Уйғур деһқанлириниң “кәсп өзгәртиши” гә немә сәвәб болди?
2022.04.12
Йеқинқи бир қанчә йиллардин буян, хитай һөкүмити аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” сиясити намида уйғур дияриниң җәнубидики уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәшқәр, хотән, қизилсу вә ақсу қатарлиқ үч вилайәт бир областики көплигән деһқанларниң “кәсип өзгәртип билән намратлиқтин қутулғанлиқи” ни тәшвиқ қилишқа башлиди. Демисиму уйғур ишләмчиләрниң пиланлиқ шәкилдә ичкири өлкиләрдики яки уйғур дияриниң шималидики хитай завут-фабрикилириға ишләмчиликкә кетиватқанлиқиға даир көрүнүшләр вә тәшвиқатлар дәриҗидин ташқирий көпийип, хәлқараниңму күчлүк диққитини тартқаниди. Буниң билән уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи, коллектип һалда хитай районлириға йөткиливатқанлиқи, қаттиқ назарәт астида мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқиға даир учурлар аста п-аста мәлум болушқа башлиди. Болупму адриан зенз тәрипидин 2020-йили дикабирда елан қилинған “шинҗаңдики әмгәк күчлирини йөткәш рамкиси ичидики мәҗбурий әмгәк вә мәҗбурий көчүрүш” мавзулуқ доклатта, хитай һөкүмити тәрипидин көчүрүлгәнләр пәқәт уйғурларнила асас қилған. Униң доклатидики санлиқ мәлуматлар хитай һөкүмитиниң бир йүрүш рәсмий санлиқ мәлуматлиридин, йәни хитайниң тйәнҗин шәһиригә җайлашқан “нәнкәй университети әқил амбири” ниң 2018-йили елан қилған тәтқиқат доклатидин кәлгән болуп, бу доклат “нәнкәй доклати” дәп аталған.
Адриан зензниң доклатида уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилисини икки түргә йиғинчақлиған. Бири, җаза лагерлириға қамалған уйғурлар. Улар җаза лагерлирида аталмиш “кәспий тәрбийәләш” тин кейин, әтрапдики хитай завутлирида яки пахтизарлиқларда мәҗбурий әмгәккә селинған; йәнә бири болса, сиртқий дуня анчә билип кәтмәйдиған уйғур дияриниң йезилирики уйғур деһқанлар болуп, уларни хитай һөкүмити “йезилардики ешинча әмгәк күчлири” дәп ативалған. Уйғур нопусиниң 90 пирсәнттин көпрәки (бу нопус пүткүл уйғур дияридики йәрлик нопусниң үчтин икки қисмини игиләйдиғанлиқи хитайниң дөләт иситатистикисида ениқ көрситилгән) деһқанлар болуп, җәнубтики хотән, қәшқәр, ақсу вә қизилсу қатарлиқ вилайәт вә областларға мәркәзләшкән. Хитай һөкүмити “ешинча әмгәк күчлири” дәп ативалғанлар асаслиқи йоқуриқи үч вилайәт бир областтики намрат деһқан яшлири болуп, уларниң муқим хизмити йоқ. Хитай һөкүмити уларни “ишчи қобул қилиш вә һәқсиз тәрбийәләш” йоли билән йөткәп ишқа орунлаштуруватқанлиқини, әмма бу хил “хизмәтчи қобул қилиш вә тәрбийәләп ишқа орунлаштуруш” ниң маһийәттә мәҗибурлаш, бесим қилиш вә башқа тәдбирләр арқилиқ йүргүзиливатқанлиқи мәлум.
Хитай һөкүмити гәрчә аталмиш “нәнкәй доклати” да, уйғур дияридики “ешинча әмгәк күчлири” ни йөткәп ишқа орунлаштурушни “намратлиқни түгитиш” дәп чүшәндүргән болсиму, әмма доклатниң омумий мәзмунидин қариғанда, иқтисадни яхшилаш асаслиқ мәқсәт болмастин, бәлки уйғурларниң әнәнивий топлишип яшаш вә аиливий турмуш қурулмисини вәйран қилиш нишан қилинған. “нәнкәй доклати” да хитай һөкүмитиниң йирақни көзләп, уйғур яшлирини яқа юртлардики завут, карханиларға ишләмчиликкә йөткәш арқилиқ, уйғурларниң нопус қурулмисини өзгәртиш, уйғур яшлириниң каллисини ююш, уларниң дуня қариши, тәпәккур усулини өзгәртиш арқилиқ, хитайға сиңдүриветишни мәқсәт қилған.
“нәнкәй доклати” да уйғурларни хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткәштики йәнә бир муһим мәсилә болса, җәнубтики уйғурлар нопусини деңиз яқиси районлириға йөткәш арқилиқ, уларни хитайларға сиңдүриветиштин ибарәт икәнлики ениқ оттуриға қоюлған. Адреан зенч “нәнкәй доклати” һәққидики тәтқиқатида мундақ дәйду: “бу уйғур деһқан яшлириниң таллаш имкани йоқ. Навада хитайниң намратлиқтин қутулдуруш вә йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясәтлиригә қарши чиққинида, уларға үч хил күч төһмәтлири артилип, чоқум җаза лагерлириға қамилиду. Шуңа бу әһвал хәлқара әмгәкчиләр уюшмисиниң мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик бәлгилимилиригә асасән мәҗбурий әмгәк дәп қарилиду. Хитай һөкүмити тәшвиқатидики намратлиқни йоқитиш түрлири ичидә шинҗаңдики деһқанларниң йөткилишигә даир түрләрниң һәммиси уйғур җәмийитини вәйран қилиш сияситиниң бири, халас. Бу түрләргә алақидар болған уйғурларниң сани 1 милюн 600 миңдин 1 милюн 800 миңғичә әтрапта. . .”
“нәнкәй доклати” тйәнҗиндики нәнкәй университети әқил амбири тор бекитидә елан қилинип, алтә айдин кейин өчүрүлгән болуп, орниға доклатниң қисқартилған қисми қоюлған вә доклаттики уйғурларни хитай өлкилиригә сиңдүрүп йоқитиш һәққидики мәзмунму өчүриветилгән.
“нәнкәй доклати” дики санлиқ мәлуматларда тилға елинған икки милюнға йеқин уйғур нопуси хитай иситатистикисиға асасән пәқәтла әмгәк иқтидари болған уйғур деһқан яшлириға алақидар болуп, бу санлар яқа юртларға йөткилиш имкани болмиған уйғурларни өз ичигә алмайду. Демәк, йөткәлмигән яки йөткилиш имкани болмиған уйғурлар асасән әмгәк иқтидари йоқ яки төвән дәп қаралған яшанғанлар, аяллар, балилар вә мейиплар болуши еһтималға йеқин. Җәнубтики деһқанчилиқни асас қилидиған уйғур нопусиниң әмгәк иқтидариға игә нопуси йөткиветилгәндин кейин, уларниң деһқанчилиқини ким қилиду? йәрлирини ким терийду?
Әслидә хитай һөкүмити уйғур деһқанлириниң йәрлирини кимниң терийдиғанлиқи һәққидә әстайидил пиланларни йиллар илгилирила түзүп, бу һәқтики бир қатар сиясәтлирини йолға қойған. Ишлар йәнила хитайниң аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” сияситигә алақидар болуп, 90-йилларда йолға қоюлған бу сиясәттә, уйғурлар нопуси көп олтурақлашқан җәнубий уйғур дияри “алаһидә намрат район” дәп бекитилип, шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәнини җәнубқа кеңәйтип, боз йәр ечиш билән биргә, уйғурларниң нопусини тизгинләш, нопус қурулмисини өзгәртиш асаслиқ хизмәт нишани қилинған. Бу сиясәтләрниң нәтиҗисидә уйғур деһқанларниң йәрлири “терилғу йәрләрни оборот қилиш сиясити” асасида һөкүмәткә өткүзүп берилишкә башлиған. 1996-Йили йолға қоюлған аталмиш “шинҗаңға ноқтилиқ ярдәм бериш пилани” дин башлап, шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни терилғу йәрлирини кеңәйтиш, түзләш, боз йәр өзләштүрүш намилирида уйғур деһқанлириниң һөкүмәткә өткүзүлгән земинлирини игиләп, чоң типтики пахта териқчилиқи, ашлиқ, май, көктат қатарлиқ териқчилиқ түрлирини йолға қойған. Буниңдин башқа ичкири өлкиләрдин уйғур райониға йөткәлгән ишләпчиқириш ленийәлириниң завут орунлири қурулуши, санаәт районлири қурулуши вә башқа кархана, ширкәт қатарлиқ қурулушлириға берилгән. Уйғур деһқанлириға болса, киши бешиға тоғра келидиған терилғу йәрләрниң аз, терилғуға керәклик су мәнбәсиниң кәмчил, деһқанчилиққа керәклик асасий әслиһәләр қурулушлириниң тәрәққиятиниң бәк төвән икәнликини, уйғур деһқанлириниң деһқанчилиқ билән намратлиқтин қутулушиниң мумкин әмәсликини, ичкири өлкиләргә яки башқа юртларға йөткилип, ишләмчилик қилғинида иқтисадий кириминиң деһқанчилиқ қилғандин хелила юқири болидиғанлиқини күчәп тәшвиқ қилған. Коллектип игиликидики иқтисадий түзүмини қайта йолға қоюп, деһқанчилиқ коператиплирини қуруш вә деһқанларни бу коператипларға әза болушқа мәҗбурлаш билән уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлирини “өз ихтиярлиқи билән йәрлирини һөкүмәткә өткүзүп бериш” тәк сахта һадисиләрни мәйданға чиқарған.
Хитай һөкүмитиниң 2020-йилиниң бешида елан қилинған санлиқ мәлуматида уйғур дияридики терилғу йәр көлиминиң йәнә 28 милйон 7329 мо көпийип, уйғур районидики терилғу йәр омумий көлиминиң 106 милйон моға йәткәнлики вә терилғу йәр омумий көлими җәһәттә хитай бойичә бәшинчи орунға тизилғанлиқини елан қилған. Әмма бунчә чоң терилғу йәрләрниң әсли игиси болған уйғур деһқанлири болса яқа юртларға ишләмчиликкә, хитай карханилирида қул ишчи болушқа елип кетилгән. Уларниң яшанған, қарақсиз қалған ата-анилири болса, аталмиш яшанғанлар күтүнүш өйлиридә яшашқа, балилири болса қош тиллиқ ятақлиқ мәктәпләрдә хитай көчмәнлириниң тәрбийәсигә, мал-чарвилири болса аталмиш йеза-игилик коператиплиридики вакалитән қарап бериш орунлирида “аманәт” кә қоюлған яки өткүзүп бериветилгән.
Демәк, уйғур деһқанлириниң омумиййүзлүк кәсип өзгәртишкә йүзлинип, деһқанчилиқ кәсипидин ишләмчигә айландурулушиниң кәйнидә, хитай һөкүмитиниң аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” намидики уйғурларни түп йилтизидин йоқитиш, йәни уйғурларға қаритилған пиланлиқ, мәқсәтлик елип берилған “ирқий қирғинчилиқ” җинайити йошурунған.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.