“уйғур ирқий қирғинчилиқи” билән русийәниң украинадики “ирқий қирғинчилиқи” охшаш уқумму?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.04.18
Хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқни һәм инкар қилалмайду һәм йошуралмайду Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға атап ишләнгән картон.
Yettesu

Мутәхәссисләр “уйғур ирқий қирғинчилиқи” билән русийәниң украинадики таҗавузчилиқини “ирқий қирғинчилиқ” дәп аташниң пәрқи барлиқини илгири сүрүшмәктә.

2-Айниң 24-күни русийә армийәси украинаға таҗавуз қилип киргәндин кейин, ғәрб сиясәтчилири русийә призденти путинни “уруш җинайити шәкилләндүрди” дәп әйиблигән вә ахбаратларда “путинниң уруши” дегән ибарини кәң қолланған иди. Уруш давамлишип 4-айниң дәсләпки һәптисигә кәлгәндә, бу ибариләр өзгирип, униң орнини “русийә украинада ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду” дегән сөз игилиди. Чүнки 4-айниң 8-күни украинаниң буча шәһиридә елип берилған рус қирғинчилиқида 400 дин артуқ адәм өлгән болуп, бу вәқә дуняниң күчлүк диққитини қозғиған иди.

12-Априлға кәлгәндә америка призденти байден рәсмий һалда “ирқий қирғинчилиқ” ибарисини қолланди. Арқидинла әнгилийә баш министери җонсон һәмдә канада баш министери трудо қатарлиқларму путинни рәсмий һалда “ирқий қирғинчилиқ” җинайити билән әйиблиди. Бирақ мутләқ көп қисим дөләтләр худди “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилмиғанға охшаш, “путинниң ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиштиму тәвриниш ичидә қалди. Хәлқара җинайи ишлар сот коллегийәсиму 13-април елан қилған баянатида “украина бир җинайәт мәйдани болмақта” дегән аталғуни ишләтти, әмма “ирқий қирғинчилиқ” ибарисини қолланмиди. Франсийә призденти макрон вә германийә баш министери шолизму “ирқий қирғинчилиқ” дегән аталғудин өзини қачуруп кәлмәктә. У һалда, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” билән русийәниң украинадики “ирқий қирғинчилиқи” охшаш уқумму?

Мәлум болғинидәк, хитайниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лирини һазирға қәдәр 10 ға йеқин дөләтниң парламентлири етирап қилди. Бу уқумни тунҗи болуп американиң сабиқ ташқий ишлар министери майик помпию 2021-йили 1-айниң 29-күни тилға алған иди. Мустәқил “уйғур сот коллегийәси” 2021-йили 12-айниң 9-күни “хитай һөкүмити уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилмақта” дегән һөкүмни чиқирип, хитайни қаттиқ биарам қилди вә зор тәсир қозғиди. Әмма макрон вә шолизға охшаш бәзи дөләтләрниң рәһбәрлири “ирқий қирғинчилиқ” дегән аталғуни тилға елиштин өзлирини қачурмақта һәм бәзи мутәхәссисләр “уйғур ирқий қирғинчилиқи” билән русийәниң украинадики “ирқий қирғинчилиқи” ға пәрқлиқ муамилә қилиш тәшәббусида болушмақта.

“франсийә авази” да йеқинда елан қилинған “немә үчүн франсийә вә германийә русийәниң украинадики таҗавузчилиқ җинайәтлирини ирқий қирғинчилиқ дәп атимайду?” намлиқ мақалида тилға елишичә, 1948-йили б д т тәрипидин мақулланған “ирқий айримичилиққа қарши туруш әһдинамиси” да очуқ қилип “мәлум бир милләтни, топлуқни, ирқни вә диний җамаәтни пүтүнләй яки қисмән йоқитишқа урунуш қилмишлири ирқий қирғинчилиқ болуп һесаблиниду” дейилгән болуп, голландийә ләйдин университети хәлқара универсал қанун факолтетиниң профессори сеслий розиниң билдүришичә, йеқинқи йиллардин буян бу аталғу тунҗи болуп бейҗиңниң уйғурларға вә берманиң роһингаларға йүргүзгән зораванлиқлириға қарита қоллинилған. Униң илгири сүрүшичә, бейҗиңниң уйғурларға қаритилған бастурушлири вә берманиң роһингаларға йүргүзгән зораванлиқлириға даир пәрәзләрни испатлайдиған маһийәтлик дәлилләр мәвҗут икән. Шуңа “ирқий қирғинчилиқ” уқуми уларға мас келидикән. Бирақ, русийәниң украина урушида пәйда қилған паҗиәләргә бу уқумни қоллиниш һазирчә мувапиқ кәлмәйдикән.

Түркийә һаҗитәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктур әркин әкрәмниң билдүришичә, путинниң “ирқий қирғинчилиқи” билән хитайниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни селиштуруш һазирчә балдурлуқ қилидикән. Вәзийәт анализчиси, д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммидиму таҗавузчилиқ уруши йүз бериватқан райондики қирғинчилиқ билән мустәмликә астидики бир районда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқни селиштуруш мувапиқ болмайдикән.

Һалбуки, лондун мидлекис университетиниң профессори вилям шабасниң қаришиму профессор сеслий розиниң йоқуриқиға охшаш болуп, униң билдүришичә, “уруш җинайити” билән “ирқий қирғинчилиқ” ниң қануний ениқлимиси вә луғәт мәнисидә зор пәрқ бар икән. Шундақ болсиму, бу “ирқий қирғинчилиқ” ибарисиниң кишиләрни қозғитиш, тәсирләндүрүш күчи зор болғач, бу аталғуни һазир сиясәтчиләр пат-пат қоллинидиған болуп қалған. Адвокат вә хәлқара җинайи ишлар тәтқиқатчиси селине бардитниң қаришичә, украинадики паҗиә үстидин қарар чиқириш үчүн мустәқил бир әдлийә оргини тәсис қилиш вә украинадики уруш җинайитигә даир дәлилләрни һазирдин башлап топлаш керәккән. Хәлқара җинайи ишлар сот коллегийәси яки хәлқара әдлийә мәһкимиси “ғәрб дөләтлириниң тәсири астида қалди” дәйдиған атаққа қалмаслиқ үчүн “ирқий қирғинчилиқ” аталғусиға интайин еһтиятчанлиқ билән муамилә қилиши лазимкән. Әкси тәқдирдә, уларниң битәрәплик образи зидилинидикән. Дәлил-испатлар топланғандин кейин, худди мустәқил “уйғур сот коллегийәси” гә охшаш тәрәпсиз бир сотқа мураҗиәт қилиш әң ақиланә йол һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.