Муһаҗирәттики уйғур зиялийлири шинҗаң телевизийәсиниң илһам тохти делоси һәққидики мәхсус сөһбитигә рәддийә бәрди (2)
2014.10.28
Анализчилар шинҗаң телевизийиси уйғурчә қанилиниң илһам тохти делоси һәққидики Мәхсус телевизийә сөһбитиниң Мәқсәтлик һалда оттуриға чиққанлиқини илгири сүрмәктә.
Илһам тохти үрүмчидә сотлинип узун өтмәйла шинҗаң телевизийиси уйғурчә қанилиниң 25-сентәбирдики “бүгүнки сөһбәт” программисида бу һәқтә мәхсус телевизийә сөһбити уюштурулған.
Телевизийә сөһбитигә шинҗаң университети қануншунаслиқ институтиниң лектори, җинайи ишлар қануншунаслиқ пәнлири доктори әркин самсақ билән шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси қанун тәтқиқат орниниң муавин башлиқи фердун пәттар алаһидә тәклип қилинған.
Улар иккиси телевизийә сөһбити җәрянида хитай җинайи ишлар қанунидики мунасивәтлик маддилардин нәқил кәлтүрүп илһам тохтиниң “дөләтни парчилаш җинайити” өткүзгәнлики вә униң делоси үстидин чиқирилған сот һөкүминиң адил болғанлиқи һәққидә давраң салған.
Муһаҗирәттики уйғур зиялийлиридин илшат һәсән әпәнди билән адвокат нури түркәл әпәнди бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилип, шинҗаң телевизийәсиниң илһам тохтини әйибләш бойичә өткүзгән сөһбәт программисиға рәддийә бәрди.
Илшат һәсән әпәнди сөзидә илһам тохтиниң сотиға алаһидә тәклип билән қатнашқан уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнтәтчиләр бирләшмисиниң сабиқ секретари лю бин вә мәзкур телевизийә сөһбитиниң сөзчилиридин әркин самсақ билән фердун пәттарларниң баянлириниң асассиз икәнликини көрситип өтти.
У илһам тохтиниң иқтисадшунаслиққа даир шунчә көп мақалилири елан қилинған туруқлуқ телевизийидә сөзлигүчиләрниң буниңға көз юмувалғанлиқини алаһидә әскәртип өтти. У илһам тохтиниң иқтисадшунаслиққа даир илмий мақалилириниң “мәркизий милләтләр университети илмий журнили” да, һәтта хитай һөкүмитиниң орган гезити һесабланған “нур” гезитидә елан қилинғанлиқини тәкитлиди.
Адвокат нури түркәл әпәндиму илһам тохтиниң үрүмчидики сотиниң әмәлийәттә қанунға әмәс, бәлки сиясәткә тайинип елип берилғанлиқини илгири сүрди. У әркин самсақ билән фердун пәттарниң қанунни шипи кәлтүрүп сөзлигән баянлириниң һечқайсиси әң әқәллий қануний вә илмий мәнтиқигә уйғун кәлмәйду дәп көрсәтти.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.