Уйғур ирқий қирғинчилиқи қандақ қилип пүткүл дуняға бағланди?
2023.01.27

Йеқинқи йиллардин буян уйғур мәсилиси хәлқарадики муһим сиясий мәсилиләр сүпитидә күнтәртипкә келиши билән, уйғурлар вә уйғур ирқий қирғинчилиқиға алақидар болған хәлқаралиқ тәтқиқатларму көпийишкә башлиди. Көплигән дөләтләр уйғур ирқий қирғинчилиқиниң зади қайси дәриҗидә йүз бериватқанлиқи, ашкарилиниватқан уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси, лагирлар мәсилиси. . . Қатарлиқ түрлүк җинайәтләрниң сиртқи дуня билән қанчилик бағланғанлиқиға диққәт қилишқа башлиди. Бундақ бир долқунниң түрткисидә австралийә истратегийәлик тәтқиқат мәркизиниң 2020-йили 1-мартта елан қилған уйғур мәҗбурий әмгикигә алақидар бир доклати күчлүк ғулғула қозғиди. Мәзкүр доклатта 2017-йилидин 2019-йилиғичә аз дегәндиму 80 миң уйғурниң уйғур елидин хитай өлкилиридики завут-фабрикиларға йөткилип, мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи ашкариланғаниди. Доклатта йәнә бу уйғурлар ичидики бәзилириниң җаза лагерлиридин биваситә йөткәп келингәнлики, шундақла аз дегәндиму 27 завутниң бу уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишқа қатнашқанлиқи тилға елинған. Хәлқарадики 83 даңлиқ карханиниң мәһсулатлири дәл бу 27 завутта ишләпчиқирилидиған болуп, бу кариханилар найк (Nike), адидас (Adidas), зара (Zara), гәп (GAP) қатарлиқ нурғунлиған дунявий маркиларни өз ичигә алған.
2022-Йили июнда, америка вашингитондики C4ADS илғар дөләт мудапийә тәтқиқат мәркизиму бир доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң өткән йигирмә йилда хитайниң деңиз яқиси районлириниң ишләпчиқириш ленийәлирини уйғур елиға йөткәп, уйғурларни ассимилатсийә қилиш билән биргә, уларни әрзан әмгәк күчи сүпитидә қолланғанлиқини дәлиллиди.
2022-Йили дикабирда әнглийә шефлид һаллам университети (Sheffield Hallam University) кишилик һоқуқ вә һазирқи заман қуллуқ түзүми мәсилиси тәтқиқатчиси, профессор лавра муфий рәһбәрликидики тәтқиқат гурупписиму уйғурларға алақидар йәнә бир муһим доклат елан қилди. Мәзкур доклатта пүткүл йәр шаридики машина тәминләш зәнҗириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән кәң көләмлик алақиси барлиқи оттуриға қоюлғаниди. Лавра муфий ханим “нйо-йорк вақит гезити” ниң зияритини қобул қилғанда мундақ дегән: “бизниң тәтқиқатимиз даирисидики машиниларниң һәммиси уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған”.
Қарайдиған болсақ, бу йәрдә уйғур мәҗбурий әмгикигә бағланғини йоқуриқи доклатта тилға елинған саһаләрлар болмастин, бәлки йәнә нурғун саһәләрму уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған. Уйғурларниң чечи билән ясалған кәймә чачлар, маска, пәләй, аяғ, пахта мәһсулатлири, оюнчуқ қатарлиқ түрлүк мәһсулатларниң хәлқара базарларда сетиливатқанлиқиға, уйғурларниң биологийәлик учурлири (DNA) ниң явропадики даңлиқ тәтқиқат мәркәзлиридә тиббий тәтқиқатларға ишлитилгәнликигә аит тәтқиқат доклатлири, дуня банкасиниң уйғур җаза лагери қурулушини иқтисадий мәбләғ билән тәминлигәнликигә даир испатлар йеқинқи бир қанчә йилда арқа-арқидин оттуриға чиқти.
Демәк, йоқуриқи учурлардин қариғанда, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң пүткүл дуняни өзигә бағлиғанлиқи ениқ. Бу бәлким мәсилиниң бүгүнгичә һәл қилиналмаслиқидики асаслиқ амилларниң бири болуши мумкин. У һалда, уйғур ирқий қирғинчилиқи қандақ қилип пүткүл дуняға бағланди? дуняда техи һечбир ирқий қирғиничлиқ пүтүн дуняни җавабкар қилғудәк қорқунучлуқ дәриҗидә йүз бәргән әмәс. Һалбуки, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң бу дәриҗидә еғир әһвалда йүз беришиниң сәвәби зади нимә?
Уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш вә мәсилини тездин һәл қилиш үчүн, һәр бир инсанниң бу һәқтә издиниш вә чүшиниш мәҗбурийити бар, әвәттә!
Гәрчә уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш пилани хитайниң ислаһат пилани билән мас қәдәмдә башланғанлиқи ениқ болсиму, әмма бу қирғинчилиқниң дуняға бағлинишини 2010-йилидин башланған, дәп қарисақ хаталашмаймиз.
Чүнки 2010-йили хитай һөкүмити “уйғур мәсилисини йилтизидин һәл қилиш үчүн барлиқ күчләрдин пайдилиниш” ни қарар қилған. Бу қарарниң түрткисидә шу йили ечилған тунҗи қетимлиқ аталмиш “мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” да уйғур дияридики вилайәт-шәһәрләр хитайниң деңиз яқисидики 19 өлкисигә рәсмий йосунда бөлүп берилгән. Бу һадисини хитай һөкүмити “йеңи бир нөвәтлик шинҗаңға ярдәм пилани” дәп атиди. Дуняниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға бағлинишиму, дәл бу 19 өлкиниң уйғур елини бөливелиши билән башланғаниди.
Бу йәрдә нурғун кишиләргә чүшиниксиз болған мәсилә, хитайниң 19 өлкә-шәһириниң уйғур елини бөлүвелиши қандақ қилип хәлқарани уйғур ирқий қирғинчилиқиға сөрәп кириши иди. Мәсилиниң әң муһим ноқтиси дәл мушу болуп, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң узун йиллардин буян сиртқи дуняға ашкарилиналмаслиқида һалқилиқ рол ойниған муһим амилдур. Ундақта, биз бу мәсилиниң тәпсилатиға нәзәримизни ағдуруп бақайли:
80-Йиллардики хитайниң “ислаһат вә ечиветиш” сияситидә, әнә шу деңиз яқиси районлири алдин тәрәққий қилдурулидиған җайлар қатариға киргүзүлгәниди. Аталмиш “ислаһат” сиясити йолға қоюлуп йигирмә йилға йеқин вақитта, хитайниң деңиз яқиси районлири пүткүл дуня билән иқтисад, пән-техника, маарип, тибабәт, ишләпчиқириш. . . Қатарлиқ түрлүк саһәләрдә бағланди. Нурғун даңлиқ чәт әл кариханилири хитайниң деңиз яқиси районлириға келип мәбләғ салди, дуня ишләпчиқириш ленийиси аста-аста хитайдин ибарәт бу йеңи базарға йөткилишкә башлиди. Хитайниң мәбләғ салғучиларға тәминлигән әвзәл сиясәт, әрзан әмгәк күчи қатарлиқлар, нурғунлиған дөләтләрни тезла хитайға қизиқтуруп, деңиз яқиси районлириниң иқтисадий гүллинишини рояпқа чиқарди. Бу дәврләрдә пүткүл ғәрб дуняси хитайдики бу ғайәт зор илгирләшләрдин хушал болған вә хитайниң кәлгүсидә чоқум ғәрб дөләтлиридә демократик қиммәт қарашларни қобул қилған мәдәний бир дөләт болидиғанлиқиға ишәнч бағлиғанди.
Әпсус, қириқ йил өткәнки бүгүнки күндә, ғәрб дуняси хитайниң иқтисадий тәрәққиятиниң, униң түзүлмә ислаһатиға асас болалмиғанлиқи көрүп йәтти. Хитай болса өзидики тәрәққиятни хитайчә алаһидиликкә игә болған сотсиялизм түзүминиң әвзәлликидә рояпқа чиққанлиқини җар салди. Буниң биләнла қанаәт қилмастин, бәлки йәнә ғәрб демократик қиммәт қарашлириниң вақти өткәнлики, хитайниң түзүлмә әвзәллики дуняға йеңи бир идийә вә тәрәққият методи тәминлигәнликини ашкара җар селишқа башлиди.
Әмәлийәттә қарайдиған болсақ, хитайниң ислаһати башланғанда алдин ечиветишкә йол қойған районлар, дәл хитай нопуси асаслиқ нисбәтни игиләйдиған районлар иди. Тәрәққияттин мәһрум қалдурулған районлар болса, хитай територийәсиниң 65 пирсәнтидин көпрәкини игиләйдиған хитай болмиған уйғур, тибәт, моңғул, туңган вә җуаң миллитиниң земинлири иди.
Дәрвәқә, 40 йиллиқ ислаһат вә ечиветиш дәвридә хитайниң деңиз яқиси районлири пүткүл дуня билән чәмбәрчас бағлинип, иқтисадий җәһәттә ғайәт зор тәрәққиятларға еришти. Бу җәрянда хитай һөкүмити аталмиш “хәлқаралиқ шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” шәклидә пүткүл дуня билән “достлуқ орнатқан” иди. Бу “достлуқ” ниң күчидә хитай пүткүл дуняға юмшақ күч арқилиқ сиңиш шараитини һазирлиди. Гәп бу йәргә кәлгәндә, бизни һәйран қалдуридиған бир мәсилә оттуриға чиқидиғанлиқи ениқ. Йәни “шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” қандақ қилип хитайниң пүткүл дуняға сиңип киришигә тәсир көрситәлиди?
Бу әлвәттә интайин муһим мәсилә. Адәттә ғәрб демократик әллириниң сиясий түзүлмисидә “аптономийә түзүми” пүткүл һоқуқ қатламлирида омумлаштурулған. Бу вәҗидин ғәрбтики бир дөләтниң һәр бир өлкә районлириму өз алдиға мәлум дәриҗидә мустәқил аптономийә шәклидә башқурилиду. Бу һалда мәзкур өлкә вә районларниң башқа дөләтләр болған бир қисим сода, иқтисад қатарлиқ алақилири дөләт һоқуқ органлириниң тезгинидин мустәсна һалда иш елип баралайду. Хитайниң “хәлқаралиқ шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” тактикисиниң хитайниң юмшақ күч билән ғәрб дунясиға сиңип киришигә зор тәсир көрситәлишидә бу мәсилә әң һалқилиқ амил болған. Хитай йолға қойған “хәлқаралиқ достлуқ мунасивити” биваситә һалда хитай компартийәси мәркизий бирликсәп бөлүминиң башламчилиқида елип берилған. Бу вәҗидин хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики хитай җамаитини мәзкур “шәһәрләр ара достлуқ мунасивити” билән бағлиши һәмдә өз мәнпәәти үчүн тезгинлиши интайин қолайлашқан.
Йәни хитай һөкүмити ислаһат вә ечиветишниң дәслипидила деңиз яқиси районлири билән пүткүл дуня арисида чәмбәрчас мунасивәт зәнҗири шәкилләндүрүп болған вә бу зәнҗирниң тезгинини қолиға алған.
Әмди 2010-йили аталмиш деңиз яқисидики 19 өлкә вә шәһәрниң уйғур елини бөлүвелиш мәсилисини, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң пүткүл дуняни бағлиғанлиқи билән бирләштүрүп тәсәввур қилип бақайли.
Дәрвәқә, деңиз яқиси районлири “шинҗаңға ярдәм” намида уйғур елини бөлүшивалғандин кейин, уйғур ели муқәррәр йосунда деңиз яқиси районлири арқилиқ пүткүл дуняға бағланған. Бу хил бағлинишни биз ши җинпиң тәхиткә чиққандин буян хәлқараға күчлүк тәшвиқ қилип кәлгән “бир бәлвағ бир йол” истертегийәсиниң йүргүзүлиши вә уйғурларниң бу сәвәблик дуч кәлгән қисмәтлири арқилиқ техиму ениқ чүшинәләймиз.
Йәни, аталмиш “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәсидә уйғур ели хитайниң ғәрбкә кеңийишидики мәркизий район қилип бекитилгән. Техиму конкирет қилип ейтқанда, хитайниң деңиз яқиси районлири “деңиз йоли”, “қуруқлуқ йоли”, “һава йоли” вә “интернет йоли” қатарлиқ 4 ленийә билән дуняға бағлинидиған бүйүк истратегийә һесаблиниду. Униң “деңиз йоли” вә “һава йоли” 19 өлкә арқилиқ дуняға бағлинип болған, “интернет йоли” болса хуавей вә җуңшин қатарлиқ юқири пән-техника ширкәтлири арқилиқ дуняға тарқалған. Гәрчә ғәрб дуняси хуавей вә җуңшинларға түрлүк җазаларни йүргүзиватқан болсиму, әмма улар бүгүн йәнила дуня сода сәһнисидә давамлиқ мәвҗут болуп турмақта. Әмди “қуруқлуқ йоли” ға кәлсә, бу йол дәл уйғур елини явро-асия чоң қуруқлуқи билән бихәтәр бағлаш арқилиқ әмәлгә ашидиған болуп, уйғур елиниң һава, қуруқлуқ, төмүр йол қурулушлиридики ғайәт зор тәрәққиятлар дәл бу йол үчүн һазирланған.
Шуңа кесип ейтишқа болидуки, хитай билән алақиси болған һәрқандақ дөләт вә һәрқандақ саһәниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән мунасивити болмаслиқи мумкин әмәс. Бу ноқтидин уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишму муқәррәр йосунда пүткүл дуняниң хитай билән болған барлиқ алақилириға хатимә берилиши яки хитайниң һалакити билән ахирлаштуруш мумкин болған мәсилидур. Техиму муһими, мәсилиниң уйғурлар биләнла чәкләнмәстин, бәлки пүткүл инсанийәт қиммәт қарашлириниң мәвҗутлуқиға берип тақилидиған мәсилә болғанлиқини ениқ тонуп йетиш, уйғур ирқий қирғинчилиқини хәлқара җамаәтниң қоллиши билән тохтитишниң әң муһим қәдәми болуши мумкин.