Илһам тохти гурупписи вәкиллири явропа парламентида зиярәттә болди
2016.04.18
Германийәдин әнвәрҗан, фирансийәдин мари һолизман вә белгийилдин мартен шултер қатарлиқ “илһам тохти гурупписи” әзалири бүгүн явропа парламентида илһам тохти мәсилиси тоғрулуқ сөһбәт өткүзди.
Бүгүн 18-апрел явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати рәиси әнвәрҗан әпәндиниң белгийә пайтәхти бирюсселдин бәргән мәлуматиға асасланғанда, “илһам тохти гурупписи”ға әза кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин уйғурларға вакалитән әнвәрҗан, фирансийәлик хитайшунас вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси мари һолизман ханим вә белгийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси мартен шултер әпәндиләр явропа парламентида зиярәттә болуп, илһам тохтини “сахаров мукапати” ға наил қилиш вә явропа парламентида йеқинда чақирилидиған илһам тохтиға аит илмий муһакимә йиғинини орунлаштуруш ишлири тоғрисида икки нәпәр милләт вәкили билән сөһбәт елип барған.
Әнвәрҗан әпәнди бүгүнки бу зиярәттә италийә вә болғаарийәниң явропа парламентидики икки нәпәр милләт вәкиллири билән сөһбәт өткүзгәнликини, сөһбәтлириниң нәтиҗилик болғанлиқини илгири сүрди. У сөзидә, алди билән италийәлик милләт вәкили билән елип барған сөһбәт мәзмунини диққитимизгә сунди.
“илһам тохти гурупписи” әзалири йәнә булғарийәлик милләт вәкили биләнму узун сөһбәтлишип, алдимиздики күнләрдә чақирилмақчи болған йиғинни музакирә қилған.
Фирансийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә хитайшунас мари һолизман ханимму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи учришишниң әһмийити тоғрисидики қарашлирини баян қилди. У сөзидә шуларни тилға алди: “биз бүгүн явропа парламентидики өз гуруппимизниң икки нәпәр қоллиғучиси билән сөһбәт өткүзүп, уларниң һимайисигә ериштуқ. Бизниң илһам тохти гуруппимизниң асасий мәқсити; илһам тохтини явропа парламентида тонутуш вә униң сахаров мукапатиға наил болушини қолға кәлтүрүш һәмдә йеқинда чақирмақчи болған илмий муһакимә йиғиниға явропа парламенти милләт вәкиллириниң һесдашлиқини қозғаштур. Һәммидинму муһими, сахаров мукапати. Мәлум болғинидәк, сахаров мукапатиниң мәниси-пикир әркинликидур. Илһам тохтиға охшаш әркинлик үчүн күрәш қилған кишиләргә берилидиған сиясий қиммити юқири мукапаттур. Илһам тохти хитайдики мәзгиллиридә уйғурларниң әркинлики үчүн сөзлиди, уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлири үчүн язди. У уйғурларға әркинлик тилигәнлики, кишилик қәдир-қиммәт тәләп қилғанлиқи үчүн хитай һакимийити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум болди. Әлвәттики, биз илһам тохтини бу мукапатқа әң лайиқ намзат, дәп қараймиз вә буниң үчүн ‛илһам тохти гурупписи‚ ни қуруп, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән биргә униң үчүн әҗир сәрп қиливатимиз”.
Мари һолизман ханим сахаров мукапатиға илгири хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин вей җиңшиң вә ху җияниң еришкәнлики мисал елип шундақ деди: “вей җиңшиң бу мукапатқа еришкән 1995-йили, у техи хитайда түрмидә иди. Сахаров мукапатиға еришкәндин кейин, хитай һөкүмити уни қоюп бериш мәҗбурийитидә қалди һәмдә вашингтонға йолға селип қойди. Мениң қиясимда, әгәр илһам тохти бу мукапатқа еришсә, униң әркинликкә чиқиш еһтимали зорийиду, бәлким хитай һөкүмити уни қоюп берип, чәтәлгә йолға селип қоюши мумкин. Сахаров мукапатиға еришкән йәнә бир шәхс __ ху җя болса 3йерим йиллиқ кесилгән иди. Гәрчә хитай һөкүмити уни қоюп бәргән болсиму, униң әркинликини толуқ әслигә кәлтүрмиди. Ху җяниң сөзләш, йезиш әркинлики давамлиқ чәклимигә учримақта. Илһам тохтиниң вәзийити бәлким униң вәзийитигә охшап қелишиму мумкин. Буниңға алдин бир нәрсә дегили болмайду. Һәрһалда юқирида тилға алған икки хил еһтималлиқниң бири яки униң арисида бир һал шәкиллиниши мумкин. Қандақла болмисун, бу мукапат илһам тохти үчүн хәйрлик болиду.”
Явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати рәиси әнвәрҗан әпәнди, бүгүнки бу учришиштин мәмнун болғанлиқини, бәзи милләт вәкиллириниң өзлирини һимайә қилиш тоғрулуқ сөз бәргәнликини тәкитләп өтти. Мари һолизман ханим болса, илһам тохтини сахаров мукаматиға ериштүрүш хизмитиниң давамлишидиғанлиқини илгири сүрүп, әгәр илһам тохти бу сахаров мукапатиға еришкән тәқдирдә, буниң хитайға җиддий бир сигнал беридиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “илһам тохтиниң сахаров мукапатиға еришишиниң уйғур миллий һәрикитигә көрситидиған тәсири тоғрулуқ бир нәрсә дейәлмәймән. Әмма һеч болмиғанда, хитай һөкүмити демократик әлләрниң, болупму ғәрб дунясиниң илһам тохтиға берилгән җазаға нәқәдәр қаттиқ нарази болғанлиқини йәнә бир қетим һес қилиду.
Әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, “илһам тохти гурупписи” йеқинда явропадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлирида паалийәт қиливатқан сиясий актиплар, мухбирлар вә инсан һәқлири тәшәббусчилири тәрипидин тәшкилләнгән болуп, бу гуруппа “илһам тохтиға әркинлик!” шоари астида паалийәтлирини давамлаштуридикән.