Худсон сөһбити: “түркийә уйғурларни давамлиқ ташливетәмду?”

Мухбиримиз әзиз
2022.02.08
Худсон сөһбити: “түркийә уйғурларни давамлиқ ташливетәмду?” Вашингтон шәһиридики әң даңлиқ ақиллар мәркизиниң бири болған “худсон институти” да өткүзүлгән тор муһакимә йиғинидин көрүнүш.
hudson.org

Түркийә баш министири рәҗәб таййип әрдоған 2009-йили “хитай һөкүмити уйғурларни қирғин қилди” дәп җакарлиған болуп, шуниңдин кейинки реаллиқ уйғурлар дучар болуватқан муамилиниң йилдин йилға қәбиһлишип маңғанлиқини көрсәткәниди. Шуниңдин кейин барлиққа кәлгән уйғурларниң йәнә бир қетимлиқ қечиш долқунида бир түркүм уйғурлар қачақ йоллар арқилиқ түркийәгә җәм болған болса, йәнә бир түркүм уйғурлар тиҗарәт, оқуш вә хизмәт дегәндәк түрлүк сәвәбләр түпәйлидин түркийәгә келип олтурақлашти һәмдә бу җайдики уйғур муһаҗирлириниң сани тездин ашти.

Һалбуки түркийәдики уйғурларниң сани ашқансери хитай һөкүмити билән түркийә оттурисидики дипломатик алақиму күчийип маңғанлиқи мәлум. Икки тәрәп оттурисидики дипломатик алақигә көп қирлиқ мәзмунлар йошурунған болсиму, ‍уйғурлар мәсилиси униңдики бир муһим тема икәнлики йеқиндин буян көпләп мәлум болушқа башлиди. Бу саһәдә оттуриға чиқиватқан бир қатар мәсилиләрниң нөвәттики әһвали һәмдә түркийә җумһурийитиниң уйғурларға қанчилик игә чиқиш мәсилиси вашингтон шәһиридики әң даңлиқ ақиллар мәркизиниң бири болған “худсон институти” да өткүзүлгән муһакимә йиғинида тәпсилий қарап чиқилди.

Сөһбәт риясәтчиси, худсон институтиниң хадими ерик бравун алди билән сөз елип муһаҗирәттики уйғур давасида узундин буян мәркизий сәһнә ролини ойнап кәлгән түркийә һөкүмитиниң 2009-йили июлда дуня бойичә йеганә һалда “уйғурлар үрүмчидә қирғин қилинмақта” дәп җакарлиғанлиқидин сөз башлиди. Шуниңдәк әйни вақитта тунҗи болуп уйғурларниң қирғинчилиққа учриши һәққидә сөз қилған рәҗәб таййип әрдоған һөкүмитиниң уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқи рәсмий һалда америка қатарлиқ бир қисим ғәрб һөкүмәтлириниң еғзидин елан қилинғандин кейин җим болувалғанлиқини, шуниңдәк ислам дунясиниң бу һәқтики сүкүт қилишиға васитилик һалда шерик болғанлиқини әсләп өтүш арқилиқ бундин кейинки түркийә һөкүмитиниң уйғурларға игә чиқиши яки уларни ташливетиши һәққидики мәсилиләрни мутәхәссисләргә һавалә қилди.

Түркийә һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики мәйдани тоғрисида вашингтон шәһиридики “като институти” ниң тәтқиқатчиси мустафа ақйол әпәнди алди билән өз қарашлирини баян қилди һәмдә бу җәһәттики әһвални қисқичә әсләп өтти. . Униң қаришичә, түркийә билән уйғурлар оттурисидики мунасивәт узун тарихқа игә. Әмма уйғурларниң қирғинчилиққа учриши һазир дуняви мәсилә сүпитидә көп қисим кишиләргә мәлум болған, шуниңдәк бир қисим һөкүмәтләр бу һәқтә қарар еливатқан болсиму, түркийә өткән бәш йилда изчил бу мәсилидә наһайити “сипайә” болуп кәлди. Өткән 70 йил мабәйнидә муһаҗирәттики уйғурларға башпанаһ болуп кәлгән, 1995-йили муһаҗирәттики уйғур давасиниң рәһбәрлиридин болған әйса йүсүп алип текин вапат болғанда униңға дөләт дәриҗилик дәпнә мурасими өткүзүп, мәркизий бағчиларниң биригә “әйса йүсүп алиптекин бағчиси” дәп нам бәргән түркийә һөкүмитиниң уйғур диярида шунчә еғир вә һәқиқий мәнидики қирғинчилиқ оттуриға чиққанда җим йетивелиши нурғун кишиләрни һәйран қалдуридикән. Дәрвәқә түркийә һөкүмити ислам әллиригә қариғанда кичиккинә болсиму “дадил” болуп анчә-мунчә сөз қилған. Әмма уларниң сөзлиридә еһтиятчанлиқ, сипайилик вә юмшақлиқ бәкла еғир. Әмма исраилийә яки башқа җайлардики мусулманлар дуч кәлгән мәсилиләр һәққидә сөз қилғанда аҗайип кәскин болған түркийә һөкүмити уйғурларға кәлгәндә задила бундақ кәскин болалмиған. Йәнә бир яқтин түркийә һөкүмити түркийәдики ахбарат васитилирини уйғурлар һәққидики темиларда қаттиқ “искәнҗигә алған” болғачқа ахбаратларда уйғур қирғинчилиқи тоғрисида күчлүк тәнқидләрни көргили болмайдикән. Йеқинқи мәзгилләрдә “ийи партийәси” қатарлиқ бир қисим өктичи партийәләр бу мәсилини қайта-қайта оттуриға қоюватқанлиқтин бу җәһәттики әһвалда қисмән өзгиришләр барлиққа келишкә башлиған. Нормал болған реаллиқтин елип ейтқанда түркийә әслидә уйғур давасидики байрақдар вә рәһбәр дөләт болуши керәк болсиму реаллиқ буниң барлиққа кәлмигәнликини ашкара намаян қилған. “сабаһ” қатарлиқ бир қисим чоң гезитләр йеқинқи йилларда хитай һөкүмитини махтайдиған бир қисим мақалиларға көпләп орун бәргән болса, түркийәниң өзи истратегийәлик мунасивәттә “ғәрбкә қарши, шәрққә майил” шәкил елишқа башлиған.

Тәтқиқатчи ерик бравун бу һәқтики мәсилиләр қатарида нөвәттики түркийә-хитай мунасивитиниң һәр саһәгә болған тәсириниму алаһидә оттуриға қойди. Бу мәсилә һәққидә “америка хәлқара диний әркинлик комитети” ниң муавин рәиси, худсон институтиниң тәтқиқатчиси нури түркәл сөз алди. . Нури түркәлниң билдүрүшичә, түркийә һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики мәйдани түркийә ичи вә сиртидики уйғурларни бәкму үмидсизләндүргән. Йәнә келип түркийә һөкүмити уйғур давасини ашкара һимайә қилиш орниға бир қисим уйғур паалийәтчиләрни тәқиб астиға алған. Шу қатарда дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң рәиси долқун әйса қатарлиқ уйғур паалийәтчиләрниң түркийә чеграсидин өтүши мәни қилинған болса, түркийәдә һечқандақ көчмәнлик һөҗҗити йоқ һалда яшаватқан абдуқадир япчандәк бәзи уйғур паалийәтчилирини қамаққа алған. Шу вақитларда хитай билән түркийә ‍оттурисида җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими түзүлгәндин кейин түркийәдики уйғурлар буниңдин бәкму әндишигә чүшкән. Түрлүк йоллар арқилиқ мәлум болушичә, һазирғичә аз дегәндиму 200 нәпәр түркийә пуқраси хитай түрмисидә қамақлиқ болсиму, түркийә һөкүмити бу мәсилиләрни дипломатик сөһбәттә тилға елиштин өзлирини тартип кәлмәктикән. Гәрчә түркийә һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати мунбиридә уйғурлар һәққидә сөз қилған болсиму, шуниңдәк түркийәдики уйғурларға алаһидә виза етибари берилгән болсиму буларниң һәммиси пәқәт “инсанпәрвәрлик ярдими” даирисидила болуп кәлгән. Шуңа булар уйғурларни унчә хушал қиливәткидәк ишму әмәс икән.

Буниңдики сәвәбләр һәққидә сөз болғанда мустафа ақйол көп тәрәплимә амилларниң буниңдики роли тоғрисида алаһидә тохталди. . Униң қаришичә, хитайниң түркийәни иқтисадий җәһәттин “беқинди қиливелиши” дин башқа түркийәдә бәкму омумлашқан “ғәрб дүшмәнлики нәзәрийәси” ниң сәлбий ролиға сәл қарашқа болмайдикән. Бу нәзәрийәдә ғәрб дунясиниң қанчилик рәзил икәнлики, уларниң һәрқачан суйиқәст пиланлайдиғанлиқи, ғәрб дунясиниң һәрқачан шәрқ дунясиға қарши ялған тәшвиқат билән шуғуллинидиғанлиқи дегәнләр алаһидә орун игиләйдикән. Бу хил чүшәнчә түркийә сиясий саһәсини “шәрққә майил” болушқа үндимәктикән. Йәнә келип бу хил “ғәрб дүшмәнлики” чүшәнчиси һөкүмәт башқурушидики асаслиқ гезитләрдә йетәкчи орунни игиләйдикән. Иди’‍ологийә җәһәттики бу хил мәсилиләрму уйғурлар мәсилисигә еғир сәлбий ақивәтләрни елип кәлмәктә икән. Йәнә бир яқтин доғу пиринчәк қатарлиқ коммунистлар наһайити актип болуп һәдесә “улуғ вәтән” намида мав зедоң идийәсини тәшвиқ қилмақтикән. Гәрчә уларниң тәсирини бәк кәң вә чоңқур дегили болмисиму әмма улар бәк актип паалийәтләрдә болмақта. Йәнә бир яқтин росийәму түркийәни ‍өзигә қаритишқа зор күч чиқармақтикән. Түркийә иқтисади җиддий төвәнләватқан әһвалда уларниң хитайға тайиниши бир һәссә ашқан болса, кейинки қетимлиқ сайламда уттуруп қоюштин вайим йәватқан әрдоған һөкүмити бейҗиң билән бәзи мәсилиләрдә өзара келишим һасил қилиши еһтималға бәкму йеқин икән. Хитай өзини қиммәт мәркизи сүпитидә оттуриға чиқириватқан, һакиммутләқлиқ вә юқири пән-техникилиқ назарәтни ислам дунясиға, җүмлидин түркийәгә кеңәйтишни арзу қиливатқанда көплигән сәлбий еһтималлиққа ишикләр ечилиши мумкин икән. .

Мустафа ақйол алаһидә оттуриға қойған мәсилиләрниң бири һазирқи һөкүмәтниң 2023-йилидики омуми сайламда қандақ ақивәткә еришиши болди. Униң пикричә рәҗәб таййип әрдоған һөкүмити давамлиқ һакимийәт сориса түркийә һөкүмитиниң уйғур давасиға болған нөвәттики пәрвасизлиқ мәвқәсиниң давам қилиши еһтималға толиму йеқин икән. Чүнки хитай һөкүмити “йетәкчи вә башпанаһ” болған әһвалда түркийәниң хитайға қарши мәвқәгә өтүши мумкин әмәс икән. Гәрчә түркийә һөкүмити өзлириниң мустәқил икәнликини көп қетим тәкитләп кәлгән болсиму, улар русийә вә хитайға бәкму еғир дәриҗидә тайинип қалған. Түркийәдики ийи партийәси қатарлиқ өктичиләр тохтимастин уйғурлар һәққидә сөз қиливатқан болуп, уйғурлар һәққидә наһайити салмақлиқ обзорларни елан қилип кәлмәктикән. Әмма уларниң сайламда йеңип һакимийәт бешиға чиқиш-чиқалмаслиқи башқа бир мәсилә икән. Әгәр улар сайламда һакимийәтни қолға алалиса түркийәниң уйғурлар һәққидики сиясәтлиридә бәзи өзгиришләр барлиққа келиши мумкин икән. Һазирқи әһвалда сайламға һечкимму кесип бирнәрсә дейәлмәйдиған болуп, ийи партийәсиниң ички қисмидиму чечилаңғулуқ, петишмаслиқ вә иттипақсизлиқ еғир икән.

Хитай һөкүмитиниң иқтисадий васитә арқилиқ түркийәни беқинди қиливелиши һәққидә нури түркәл алаһидә тохталди. . Униң пикричә хитай һөкүмити оттура шәрққә нефит вә қорал содиси арқилиқ йеқинлашқан болса түркийәгә “бир бәлвағ бир йол” арқилиқ йеқинлашқан. Иқтисадий васитә арқилиқ ислам дунясини өзигә қаритип болған хитай һөкүмити түркийәгә зор мәбләғ селиштин башқа йәнә техника експорт қилмақта икән. Мәсилән, хуавей, зите гуруһи дегәнләр буниң типик мисаллири икән. явропаниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә кәскин қарши туралмаслиқи хитай үчүн бир чоң йочуқ болуп қалмақта икән. Йәнә келип қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамисигә 120 дөләт имза қойған болсиму, уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар алғанлар әмди сәккизгә йәткән. Әмма буларниң һәммиси техи биринчи қәдәм болуп, қирғинчилиқниң давам қиливатқанлиқиға бәш йилдин ашқан болсиму дуня техичә буниң қирғинчилиқ яки әмәсликини талишип ‍аварә болмақтикән.

Мәлум болушичә, түркийә-хитай мунасивити нөвәттә толиму мурәккәп вә давалғуш вәзийитидә туруватқан болуп, түркийә һөкүмитиниң уйғурларға қанчилик игә чиқалиши уларниң хитайға қанчилик беқинди болуши билән зор дәриҗидә мунасивәтлик, дәп қаралмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.