Хитай мәһмуд кашғәрийниң уйғурлар билән болған беғини үзүветәләмду?
2024.01.16

Қазақистан түрк академийәсиниң мәсули, илим вә җәмийәт хизмәтлири министири профессор дархан қедирали әпәнди алдинқи йили түркләрниң қәдимий пайтәхти өтүкән вадисидин байқиған “елтәриш қаған мәңгү теши” билән түрк дунясини хушаллиққа чүмдүргәниди. Униң түрк илим дунясиға сунған бу йилқи совғити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң илим-пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати-юнеско (UNESCO) ниң бу йилни бүйүк уйғур алими мәһмуд кашиғәрийниң өлмәс әсири “түркий тиллар дивани” ға аталғанлиқи хош хәвири болди.
Профессор дархан қидирали әпәнди бу хошхәвәрни өткән йили 11-айниң 13-күни өзиниң фейсбук һисабидин ортақлашқан. юнескониң мәһмуд кашғәрийниң мәшһур әсири “түрк тиллар дивани” йезип тамамланғанлиқиниң 950-йиллиқи хатириләш мунасивити билән чиқарған бу хошхәвиригә дархан қидирали әпәнди өзиниң қәшқәр упалдики мәһмуд кашғәри қәвриси алдида чүшкән бир парчә сүритини қистурма қилип бәргән.
Юнескониң 2008-йилини “мәһмуд кашғәрий йили” дәп аталғандин кейин, бу йилни, йәни 2024-йилини мәһмуд кашғәриниң аләмшумул әсири “‛диван луғатит түрк‚ йили” дәп атиғанлиқи, пүткүл түрк дунясини чәксиз сөйүндүрди. Һәр бир қетим мәһмуд кашғәрийниң исмини вә униң өлмәс әсириниң намини аңлиғинимизда, униң исминиң айрилмас зиннити һәм қиммити болған қәдимий қәшқәр, шундақла қәшқәрниң әң һавалиқ һәм гүзәл бостанлиқи упалниң қойнидин орун алған алимниң мазири көз алдимизға келиду. Шуңа профессор қедирали әпәндиниң бу хушхәвәргә алимниң қәбриси алдида тартилған сүритини қошуп қоюшиму дәл ашу хил сөйүнчиниң сәвәбидин болса керәк.
Алимниң өлмәс әсири “түркий тиллар дивани” ниң 1266-йили әсли нусхадин дәмәшқлик хәттат муһаммәд сәва-ий тәрипидин көчүрүлгән қолязма нусхаси бу әсәрниң һазирғичә байқалған бирдин бир қолязма нусхасидур. 1914-Йили әли әмири тәрипидин сетивелинған бу қиммәтлик әсәр өткән йилиғичә истанбул милләт күтүбханисида сақлинип келингән иди. Өткән йили 7-айда түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң көрсәтмиси билән бу әсәр истанбулдин әнқәрәдики җумһурийәт сарийи милләт кутупханисиға йөткәп кәлди. Демәк, бу бүйүк әсәрниң бирдин-бир қолязмиси түркийә җумһурийитиниң йүрики болған әнқәрәдә сақланмақта.
2000-Йилидин буян мәһмуд кашғәрийниң ана юртидики мазириму түркийә вә башқа түркий дөләтлиридин кәлгән алимлар һәм сиясәтчиләрниң алаһидә зиярәт қилидиған йеригә айланди. 2002-Йили түркийәниң әйни вақиттики дөләт министири вә муавин президенти дәвләт бағчәли (Devlet Baðçeli) шәхсән өзи упалға берип, алимниң мазирини зиярәт қилди.
2008-Йили түркийә җумһурийити президентиниң баш катипи мустафа есән әпәндиниң йетәкчиликидики 11 кишилик бир өмәк мәзкур мазарни зиярәт қилип, алим тоғулғанлиқиниң 1000 йиллиқини хатириләш мурасимида уйғур қериндашлирини ялғуз қоймиди. 2012-Йили түркийә җумһурийитиниң президенти рәҗәп таййип әрдоған башчилиқида шу вақиттики ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуни өз ичигә алған юқири дәриҗилик әмәлдарлар үрүмчини үрүмчигә барди. Улар уйғур аптоном райониниң каттивашлиридин җаң чүншән вә нур бәкри билән көрүшкинидә “қериндашлиримиз сизләргә аманәт” дейишни унтумиди. Шу қетимқи учришишта әрдоған һәтта һәзрити моллам мазирини түркийәниң мәбләғ чиқирип ремонт қилидиғанлиқиға вәдә бәрди.
Кейинки 6 йилдин көпрәк вақиттин буян, йәни уйғур диярида хитайниң ирқий қирғинчилиқи башланғандин кейин түркийә вә башқа түрк дөләтлиридә бүйүк алим мәһмуд кашғәрийниң мәшһур әсириниң нами давамлиқ тилға елип қиммитини мөлчәрләш адити давамлашқан болсиму, лекин алимниң ана юртидики мазириниң әһвали һәққидә аңлиған билгәнлиримиз наһайити аз болди. Көңүлләрни ғәш қилидиған хәвәрләрниң бири, 2020-йилиниң ахирида хитай һөкүмитиниң опалдики мәһмуд кашиғәрий мазиридин орун алған зор һәйкилини чеқивәткәнлики иди.
Һалбуки, илгири түрк дунясиниң бу мәшһур алимиға атап, һәр йили хәлқаралиқ муһакимә йиғинлирини өткүзүшкә адәтләнгән түркийә вә оттура асия түрк дөләтлиридики университетлар һәм тәтқиқат орунлири, мәһмуд кашғәриниң ана юрти қәшқәр опалдики һәйкилиниң чеқиветилгәнликигә һечқандақ инкас қайтурмиди. Хитай билән болған мунасивәтләрни көзлигән һәрқайси түрк дөләтлири һөкүмәтлири бу мәсилидә сүкүт қилди. Улар мәһмуд кашғәри вә униң өлмәс әсири һәққидики хатириләш паалийәтлирини пәқәтла өз дөләтлири тәвәсидә елип барди. 2021-Йили 9-айда түркийә мәрмәрә университети, истанбул университети, өзбекистан ташкәнт дөләт университети, шундақла түрк кеңиши (Türk Konseyi) ниң қоллиши вә истанбул университетиниң саһибханилиқида “мәһмуд кашғәрийниң илмий мираси вә униң түркологийә тәрәққиятидики роли” дегән темида хәлқаралиқ йиғин уюштурулди.
Өткән йили 8-айниң 1-күни түркийә хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати (Türksoy) билән қирғизистан иссиқ көл университети бирликтә хәлқаралиқ йиғин уюштурди. “мәһмәд кашғәрий вә у қалдуруп кәткән дуня мәдәнийәт мираси” дегән темидики бу йиғин ахирида йиғин иштиракчилири алимниң атисиниң юрти барсқан шәһирини зиярәт қилди. Уларниң “диван” да “мәһмудниң атисиниң юрти” дәп тилға елинған бу тарихий маканға алимниң һәйкилини тикләш вә бир музей инша қилиш қатарлиқ лаһийәләр һәққидә мәслиһәтләшкәнлики мәлум. Бу йиғинда йәнә “‛түркий тиллар дивани‚ йезилғанлиқиниң 950-йили” мунасивити билән өткүзүлидиған әсләш вә тәбрикләш паалийәтлири үчүн юнескоға илтимас сунулғанлиқи тилға елинған.
Қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң упал кәнтидики “һәзрәти моллам мазири” ниң “түркий тиллар дивани” ниң муәллипи мәһмуд кашғәрийниң мазири икәнлики 1983-йили ениқланғандин буян, бу мазар уйғурларниң сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һаяти билән чәмбәрчәс бағлинип кәтти.
Улуғ алимға юнеско вә һәрқайси түркий дөләтләр көрситиватқан һөрмәт, шундақла униң бизгә мәңгүлүк мирас қилип қалдуруп кәткән әсиригә нисбәтән ипадиләватқан қайиллиқ, әлвәттә алимниң юртдиши вә милләтдиши болған һәр бир уйғурға ишәнч, җасарәт вә пәхирлиниш туйғуси ата қилидиған бир қозғатқуч күчтур.
Бу қетимму юнескониң мәшһур алимға көрсәткән һөрмити һәр бир уйғурға тәбиий һалда алимниң мазирини әсләтти. Улар өткән 7 йил ичидә йүз бәргән мазар билән мунасивәтлик ишларни билишкә алдириди.
2018-Йилидин буян хитай тор бәтлири вә таратқулирида бирәр кишиниң мәһмуд кашғәрий мазирини зиярәт қилғанлиқи һәққидә бирәр учур яки мәлумат учримайду. Уйғур диярида йүргүзүлүватқан ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқлирини йошурушта хитайға янтаяқ болуватқан ислам әллиридин тәклип қилинған аталмиш “зиярәтчи” вә “екскурсийә өмәклири” ичидә, мәһмуд кашғәрийниң опалдики мазирини зиярәт қилғанлардин бириму йоқ. Ислам дуняси вә түрк дунясиниң мәдәнийәт тарихиға бүйүк һәссә қошқан мәһмуд кашғәриниң опалдики қәбриси орниға улар хитайниң тарихтики мустәмликичилик қара нийитигә символ қилинған аталмиш җаң чйән, бәнчав дегәндәк сахта тарихий қәһриманлириниң һәйкәллирини тавап қилғанлиқи мәлум.
2019-Йилидин кейин опалдики мәһмуд кашиғәрий мазириниң дәрвазисиға орнитилған тахтайдики “мәмликәт бойичә муһапизәт қилинидиған мәдәнийәт ядикарлиқ орни-мәһмуд кашғәрий мазири” дегән хәтләр өчүрүветилип, униң орниға хитайчә вә уйғурчә қилип “упал бағчиси” дегән йеңи исим йезип қоюлған.
Мазар дәрвазисидин киргәндин кейинла диққитимизни тартидиған 4 метир егизликтики мәһмуд кашғәрий һәйкилиниң 2020-йили чеқилип түзливетилгәнлики мәлум. Униңдин кейин сол тәрәптики егизликкә көтүрүлгәндә, алдимизда көрүнидиған абдуреһим низари, қутлуқ шәвқи вә башқа бир қатар тарихий шәхсләрниң қәбрилири, униңдин кейин учрайдиған тарихий “һай-һай терәк”, пәләмпәй билән юқириға чиққинимизда көрүнидиған ақ рәңлик нәқишлик вә қуббәлик чирайлиқ дәрваза вә униңдин кейин айрим һуҗра ичидики алимниң мәхмәл йепилған мәқбәрисиниң немә болуп кәткәнлики һәққидә һечқандақ мәлумат йоқ. Дәрваза алдидики тахтайдин өчүрүветилгән мазарниң исми кишини “алимниң қәбриси чеқиветилгәнмиду?” дегән әндишигә салиду. Мазарға тәвә чирайлиқ мәсчит, мазар тәвәликидики йеңи селинған музейларниң қандақ әһвалда икәнлики һәққидә бир учур тепиш һазирчә мумкин әмәс.
Әпсуски, биз издигән учурлар орнида хитайниң тор вә тарартқу учурлири арисида уйғурларниң диний етиқади вә өрп-адәтлиригә қарши йезилған язмилар қаплап кәткән. Буларниң ичидә мәһмуд кашғәрий, униң мәшһур әсири “түркий тиллар дивани” вә һәтта униң опалдики қәбрисиниң сахта икәнликини илгири сүргән аталмиш хитай “тәтқиқатчи” си гав бо ниң “мақалә” си алаһидә диққитимизни чекиду.
Гав бо исимлик бу хитай “тәтқиқатчи” ниң 2018-йили тутқун қилинған тонулған җамаәт әрбаби, тилшунас, профессор арслан абдулла мәсуллуқидики “шинҗаң университети” филологийә институтиниң орниға өзгәртип қурулған “җуңго тили вә әдәбияти” институтиниң башлиқи қилип тәйинләнгәнлики мәлум. У, 2019-йили мәзкур университет илмий журнилиниң 1-санида елан қилған “‛түркий тиллар дивани‚ниң аптори вә униң мазири һәққидики гуман һәм ойлинишлар” намлиқ мәхсус мақалиниң аптуридур. У бу мақалисидә алимниң уйғур әмәслики, “түркий тиллар дивани” дики шеир вә мақал тәмсилләрниң уйғур мәдәнийитигә тәвә әмәслики, һәтта опалдики мазарниңму мәһмуд кашғәриниң мазири әмәслики һәққидики сиясий ғәрәзгә толған сәпсәтәләрни базарға салған.
Ундақта, “тәтқиқатчи” тониға оринивалған гав бо немә үчүн пүтүн дуня илим саһәси етирап қилған мәһмуд кашғәриниң милләт тәвәлики вә опалдики қәбрисини рәт қилиду? униң һечқандақ пакитсиз бундақ бир бимәнә сәпсәтәни һеч уялмастин базарға селишиниң арқисида қандақ бир күч мәвҗут?
Дәрвәқә, хитай һөкүмити гав бониң бу асассиз гуманлириға рәддийә беридиған тарихшунас, әдәбийәтшунас, тилшунас, җәмийәтшунас вә инсаншунас уйғур алимлириниң һәммисини түрлүк боһтанлар билән лагерларға вә түрмигә ташлап йоқатти. Хәлқ бу темида өзара сөзлишишлириниңму хәтәрлик икәнликини, һәтта қолға елинишиға “йетәрлик сәвәб” болидиғанлиқини билгәчкә, һечким аталмиш “тәтқиқатчи” гавбониң бу җөйлүшлиригә қарши һечнәрсә дейәлмиди. Чәт әлләрдики түркологлар вә уйғуршунасларму гав бониң бу мақалисиниң хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши вә пиланлиши билән йезилғанлиқини бәш қолдәк билгәнлики үчүн униңға алаһидә җаваб беришкә әрзимәйду, дәп қариди.
Һалбуки, аталмиш “тәтқиқатчи” гав бониң “шинҗаң университети илмий журнили” дәк “илим” нами билән аталған бир журналда дуня илим саһәсиниң илмий өлчәмлири вә илмий әхлақиға пүтүнләй зит һалда сиясий ғәрәз билән йезип базарға салған бу қипқизил ялғанлириға тегишлик җаваб берилмисә яки униңға сүкүт қилинса, бу илимға қилинған һақарәт вә хитай реҗими алдидики “илмий аҗизлиқ” болуп қалиду, халас. Шуңа биз кейинки обзоримизда гав бониң кимлики, униң ялған тарих вә нәзәрийә ойдуруп чиқирип, мәһмуд кашғәрийниң миллити, әсири, мазири, шу җүмлидин униң уйғур хәлқигә һуҗум қилип йезиватқан сахта язмилириниң маһийити үстидә елип барған мулаһизилиримизни ортақлашмақчимиз.
*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.