Ондрей климес: “‛әсәбийлик‚ вә ‛иттипақлиқ‚ маһийәттә идеологийәлик һөкүмранлиқниң баһанилиридур!” (1)

Мухбиримиз әзиз
2019.02.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
shi-jinping-xitay-qurultay-sozde.jpg Хитай компартийәси 19‏-қурултийиниң ечилиш мурасимида дөләт рәиси ши җинпиң ечилиш нутқи сөзлимәктә. 2017-Йили 18-өктәбир, бейҗиң.
AP Photo/Andy Wong

Йеқиндин буян ғәрб дунясидики хитайшунаслиқ саһәсидә муһим темиларниң бири хитай рәһбири ши җинпиң вә униң хитайни идарә қилишиға мунасивәтлик һадисиләр болуп кәлмәктә. Әнә шу һалниң инкаси сүпитидә ғәрб дунясидики илим саһәси ичидә бир қәдәр нопузлуқ болған “хитай сиясәт пәнлири” журнилиниң 2018-йиллиқ 3-сани мәхсус ши җинпиң дәвридики хитайниң сиясий әһвалиға беғишланди. Бу сандики мақалиләр ичидә уйғурларға даир әсәрләрму орун игилигән болуп, чех җумһурийитидики йетиливатқан уйғуршунас ондрей клемисниң қәлимигә мәнсуп “йүксиливатқан ‛милләтләр иттипақлиқи‚ вә ‛әсәбийликкә қарши туруш‚: ‛пәвқуладдә шараит‚ та шинҗаңда иҗра болуватқан идеологийәлик һөкүмранлиқ (2012-2017)” алаһидә көзгә челиқиду.

Өткән он йилға йеқин вақит ичидә бир қисим уйғурларға өзиниң “өткүр” дегән уйғурчә исми билән тонушлуқ болған ондрей мақалисидә нуқтилиқ қилип хитай хәлқ җумһурийити бәрпа қилип чиққан сиясий система ичидә идеологийә саһәсиниң һәрқачан мәркизий орунда туруп келишини муһакимә қилиду. Апторниң қаришичә хитай һөкүмитиниң бу хил һөкүмранлиқ әндизисини уйғурлар диярида иҗра болуватқан нөвәттики сиясий тәдбирләрдин әң рошән дәриҗидә көрүвалғили болиду.

Апторниң қаришичә, 1949-йилидин кейин уйғур дияри “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән намда хитайниң бир қисмиға айландурулған болсиму, хитай һөкүмити бу райондики йәрлик уйғурларниң һечқанчә қоллишиға игә болалмиған. Әксичә бу районда мәркизий һөкүмәткә қарши туруш мәзмунидики түрлүк һадисиләр көпләп оттуриға чиққан. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити бу җәһәттики хизмәтниң бир муһим нуқтисини идеологийәлик мәсилиләргә қойған һәмдә шу арқилиқ йәрлик хәлқниң идеологийәсини контрол қилиш арқилиқ уларниң өзлиригә болған мутләқ һимайисигә еришмәкчи болған. Буниңда хитай һөкүмити пүтүн зеһнини идеологийәлик һөкүмранлиқниң орнитилишиға, җүмлидин уйғурларниң дуня қариши, қиммәт қариши, уларниң садақити қатарлиқ саһәләрни өзлириниң мәнпәәтигә мас һалда өзгәртишкә сәрп қилған.

Биз ондрей билән сөһбәтлишиш җәрянида у хитай компартийәсиниң идеологийәлик тәшвиқат хизмитиниң һазир өтмүштики һәрқандақ мәзгилгә қариғанда қаттиқ шәкил еливатқанлиқи һәмдә буниңдики сәвәбләрни муһакимә қилип, буниң ши җинпиң һакимийитиниң бир йеңи алаһидилики икәнликини әскәртти. У бу һәқтә сөз болғанда мундақ деди:

“мениңчә, омумән қилип ейтқанда ши җинпиң дәвридә идеологийә вә тәшвиқатниң муһимлиқ дәриҗиси тарихтики һәрқандақ мәзгилдикидинму зор дәриҗидә йүксәлди. Чүнки хитай компартийәси өз һөкүмранлиқини сақлап қелиш мәсилисидә барғансери көп чатақларға дуч келиватиду. Һазир хитайда ички җәһәттә көплигән йеңи һадисиләр һәссиләп оттуриға чиқиватиду. Хәлқара вәзийәттиму хитайға мунасивәтлик җиқ әһвалларда өзгиришләр болуватиду. Мушу көп хил әһвалларниң һәммиси бирлишип келип хитай компартийәсиниң һоқуқ монополлуқи үчүн барғансери зорийиватқан тәһдиткә айлиниватиду. Йәнә бир яқтин алғанда хитай компартийәси совет иттипақиниң гүмүрүлүп чүшүшидин зор савақ алди. Чүнки сабиқ иттипақи идеологийә вә ахбарат саһәсини әркинләштүргән болсиму иқтисадий системисини ислаһ қилмиғанлиқи үчүн тезла ғулап чүшкән. Һазирқи хитай һөкүмитигә нәзәр салсақ 1989-йилидин буян униң вәзийити дәл буниң әксичә болуп кәлгәнликини көримиз: хитай һөкүмити һазирға қәдәр идеологийә, ахбарат яки идеологийә саһәсигә мәнсуп һечқайси категорийәни ислаһ қилип бақмиди. Әмма улар иқтисадий саһәни ислаһ қилди. Мана мушу әһвалларниң бирлишип рол ойниши билән хитай һөкүмити өз һөкүмранлиқини сақлап қелишқа қадир болуп келиватиду. Йәни хитай компартийәсиниң мушу хилдики идеологийә системиси униң һөкүмранлиқиниң вә сиясәтлириниң қанунлуқ икәнликини муәййәнләштүрүп келиватиду. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн өзигә қарши хирислар көпәйгәнсери хитай компартийәсиниң идеологийәлик һөкүмранлиқиму барғансери зор көләм вә салмаққа игә болуватиду.”

Әмма ондрейниң қаришичә, ши җинпиң һакимийәтни қолға алғандин кейин уйғур дияриниң сиясий җуғрапийәлик муһимлиқи һәмдә униң дөләт бихәтәрликидики роли сәвәбидин хитай мәркизий һөкүмитиниң аталмиш “шинҗаң сиясити” дә милләтләр оттурисидики мунасивәт һәмдә диний вә мәдәнийәт кимликини өзгәртиш әң муһим мәзмунлардин болуп қалған. Болупму ши җинпиңниң аталмиш “шинҗаң мәсилиси” ни қандақ һәл қилиштики йетәкчи идийәси буниңда әң чоң рол ойниған. У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду:

“баятин дәп өткинимдәк, ши җинпиңниң қиливатқанлири қандақтур йепйеңи бир ишлар әмәс. У пәқәт илгирики хитай рәһбәрлири қилип келиватқан ишларни башқичә бир шәкилдә рояпқа чиқириватиду. Ши җинпиң 2012-йили һакимийәтни қолға алғанда униң хитай компартийәсидики вә хитай хәлқ җумһурийитидики һакимийәткә болған контроллуқи шәрқий түркистанда йүз бәргән бирнәччә қетимлиқ қанлиқ вәқәләргә тоғра кәлди. Бу вәқәләр болса хитайда дөләт бихәтәрлики яки зораванлиқ қилмишиға мәнсуп дәп қаралди. Әмәлийәттә бир һакимийәт үчүн бу унчивала һәйран қаларлиқ ишларму әмәс иди. Әмма ши җинпиң һакимийәтни қолға елип анчә өтмәйла 2014-йили майда у иккинчи қетимлиқ ‛шинҗаң хизмәт йиғини‚ни ачти. Бу йиғинда болса буниңдин кейин иҗра қилинидиған бирнәччә муһим сиясәт қарар қилинди. Ши җинпиң һазирға қәдәр ‛шинҗаң мәсилиси‚ ниң иқтисадий сәвәбтин пәйда болған мәсилә әмәсликини ашкара етирап қилған тунҗи хитай рәһбири. У ашкара һалда ‛шинҗаң мәсилиси‚ ниң сәвәбини аталмиш милләтләр иттипақлиқиниң йетәрлик болмаслиқи яки иккинчи түрлүк қилип ейтқанда милләтләр оттурисидики мәсилә, дәп җакарлиди. Буни һәқиқәтәнму хитайдики пүтүнләй йеңичә бир әһвал, дәп қарашқа болиду.”

Ондирейниң пикричә, ши җинпиң оттуриға қойған мушу хил йетәкчи идийә сәвәбидин уйғурлар диярида өткән йерим әсирдин буян һәр йили дегүдәк бирәр-икки қетимдин әскәртип қоюлидиған “милләтләр иттипақлиқи” шоари мунтизим сиясий паалийәт шәклини алған. Шу қатарда ши җинпиң бирнәччә қетимлиқ йиғинда уйғурлардики “иш өмлүктә, күч бирликтә” дегән тәмсилни нәқил кәлтүрүш арқилиқ “һәр милләт хәлқи анарниң данилиридәк зич уюшуши лазим” дегән идийом шәклидики пикирни тәкитлигән. Һалбуки, әнә шуниңдин башлап уйғур җәмийитини тарихтики әң дәһшәтлик болған зулмәт орашқа башлиған. У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду:

“дәрвәқә ши җинпиң бу хил ‛милләтләр оттурисидики мәсилә‚ ни уйғурларниң миллий кимликини ашқунларчә бастуруп ташлаш арқилиқ һәл қилишни қарар қилди. Буниң билән хитай даирилири ашкара һалда уйғурларниң миллий кимликини бихәтәрлик үчүн тәһдит дәп қарашқа башлиди. Буниң билән уларниң һөкүмранлиқ услубида бихәтәрлик сиясәтлири бәкла муһим салмақни игиләшкә башлиди. Буниң билән ‛шинҗаң мәсилиси‚ ниң бихәтәрлик мәсилиси икәнлики хитай компартийәсиниң барлиқ алақидар саһәлиригә омумлаштурулди. Буниң билән ‛милләтләр оттурисидики мәсилә‚ бирдинла һоқуқ монополийәси билән һәпилишип кәлгән хитай компартийәси үчүн ‛бихәтәрлик мәсилиси‚ болуп қалди. Дәл мушу сәвәбтин идеологийә вә бихәтәрлик мәсилиси ши җинпиң һакимийитиниң бирдин-бир ‛мәшғулати‚ болуп қалди. Болупму 2016-йили авғустта чен чуәнго партийә секретари болуп шинҗаңға йөткәлгәндин кейин бир қатар қаттиқ қол сиясәтләр оттуриға чиқти. Мәсилән алсақ, ‛хәлққә қулайлиқ сақчи понкити‚ қуруш, сақчи қошуниниң ғайәт зор көләмдә кеңәйтилиши, әң заманиви пән-техника васитилирини қоллиниш арқилиқ назарәтни күчәйтиш дегәнләрниң һәммиси җәмийәтни толуқ контрол қилип һакимийәтни мустәһкәмләш үчүн хизмәт қилди. Шуниң билән бир вақитта ши җинпиң ашкарила уйғурларниң тәпәккур қилиш йолини өзгәртишни тәрғиб қилди. Шу сәвәбтин һазир шинҗаңда болуватқан ишлар, йәни җаза лагерлириниң көпләп қурулуши, ‛сиясий җәһәттин қайта тәрбийәләш‚ниң әвҗ елиши, сиясий тәшвиқатқа мәсул хитай кадирларни уйғурларниң өйлиридә туруп тәшвиқат хизмитини күчәйтиш вә шу аилиләрни көзитишкә орунлаштуруш, уйғурларниң сәрхил зиялийлирини йәнҗип ташлаш, компартийәниң динға, мәдәнийәткә, маарипқа, ахбаратқа, аммиви муназириләргә болған мутләқ контроллуқини әмәлгә ашуруш дегәнләр барлиққа кәлди. Шуңа идеологийәлик яки тәшвиқат характерлик бу йетәкчи идийә мушу йосунда бихәтәрлик мәсилисидин озуқ алди. Буларниң һәммиси бирлишип келип уйғурларниң миллий кимликигә мислисиз дәриҗидә һуҗум башлинишқа сәвәб болди.”

Әнә шуниңдин кейин уйғур диярида бу хилдики “милләтләр иттипақлиқи” вә “әсәбийликкә қарши туруш” һәрикәтлири қануний җәһәттин мустәһкәм асасқа игә қилинип, кейинки қәдәмдики бастуруш һәрикәтлири үчүн һүл селинди.

Бу программимизниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.