Мәрипәт торида мақалә: “илләтлиримиз вә уни түзәш чарилири”
2013.05.29
Йеқинда, “мәрипәт” тор бекитидә, “илләтлиримиз вә уни түзәш чарилири” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда милләттики аҗизлиқ нуқтилири вә уни йеңишниң чарилири тәпсилий сөзләнгән.
Мақалиниң қисқичә мәзмуни мундақ:“илләт-милләт психологийисидики тәңпуңсизлиқтин келип чиққан бинормаллиқлар болуп, у, бир милләт болуп уюшқан һәрқандақ бир топниң мәвҗутлуқиға биваситә тәсир көрситидиған әң муһим амиллардиндур. Төвәндә биз шу илләтләрниң бир қанчиси һәққидә тохтилимиз.
1-Өгәнмәслик
Көрүватқан күнлиримиз шуни испатлап туруптуки, биз иккила дунялиқ бәхт-саадитимизниң йолини тоғра бир шәкилдә өгиниш үчүн керәклик болған илимни тәләп қилишта мусулман үммити ичидә әң ахирида қалған бир милләтмиз. Дәрвәқә һәммимиз динимизға бағлиқ икәнликимизни дәва қилимиз, мусулманлиқни һечкимгә бәргимиз кәлмәйду, динимиз тоғрилиқ гәп-сөз қилинса биздин чоң молла йоқтәк сорунни ишғал қилимиз. Лекин әмәлийәт шуки: “қорсиқимизда илипниң сунуқи йоқ”.
Әһвал мушундақ туруқлуқ динимизниң һәқиқитини өгинишкә тиришмаймиз. Һәр биримизниң мәктәп-мәдрисиләргә йәрлишип тәпсир, һәдис, фиқиһ илимлирини пухта өгинип, бирдин диний алим болушимиз керәк әмәс, әлвәттә. Әмма бар болған диний алимлиримизниң сөһбәтлиригә иштирак қилиш, қуран кәриминиң вә һәдисләрниң уйғурчә тәрҗимилирини оқуш, тор дунясидики имканлардин пайдилиниш арқилиқ динимизниң һөкүм, һекмәт, әдәп, әхлақ, вәз-нәсиһәт, қиссә вә йолйоруқлири тоғрилиқ бир йүрүш мәлуматқа игә болушқа тиришмаймиз. Бу биз йәни һәммимиз қилалайдиған ишларғу! иманимиз аҗизму, яки шәйтан гәҗгимизгә минивалдиму вә яки қәлбимизни дуня муһәббити оривалдиму? тунҗи назил болған айити “оқу!” билән башланған бир китабниң етиқадчиси туруп немә үчүн өгәнмәймиз?
Биз дуня вә ахирәтлик бәхт-саадитимизниң йәккә-йеганә капаләтчиси болған муқәддәс динимизни тоғра-дурус өгәнмидуқ, меңиватқан йолимиз көрситидуки, алланиң қуранда муминларға вәдә қилған нусритиниң бизгә ата қилинмаслиқи бизниң ширикни иман, хурапатни ислам, адәтни ибадәт, ибадәтни адәт дәп қариғанлиқимиздин болған.
Илим бир нурдур. Чирағ яндурулған өйдә чашқанлар туралмиғандәк миллитимизниң ичидә илим-мәрипәтниң нури йоруса юқиридики мәниви чашқанларму қечип увисиға киривалиду. Шуниң үчүн дәймизки: “илим тәләп қилиш пәрз, оқуғучиға ярдәм қилиш зөрүр”. Чүнки бүгүн уйғур мусулманлири пәнний билимләрни пухта игиләп һәр саһәдә елип барған кәшип вә йеңилиқлири билән өзигә вә миллитигә ғурур кәлтүрәләйдиған, илим-мәрипәт мәйданида көзгә көрүнүп дуняниң диққитини уйғурниң үстигә тарталайдиған, иҗадийәт саһәсидә риқабәткә чүшүп әң алдида маңалайдиған илим әрбаблири вә сәнәткарларға моһтаҗ. Чүнки бүгүн уйғур мусулманлири күндилик һаятида лазим болидиған турмуш лазимәтлирини әң сүпәтлик, әң чидамлиқ вә заманға мас бир шәкилдә ишләп чиқиралайдиған һүнәрвән вә сәнәткарларға моһтаҗ.
2-Шәхсийәтчилик
1981-Йили нобел әдәбият мукапатиға еришкән германийәлик йәһудий әлияс канети пүтүн һаятидики иҗадий издинишлириниң йиғиндиси қилип йезип чиққан әсири “милләт вә һоқуқ” дегән китабида һәрқандақ бир милләтниң мәвҗут болуп турушиниң алдинқи шәртлирини бәшкә йиғинчақлап чиқиду вә уларниң бәшинчисини мундақ баян қилиду: “һәрқандақ милләтни милләт қилған нәрсә, шу милләтниң һәр әзасиниң омумниң ортақ мәнпәитини өзиниң шәхсий мәнпәитидин үстүн тутуш психикисидур, бу һаләт тәбиий бир шәкилдә давамлашқан муддәтчә улар мәвҗутлуқини сақлап қалайлайду”.
Бу нуқтидин ейтқанда, һәрқандақ милләт өзиниң у психикисини йәни чүшәнчисидә, сөзидә вә һәрикитидә омумниң мәнпәитини өз мәнпәитидин үстүн тутуштин ибарәт тәбиий һалитини алий ғайә вә йүксәк нишан қилсила, у милләтниң тәңпуңлуқи бузулмайду, йәни уларниң милләт сүпитидики мәвҗутлуқи шәхсийәтчилик сүпитидики вәйранчилиқ билән орун алмаштурмайду.
Бүгүнки биз уйғур мусулманлириниң әһвалиға қарайдиған болсақ, биздә аллаһ яратқан бу тәңпуңлуқ еғир дәриҗидә бузулған: шәхсий ғәрәз вә шәхсий мәнпәәт көзқариши милләтниң ортақ нишанидин һаман үстүндә туруп кәлгән. Мәсилән: аримизда той қилиш йешиға йәткән болсиму, пул йоқлуқтин той қилалмай йеши чоңийип кәткән қиз-йигитлиримиз шунчә туруқлуқ, байлиримизниң толиси пәқәт қуруқ һәвиси йүзисидинла өйлирини, машинилирини, һәтта хотунини йеңилашниң койида.
Оқуш йешидики пәрзәнтлиримиз, толуқсиз вә толуққа чиққан өсмүрлиримиз, университет имтиһанлириға кирип имтиһандин өткән шундақла алий мәктәпләрдин чақириқ кәлгән студентлиримиз пули йоқлуқидин мәктәпләргә баралмайватқан, университетларға йәрлишәлмәйватқан, пуллиримиз әйш-ишрәт вә кәйп-сапаларға еқиватқан. Әгәр, у мал-дунялар мәктәп-мәдрисә селиш, устаз йетиштүрүш, завут-кархана қуруш қатарлиқ йолларға хәҗләнгән болса иди, милләт сүпитидә мәвҗутлуқимизни сақлап қелиш үчүн наһайити әһмийәтлик бир қәдәм алған болаттуқ.
Әпсуски, у пуллар шәхсий ғәрәзни әмәлгә ашуруш, нәпсаний һәвәсни қандуруш үчүн хәҗләнгәнниң сиртида, байлиқимизни көз-көз қилиш йолида ресторанларда, той-төкүнләрдә, оюн-тамашаларда вә олтурушларда исрап қилинғанлиқи үчүн нурғунлиған оқуш йешидики балилиримиз кочиларда оюн-тамаша билән, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпләрдә оқуши керәк болған өсмүрлиримиз биһудә ишларда алтун вақитлирини набут қилиш билән, университетта оқуши яки бирәр фабрикида ишләп өз турмушини өзи қамдиши керәк болған қериндашлиримиз коча-йолларда теңирқап йүрүш билән мәшғул болуватиду. Бу илләтләрдин қутулушниң чарилири мундақ:
1.Өгиниш
Җаһиллиқ кесилимиздин сақийиш үчүн алди билән өзимизниң кесәл икәнликимизгә ишинимиз керәк, андин давалиниш үчүн кесәлниң өз дорисини истемал қилишимиз лазим. Җаһиллиқниң дориси өгиниш, издиниш, тиришиш вә ғәйрәт қилиштур. Бу әр-аял, чоң-кичик, қери-яш һәммәйлән үчүн муһим. Алди билән буни билишимиз керәк, андин немини өгинимиз? бу соалниң җавабини издишимиз керәк.
Бу соалниң җаваби шуниңдин ибарәт: һәммимиз һәр нәрсини өгинимиз. Чүнки аллаһ тәала тунҗи назил қилған айәтлиридә мундақ дәйду: “яратқан рәббиңниң исми билән оқу! у инсанни йепишқақ бир қандин яратти. Оқу! рәббиң әң сехийдур. У шундақ затки, қәләм билән өгәтти, инсанға униң билмигинини өгәтти.”
2-Омумниң мәнпәитини үстүн тутуш роһини йетилдүрүш
Әслидә бу роһ һәр инсанниң тәбиитидә бар. Чүнки аллаһ тәала инсанни яратқанда уни шундақ бир роһ билән яратқан. Шуниң үчүн инсанлар тарих бойичә мәһәллә, қәбилә, район вә дөләт шәкилләндүрүп өзлиригә бирәр башлиқ сайлап шу башлиқниң буйруқиға бойсунуп яшап кәлгән шундақла өзлириниң шәхсий вә аиливи мәнпәәтлирини мәһәллиниң, қәбилиниң, районниң вә дөләтниң мәнпәитигә қурбан қилип җәмийәтниң һәр әзаси өз җәмийитиниң иҗтимаий тәңпуңлуқни сақлап қелишқа тиришқан. Лекин юқирида дәп өткинимиздәк, биздики биринчи хил кесәл йәни җаһиллиқ бу роһни күндин-күнгә тәсир қилалмайдиған һаләткә кәлтүрди, һәтта тәлтөкүс йоқатти. Нәтиҗидә һәрбиримиз шәхсийәтчи болуп чиқтуқ.
Әмди җанаби аллаһ бизни яратқанда тәбиитимизгә сиңдүргән у роһни қайта җанландурушимиз вә у шәхсийәтчилик кесилимизни сақайтишимиз лазим. Буниң дориси юқирида дәп өткинимиздәк, омумниң мәнпәитини шәхсниң мәнпәитидин үстүн тутуш роһини йетилдүрүштур. Буниң үчүн қилишқа тегишлик иш өгиништур. Йәни биз омумйүзлүк өгинишкә сәпәрвәр болуш билән биринчи кесилимиз болған җаһиллиқимиздин сақайсақ, тоғра тәпәккур қилидиған, тоғра тәсәввур қилидиған, тоғра һөкүм чиқиридиған вә тоғра һәрикәт қилидиған болимиз. Шуниң билән биз аста-аста дост билән дүшмәнни, туғқан билән ятни, йирақ билән йеқинни тонушқа башлаймиз. Дәссәп туруватқан йеримизниң өзимизниң йери икәнликини билишкә башлаймиз. Буниңға әгишип дост-дүшмәнгә пәрқлиқ муамилә қилишни, туғқанлиримизға меһри-шәпқәт қилишни вә йеқинлиримизға көйүнүшни өгинимиз. Өйимизгә, мәһәллимизгә вә земинимизға муһәббәт бағлашқа башлаймиз. Нәтиҗидә, достлиримиз, туғқанлиримиз вә йеқинлиримиз билән өйимиздә, мәһәллимиздә вә земинимизда баяшатчилиқ ичидә яшашниң чарилирини қилмисақ болмайдиғанлиқини тонуп йетимиз. Иш бу сәвийигә йәткәндә биздә шәхсий мәнпәәтни омумниң мәнпәитигә қурбан қилиш яки омумниң мәнпәитини шәхсий мәнпәәттин үстүн тутуш роһи йетилгән болиду.”