“икки йиғин” ниң уйғурлар сайлимиған “хәлқ вәкиллири” 2025-йилида немиләрни қилмақчи?

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.01.27
xelq-qurultay-wekil-beijing-1024 Уйғур аптоном районидин кәлгән вәкилләр тйәнәнмен мәйданида хатирә сүрәткән чүшкән. 2024-Йили 5-март, бейҗиң
ts.cn

2025-Йили январниң 18-вә 19-күнлири шинҗаң уйғур аптоном районлуқ 14-нөвәтлик хәлқ вәкиллири қурултийи 3-йиғини вә уйғур аптоном районлуқ сиясий мәслиһәтчиләр кеңишиниң 13-нөвәтлик вәкиллири 3-йиғини үрүмчидә ечилишқа башлиди. Йиғинда 2024-йиллиқ хизмәтләрдин доклат берилиш билән тәң, 2025-йили хитайниң уйғур елидә йәнә немиләрни қилмақчи болғанлиқиға даир “пилан” лар оттуриға қоюлди.

2025-Йили “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулғанлиқиға дәл 70 йил болиду. Уйғур намида аталған бу “аптоном район” да, уйғурларниң өзлиригә берилгән аптономийә һоқуқлирини һәқиқий йүргүзүшигә һечқачан йол қоюлмиған. Шундақ болсиму, бу районниң уйғур нами билән атилиши хитайни әзәлдин хатирҗәм қилған әмәс. Әгәр өткән 70 йилни қутлуқлаш тоғра кәлсә, бәлки хитай аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном райони” ни қандақ қилип 70 йил уйғурларни аптономийә һоқуқлиридин мәһрум һаләттә идарә қилалиғанлиқини қутлуқлиши мумкин. Чүнки бир милләтниң аптоном һәқлирини, уларниң аптоном район намини сақлап қалған һалда йоқитиветиш вә район игиси болған милләткә хәлқара терроризмға бағлап ирқий қирғинчилиқ елип бериш, һәммила дөләт қилалайдиған ишлар әмәс әлвәттә!

Йиғинда хитайниң уйғур елидики өткән йиллиқ хизмәт доклати оқуп өтүлгән болуп, 2024-йилидики хизмәтлирини хитай мундақ бир җүмлигә йиғинчақлиған. Йәни, “муқимлиқ” астида иқтисадни тәрәққий қилдуруш техиму мукәммәлләшкән, “киргүзүш” күчи техиму күчәйгән, “тәркибни йеңилаш” юқири көтүрүлгән бир йил.

Бу йәрдә тилға елинған “муқимлиқ” ниң уйғурларни ирқий қирғинчилиқ билән йоқитишқа қаритилғанлиқини, “киргүзүш” ниң хитай көчмәнлирини уйғур елигә йөткәшкә қаритилғанлиқини, “тәркибини йеңилаш” ниң уйғур елиниң нопус қурулмисини өзгәртиш, йәни уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған һаләттин, хитайлар көп санлиқни игиләйдиған һаләткә өзгәртишкә қаритилғанлиқини чүшинәләймиз. Қизиқ йери, хитай тәшвиқатидики “демократик усулда сайланған хәлқ қурултийи вә сиясий мәслиһәтчиләр кеңиши вәкиллири” қатнашқан бу йиғинда уйғур хәлқиниң ирадисигә вәкиллик қилидиған бирму вәкил мәвҗут әмәс. Чүнки, хитайниң аталмиш “демократик хәлқ сайлими” әмәлийәттә уйғур хәлқини сайлам һоқуқидин пүтүнләй мәһрум қалдурған болуп, уйғурларниң ирадисигә әсла вәкиллик қилалмайду. Гәрчә хитай уйғур елиниң һәтта наһийә вә йезилиридики барлиқ хәлқ вәкиллири сайлам арқилиқ вуҗудқа келидиғанлиқини җар салсиму, әмәлийәттә, сайлиғучилар беләт ташлап сайлайдиған кандидатлар пүтүнләй хитай коммунист партийәсиниң тизгинлишидә болиду. Чүнки хитайниң мәйли “хәлқ қурултийи вәкиллири” болсун яки “сиясий мәслиһәтчиләр кеңиши вәкиллири” болсун, һәр иккисила хитай коммунист партийәси вә бирликсәп (统战部) тәрипидин башқурулиду. Хитай коммунист партийәсини қоллимайдиған яки уларға хәвп дәп қарилидиған һечқандақ киши бу икки органда вәкил болуш салаһийитигә игә болалмайду. Бу һәқтә хитайниң “сайлам қануни” диму ениқ көрситилгән. Йәни, бу қанунда һәрқайси наһийә вә йеза дәриҗилик хәлқ қурултийи вәкиллирини сайлашта, хәлқ сайлиған кандидатлар чоқум сайлам районидики партийә вә һәрқайси хәлқ тәшкили тәрипидин көрситилиши керәклики бекитилгән. Демәк, аталмиш уйғур аптоном районида өткүзүлүватқан икки йиғинниң һечбир вәкиллирини уйғур хәлқи сайлимиған бәлки хитай компартийәси өзи сайлиған. Бундақ әһвалда улар әлвәттә уйғурларниң ирадисигә вәкиллик қилалмайду, уйғурлар үчүнму хизмәт қилмайду!

Бу сәвәбтин, мәзкур йиғиндиму худди өткән йилидикигә охшашла аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдисини бәрпа қилишни, шинҗаңни тәрәққий қилдурушниң баш пиринсип қилиш” тәкитләнгән. Аталмиш “җуңхуа миллити” сөзиниң хитай кимликини асас қилидиған характеридин қариғанда, бу сөзниң очуқ мәниси “шинҗаңни тәрәққий қилдуруш, пәқәт уйғурларни йоқитишни пиринсип қилиду” дегәнликтур.

Дәрвәқә, хитай башқурушидики “алтай хәвәр тори” ниң 20-январдики аталмиш “икки йиғин” сәһиписидә елан қилинған мақалидиму, “җуңхуа миллити кимликини яритиш” ниң муһимлиқи йорутулған. “һәр милләт хәлқини җуңхуа миллити вә җуңхуа мәдәнийитиниң йилтизи һәм роһиға сиңдүрүш қурулушини пухта қилайли” темисидики бу мақалидә, аталмиш “җуңхуа миллити ортақ еңи идийәси” ни дөләтниң вә милләтләр иттипақлиқиниң, миллий роһниң асасий дәп тәсвирлигән. Шундақла, “җуңхуа миллити ортақ еңи қурулушини илгири сүрүп, һәр милләт кишилириниң ортақ аилисини қуруп чиқиш” оттуриға қоюлған.

Бизгә мәлум болғинидәк аталмиш “җуңхуа миллити” сәпсәтиси әслидә манҗу императорлуқиниң йимирилиш дәвридә һәрқайси милләтләрни сиясий бир гәвдигә уюштуруш үчүн ойдуруп чиқирилған бир уқумдур. Бу уқум манҗу императорлуқи ағдурулғандин кейин мустәқил болушқа тегишлик болған, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ нурғун милләтләрни әйни чағдики миллий мустәқиллиқ имканлиридин айрип ташлиғаниди. Һәтта бу уқум тәсиридә барлиққа кәлгән “җуңхуа минго” му әйни йиллири бу милләтләрниң хитайдин пәрқлиқ болған тарихий, мәдәнийити, тил вә өрп-адәтлирини нәзәрдин сақит қилған һалда уларни “җуңхуа миллити” қиливетишкә урунған. Шуниңдин кейин хитай тәрипидин “йоқитилиш тәһдити” уйғур қатарлиқ милләтләрдә миллий кимлик туйғулириниң ойғиниши вә хитайлаштурушни рәт қилиш туйғусини күчәйткән. Һәтта бу һадисә уйғурларниң миллий мустәқиллиқ күрәшлиригә күчлүк асас болғаниди. Гәрчә “җуңхуа минго” аллибурун хитайдин чекинип, тәйвәндә мәвҗутлуқини сақлаватқан болсиму, лекин аталмиш “җуңхуа миллити” сәпсәтисиниң коммунист хитайда давамлиқ базар тепиши кишини һәйран қалдуриду. Техиму муһими, коммунист хитайниң һакимийәт асаси сабиқ советлар иттипақидин өрнәк елинған болуп, униң “җуңхуа минго” дин һакимийәтни тартип алалишидики асаслиқ сәвәбму дәл миллий зулумға қаршилиқи, миллий мустәқиллиқни қоллайдиғанлиқи вә милләтләрниң баравәрликини тәрғиб қилишидиндур. Милләтләр баравәрлики, миллий зулумға қарши туруш пиринсип қилинған коммунист идеологийәси хитай һакимийитиниң асаси болуп, хитайниң аталмиш миллий территорийәлик аптономийә түзүминиң шәкил җәһәттә һазирғичә сақлап турушиму, дәл бу сәвәбтин дейишкә болиду.

Нөвәттә хитай өзиниң миллий мәнпәәтини капаләткә игә қилиш мәқситидә, җуңхуа минго дәвридики ашқун милләтчиликниң мәһсули болған “җуңхуа миллити” сәпсәтисини қорал қилмақта. Йәни бу уқумни хитай қайтидин пәрдазлап, худди “америкалиқлар” уқумидәк, “тарихтин буян бу территорийәдә яшап кәлгән һәр хил милләтләрниң өз ара сиңишиш җәрянида шәкилләнгән ортақ гәвдиси” қилип көрсәтмәктә. Лекин бу хил ойдурма миллий кимликниң “америкалиқлар” дәк тарихий йилтизи болмиғанлиқи сәвәб, буниң сахта кимлик маһийитини йошуруш хитай үчүн асанға чүшмәйватқанлиқи ениқ.

Уйғурлар мәсилисидә хитай һәмишә обйектип мәсилиләрни нәзәрдин сақит қилип, һәқиқәтни бурмилап кәлди. Һәтта бу ялғанчилиқларни “дөләт мәнпәәти” билән бағлап тәшвиқ қилип, уйғурлар һәққидики һәқиқәтләрни дөләт мәнпәәтигә бағлиди вә һәқиқәтни сөзлигәнләрни һакимийәтни дүшминигә айландурди. Қарайдиған болсақ, хитайниң уйғур елидә 2025-йили қилмақчи болғанлириму бу вәҗидин йәнила уйғурларниң тәрәққияти билән әмәс, бәлки уларниң миллий кимликини, униң айрим бир милләт сүпитидә тәрәққий қилишини йоқитиш билән мунасивәтлик болған. Йәни хитайниң бу йиллиқ иқтисадий тәрәққиятқа алақидар болған пиланлириниң бурунқидәкла, “муқимлиқ” ниң кәйнигә тизилиши дәл бу сәвәбтин.

Хитай 1950-йиллардин буян уйғур елидин ғайәт зор тәбиий байлиқларни, җүмлидин тәбиий газ, нефит, көмүр вә башқа қиммәтлик байлиқларни тохтавсиз йөткәп өзиниң тәрәққияти һәтта тәбиий газлар билән 400 милйондин артуқ аһалисини тәминләп кәлсиму, лекин уйғурлар бүгүн аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном райони” дикила әмәс, бәлки пүткүл хитайдики әң намрат хәлқ һалитигә чүшүрүлди. Буниңғиму қанаәт һес қилалмиған хитай, уйғурларни милләт сүпитидә пүтүнләй йоқитиш үчүн күчиниң баричә һәрикәт қилмақта. Нәччә он йиллардин буян тохтимиған зулум, ассимилятсийә дәстидин, уйғур елиниң әсли игилири болған уйғурларниң үнлири өчүрүлүп, излири көмүлүшкә башлиди. Лекин уйғурлар үстидә ирқий қирғинчилиқ җинайити садир қилған хитай болса, хәлқара җәмийәттә ялған тәшвиқат тарқитип, өз җинайәтлирини йошурмақчи болди. Һәтта “икки йиғин” дики уйғурлар сайлимиған “хәлқ вәкиллири” билән, уйғурларниң аптоном һәққи берилгән бир милләтликини испатлимақчиму болушти. Һалбуки, уйғурларниң йиллардин буян хитай һөкүмитигә болған наразилиқ вә қаршилиқлири хитай тәшвиқатидәк “хәлқара террорлуқниң бир қисми” әмәс, бәлки дәл аптономийә һәқлириниң тартивелинғанлиқи үчүн әмәсмиди?

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.