“малән гүли” ечилғанда: хитайниң тунҗи атом синиқидин 60 йил өткәндин кейин
2024.12.03
![atom-bomba-lopnur-1024 atom-bomba-lopnur-1024](https://www.rfa.org/uyghur/mulahize/malen-atom-siniqi-lopnur-11282024125934.html/atom-bomba-lopnur-1024.jpg/@@images/e98fd9fe-f60f-4394-bd8d-ce30e5d76d8b.jpeg)
Бу йил 10-айниң 16-күни, хитайниң тунҗи атом бомбисини партлатқанлиқиға 60 йил болған күн. Бу мунасивәт билән хитайниң шинхуа агентлиқи башлиқ һәрқайси ахбарат васитилири вә тор супилирида “малән гүли ечилғининиң” 60 йиллиқини тәбрикләш темисида хәвәрләр елан қилинған.
Хәвәрләрдә тилға елинған “малән гүли” әслидә хитайниң 1964-йили уйғур елиниң лопнур көли районида елип барған тунҗи қетимлиқ атом бомбисиға қаритилған исим болуп, тәклимакан чөллүкидә өсидиған бир түрлүк чөл гүлиниң хитайчә атилишидин кәлгән. Хитайниң лопнур районида қурған мәхпий атом бомбиси базисиму шундин етибарән “малән” дәп атилидиған болған. Бу йәрдә хитай қәйсәр чөл гүлини өзиниң инсанийәтни қирғучи атом бомбисини өз ичигә алған ядро қораллири синиқиниң символи қатарида қолланғаниди. Шу қетимлиқ атом бомбиси синиқидин кейин, хитай һөкүмити таки 1996-йилғичә лопнур районида җәмий 45 қетим атом синиқи елип барған.
Явро асияниң мәркизий қисмиға җайлашқан тарим ойманлиқиниң шәрқий гирвикидики қуруқ тағ бағрида, көп әсирләрдин буян кироран ханлиқиға охшаш қәдимий дөләтләр вә хәлқләрни һаятлиқ мәнбәси билән тәминләп кәлгән лопнур көли созулуп ятқаниди. 19-Әсирдә лопнур көли әтрапида системилиқ тәкшүрүш елип беришни башлиған шиветсийәлик експедитсийәчи свен һедин “көчмә көл” дәп атиған, дуня илим саһәсидики муназириләргә от яққан әнә шу лопнур көли бойида, қәдимки кироран ели пуқралириниң әвладлири дәп қаралған “лоплуқлар” дәп аталған хәлқ яшап кәлгән. Бу лоплуқлар яки лопнурлуқлар дәп тилға елинған кишиләр топлуқи башқа хәлқ әмәс, дәл уйғурларниң өзидур.
Алимлар тәклимаканниң пинһан җайлирида яшиған бу кишиләрни яшаш усули, тил алаһидилики вә ишләпчиқириш шәкли қатарлиқ амиллардин уйғур хәлқиниң етник тәркибиниң бир қисми икәнликини испатлап чиққан. Лекин, нөвәттә лопнор райониға көпләп хитай аһалилирини орунлаштурушни мәқсәт қиливатқан хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида лопнурлуқлар дегән нам астида уларни худди уйғурлардин айрим хәлқ шәклидә көрситиватқан болуп, бундақ тәшвиқатлар хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң саяһәт учурлирида көпләп учрайду.
Рус експедитсийәчи пиржавилискиниң көрситишичә, 1885-йиллирида лоплуқларниң сани 400 әтрапида болуп, асаслиқи белиқчилиқ, овчилиқ, чарвичилиқ вә қисмән деһқанчилиқ билән шуғуллинаттикән. Әлвәттә у лопнорлуқларниң мәлум бир қисминила һесабқа алғаниди. 1905-Йили свен һединниң техиму кәң районларда елип барған тәкшүрүшлиригә асасланғанда, лоплуқларниң сани 10000 әтрапида болған. Бизгә мәлумки, лоплуқлар гәрчә қум барханлириниң көчүши, боран-чапқун қатарлиқ тәбиий апәтләр билән даим күрәш қилип кәлгән болсиму, әмма улар изчил һалда тәбиәт билән бир гәвдә болуп яшап кәлгән. Улар су мәнбәсини қоғлишип көчүп яшаш җәрянда өзлиригә хас муһит асраш вә екологийәлик тәңпуңлуқни сақлаш еңини йетилдүргән.
Һалбуки, шәрқий түркистан тупрақлири манҗу-хитай мустәмликичилири тәрипидин ишғал қилинғандин кейин, лопнур көли әтрапида яшап кәлгән лоплуқларниң тәқдиридә түптин өзгириш башланған болуп, сани барғансери азайған вә бүгүнки күндә пәқәтла хитай һөкүмитиниң сүний бәрпа қилған “лоплуқлар кәнти” сүпитидә дуняға тәшвиқ қилинмақта.
Чиң сулалиси императорлири аввал чөл-җәзирәләрдә боз йәр ечиш вә деһқанчилиқ йәр көлимини кеңәйтиш баһаниси билән мәнчиң сулалисиниң ички өлкилиридин әмгәк күчи қатарида көп сандики хитай җинайәтчиләр, әскәрләр вә хитай деһқанлирини шәрқий түркистанға йөткигәнликиниң тунҗи қәдимини алған. Чиң сулалисиниң зор көләмлик боз йәр өзләштүрүш сияситиниң бир қисми болған суғуруш қаналлирини бәрпа қилиш пилани орман вә яйлақ көлиминиң зор дәриҗидә тарийип беришини кәлтүрүп чиқарған. Лекин, хитайлар таки 1949-йилиғичә уйғур елидә йәнила аз санлиқ болуп, җәнубий уйғур елидики омумий сани он миңғиму йәтмигән. Нурғун җайларға хитайларниң айиғи тәгмигән. Әнә шундақ җайларниң бири лопнор райони иди.
Хитай коммунистик партийәси һакимийәт бешиға чиққандин кейин, 1954-йили хитай һөкүмити шәрқий түркистанда “ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ни қурған вә йәнә бир қетим шәрқий түркистанға кәң көләмдә хитай көчмәнлирини йөткәш зор долқуни қозғиған. Хитай көчмәнлириниң еһтияҗини қамдаш үчүн бәрпа қилинған сүний өстәңләр вә су амбарлири тарим дәряси төвән еқимидики суниң азийип беришиға сәвәб болуп, тарим дәряси қуюлидиған лопнур көлиниң тәдриҗий қуруп кетишини кәлтүрүп чиқарған.
Лопнур көлиниң қуруп кетиши билән бирликтә, лопнур көлини өзиниң тирикчилик мәнбәси қилған лоплуқлар вә уларға тәвә болған өзгичә мәдәнийәтниң изиму тәңла йоқалди дейишкә болиду. Буниң баш җинайәтчиси хитай коммунистик партийәси иди. Хитай коммунист һөкүмити бу районни пәқәтла “һалакәт деңизи” , “инси-җин йоқ земин” дәп тилға алған. У йәрдики лоплуқларни асас қилған йәрлик милләтләрниң мәвҗутлуқини нәзәрдин сақит қилған. Тәбиий байлиқларни талан-тараҗ қилишнила көзлигән хитай компартийәсиниң, лопнур әтрапида яшайдиған бу уйғур хәлқниң һаяти вә муһит билән қилчә кари болмиған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ( (UHRP 2016-йиллиқ доклатида хитай һөкүмитиниң 1964-йилидин 1996-йилғичә болған арилиқта лопнур районида елип барған атом синақлириниң тупрақ сүпитиниң еғир дәриҗидә бузулуши билән биргә йәрлик хәлқниң саламәтликигә еғир зиянларни елип кәлгәнлики баян қилинған. Доклатта йәнә алимларниң тәкшүрүшигә асасән, лопнур районида елип берилған бәзи атом синақлириниң 1945-йили японийә хирошима арилиға ташланған атом бомбисиниң күчидинму 300 һәссә күчлүк икәнлики оттуриға қоюлған.
Әтраптики аһалиләргә йетәрлик қоғдиниш тәдбирлирини қолланмай туруп елип берилған атом синақлири, уйғур районидики уйғурларни асас қилған йәрлик кишиләр арисида атом зәрричилириниң радиятсийәсидин еғир зәһәрлиниш пәйда қилип, рак кесилигә охшаш еғир кесәлликләргә гириптар болуш нисбити ашқан. Хитайниң инсанийәткә апәт елип келидиған атом синақлирини тохтитиши керәклики, йәрлик хәлққә төләм төләш һәққидә пикир бәргән вә намайиш қилған кишиләрниң һәммиси қаттиқ бастурулди. Хәлқараниң бесими билән хитай коммунист һөкүмити ахир 1996-йили атом синиқини тохтитишқа мәҗбур болди.
Ундақта хитай һөкүмитиниң лопнур районида атом синиқини тохтатқандин кейинки вәзийити қандақ болмақта?
Ваһаләнки, ши җинпиң сиясий һоқуқни қолға елишиға әгишип, хитай һөкүмитиниң дуняға күчини көз-көз қилиш һәйвиси йәнә ташландуқ лопнур райониниң қайта җанлинишиға сәвәб болди. Америка қатарлиқ дөләтләр топлиған пакитлар шуни ашкарилайдуки, хитайниң лопнур районида йәнә атом синиқи елип бериватқанлиқи мәлум болмақта. Бу бизни хитай һөкүмитиниң йеңи бир әвлад ядро қораллирини синақ қилишни һәмдә башқурулидиған бомбиниң зәрбә бериш күчини техиму ашурушни ойлишиватқанлиқиниң күчлүк дәлили болуши мумкин дегән пәрәзгә йеқинлаштуриду.
Хитай лопнур районида ички җәһәттин йошурун йәр асти атом синиқини давамлаштурса, ташқи дуняға қарита бурунқи малән атом синиқи базисини саяһәт нуқтисиға айландурғанлиқи һәққидә тәшвиқ қилишни давамлаштурмақта. Хитай һөкүмәт тор бәтлиридә хәвәр қилинишичә, 2012-йилидин башлап хитай һөкүмити 600 миң йүән мәбләғ селип, малән һәрбий музейи қурған вә бу музейни вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси беридиған бир орунға айландурған икән.
Бүгүнки күндә, хитай атом синақлири сәвәбидин лопнор вә тарим вадиси әтрапида яшайдиған миңлиған, он миңлиған уйғурларниң һаятиға, тән-сағламлиқиға хәвп елип кәлгәнлики вә екологийәлик тәңпуңлуққа бузғунчилиқ қилиштин ибарәт җинайити алдида, йәнила әйни йиллири лопнурға келип атом синиқиға қатнашқан хитай әскәрлири вә тәтқиқат хадимлириниң төһпилиригә мәдһийә оқушни давамлаштурмақта.
Әслидә қуруп кәткән тузлуқ лопнур көли йилларниң өтүши билән нурғун минерал маддиларни шәкилләндүргән болуп, бу хитайни деһқанчилиқ оғути ролиға игә калийлиқ туз записи каниға игә қилған икән. Мөлчәрдин қариғанда калийлиқ туз каниниң записи 500 милйон тонна болуп, иқтисадий қиммити 500 милярд йүәндин ашидикән. Буниң билән хитай дөлити юқири тәннәрх билән калий тузи импорт қилиш тарихиға хатимә берип, лопнур көлини қайта қезишқа башлиған вә бир санаәт шәһиригә айландуруш үчүн урунмақта. Буниң намайәндиси сүпитидә 2002-йили чақилиқ наһийәсидә лоп көли базири тәсис қилип, калий тузи баш ширкитини қурған.
Йәнә бир җәһәттин, бу районға хитай көчмәнлирини йөткәш үчүн, тәбиий байлиқларни қезиш һәрикитини давамлаштуруп, ул әслиһә қурулушини кеңәйтмәктә.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]