Давада кәңригән йоллар: үзүлмисәк езилмәймиз (1)

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.01.08
Давада кәңригән йоллар: үзүлмисәк езилмәймиз (1) Лагер шаһитлири вә җаза лагери қурбанлириниң түркийәдә турушлуқ йеқинлири хитай консулханисиниң алдида. 2020-Йили 14-авғуст, истанбул.
RFA/Erkin Tarim

2017-Йили башланған омумий тутқун төтинчи йилға қәдәм қойғанда уйғурда немиләр өзгәрди? лагерларниң түрмиләргә, завутларға айлинип, тутқунларниң еғир кесилгән җинайәтчи вә чакар ишчиларға айлиниши муһаҗирәттә яшаватқан кишиләрниң кәйпияти вә ой хиялида қандақ йеңилиқларни пәйда қилди? уйғур мәсилисиниң хәлқарада кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дәп тонулуштин миллий қирғинчилиқ дәп етирап қилинишқа йүзлиниши уйғурларда қандақ инкасларни, тәшәббусларни вә тәхирсиз һәрикәтләрни пәйда қилди? буларға җаваб бериш үчүн гәпни бир қанчә һәптә бурун башланған, бүгүнгичә мисали көрүлмигән намайиштин башлайли.

2020-Йили 25-декабир күни истанбулдики хитай әлчиханиси алдида бир тарихи намайиш болуп өтти. Бир тәрәптә уйғур сиясий әрбаблар вә уларға әгәшкән уйғур авам көк байрақларни ләпилдитип “шәрқи түркистанға мустәқиллиқ!” дәп шоар товлиди. Уларниң ян тәрипидә йәнә бир гуруппа уйғурлар “аиләмни қоюп бәр!” дегән пилакатларни көтүрүп тутқун қилинған аилә әзалири үчүн намайиш қилди. Әң әһмийәтлик йери, сиясий дава сепидики мустәқиллиқ үчүн атланған йетәкчиләр шу күни хитай әлчиханиси алдиға аилиси үчүн атланған намайишчиларға мәдәт бериш үчүн кәлгән иди.

25-Декабир пәрқлиқ икки сиясий қарашитики уйғурларниң хитай әлчиханиси алдидики кәң қурсақлиқи, бир биригә көрсәткән қериндашлиқ меһри, дава сепидики һәмнәпәслики маңа бундин икки йил бурунқи әһвалларни әсләтти. 2018-Йилниң бешида хитай уйғур вилайәтлиридә лагерлаштурушни әң юқири пәллигә йәткүзгән иди. Муһаҗирәттики ‍уйғурлар арисида зулумға қарши әрз қилиш пикри қайнап ташқили турди. Бәзиләр аилисиниң сүрүштисини хитайдин қилиш, әрзни хитай һөкүмитигә қилиш, хитайдики қериндашларни қоғдаш тәшәббусини оттуриға қойди. Бу муһаҗирәттә қаттиқ бир мәйдан муназиригә сәвәб болди. Бу тәшәббуслар хитайға йелинғанлиқ, хитай һөкүмитини етирап қилғанлиқ, даваниң йөнилишини мустәқил дөләт давасидин кишилик һоқуқ давасиға буриғанлиқ дәп чүшинилди. Ахирида әрзләр түркийәдә тәшкиллик йезилди, хитайдин башқа әлләргә сунулди. Һәр қайси әлләрниң прездентлириға хәтму йезилған болди, һәтта бәзи хәтләр әнқәрәдики һәр қайси әлләрниң әлчиханисиға тапшурулғанму болди. Шу чағда истанбулдики бир тәшкилатниң рәһбири “дост дүшмәнгә ениқ болсунки, хитайға әрз қилмаймиз, хитайдин һечнемә күтмәймиз!” дәп җакарлиған иди. Бу әрз қилиш долқунини гогуллисақ һеч бир хәлқаралиқ ахбаратқа чиқмиғанлиқи билинди, бәлким һеч бир презденттин җавапму кәлмигән болса керәк.

“аиләмни қоюп бәр” дегән бу паалийәткә бирәр тәшкилаттин орунлаштуруш болдиму? яқ. Сиясий дава билән инсаний давани бирләштүрүш һәққидә бирәр хәлқаралиқ уйғур тәшкилати яки хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики чақириқ елан қидиму? яқ, яқ! давадики икки еқимни хитайниң уйғур мәвҗутлуқиға қилған хирислири бирләштүрди. Уларни пәқәт қериндашлиқ риштиси туташтурди. Уларни мәвҗутлуқ йипиға есилип титрәватқан уйғурниң йүрики сүрән-чуқансиз бир сәһнигә елип кәлди.

2020-Йили синтәбирдин башлап истанбулда яшайдиған 12 уйғур яш тутқун қилинған аилиси вә қериндашлириниң давасини қилиш үчүн атланған иди. Улар таксим мәйданиға йиғилғанда тутқун туғқанларниң сүрити чүшүрүлгән майкилири тәтүр кийдүрүлди. Улар мәсчит вә чоң сәйналардин қоғланди, әмма бу әзимәтләр бәл қоювәтмиди. Ахири улар хитай тутқан кишиниң һесабини хитайдин сораш қарари бойичә һәрикәтлинишкә қарар бәрди. Улар 18-декабирдин башлап хитай әлчиханиси алдида һәр күни намайиш қилишни башлиди.

Намайиш башлинип узақ өтмәй түркийәдики тонулған шәхсләрниң қоллишиға еришти. Ислам иқтисади тәтқиқатчиси доктор бурһан сети, җәмийәтшунас доктор абдурешит қарлуқ, дәвәтчи өлима һәбибулла күсәни, мудәррис әли әкбәр домолла қатарлиқлар намайишчиларни қоллап, йоқлап барди. Уйғур даңлиқлардин башқа түркләрниң даңлиқ өлима, сиясиюн, ахбаратчи вә ютупчилириму бу паалийәтни қоллиди.

Бу намайиш узақ өтмәй түркийәниң истанбул вә қәйсәридики тәшкилатларниң қоллишиға еришти. Һазир бу намайишқа түркийәдики сиясий партийәләр, җамаәт тәшкилатлири вә әдиб шаирлар мәдәт беришкә башлиди. Улар көтүрүп чиққан аилә, қериндашлиқ вә инсанлиқ шоари адәттики авам арисидиму һәрикәтлинишкә сәвәб болуватқан болуп һазир сәпкә йәрлик түркләрниңму қатнашқанлиқи мәлум.

25-Декабир көрүлгән һәмкарлиқ бундин кейинки йүзлиниш болуши мумкин. Муһаҗирәттики чарәсизликниң чәксиз деңизида уйғурлуқ кемисидә кетиватқан кишиләрниң охшимиған қараштикиләргә болған дүшмәнлики сәвәблик кемидин төшүк ечип өзини қошуп ғәрқ қилиш нийити йоқ. Һөрлүк сәпиридә кетиватқан уйғур атлиқ бу карванниң бири бирини, путлап, тосуп, қистап қатнаш қистаңчилиқи чиқириш мәқсити болмаслиқи керәк. Омумий тутқундин кейинки еғир җинайи җаза, еғир җисманий әмгәк вә туғмаслаштуруш, нопус көчүрүш, мәҗбури тойлаштуруш, әвлатсизлаштурушни васитә қилған ирқий қирғинчилиқ уйғурларни ойғатти. Зулум зәрбисидин башлар қайғанда сүний ясап чиқилған “шинҗаңчи, түркистанчи, мустәқилчи, аптонумийәчи, улусчи, уйғурчи” дегән уқумларниң рәңги өңүп кишиләр паҗиәниң өзигә қайтип келишкә башлиди.

Уйғурға мәвҗутлуқ зәнҗириниң бир биригә туташ һалқилардин түзүлгәнлики айдиң. Бир һалқиниң үзүлүши пүтүнсүрүк бир зәнҗирни кардин чиқиридиғанлиқиму гуманлиқ әмәс. Шуңа уйғурларниң бүгүн хитайға езилмәслик үчүн үзүлмәс марҗан, чеқилмас зәнҗир болуп улиниши дуняви йүзлиниш болуп қалди. Үч йилдин буян исрап болған вақит, үзүлмәй келиватқан паҗәлик вәқәләр вә хирислар уйғурларни өзгәрткән болса керәк. Бу тутқун уйғурниң давасини қилидиғанлар билән уйғурларниң кәлгүси сиясий тәқдириниң давасини қилидиғанлар бир мәйданға җәм қилған болуши мумкин.

Демәк, омумий тутқун башланған бу үч йилда көп қатмаллиқлар юмшапту, зиддийәтләр зәииплишип, һәмнәпәслик зорийипту, пикирләрни өзгирипту. Дава йолида кишиләрниң һәрикитигә кашила қиливатқан, путлишиватқан сүний тосуқлар сүпүрүлүшкә башлапту. Тәбрикләшкә лайиқ йери бу икки йил уйғурларни салмақлаштурған, әқлиләштүргән, бир бирини “мән мустәқилчи, сән аптонумийәчи” дәп чәткә қеқиштин бир мәйданға йиғилип бир бирини қоллап намайиш қилидурдиған тәҗрибиләр топлинипту.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.