Уйғур дияридики җаза лагерлири дуняниң нәзиридин мәхпий қалаламду?

Мухбиримиз сада
2018.11.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
lager-yighin-meydani.jpg Тәрбийәләш лагеридикиләргә түрмидики мәһбусларға охшаш кийим кийдүрүлгән болуп, йиғин ечиватқан көрүнүш.
Social Media

Хитай һөкүмити уйғур диярдики җаза лагерлирини изчил инкар қилип кәлгән иди. Бу йил авғустта хитай дипломат ху лийәнхе уйғур аптоном районида аталмиш “җаза лагери” дегән нәрсә мәвҗут әмәс дегән иди. Һалбуки, йеқиндин буян хитай һөкүмити лагерларни инкар қилиштин уни васитилик етирап қилишқа вә ахирида пәрдазлап көрситишкә башлиди. Һәтта уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир йеқинда хитай таратқулириға сөз қилип, “чәтәл ахбаратлирида дейиливатқан аталмиш ‛тутуп туруш лагери‚ әмәлийәттә ‛кәспий техника тәрбийәләш мәктипи‚дур, бундақ мәктәпләрниң ечилиши районда террорлуққа қарши турушни мәқсәт қилған. Бу хил мәктәпләрниң ичидә һәрхил тәнһәрикәт түрлири, көңүл ечиш орунлири қурулған. ятақларниң ичидә һава тәңшигүч, телевизор қатарлиқ заманиви әслиһәләр сәпләнгән. Бу бир дәм елишни асасий мәқсәт қилған арамбәхш җайдур. . .” дегән.

Юқириқи сөзләрниң филимлик тәшвиқати хитайниң мәркизий телевизийә истансисида берилгән берилгән болуп, униңда уйғур дияридики җаза лагерлириниң аталмиш “ички мәнзириси” техиму пәрдазлап көрситилгән. Мәзкур син хәвиридә “кәспий техника тәрбийәләш мәктипи” дә тәрбийилиниватқан оқуғучиларниң “бу йәргә келиштин бурун ашқун идийәниң тәсиригә учрап яман йолға меңип кәткәнлики, тәрбийә қобул қилғандин кейин идийә қарашлирида алаһидә өзгириш йүз бәргәнлики” баян қилинған.

Униңға әгишипла “йәршари вақти гезити” ниң алий муһәррири ху шиҗин твиттерда инкас қайтуруп, өзиниң уйғур дияридики “кәспий техника тәрбийә мәктәплири” ни зиярәт қилғанлиқини, у мәктәпләрниң хәлқара таратқуларда дейилгәндәк җаза лагери әмәслики һәққидә җар салған һәмдә “тәрбийәләнгүчи” ләрниң васкетбол, валибол вә миллийчә уссулларни ойнаватқан син көрүнүшлирини арқа-арқидин тарқатқан.

Һалбуки, уйғур мәсилисигә әстайидил қарап келиватқан бәзи паалийәтчиләр бу мәнзириләрни “сәт адәмниң йүзигә гирим қилип уни чирайлиқлаштурғанлиқи” ға охшатқан. Канададики беританийә коломбийәси университетиниң қанун пәнлири оқуғучиси шавин җаңму қисқа вақит ичидила шу син көрүнүши тартилған мәктәпни сүний һәмраһта тартилған сүрәт билән селиштуруп, нурғун пәрқләрни байқап чиққан. Униң селиштурмилиридин мәлум болушичә, “тәрбийәләнгүчи” ләр көңүл ечиш паалийитини елип бериватқан мәйданға аз дегәндә 4-5 ишиктин өтүшкә тоғра келидикән. Униң үстигә әтрапта көзитиш мунарлири бар болуп, кишиләрниң халиғанчә паалийәт қилалиши мумкин әмәс икән. Йәнә бир қизиқарлиқ нуқта шуки, васкетбол мәйданиға бир тал палас селинип безәлгән. Әмәлийәттә лагерниң ичидә бундақ бир мәйданму мәвҗут әмәс икән.

Шавин җаңниң сүний һәмраһ арқилиқ лагерларниң орнини бекитишидә диққәтни тартидиған бир нуқта шуки, униң райондики лагерлар билән түрмиләрни пәрқләндүрүшидур. Йеқиндин буян хитай тарқатқан учурлардин тутуп туруш орни билән һәқиқий түрминиң типик пәрқини билишму қийин болмақта. Шавин җаң бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди. Униң дәп беришичә, лагерларниң қурулмиси асасән охшаш болуп, көп қисми шәһәрдин йирақ, кәң вә очуқ бир даиригә селинидикән. Униңдин башқа көп сандики лагерларни униң адреси, дәрвазисиниң сани вә көзитиш мунарлириға қарапла пәрқләндүргили болидикән.

Мушу айниң бешида радийомизда бир тәпсилий хәвәр берилгән болуп, хәвәрдә уйғур районидики йиғивелиш лагерлиридин бир түркүм тутқунларниң хейлоңҗяң өлкисиниң чичихар шәһиридики тәйләй түрмисигә йөткәлгәнлики дәлилләнгән иди. Бу учур радийомиз мухбириниң қәшқәр тоққузақтики бир сақчи хадими билән елип барған телефон сөһбити давамида ашкариланған иди. Шавин җаң мушу мәсилигә қарита өзиниң көз-қаришини баян қилип, мундақ деди: “җуңго һөкүмити тутуп туруш лагерлирини көпләп қурғини билән түрмилири унчә җиқ әмәс. Мениңчә, ички өлкиләргә йөткәлгән тутқунларниң 2 пирсәнттин 5 пирсәнтигичә бәлгилик қануний рәсмийәтләр асасида җазаға һөкүм қилиниду. Шинҗаңдики тәрбийәләш лагерлириға унчә җиқ адәм сиғмайду. Шуңа уларни җуңгониң ички өлкилиригә йөткигән гәп.”

Юқиридики мәлуматлардин шуни көрүвелишқа болидуки, хитай һөкүмити һәрхил ясалмилиқлар билән лагерларни аввал инкар қилиш, андин қисмән етирап қилиш, ахирида уни пәрдазлап көрситиштәк бир-биригә зит болған җәрянларни сәһнигә елип чиқмақта. Бәзи анализчиларниң билдүрүшичә, хитай һәрқанчә тәдбир қоллансиму, лагерлар мәсилисини ташқи дунядин йошуруп қелишқа пүтүнләй имкансиз икән. Ундақта, хитайниң бундақ бир биригә зит болған инкаслири ташқи дуняниң бесимидин қорқуп қиливатқан бир һәрикәтму? хитай мушундақ васитиләр арқилиқ лагерларниң вәзийитини хәлқарадин йошуруп қалаламду? биз шавин җаңдин бу һәқтә көз қаришини соридуқ. У мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғур аптоном районидики лагерларни униңға қамалған тутқунларни ички өлкиләргә йөткәш усули арқилиқ йошуруп қалалмайду. Шуңа уларниң һазир қиливатқини лагерларни тохтимастин пәрдазлап көрситиштур. Сиз қандақсигә хитай болмиған бир милләтни өзи халимиған асаста хитай әқидисини қобул қилишқа көндүрәләйсиз? җуңго һөкүмитигә охшаш ‛террорлуққа қарши туруш‚ ни баһанә қилипла уйғур миллитини лагерларға солап, уларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилса, ениқки районда техиму хәтәрлик бир вәзийәт келип чиқиду. Җәмийәтниң тинчлиқи пүтүнләй бузулуп, авам хәлқ билән һөкүмәт арисида техиму көп тоқунушлар пәйда болиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.