Ғәрб әллири “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға хатимә бериш үчүн немә қилиши керәк?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.12.13
irqiy-qirghinchiliq-yighini-2.jpg Зурик шәһиридики асия мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән “ғәрб әллири уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн немә қилиши керәк?” йиғиндин көрүнүш. 2022-Йили 11-декабир, шиветсарийә.
RFA/Ekrem

11-Декабир күни германийәниң карлисруһә шәһиридә “уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара инсан һәқлири күни” мунасивити билән илмий муһакимә йиғини өткүзүлүп, уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида доклатлар берилгән. Карлсруһә шәһиридики уйғур зиялийси әнвәр әхмәт әпәндиниң билдүрүшичә, бу йиғинни 14 кишилик һоқуқ тәшкилати бирликтә тәшкиллигән болуп, йиғинға шәһәр башлиқини өз ичигә алған бир қисим һөкүмәт әрбаблириму қатнашқан. Йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқиға хатимә бериш мәсилиси нуқтилиқ музакирә темиси болған.

Алдинқи бир һәптидә шветсарийә арқа-арқидин уйғурларға мунасивәтлик бир йүрүш паалийәтләр болуп өткән. Шветсарийә уйғур җәмийитиниң рәһбәрлиридин андели мәмәткәримниң билдүрүшичә, 10-декабир күни зурик шәһиридики асия мәдәнийәт мәркизидә “ғәрб әллири уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн немә қилиши керәк?” дегән темида муһакимә йиғини уюштурулған. Йиғинға лагер шаһити сайрагүл савутбай билән “таҗдар гуваһчи” қатарлиқ әсәрләрниң аптори аликсандер кавилиюс ханимлар тәклип қилинған. Шветсарийәдики уйғур зиялийси һәбибулланиң баян қилишичә, йиғинға бир қисим уйғур тәтқиқатчилири, язғучилар вә сиясийонлар қатнашқан.

“уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара инсан һәқлири күни” мунасивити билән өткүзүлгән йиғиндин көрүнүш. 2022-Йили 11-декабир, шиветсарийә.

Мәркизи зурик шәһиридики асия мәдәнийәт мәркизиниң мәсуллиридин даниял ширәйнер әпәнди бу йиғин мунасивити билән зияритимизни қобул қилғанда, ши җинпиң һакимийитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң йиғинда асаслиқ күнтәртипни игилигәнликини илгири сүрди. У мундақ дәйду: “биз шветсарийә уйғур җәмийити билән бирликтә лагер шаһити сайрагүл савутбай вә язғучи аликсандер кавилиюсни тәклип қилип ши җинпиңниң шәрқий түркистандики истратегийәлик сиясәтлири һәққидә мәлумат бериш йиғинини уюштурдуқ. Бу йиғин 10-декабир хәлқара инсан һәқлири күнини һәмдә лондон уйғур соти өткән йили шәрқий түркистандики зулумлар үстидин ирқий қирғинчилиқ қарарини чиқарған 9-декабир ‛уйғур ирқий қирғинчилиқи күни‚ ни хатириләш мунасивити билән уюштурулди. Лагер шаһити сайрагүл савутбай вә язғучи аликсандер кавилиюслар йиғинда шәрқий түркистанда йүз бериватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликиниң инчикә тәпсилатлири тоғрисида әтраплиқ мәлуматлар бәрди. Мәсилән, шәрқий түркистанда давам қиливатқан ирқий қирғинчилиққа аит мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғмас қилиш, тән җазаси, өлүм қатарлиқлар. Пакитлар вә шаһитларниң баянлири шәрқий түркистандики җаза лагерлирида уйғур хәлқи дуч келиватқан паҗиәниң еғирлиқ дәриҗисини йорутуп бәрди. Ши җинпиңниң бу ирқий қирғинчилиқ сияситини пүтүн дуняға тонутуш лазим”.

Зурик шәһиридики асия мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән “ғәрб әллири уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн немә қилиши керәк?” йиғиндин көрүнүш. 2022-Йили 11-декабир, шиветсарийә.

Шиветсийәдин келип бу паалийәткә қатнашқан лагер шаһити сайрагүл савутбай бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, йиғинда өзиниң җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бәргәндин башқа, “ғәрб әллири уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн немә қилиши керәк? немә қилалайду?” дегәндәк соалларға җаваб беришкә тиришқанлиқини һәмдә шветсарийәниң даңлиқ ахбарат органлириниң зиярәтлирини қобул қилғанлиқини тилға елип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.