәббәт униң тутулуп кетишигә сәвәп болғанду.

Ғәйрәтҗан османниң “қәдимки тарим мәдәнийәти”, “уйғурлар ғәрбтә вә шәрқтә”, “уйғур килассик әдәбияти тарихи”, “уйғурларниң тарих мәдәнийәтигә даир мулаһизиләр” дегән китаблири вәтәндә оқурмәнләрниң алқишиға еришкән иди. Бу китабларниң муһаҗирәттә бесип тарқитилиши апторниң әҗригә болған бир етирапниң бишарити, ‍әлвәттә.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.