Мутәхәссисләр: инсанийәт мәдәнийитигә һәссә қошқан уйғурларни ирқий қирғинчилиқ билән йоқитиветиш мумкин әмәс

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.10.29
zibinisa-kamalova-eziz-eysa Доктор зебиниса камалова (оңда) шәрқий түркистан вәхписидә ечилған йиғинда сөзләватиду. 2024-Йили өктәбир, истанбул
RFA/Arslan

Йеқиндин буян түркийәдики бәзи илмий журналлар вә башқа аммиви ахбарат сәһипилиридә уйғурларниң сиясий вәзийити, мәдәнийити вә тәқдиригә аит мақалиләр вә көзқарашларму көпийишкә башлиди. Әнә шундақ мақалиләрниң бири түркийә ташқи сиясити тәтқиқат мәркизиниң рәсмий тор сәһиписидә елан қилинған “уйғур аптоном районидики хитайниң бесим сиясәтлири вә хәлқаралиқ қаршилиқлар” дәп аталған бир тәтқиқат мақалисидур. Бу мақалини түркийә ташқи сиясити тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси шундақла белорусийә дөләт университети хәлқара мунасивәтләр факултетиниң аспиранти, түрк қизи фатманур ташчидур. У, мақалисидә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, иҗтимаий вә сиясий мәсилилири, хитайниң бесим сиясити вә түркийәниң уйғурларға қарита тутқан сиясити тоғрисида анализ йүргүзгән.

Мақалә мундақ башланған: “уйғурлар, узун тарихқа вә чоңқур йилтиз тартқан мәдәнийәт вә әнәнигә игә хәлқ болуп, тарихтин буян дуня мәдәнийитигә зор төһпә қошқан. Дуняда “шәрқий түркистан” дәп тонулған хитайниң контроли астида қалған “шинҗаң уйғур аптоном райони” әсирләрдин буян уйғурларниң ана вәтини болуп кәлгән. Уйғурлар тарихта көктүрк дөлитидин тартип охшимиған дөләт қурулмиси астида мустәқил яшап кәлгән болуп, 1884-йили манҗу империйәси ишғал қиливалғандин кейин уларниң вәтини шинҗаң өлкиси дегән намға өзгәртилгән болсиму бирақ уйғурлар мустәқиллиқ ирадисидин ваз кәчмәстин 1930-йилларда мустәқиллиқ һәрикити башлиған, нәтиҗидә 1933-йили шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулған болсиму пут тирәп туралмиған. 1944-Йили совет иттипақиниң қоллиши билән иккинчи шәрқий түркистан җумһурийити қурулған болуп, 1949-йили хитай қизил армийәсиниң ишғалийити билән йимирилгән. Уйғурлар 1949-йили мустәқиллиқини йоқитип хитай коммунист партийәсиниң таҗавузчилиқиға учриған күндин башлап уйғурларниң иҗтимаий һаяти, болупму сиясий вә иқтисадий саһәси еғир зиянға учриған”.

Мақалә йәнә мундақ давам қилдурулған: “хитай ишғалийити астида яшашқа мәҗбурланған шәрқий түркистан хәлқи әсирләрдин буян қолға кәлтүргән шанлиқ тарихини унтулдуруш, мол мәдәнийити вәйран қилиниш, тили өзгәртилиш, келәчәк нәсли ассимилятсийә қилиниш қатарлиқларға дуч кәлмәктә. Хитай һакимийитиниң узун йилдин буян йүргүзүп келиватқан ‛бөлүп вә парчилап башқуруш‚ сиясити һелиһәм давамлашмақта”.

Тәтқиқат мақалисиниң ахирида мундақ дейилгән: “уйғурлар қиммәтлик мәдәнийәт мираслири вә дуня мәдәнийитигә қошқан төһписи билән тарихта муһим орунға игә хәлқтур. Бирақ хитайниң уйғур аптоном районида йүргүзүватқан бесим сиясити уйғур хәлқиниң мәдәнийити, миллий кимлики вә дини етиқадиға тәһдит селиватиду. Хәлқара җәмийәтләр бу кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши наразилиқини ипадиләп хитай һөкүмитигә бесим ишлитиватиду. Уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини вә мәдәнийәт мираслирини қоғдап қелиш үчүн хәлқаралиқ һәмкарлиқ вә иттипақлиқ интайин муһим. Бу җәһәттә уйғур хәлқи дуч кәлгән қийинчилиқларни тонуп йетиш, уларни қоллаш пүткүл инсанийәтниң баш тартишқа болмайдиған муһим бурчидур”.

Түрк дуняси йүрк түркмән бирликиниң баш катипи, тәтқиқатчи җәмал аққуш әпәнди фатманур ташчи ханимниң мақалисидә оттуриға қоюлған пикирләрни қоллаш билән биргә өзиниң уйғурларниң қошқан мәдәнийәт төһписи, болупму униң миллий вә сиясий тәқдири һәққидики қарашлирини ортақлашти.

Түрк дуняси йүрк түркмән бирликиниң баш катипи, тәтқиқатчи җәмал аққуш
Түрк дуняси йүрк түркмән бирликиниң баш катипи, тәтқиқатчи җәмал аққуш
RFA/Arslan

Җәмал аққуш әпәнди мундақ деди: “шәрқий түркистан қәдимки түрк мәдәнийитиниң тунҗи болуп мәйданға кәлгән асасий мәркәзлиридин бири болуп, бүгүнки күндә мәдәнийәт уқумидин сөз ачидиған болсақ, шәрқий түркистан вә уйғурларни тилға алмастин мәдәнийәттин сөз ечиш мумкин әмәс. Түрк тарихида тонулған тунҗи бәш шәһәрдин баласағун, қәшқәр, турпан, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләр қәдимки түрк мәдәнийитимиз үчүн алаһидә әһмийәткә игә шәһәрләрдур. Бу районлар муһим мәдәнийәтләрни бәрпа қилди вә катта алимларни йетиштүрди, йүсүп хас һаҗип, мәһмуд қәшқири қатарлиқ қиммәтлик алимлиримиз, мутәпәккурлиримиз бу диярларда йетишип чиқти”.

Уйғурларниң түркий хәлқләр мәдәнийити, болупму инсанийәт мәдәнийитигә зор төһпә қошқан бир хәлқ болуш билән униң бүгүнки күндә хитай һөкүмити тәрипидин ирқий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқиға дуч келиватқанлиқи ғәрб дөләтлиридики тәтқиқатчиларниңла әмәс бәлки түркийәдики мутәхәссисләрниңму диққитини тартқан мәсилә болмақта. Әнә шу хилдики қараштики мутәхәссисләрдин бири, истанбул тиҗарәт университети инсаншунаслиқ вә иҗтимаий пәнләр факултети оқутқучиси, өзбек доктор зебиниса камалова ханим, уйғурларниң инсанийәт вә түрк хәлқлири мәдәнийитигә зор төһпә қошқан хәлқ болуш билән униң хитай йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ билән һәргизму йоқилип кәтмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.

У мундақ деди: “бүгүнки күндә һәқиқәтән уйғурлар пәқәт җисманий җәһәттин қирғинчилиққа учрап қалмастин бәлки мәдәнийәт қирғинчилиқиға учраватиду, ғәрбий түркистандики бәш түркий җумһурийәт өткән әсирдә чар русийә тәрипидин бесивелинған вә совет иттипақиниң зулми астида яшайтти, ситалин тунҗи ишини милләтниң зиялийлирини қирғин қилиш билән башлиғаниди, чүнки милләтниң пикир-тәпәккур қилидиған вә қәләмкәш язғучиларни йоқатқандин кейин у милләтни йоқ қилиш вә яки ассимилятсийә қилиш асанға тохтайду, һазир хитай худди шу усулни қоллинип уйғур зиялийларни йоқитиватиду, пикир қирғинчилиқи йүргүзүватиду, шуниң билән биргә уйғурларни ассимилятсийә қилип хитайлаштурушқа урунуватиду, әмма буни һәргиз әмәлгә ашуралмайду. Чүнки шунчә күчлүк совет иттипақи шунчә қирғинчилиқ йүргүзүп хәлқни йоқитишқа орунға болсиму бүгүнки күндә, өзбек, қазақ, қирғиз вә түркмән мәдәнийити йоқап кәтмәй қайтидин җанланди. Уйғурлар болса мәдәнийәт җәһәттә чоңқур йилтиз тартқан күчлүк бир хәлқ болуш сүпити билән һеч қачан йоқ болуп кәтмәйдиғанлиқиға ишинимән, бу вәтән дәвасини, бу миллий дәва байриқини юқири көтүрүп туруватқан дуняниң һәр қайси җайлирида актип инсанлар мәвҗут, бу инсанлар тохтапла қалмайдикән шәрқий түркистандики қирғинчилиқниң һеч тәсири болмайду, зулум башланған орун әслидә залимниң йоқилишиниң башлиниш нуқтиси болиду, бүгүнки күндә хитай коммунист партийәси зулум қилиш билән өзиниң йоқилишини башлиған болди. Хитай коммунистлири һаман бир күни вәйран болиду, биз буниңға ишинимиз, қисқа вақит ичидә бу асарәтниң түгигәнликини көзимиз билән көримиз вә азад вәтән қойнида әркин уйғур балиларниң шадлиқ күлкисини аңлаймиз”.

Доктор зебиниса ханим, уйғурларниң түрк хәлқлири мәдәнийитигә зор төһпә қошқан бир хәлқ болуш билән түрк хәлқиниң сиясий, мәдәнийәт вә тил тарихини уйғурларниң ойниған ролидин айрип йезиш мумкин әмәсликини билдүрди. У, мундақ деди: “түрк дунясиниң түнҗи шәһәрләшкән хәлқи уйғурлар вә шәрқий түркистан билән әйни заманда ғәрбий түркистандики биз өзбекләр бир мәдәнийәтниң варислири яки бир мәдәнийәт дәрихиниң охшаш шахлири болимиз. Биз түркийәдә қәдимки мәдәнийәтлиримизни тонуштурушқа еһтияҗ барлиқини һес қиливатимиз, чүнки биз өзимизни түрк дунясиниң бир парчиси дәп қариған билән у йәрдики мәдәнийәт вә тарихи арқа көрүнүш түркийәдә йетәрлик тонулмиған, биз бу йәрдә бар имканийәтләрдин пайдилинип нәқ мәйданда тәсәввурни җанландуруп мәдәнийитимизни тонутуш үчүн тәшвиқат елип баримиз. Уйғурлар түркийәдики уйгарлиқ (UYGARLIK) сөзиниң әсли мәнбәсини намаян қилидиған болуп, бу оқум уйғурларниң мәдәнийитини көздә тутуп аталған. Түрк дуняси вә түркий хәлқләр арисида уйғурлар тунҗи болуп шәһәрлишиш мәдәнийитигә өткән, тунҗи болуп мәтбәәни иҗад қилған, териқчилиқ, шәрқий түркистанида тунҗи болуп башланған. Униңдин башқа тунҗи түрк ислам дөлити дәп аталған қараханийлар дөлити шәрқий түркистанда қурулған. Түрк тилиниң асасий болған мәһмуд қәшқириниң әсири ‛түркий тиллар дивани‚, йүсүп хас һаҗипниң ‛қутадғубилик‚ дегән надир әсири һәм шәрқий түркистанида йезилған вә бу, мәдәнийәт үчүн мәнбә болуп кәлгән. Шуниң үчүн уйғур тили-әдәбияти бүгүнки түрк дуняси мирасида чоңқур орун алған, буни биз әлвәттә күнтәртипкә кәлтүрүшимиз керәк. Уйғурлар бүгүнки күндә сиясий мәсилә болуш сүпити билән хәлқара җамаәтниң нәзиридә хитайниң ишғали астидики бир милләт сүпитидә қариливатиду. Уйғурларни дуня бу җәһәттин қобул қилиду”

Доктор зебиниса камалова ханим уйғурларниң мәдәнийәтлик вә илим мәрипәтлик хәлқ икәнликини дуняға тонуштуруш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “уйғурларниң қиммәтлик мәдәнийитини пүтүн дуняға тонуштурушимиз керәк, қолимиздики әсәрләр арқилиқ уйғурларниң пәқәт түрк дуняси үчүн әмәс бәлки пүтүн дунядики инсанийәт үчүн катта төһпә қошқан хәлқ икәнликигә диққәт тартишимиз вә тонутушимиз керәк. Бүгүнки күндә уйғурларни дуняға тонутуш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән-маарип вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) тәрипидин қоғдилидиған орун дәп тизимға елинған ‛турпан кариз қудуқлири‚ вә ‛түркий тиллар дивани‚ ға охшаш мәдәнийәт әсәрләрни тонуштуруш арқилиқ уйғурларниң мәдәнийәт вә илим-мәрипәтлик хәлқ икәнликини дуняға көпрәк билдүрүшимиз керәк. Түрк тарихи вә түрк әдәбиятиниң тәрәққияти нуқтисидин уйғур тарихи вә тилини айрип чүшинидиған болсақ түрк тарихида һеч нәрсә қалмайду, шуниң үчүн уйғурларниң тарихи, тили вә мәдәнийәт мираси пүтүн түрк дуняси үчүн муһимдур”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.