Хитай өктичи зиялийлири: “бейҗиң мөтидил уйғурларни халимайду”

Мухбиримиз меһрибан
2014.09.26
ilham-toxti-wang-lishyong.jpg Илһам тохти әпәнди тутулуп кетиштин икки күн илгири, хитай язғучиси ваң лишйоң униң өйигә йоқлап кәлгәндә чүшкән хатирә сүрәт. 2014-Йили 13-январ, бейҗиң.
RFA/Méhriban

Хитай даирилириниң уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини аталмиш дөләтни парчилаш җинайити билән әйибләп, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиши, хәлқара җәмийәтниңла күчлүк әйиблишигә учрап қалмастин, бәлки хитай өктичи зиялийларниңму қаттиқ әйиблишигә учриди.“демократик җуңго” торида 25-сентәбир елан қилинған “бейҗиң мөтидил уйғурларни халимайду” дегән зиярәт хатирисидә, аптор җу җелүн бейҗиңдики хитай өктичи зиялийлиридин ваң лишюң, воесәр, ху җя, теңбяв қатарлиқлар билән өткүзгән сөһбәт хатирисини елан қилған. Булар өз баянлирида илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши хитай һөкүмити билән уйғурлар оттурисидики оттура йол йәни сөһбәт йолиниң үзүлгәнликидин дерәк беридиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һәрқандақ наразилиқини қаттиқ қол сиясәт билән бастуруш йолини таллиғанлиқини әйиблигән.

Мақалидә баян қилинишичә, илһам тохти аилисиниң йеқин дости тибәтлик аял язғучи воесәр, уйғур аптоном район даирилириниң илһам тохтини тутқун қилишни узундин буян пиланлап кәлгәнликини билдүрүп: “илһам тохти қолға елиништин бир һәптә илгири, ерим ваң лишюң иккимиз униң аилисигә барған идуқ. Әйни чағда илһам тохти даириләрниң уни тутқун қилишқа урунуватқанлиқини билдүрүп, ‛шинҗаң тәрәп мени тутмақчи, әмма бейҗиң рухсәт қилмиди‚ дегән иди. Әмма бир һәптидин кейин у қолға елинди. Мана һазир уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди. Бу әһвал бизни қаттиқ үмидсизләндүрди” дегән.

Тонулған хитай язғучиси ваң лишуң өзиниң илһам әпәнди билән 2008-йилдин кейин йеқиндин тонушуш пурситигә еришкәнликини билдүрүп, илһам тохтиниң уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип елан қилған мақалилири вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини ашкара тәнқид қилиши хитай һөкүмәт даирилирини биарам қилип келиватқан негизлик мәсилә икәнликини, болупму униң, шинҗаң уйғур аптоном районидики һөкүмәт әмәлдарлирини тәнқидлиши йәрлик даириләрни интайин хапа қилғанлиқини, бу сәвәбтин даириләрниң илһам әпәндини көздин йоқатмақчи болғанлиқини тәкитләп мундақ дегән: “улар (йәни хитай һөкүмити демәкчи) мөтидил уйғурларниң болушини халимайду. Чүнки мөтидил қараштики уйғурлар пәйда болса, улар (һөкүмәт) бу уйғурлар билән сөһбәт өткүзүши керәк. Шуңа улар уни(илһам тохтини) йоқитиш қарариға кәлгән. Андин улар ғәрб дунясиға уйғурлар арисида оттура йолни тутқан мөтидил адәмләр йоқ. Биз террорчилар билән уруш қиливатимиз, дегән җавабни бәрмәкчи.

Бир һәптидин буян б б с қатарлиқ көплигән хәлқара мәтбуатлар ваң лишуң әпәндиниң, хитай һөкүмитиниң илһам тохтини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини әйибләп твитер қатарлиқ аммиви тор бекәтлиридә язған:“җуңго һөкүмити һазир қәлимидин башқа қаршилиқ қорали болмиған бир уйғур зиялийсини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди. Җуңго һөкүмити өз қоли уйғурларниң нелсон мандиласини тикләп бәрди. Илһам тохтини йәнә бир нобел тинчлиқ мукапати саһиби қилип һазирлиди” дегән инкаслириниму көчүрүп басқан болуп, хитай баянатчиси ғәрб мәтбуатлириниң илһам тохти һәққидики хәвәрлирини тәнқидлигәндә “хитай һөкүмити уйғурларниң мандиласини пәйда қилди” дегән бу сөзни нәқил елип туруп наразилиқини ипадилигән иди.

Мақалидә йәнә, хитайда кишилик һоқуқ әркинликини тәшәббус қилғини үчүн илгири даириләр тәрипидин қолға елинип түрмидә ятқан бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җяниң сөзлириму нәқил елинған. У, илһам тохти қолға елинғандин буян илһам тохтини қоюп бериш һәққидә елип барған паалийәтлири сәвәблик бирқанчә қетим тутқун қилинған,һәтта өткән һәптә намәлум кишиләр тәрипидин өлүм тәһдитигиму учриған.

Ху җя илһам әпәнди билән тонушуш җәрянини әсләп,“мән түрмигә кириштин илгирила илһам тохтини биләттим. Әмма униң билән болған достлуқ мунасивитим у түрмидин қоюп берилгән үч йил җәрянида барғанчә мустәһкәмләнди. Түрмидин чиққинимда аялим мени илһам тохтиниң өйигә тунҗи қетим елип барди. Мән бу һаятимда илһам тохти билән тонушқиним үчүн өзүмни тәләйлик һесаблаймән” дәйду. Андин у йәнә, даириләрниң илһам тохтини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилишиниң бу йилларда хитайдики виҗдан мәһбуслириға берилгән әң еғир җаза болғанлиқини билдүрүп мундақ дәйду: “илһам тохти мусулман иди. У мәлум мәсилә һәққидә тохталғинида, даим қолини сол көксигә қоюп сәмимийликини ипадиләйтти. У җуңго һөкүмити уйғурларға вәдә қилған уйғурларниң аптономийилик қануний һоқуқини әмәлийләштүрүшни тәләп қилди халас! әмма улар тинчлиқ билән уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилған бир уйғур зиялийсини көздин йоқатмақчи болуватиду. Адәттә илһам әпәндигә охшаш дело билән әйибләнгән виҗдан мәһбуслириға берилидиған җазалар 7 йилдин 15 йилғичә болиду. Мәнму илһам әпәндиниң үч йилдин 8 йилғичә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин дәп ойлиған идим. Әмма, улар уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди. Бу өзини қанун дөлити дәп давраң қилидиған һөкүмитимиз үчүн чоң бир номус, һәтта 1 милярдтин артуқ җуңго хәлқи үчүнму номус қиларлиқ иш һесаблиниду.”

Адвокат тең бяв бейҗиң сиясий қанун университетиниң оқутқучиси болуп, у һазир америкидики харвард университетида зиярәтчи тәтқиқатчи болуп турмақта. У хитай һөкүмитиниң уйғур зиялийси илһам тохтини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилишини әйибләп,“илһам тохти мөтидил зиялий иди. Әмма һөкүмәт һазир бундақ мөтидил кишиләрни халимайду, уларниң һәқлиқ тәләплири һөкүмәтниң қулиқиға яқмайду. Болупму, ши җинпиң тәхткә чиққандин кейин 2013-йил 3-айдин башлап бейҗиңдики бир қисим мөтидил зиялийлар арқа-арқидин тутқун қилинип, җаза һөкүми елан қилинди. Әнә шундақ болғини үчүн, улар илһам әпәндигә охшаш һөкүмәтниң сияситини тинч йол билән тәнқидлигән кишиләрни йоқатмақчи болуватиду, мана әмди илһам тохтини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиш арқилиқ уйғурлардин чиққан һәққанийәтни тәләп қилғучи мөтидил пикирлик бир зиялийни йоқатмақчи, уйғурларниң тинч йол билән сөһбәт өткүзүп мәсилини һәл қилиш йолини етивәтмәкчи болуватиду,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.