Өлүмдин ибрәтләнгән һаят вә һиммәт
2020.12.18
Муһаҗирәттики һаятимда уйғурларниң қандақ паалийәткә әң асан вә омумиййүзлүк тәшкиллинидиғанлиқини көзәттим. Ахирида хуласә қилип уйғурларни җәмләшниң әң җәлпкар йолини өлүм дәп қарайдиған болдум. Мән муһаҗирәткә қәдәм қойған бәш йилдин буян намайишлар, сөһбәтләр, йиғилишлар вә һәтта тойларға иштирак қилмайдиған уйғурларни өлүм узутулған сорунларда көрдүм. Уйғурлар билән бир мәһәллидә яшап қелип учришип қалмаслиқ үчүн тала-түзгә көп чиқмайдиған, уйғур җамаити җиқрақ йиғилидиған мәсчитни қоюп хупиянә ибадәтни таллайдиғанларниму мийит намизида аримизда көрдүм. Шундин кейин “әҗәба, кишиләрни өлүм ойғитамду? пәқәт өлүмла уйғурни тәшкилләшкә қадирмидур?” дәп ойлайдиған болдум.
Бүгүн 2020-йили 17-декабир сәһәрдә лагер, қамақхана вә түрмиләрдә өлүп кәткәнләр һәққидә издинип олтуруп “шаһит биз” торидин шеһит кәткән 177 кишиниң мәлуматиға ериштим. Хитайдики иҗтимаий таратқуларни малтилаш җәрянда бу йил түгәп кәткән төһпикар уйғурлардин сәнәткар мәхмут сулайман, язғучи абдурахман қаһар, нахшичи җәмилә қурбан вә ләпәрчи сулайман розиларниң хәвирини алдим.
Лагерларда өлүп кәткән уйғурлар һәққидә издинип кучалиқ бир уйғурниң қаза қилғанлиқ учурини алдим. Худди өз қолум билән бир уйғурни дәпин қилғандәк қайғуда болдум. “шаһит биз” дики 177 нәпәр мәрһум кишиниң кәйнигә 1975-йили туғулған, 2018-йили лагерда қаза қилған дегән мәлуматларни қоштум. У куча наһийә бәшинҗи раюн чинибағ кәнтидин тохти мәмәт исимлик бир киши иди. Тизимликкә синлиқ гуваһлиқни йоллап болуп, бундақ үнсиз өлүмләр, давасиз қазалар, игисиз мийитләр һәққидә езилип ойлинип қалдим.
Тәкшүрүп бақсам, тизимға елинған қаза қилғучилар ичидә муһәммәт салиһ дамоллам, хотәнлик өлима абләт мәхсум, язғучи нурмуһәммәт тохтидин башқа қалған 177 киши ичидә көпинчиси чоңрақ ахбаратниң диққитини тартмапту. Немә үчүн? улар мәшһур болмиғанлиқи, әлгә билинмигәнлики үчүнму?
Издинип бақсам, ундақму әмәс икән. Мәсилән, уйғур мәшһуларниң қатаридин болмиған бир уйғурниң өлүми оннәччә ахбаратниң диққтигә сазавәр бопту. У кишиниң исими абдуғопур һапиз икән. У авам уйғурларға мәнсуп мәрһумлардин болуп, шаирә патимә сәйяһ ханимниң дадиси болидикән. Мәшһурлардин саналмайдиған бу киши қизиниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә таратқуларниң диққитигә сазавәр бопту.
Патимә сәйяһ ханим дадисиниң өлүмдин пучланған һалитини иҗтимаий таратқуларда ортақлашқан чеғида униң һәсритидин қайғуланған, әмма җасаритигә қайил болған идим. Патимә дадисиниң өлүми арқилиқ миңлиған ата-аниларниң лагерларда вә түрмиләрдә өлүм гидабида туруватқанлиқини аңлатти. Униң төһписи бир кишиниң өлүмини җамаәткә җакарлаш, ахбаратларға йәткүзүш, мухбирларға сөзләш арқилиқ бир милләтниң өлүм тәһидитидә қалған һаятини чүшәндүрүш, шундақла инсанийәтниң ортақ қайғуси сүптидә дуня җамаитигә сунуштур.
Әлвәттә, вәтәндин өлүм хәвири чиққанда йиғлап бичарә көрүнмәй, қайғулуқ көрүнмәй десиңизму өзиңизниң таллиши әмәс. Һеч бир инсан йиғлиған чағда саһипҗамал көрүнүп кәтмәйду, әмма бешиңизға көтүрүп қопқусиз дәрт кәлгәндә болсиму “һә хитай, дадам қени! анамниң йүзини көрәлмидим, җәситини болсиму көрсәт, залим!” дәп чуқан салалмисиңиз алмидәк чирайиңиз болған тәқдирдиму чалмидәк һеммитиңиз болмиса қиммитиңизму болмайду. Қәдирданиңиздин мәңгүлүк айрилғанда хәқниң қандақ қариши, қандақ ойлиши вә җәлипкарлиқиңиз тоғрилиқ арисалди болуп йүрүшиңиз инсанлиққиму тоғра кәлмәйду. Икранниң алдида йиғлиялиған адәм уйғур җаматинила әмәс, дуня җамаитиниму зулумниң қурбани болған өлүмләргә қарши қозғиталайду. Патимә шуни вуҗутқа чиқирипту. Шуңа мәрһум дадисиниң өлүми ахбаратларда хәвәр қилинипту.
Мән лагерда қаза қилғанларни ахбаратларниңла әмәс, муһаҗирәттики кишиләрниңму мийит намизини оқуп болупла унтуп кәткәнликини көрүп чөчүп кәттим. 177 Қаза қилғучиниң мәлуматиға қарисам, бәзилиригә гуваһлиқ бәргүчиләрниң өзи мәлум әмәс, һәтта толуқ исим-фамилиси, адреси вә алақә учулириму йоқ. Шуниси ениқки, лагерларда қаза қилған тутқунларниң өлүмигә, униң сәвәбигә вә җәряниға қизиқидиған һәр қандақ мухбир, сиясиюн яки тәтқиқатчи бундақ игиси намәлум гуваһлиқларни диққәткә алмайду.
Бәзи кишиләрниң мәхмут сулайманниң өлүмидин кейин қозғалған иҗтимаий тәсирниң хотән гумалиқ өлима мәмтимин йүнүс дамолламниң лагердики шеһитликидин күчлүк болғанни селиштуруп: “уйғурлар нахшичисини тонуп, өлимасини тонимайду” дейишти. Әмәлийәттә, мәмтимин йүнүс дамолламни тонуйдиғанлар, қолида оқуғанлар, тәблиғлирини аңлиғанлар аз әмәс, әмма бирму гуваһчиси йоқ иди. Мәрһум дамолламни абликимхан мәхсумниң шагирти, вариси дәп һөрмәт қилидиған миңлиған киши бар иди муһаҗирәттә, әмма у 2016-йили тутулғанда, 2018-йили тутқун өлимлар тизимликигә киргүзүлгәндә, һеч бир киши шаһитлиққа чиқмиди. Мәрһумниң канадада вә сәуди әрәбистанда пәрзәнтлири барлиқи, истанбулда унчә көп қоллиғучиси барлиқи өлүм хәвирини елан қилинғандин кейин мийит намизида билинди. Әмма симовуллуқ мийит намизи оқулуп болғандин кейин нә пәрзәнтлири, нә қоллиғучилири дамолламни өлтүргән хитайдин һесап алидиғанлиқиға даир бирәр баянни, мәрһумни хитайниң өлтүргәнликигә даир бирәр баянатни беришкә, мәрһумниң қисасини елишқа, давасини қилишқа тиришип бақмиди.
Мәхмут сулайманниң вәтәндә дадисиниң вапати һәққидә язма язған, мәйданға чиққан қизиниң һеммити муһаҗирәттики мусибәттә атиси үчүн яш төккән, мушт түгмигән пәрзәнтләрдә болған болса, мәхмут сулайманниң өлүмигә қайғуруп мәрсийәләр йезишқан қоллиғучиларниң һеммити муһаҗирәттикиләрдә болған болса, дуня уйғурға қарши бир қирғинчилиқниң мәвҗутлуқиға асанрақ чинпүткән болатти. Мәхмут сулайман вапатидин кейин униң өлүмини тәқдирниң пүткинигә ташлап қоймай, бешиға немә күн келишини билип туруп ғулғула қилидиғанлар, хитайниң қәст қилғанлиқ еһтималлиқни оттуриға қойғучилар болмиған болса, торда муназирә болмиған болатти. Вәтәндә турупму һелиму хитайниң уйғурни қозғитиш қудритигә игә шәхсләрни өлтүридиғанлиқини пәрәз қилидиғанларда болған җасарат чәт әлләрдә яшаватқанларда болған болса иди, җәзмәнки дуняниң диққити шу өлүмләргә тартилған болатти.
Хитайда уйғурниң мийити йәрликкә қоюлғандин кейинла сәбри қилидиғанлиқи аллиқачан билинип болған вә сақчи орунлири тәрипидин кәңри сүйистимал қилинған иди. Уйғурниң бирәр киши қаза қилса өлүмни узитиш билән болуп давани унтуп кетидиған, мусибәткә сәбир қилип кетидиған, өлтүргүчини вә сәвәпни сүрүштә қилип бәк инчикиләп кәтмәйдиғанлиқини хитайларға билингәчкә, түрлүк һадисиләрдә қаза қилған уйғурниң төләм пули хитайдин төвән болатти. Мән бир қанчә уйғурниң қазаға учриғандин кейин сиясий кеңәштин муаш алидиған моллиларниң вәз-нәсиһәтлири билән дәпн қилишқа көндүрүлүп төләмниму алалмиғанлиқиға шаһит болғанмән. Әгәр мушу пассип адәт вәтәнниң сиртиғиму қериндашлар билән биллә һиҗрәт қилип чиқмиған болса, қени шеһит кәткән 177 кишиниң 17 давагәри? қени муһаҗирәттә өлүмгә топ болуп қатнашқан җамаәтниң шу өлүмниң сориқини топ-топ болуп қилғини? әгәр әркин дуняда өлүмгә тутқан позитсийә хитай алдайдиған мәһәллимиздики пассиплиқтин өзгәргән болса иди, хитай өлтүргән 177 шеһит һәққидә һесап беришкә, бу өлүмниң сәвәблири һәққидә җавап беришкә, өзини ақлаш үчүн ялған сөзләшкә болсиму мәҗбур болатти.
Мән вәтәндин чиққан мусибәт хәвәрлири вә хитай тарқатқан вирус сәвәблик йенимизда көрүлүватқанлар өлүмләр һәққидики хәвәрләрниң уйғурни тәшкилләйдиғанлиқиға, тәшкиллинишләрниң һәрикәткә, һәрикәтниң бәрикәтлик нәтиҗиләргә еришидиғанлиқиға ишинимән. Уйғурни тәшкиллигән, һазидин һиммәткә вә һәрикәтләргә үндәйдиған өлүмләрниң дуняни қозғайдиғанлиқиға әсла гуманим йоқ, чүнки инсанийәтни тәсирлинишкә, тәпәккурға, һәрикәткә, болупму уйғурни қирғинчилиқтин қоғдашқа үндәшкә өлүмдин күчлүк ибрәт, өлүмдин паҗиәлик ақивәт йоқ.
Вәтәндики қериндашлар хитайниң зулум вә сүйиқәстидә, муһаҗирәттә кишилиримиз хитай дуняға пүркигән коруна вирусиниң искәнҗисидә өлүп кетиватиду. Әгәр вәтәндики бир уйғурниң өлүми муһаҗирәттә миң уйғурни ойғиталиса, һиммәткә вә һәрикәткә җасарәтләндүрәлисә, биз өлүмдин қуранда буйрулғандәк һекмәтләнгән, ибрәтләнгән болимиз. Әгәр бүгүн яшанған бир дадиниң шеһитлики, бир мәсум аниниң мусибити мусапирәттә яшаватқан миңлиған пәрзәнтләрни шаһитлиққа чақиралиса, миңлиған кишиләрни һазидар қилип уларни қамақтики қәдирданлири үчүн һәрикәткә өткүзәлисә биз өлүмдин “қуран” вәдә қилған һаятлиқниң һидини пуриялаймиз, шундақла аллаһ һиммәтликләргә вәдә қилған өлүмсиз һаятқа еришәләймиз. Худди дөләт маршимизда ейтилғандәк тарихта “җаһанни сориған иди һиммәт билән әҗдадимиз”, әмди бүгүн дуня биздин шу тәвәрүк һиммәтни сораватиду.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.