Америка ташқий сияситиниң йол хәритиси: америка уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн немиләрни қилалайду? (2)
2021.07.22
Мәзкур мақалидә, йәни американиң хитай сияситиниң йөнилишигә тәсир көрситәләйдиған бу йол хәритисидә уйғур районида давамлишип келиватқан ирқий қирғинчилиққа аит учурлар хитайниң ақ ташлиқ китаби вә башқа һөҗҗәтлиридики мәлуматларға асасән оттуриға қоюлған болуп, 2015-йилдин буян аз дегәндә 1 милйон 300 миң уйғур вә башқа милләтләрниң “қайта тәрбийә” елиш нами астида лагерларға йиғивелинғанлиқи, 800 миң балиниң аилисидин айриветилгәнлики ишәнчлик мәнбә асасида берилгән.
Бу мақалидә йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң барлиқ учурлирини топлап, уларни толуқ тәқип вә назарәт астиға елиш техникисини қоллинип, адәмләрни халиғанчә тутуп солаш вә қийнаш усуллирини синақ қилғанлиқи, бу техникиларни венсуила, зимбабуви қатарлиқ 80 нәччә дөләткә експорт қиливатқанлиқи оттуриға қоюлған. Униңдин башқа, нөвәттә дунядики көплигән даңлиқ ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикидин нәп еливатқанлиқи вә бу мәнпәәттин кечәлмәйватқанлиқи билдүрүлгән.
Мақалидә мундақ дейилгән: “инсанийәткә зиянкәшлик қилиштәк бу хил җинайәт пакитлирини һечким инкар қилалмайду. Әмма хәлқара җәмийәт буниңға йетәрлик инкас қайтурмиди, нурғун һөкүмәтләр хитайни рәнҗитип қоюштин қорқуп җим турувалди. Америка өзиниң иқтисадий күчи, хәлқара дипломатийәдики тәсиридин пайдилинип, пүтүн дуняни һәрикәтләндүрүп, хитайни хәлқара принсипқа әмәл қилмиғанлиқи үчүн бәдәл төлигүзәләйдиған дөләт. Байден һөкүмити хитайни бүгүн давам қиливатқан бу инсанлиқ трагедийәсигә җавабкар қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди. Нөвәттә байден һөкүмити хитайға техиму күчлүк бесим қилишқа тәйярлиниватиду. Америка һөкүмити техиму көп дипломатик тиришчанлиқларни көрситип, өз иттипақдашлири вә һәмкарлашқучилириниң қоллишини қолға кәлтүрүп, инсанпәрвәрлик һәрикитини күчәйтиши, хитайға техиму көп җаза вә виза чәклимиси йолға қоюши, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини америка базириға киргүзмәсликкә капаләтлик қилишта йетәкчи рол ойниши керәк”.
Бу мақалиниң “хитайни қануний җавабкарлиққа тартиш” дегән қисмида америка ташқи ишлар миниситири антони бленкинниң уйғур районини зиярәт қилишини тәләп қилиш, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алаһидә йиғин чақирип, хитайдики бу җинайәтни тохтитишини тәләп қилиш, америкидики уйғурларниң панаһлиқ ишлирини һәл қилиш, “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” гә асасән хитайдин америкалиқ уйғурларниң вәтәндики туғқанлирини қоюп беришини тәләп қилиш һәққидә тәклипләр оттуриға қоюлған.
Нури түркәл әпәнди йеқинда америка ташқий ишлар министири антони блинкен билән болған көрүшүшләрдә юқириқи тәклипләрни тилға алғанлиқини билдүрди. У йәнә антони билинкенниң уйғурлар мәсилисини һәл қилиш үчүн хәлқара дипломатийә сәһнисидә бу мәсилини давамлиқ тәкитлиши, уйғур районини зиярәт қилишни қолға кәлтүрүши керәкликини баян қилди.
Бу мақалидә йәнә америка ташқий ишлар миниситири нури антони билинкинниң “уйғур достлуқ конферанси” тәшкилләп, өз иттипақдашлири вә “ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни чәкләш әһдинамиси” гә имза қойған дөләтләрниң қоллишини қолға кәлтүрүши һәққидә тәклип берилгән. Нури түркәл әпәнди бу һәқтә тохтилип: “уйғурларға саһиб чиқиш үчүн әң башта уйғурлар мәсилисидә актип яки илман туруватқан дөләтләрниң бир гәвдиси болуши керәк; шундақла, бу достлуқ гурупписиға әза дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар хатирҗәм яшаш имканийитигә игә болуши керәк, чүнки уйғурлар һазир еғир зәрбигә учриған бир хәлқ, бундақ хәлққә ярдәм қилишта һәр қандақ дөләт хитайниң рухситини алимән дәп олтурмисиму болиду,” деди.
Америка ташқий ишлар миниситрликигә сунулған бу йол хәритисидә йәнә америкадики уйғурларниң панаһлиқ ишлирини асанлаштуруш тәләп қилинғандин башқа, әркин асия радийо истансиси уйғур бөлүмидики хадимларниң йеримидин көпрәкиниң уруғ-туғқанлириниң лагерға қамалғанлиқи мисалға елиниш арқилиқ америкилиқ уйғурларниң қануний һоқуқини қоғдаш, уларниң вәтәндики уруғ-туғқанлирини қутқузуш үчүн һәрикәтлиниш тәләп қилинған. Нури түркәл әпәнди көплигән уйғурларниң америкида һөкүмәт хизмитини қиливатқанлиқи үчүнла хитайниң тәһдитигә вә өч елишиға учраватқанлиқини, америка һөкүмитиниң буларға ярдәм қилиш мәсулийитиниң барлиқини билдүрди.
Бу мақалидә йәнә б д т кишилик һоқуқ кеңишигә уйғур районида тәкшүрүш елип бериш тоғрулуқ тәләп сунуш, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” арқилиқ хитайға иқтисадий бесим қилиш, хитайда өткүзүлмәкчи болған 2022-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқисини дипломатик байқут қилиш дегәндәк тәклип вә тәләпләр оттуриға қоюлған.
Нури түркәл әпәнди “бу мақалидә оттуриға қоюлған мәркизий идийә немә?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамисигә позитсийә билдүрүлгән билән униңға йетәрлик һәрикәт қоллинилмайватиду. Уйғурлар америка хәлқи вә америка һөкүмитидин пәқәт позитсийә билдүрүпла қоймай һәрикәт вә тәдбир қоллинишини үмид қилиду. Өзигә охшаш йәнә бир милләт вә етиқадчи хәлқниң қирғинчилиққа учримаслиқини үмид қилиду. Америка бу ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш арқилиқ өзиниң рәһбәрлик орнини намайән қилиду, шундақла ирқий қирғинчилиқ қәстидә болуватқан шәхс вә һөкүмәтләргә агаһландуруш сигнали берәләйду. Уйғурларниң америкадин вә дунядин күтүватқан үмиди һәқлиқ, чүнки ирқий қирғинчилиқниң тохтитиш уларниң орунлашқа тегишлик әхлақий, виҗданий вә сиясий бурчидур”.
Мақалиниң ахирида америка вә дуняға хитабән уйғурлар мәсилисидә тоғра вә үнүмлүк һәрикәт қоллиниш чақириқ қилинған. Мақалидә мундақ дейилгән: “хитай, уйғур районидики қилмишини асан өзгәртиду дәп һечким хиял қилмисун. Хитай күчлүк хәлқара бесимға учримиғучә уйғурларға йүргүзүватқан сияситини өзгәртмәйду. Әмма бу һечқандақ тиришчанлиқ үнүм бәрмәйду дегәнлик әмәс. Әгәр башқа дөләтләр американиң күчлүк инкасиға маслишип бәрсә, милйонлиған уйғурларниң азабини йәңгиллитишкә ярдими болиду. Америка уйғурларға йүргүзүлгән җинайәтни ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилди, бу тоғра қарардур, әмди байдин һөкүмити буниң үчүн үнүмлүк хәлқаралиқ күч тәшкиллиши керәк. Уйғур миллити, буниңдиму көп ярдәм қилишқа әрзийду”.