Майкил валт билән сөһбәт: “шәрқий түркистан һечқачан хитайниң бир қисми болған әмәс!”

Вашингтондин мухбиримиз алим сейтоф билән әзиз тәйярлиди
2024.05.13
Michael-van-Walt Әркин асия радийосиниң мухбири алим сейтоф хәлқара кишилик һоқуқ адвокати вә тәтқиқатчи майкил ван валт(Michael van Walt) ни зиярәт қиливатқан көрүнүш. 2024-Йили 4-май, мюнхен
Әркин асия радийоси, синташ

Йиллардин буян һәр саһә мутәхәссислири “хитайниң әң чоң өлкиси”, “хитайниң әң чоң енергийә амбири” дегәндәк намларда атап келиватқан уйғур дияриниң хитай сиртида бирдәк “шәрқий түркистан” дегән нам билән тонулуп кәлгәнлики мәлум. Хитай һөкүмити 1949-йили бу районни қорал күчи билән ишғал қилғандин буян “шинҗаң қәдимдин тартип хитайниң айрилмас бир қисми” дегән нәзәрийәни охшимиған шәкилләрдә зор күч билән базарға селип кәлмәктә. Һалбуки, дуня уйғур қурултийи (д у қ) дуняға кәлгәнликиниң 20 йиллиқ хатириси мунасивити билән 2024-йили 3-майда чақирилған үч күнлүк паалийәтниң муһакимә басқучида хәлқара адвокат майкил ван валт (Michael van Walt) “өткән 70 йилда бу район асасий җәһәттин хитайниң мустәмликиси болуп кәлди. Униң нерисидики икки миң йил мабәйнидә бу җайда һечқачан хитайниң изчил һөкүмранлиқи болуп бақмиған” дәп көрсәтти. 15 Йилдин буян ички асия вә шәрқий асия райони оттурисидики мунасивәтләр тарихини тәтқиқ қилип келиватқан майкил валтниң бу хуласиси мәзмун җәһәттә дуня етирап қилған бүйүк шәрқшунас виладимир бартолд (V. V. Barthold) Буниңдин бир әсирчә илгири оттуриға қойған “751-йили әрәб империйәси билән таң империйәси оттурисида йүз бәргән ‛талас уруши‚ оттура асия районидин хитай тәсириниң аз дегәндиму миң йиллиқ мусапигә сиқип чиқирилиши һәмдә бу районда ислам мәдәнийитиниң йетәкчи мәдәнийәт болушиға асас салди” дегән баянлирини әслитиду.

Адвокат майкил валт бу район һәққидә чоңқур издиништин башқа дуняниң башқа җайлиридиму тоқунушларни һәл қилиш саһәсидә көплигән сәмәрилик хизмәтләрни вуҗутқа чиқарған кишиләрниң бири. Бу қетимқи паалийәт җәрянида у радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, бу һәқтики мәсилиләр һәққидә ойлиғанлирини биз билән ортақлашти. юқириқи аваз улинишидин бу һәқтики сөһбәтниң мәзмунини аңлиғайсиләр.

Мухбир: бу қетимқи йиғинда сиз “хитай һөкүмити гәрчә ‛шинҗаң қәдимдин тартип хитайниң айрилмас бир қисми‚ дәп кәлгән болсиму шәрқий түркистан әмәлийәттә хитай хәлқ җумһурийити (х х җ)ниң бир мустәмликиси” дәп көрсәттиңиз. Сиз хитайниң бу һәқтики баянлирини қандақ чүшинисиз?

Майкил: бу йәрдә шуниси наһайити очуқки, өткән икки миң йил мабәйнидә шәрқий түркистанда хитайниң изчил давам қилған һөкүмранлиқи мәвҗут болуп бақмиған. Пәқәт хән сулалиси (миладидин бурунқи 206-йилидин милади 220-йилиғичә) вә таң сулалиси (618-907) заманисида бу җайда анчә-мунчә хитай тәсири көрүлгән. 1912-Йили хитай җумһурийити қурулуштин илгири асасий җәһәттин қошна болған ички асия районидики охшимиған ханлиқлар шәрқий түркистанни идарә қилған. Әмма шүбһисизки, уларниң һечқайсиси хитайлар әмәс иди.

Мухбир: “хитай” һәққидә сөз болғанда һәрқачан “хитай нәччә миң йилдин буян мәвҗут болуп кәлгән; сулалилар бириниң арқидин йәнә бири алмишип турған болсиму бу җайда пәқәт ‛хитай‚ намлиқ бирла дөләт болған” дәп қарилиду. Сизниңчә мушундақ чүшинишни тоғра дейишкә боламду?

Майкил: яқ, яқ. Бу ундақ әмәс. Бу қараш әмәлийәттә көплигән пикир малиманчилиқиниң мәнбәсидур. Х х җ вә униңдин илгирики хитай җумһурийити дәл мушу қарашни вуҗутқа чиқарған. Хитайда бәҗайики “хитай” тарихтики бир сиясий дөләт яки һакимийәт сүпитидә нәччә миң йиллап мәвҗут болғандәк хитайниң дөләт тарихи нәччә миң йилға созуп шәрһлиниду. Әмәлийәттә бу ундақ болғини йоқ. Тарихта көплигән хитай дөләтлири, империйәлири вә сулалилири өткән. Әмма хитайлар ялғуз хитай дөләтлириниң башқурушидила болуп қалмастин, йәнә көплигән ички асия империйәлириму хитайларға һөкүмранлиқ қилған. Әмма бу һадисиләр улар дәватқан тарихий баянларда һәргизму етирапқа еришип баққан әмәс. Мәсилән алсақ, йүән сулалиси әмәлийәттә моңғулларниң империйәси болуп, бүгүн биз дәватқан “хитай” әйни вақитта мушу империйәниң бир қисми болған.

Йәнә алсақ, биз бүгүн “хитай” дәп атаватқан бу җайлар манҗулар қурған чиң сулалиси (1644-1912) дәвридә ашу империйәниң бир қисми болған. Худди буниңдин илгирики вақитлардиму көплигән дөләтләр мушу хилдики қисмәтни баштин кәчүргән. Шуңа хитай тарихи, бәзидә һәтта бир қисим ғәрб алимлири вә башқилар тәкитләватқан бу хил шәрһ әмәлийәттә кишиләрни оңайла қаймуқтуруп қойиду.

Болупму биз “хитай” вә “хитайлар” дегән аталғуларни қолланғинимизда, булар пүтүнләй пәрқлиқ болған көп хил шәйиләрни билдүриду. Бүгүнки күндә х х җ “хитай” аталғусини қоллиниш арқилиқ х х җ ниң чегриси, дәп қарилидиған даирә ичидики барчә хәлқләрни, җүмлидин хитайлар, тибәтләр вә уйғурларни көрситип кәлмәктә.

Һалбуки, башқилар “хитай” аталғусини һәрқачан “хитайлар вә хитай тили” дегән мәнидә истемал қилиду. “хитайчә йезиқ” дегәндә хитайларниң йезиқи көздә тутулиду. Шуңа биз бу сөзләргә даим бирәр ениқ мәнини йүклигән һалда ишлитип кәтмәймиз. Навада биз буни зади ениқ қилип қоллинимиз, десәк у һалда “хитай” ниң бир дөләт сүпитидә тәсәввур қилиниши вә муһакимә қилиниши 1911-йилиға мәнсуп болуп чиқиду. Буниң вуҗутқа келиши болса 1912-йили хитай җумһурийитиниң қурулуши билән башлиниду. Буниңдин илгири бу җайда башқа намдики башқа дөләтләр, башқичә һөкүмранлиқ қурулмилири вә пиринсиплири мәвҗут болған. Әмма уларниң хитай җумһурийити вә х х җ билән һечқанчә ортақлиқи йоқ иди.

Қанун нуқтисидин алғанда бу икки шәйи пүтүнләй пәрқлиниду. Сиз бир дөләтниң икки миң йиллиқ мәвҗудийити һәққидә сөз ачалмайсиз. Чүнки у икки миң йил мәвҗут болғини йоқ. Мән буниңдин икки миң йил, бәш миң йил яки униңдинму узунрақ вақитлар илгири бу җайда хитай мәдәнийити мәвҗут болғанлиқини инкар қилмаймән. Бу җайда хитайларниң болмиғанлиқиниму инкар қилмақчи әмәсмән. Буларниң һәммиси мумкинчилики бар ишлар. Әмма хитай дөлитиниң изчил мәвҗут болған яки болмиғанлиқи муһим.

Мухбир: сизниңчә һазирқи хитай һөкүмити болсун яки хитай җумһурийити болсун немә үчүн “манҗурийә, җәнубий моңғулийә, тибәт вә шәрқий түркистан қәдимдин тартип хитайниң бир қисми болған” дәйду?

Майкил: мән дәрвәқә хитайниң немә ойлаватқанлиқини билмәймән. Әмма пәмлишимчә, бу идийә дәсләптә хитай җумһурийити дәвридә оттуриға чиққандәк қилиду. Чүнки улар шу вақиттила ички асия территорийәсидики җайларниң хитай җумһурийитиниң бир қисми болушини арзу қилған. Улар мушу арзуниң еһтияҗиға мас һалда мушундақ бир сәвәбни тоқуп чиқишқа муһтаҗ болғанлиқи үчүн буни қобул қилишқа болатти. Демәк, улар мушу тарихни иҗад қилип чиқти.

Бүгүн болса х х җ ашу тарихқа вә ашу тарихий баянларға канидәк чаплишиватиду. Чүнки улар өзлириниң шәрқий түркистан, тибәт вә ички моңғулийәдә бир мустәмликичи күч сияқида намаян болушини зинһар халимайду.

Мухбир: сизниң пикриңиз бойичә болғанда, “хитай” дәп аталған тунҗи дөләт 1912-йили қурулған; униңдин илгири бу җайда башқа сулалиләр вә империйәләр башқа намларда мәвҗут болған һәмдә сиясий җәһәттә хитай билән һечқандақ алақиси болмиған. Шундақму?

Майкил: яқ. “хитай” вә “җуңхуа” дегән сөзләрниң “хитай” вә “хитайлар” дегән мәниләрдә қоллинилиши буниңдин көп вақит илгирила башланған. Әмма у чағларда у сөзләрниң мәниси башқичә болған. Йәни бу сөз “мәркизий дөләт” дегән мәнидә болуп, “мәркизий нуқтидики йүксәк мәдәнийәтлик хәлқләрниң әқил-парасәт вә мәдәнийәт нурлирини башқа җайларға қуяш кәби чечиши” ға символ қилинған.

Улар бирдәк мәдәнийәт вә макан характерлик чүшәнчиләр болуп, дөләтләрниң яки бирәр мәмликәтниң нами болған әмәс. Кейинчә бу сөзләр узун мәзгил қоллиниливерип маркиға охшаш бир намға айлинип қалған. Андин бу сөзләр инглизчидики ‛China‚ яки франсузчидики ‛Chine‚ дегән сөзләрниң тәңдиши болуп қалған. Мана бу ғәрбликләрниң хитай һәққидики чүшәнчиси болуп, явропалиқлар аллиқачан хата һалда буни изчил давам қилип кәлгән “хитай дөлити” дәп ашундақ бир хиялий дөләтни тәсәввур қилишқа адәтлинип болған. Бу икки аталғуни җүпләштүривалғанда ғәрбликләр яки явропалиқларниң буни чүшиниши бәкла қийинға чүшиду. Чүнки бу җайда һечқачан изчил давам қилип кәлгән хитай дөлити мәвҗут болған әмәс. Бундақ бир дөләт пәқәт бизниң тәсәввуримиздила мәвҗут.

Мухбир: мундақчә ейтқанда, хитайниң дәватқанлири худди әйни вақитта рим империйәси ишғал қилған җайларни бүгүнки күндә италийә дөлитиниң бир қисми, дегәндәк бир гәпму?

Майкил: бу ашуниңға охшап кетиду, әмма бираз пәрқи бар. Әгәр италийәликләр растинла шундақ дәйдиған иш болса улар рим империйәси бойсундурған вә өзлири кейинки вақитларда бойсундурған җайларни дегән болатти. Әмма х х җ ниң дәватқанлири болса хитайлар бойсундурған җайларни әмәс, әксичә моңғуллар вә манҗулар бойсундурған җайларни “хитайниң бир қисми” дейиш болуватиду. Шуңа бу мәнтиқә җәһәттин чак басмайду. Һазирқи күндә буниңдин миң йил, бәш йүз йил, һәтта йүз йил илгирики вақитларға мәнсуп тарихий баянларға асасән бирәр җайни “мениң земиним” дәп дәва қилғили болмайду. Әмма бу хил реаллиққа қарши һалда хитай мушуни дәва қиливатиду. Башқа бир империйә тәрипидин бойсундурулған бирсиниң башқилар бойсундурған җайларни “маңа тәвә земин” дәп дәва қилиши пәқәтла қамлашмиған бир гәп.

Һалбуки, х х җ нурғун кишиләргә мән хитайларниң вәтини дәп атиған җайларға, йәни хитайлар вә уларниң территорийәсигә һөкүмранлиқ қилғанларни бирдәк “хитай” дәп шәрһләшкә қадир болуватиду. Уларниң манҗулар вә моңғулларниму “хитай” қиливелиши толиму бимәнилик. Пакит шуки, х х җ һазир чиңгиз ханни “хитайниң улуғ оғлани” дәватиду. Чиңгиз хан әмәлийәттә хитайни истила қилған киши. У һәргизму хитайларниң оғлани әмәс, әксичә моңғулларниң оғлани.

Мухбир: сизниңчә, хитай һазир уйғурларниң вәтинидә мустәмликичилик билән шуғуллинип, байлиқларни талан-тараҗ қилиш вә хитай көчмәнлирини бу җайға маканлаштуруш билән шуғуллиниватамду? мундақчә ейтқанда бу хитайларниң уйғурларни қирғин қилишидики муһим сәвәбму?

Майкил: шундақ, дәл шундақ. Улар шәрқий түркистанни қолдин берип қоюштин вайим йәватқанлиқи үчүн шәрқий түркистандики уйғурлар вә башқа хәлқләрни бастуруватиду. Бу пәқәт контроллуқни тутуп туруш урунуши, халас. Ши җинпиң вә униң һөкүмити һазир мутләқ контроллуққа тәшна болуватиду. Бу һазирқи әң муһим сиясий нишан болғанлиқи үчүн һәммила нәрсә мушуни чөридигән һалда айлиниватиду. Навада бу нишан милйонларчә инсанни лагерларға қамаш, уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң мәдәнийитини йоқитиш вә бу районлар үстидин мутләқ һөкүмранлиқни җари қилдурушни истисә ишлар буниңдин башқичиму болмайду. Чүнки бу уларниң нишани.

Сабиқ чиң империйәсиниң пүтүн территорийәсигә болған контроллуқ арзусидин елип ейтқанда уларни техи өз нишаниға йәтти, дегили болмайду. Улар һазирму мушу нишанға йетишниң койида. Улар һазир тәйвәнгә, җәнубий деңизға, шималий һиндистанға вә русийәниң бир қисим җайлириға, җүмлидин тува вә бурятия районлириға өз контроллуқини җари қилдуруш һәвисидә болуватиду. Чүнки моңғул вә манҗу һөкүмдарлиридин бәзиләр бу җайларни муәййән дәриҗидә башқурған.

Әгәр бу бимәниликкә техиму ичкириләп киридиған болсақ, моңғулларниң әйни вақитта венгрийә, оттура шәрқ вә һиндистанға қәдәр болған явро-асия қуруқлуқиниң мутләқ көп қисмиға һөкүмранлиқ қилғанлиқини әслисәкла купайә. Биз һәргизму “хитайниң бүйүк оғлани” чиңгиз хан қолға алған ашу земинларни хитайниң “бизниң земинимиз” дәп дава қилишини халимаймиз.

Мухбир: көп рәһмәт майкил әпәнди!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.