Хитайниң уйғур елидики лагерларниң тәкшүрүлүш еһтималиға қарши тәйярлиқ қиливатқанлиқи әскәртилди
2018.12.28

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, уйғур елидә икки милйондин ошуқ кишиниң “қайта тәрбийә лагерлири” ға қамилиш арқилиқ өзиниң миллий вә дини кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлиниватқанлиқи, һәр күни роһий вә җисманий җәһәттин қийнашқа учраватқанлиқи һәққидә ишәнчлик мәлуматлар көпләп оттуриға чиққандин кейин хәлқараниң наразилиқ инкаслириму күчийип бармақта.
Болупму буниңда америка қатарлиқ ғәрб демократик әллири башламчилиқ рол ойнаш билән биргә, һиндонезийә вә малайшия қатарлиқ дөләтләрдинму наразилиқ инкаслири йүксәлди. Нөвәттә оттуриға қоюлуватқан ортақ тәләп болса “уйғур елигә мустәқил тәкшүргүчи әвәтип, лагерлар үстидин биваситә тәкшүрүш елип бериш” тин ибарәт.
Бирақ, уйғур паалийәтчиләр болса йеқиндин буян ашкарилиниватқан учурлардин хитай һөкүмитиниң мушундақ бир еһтималға қарши тәйярлиқ қилишқа өткән болуши мумкинликини әскәртмәктә.
Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң башлиқи өмәр қанат әпәнди 27-декабир күни “йәршари почтиси” намлиқ тор журнилида “хитай чәтәлләрниң мустәқил тәкшүрүшигә тәйярлиқ көрүватамду?” мавзулуқ мақалә елан қилип, дуня җамаәтчиликини бу мәсилидики сәзгүрлүкини ашурушқа дәвәт қилди.
У мақалисидә, йеқиндин буян уйғур елидә йәрлик даириләрниң һазир бир қисим лагерларниң тамлиридики тикәнлик симларни еливетишкә башлиғанлиқи, даириләрниң уйғурларниң өйлиригә кирип тәкшүргүчиләр келип қалса лагерларни тилға алмаслиқ һәққидә тәнбиһ бериватқанлиқи һәққидә ашкариланған учурлардин хитай һөкүмитиниң хәлқаралиқ бир тәкшүрүш йүргүзүлүш еһтималлиқиға қарши тәйярлиқ көрүватқанлиқини җәзмләштүргили болидиғанлиқини билдүргән.
У йәнә лагерлардики мәҗбурий әмгәк мәсилисиниму сүрүштә қилишқа чақирған. У мақалисидә, уйғур елидә аз дегәндә икки милйон киши өз ирадисигә хилап һалда мәҗбурий тутқун қилинип, идийә өзгәртиш тәрбийисигә селинғини аз дәп, әмдиликтә бу тутқунларниң “мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи” ашкариланғанлиқини, демәк, хитай һөкүмити хәлқараға “кәспий тәрбийиләш орни” дәп чүшәндүрүватқан бу орунларниң әмәлийәттә “идийә өзгәртиш һәрикити елип берилидиған” “мәҗбурий әмгәк лагерлири” икәнликиниму әскәрткән.
Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишларға мәсул директори луиса гирев ханим радийомизға қилған сөзидә бу һәқтики әндишилирини ипадиләп: “уйғур районидики лагерларда ‛заманиви қуллуқ‚ дәп атилидиған бундақ бир вәзийәтниң мәвҗутлуқи кишини әндишигә салиду”, деди. У сөзидә “хәлқарадики адәм әткәсчиликигә қарши туруш вә кишилик һоқуқни қоғдашқа аит қанунларда бир кишини мәҗбурий әмгәккә селишқа, уни мәлум бир орунда мәҗбурий тутуп турушқа болмайдиғанлиқи ениқ бәлгиләнгән” дәп көрсәтти.
Өмәр қанат әпәндиниң мақалисидә көрситилишичә, уйғур елидики йепиқ тәрбийә лагерлири вә униңға мунасивәтлик завут-карханиларниң һәммиси хитайниң әдлийә саһәсигә қарайдиған болуп, илгири хитайда йолға қоюлған “әмгәк билән өзгәртиш” системисиниму әдлийә министирлиқи иҗра қилған икән.
Өмәр қанат әпәнди мақалисидә йәнә, лагерлардики нәччә йүзмиңлиған тутқунниң хитайниң ичкири өлкилиригә тошуп кетилгәнлики һәққидики хәвәрләрни тилға елип, буниңму хитай һөкүмитиниң бу лагерларни тәкшүрүш еһтималиға қарита қиливатқан тәйярлиқи болуши мумкинликини билдүргән. У йәнә, “бу тутқунларниң наһайити қаттиқ мәхпий йосунда йөткилиши толиму еғир болған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң бешарити”, дегән.
Луиса гирев ханим болса уйғур елидики лагерларда кишини интайин әндишигә салидиған еғир мәсилиләр барлиқини ейтти. У сөзидә: “лагерларда йетип чиққан шаһитларниң сөзлиридин мәлум болғинидәк, у йәрдә тутқунларға уларниң каллисини тормузлап хамуш қилип қойидиған дора берилидиғанлиқини билимиз. Аялларғиму уларниң пәрзәнт көрүш иқтидаридин қалдурулидиған дора бериватқанлиқи мәлум. Йәнә бир муһим мәсилә болса окул арқилиқ өлтүрүш мәсилисидур, мана булар бизни қаттиқ әндишигә салмақта” деди.
Уйғур елидин ашкарилиниватқан мана мушундақ учурлар хәлқарадики нурғун органлар вә дөләтләрниң мустәқил тәкшүрүш һәққидики тәләплирини күчәйтиватқан болуп, бу тәләпни һазирғичә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи вә шундақла канада, фирансийә, данийә, австралийә, шиветсийә, әнглийә, шветсарийә, норвегийә, естонийә, финландийә қатарлиқ15 дөләтниң хитайда турушлуқ баш әлчилири бирликтә имзалиқ мәктуп елан қилиш арқилиқ оттуриға қойди. Йеқинда йәнә, һиндонезийәдики өлималар бирлики вә бир қисим университет мудирлириму һиндонезийә ташқи ишлар министирлиқи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға мәктуп йезиш арқилиқ хитайни мустәқил тәкшүрүш елип беришқа йол қоюшқа чақирди.