Мишел бачелет хитай зияритидә уйғур ирқий қирғинчилиқиға даир дәлил-испатларни көрәләмду?

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.04.28
Мишел бачелет хитай зияритидә уйғур ирқий қирғинчилиқиға даир дәлил-испатларни көрәләмду? Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет(Michelle Bachelet) йиғинда сөзләватқан көрүнүши чоң екранда көрүнмәктә. 2022-Йили 3-март, җәнвә.
AFP

Б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи бу йил 3-айда уйғур районида зиярәттә болидиғанлиқини елан қилғандин кейин, бу хәвәр пүткүл хәлқара ахбарат вастилирида қизиқ ноқтилиқ хәвәргә айланғаниди. Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң уйғур диярини тәкшүрүш һәққидики тәлипи гәрчә 2018-йили хитайға сунулған болсиму, әмма хитай бу тәклипни изчил рәт қилип кәлгән иди. Һалбуки, хитайниң бу йил туюқсиз б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң уйғур диярини зиярәт қилишиға шәртлик йол қоюши, шундақла б д т кишилик һоқуқ комитетиниң уйғурлар һәққидики доклатини техичә елан қилмай туруп хитайға беришни бекитиши, вәтән сиртидики уйғур җамаити вә уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқанлар кишиләрни әндишигә селишқа башлиди. Техиму муһими, хитай бу зиярәтниң “хитайда ирқий қирғинчилиқ җинайити бар дәп гуман қилинғанлиқи үчүн болидиған алаһидә тәкшүрүш” әмәс, бәлки пәқәтла бир зиярәт болидиғанлиқини алаһидә әскәрткән әһвалда, мишел бачелетниң бу зиярәтни қобул қилиши техиму әҗәблинәрлик иди. Мәйли немила болсун, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң алдин тәйярлиқ гурупписи мишел бачелет ханимниң 5-айдики уйғур районида болидиған зияритигә тәйярлиқ қилиш үчүн нөвәттә бейҗиңға берип болди.

Һалбуки, хитай һөкүмити б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң бу қетимлиқ хитай зиярәтини “тәкшүрүш” дәп аташни пүтүнләй рәт қилди. Демәк, б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң уйғур дияриға болған сәпири пәқәт хитай һөкүмити рохсәт қилған җайларни көрүш биләнла чәклинидиғанлиқи ениқ. Хитай һөкүмити йәнә мишел бачелет ханимниң шәхсий арзулириға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, мишел бачелет ханимниңму хитайниң қанун-бәлгилимилирини һөрмәт қилишини тәләп қилди. Йәни, мишел бачелет ханим беришни вә көрүшни арзу қилған җайларға хитай һөкүмити зөрүр тепилса хитайниң қаидә-қанунлирини дәстәк қилип, рәт қилиду. Бу қетимлиқ зиярәт пүтүнләй хитай һөкүмитиниң тезгини астида йүз беридиғанлиқи шәксиз. Мушундақ бир әһвалда мишел бачелет ханим башчилиқидики б д т зиярәт гурупписи хитайда уйғурларниң ирқий қирғиничлиққа учраватқанлиқиға даир бирәр йип учиға еришәлиши мумкинму? улар уйғур диярида немиләрни көрәлиши мумкин?

Әгәр б д т зиярәт гурупписи ирқий қирғинчилиқниң асаслиқ ноқтиси болған җәнубий уйғур дияриға баралиса, пәқәтла төвәндикидәк сахта мәнзириләрни көрүши мумкин. Әмма бу мәнзириләрниң арқиға йошурунған реаллиқни көрәлиши вә һес қилалиши мумкин әмәс. Мәсилән:

Җәнубтики үч вилайәт бир областниң йиллардин буянқи намрат вә қалақ һалити һәққидики чүшәндүрүшләрдин кейин, бүгүнки гүзәл, тәрәққий қилған һалити билән селиштүрма қилинип, хитай һөкүмитиниң бу районларға қанчилик “көңүл бөлүп” тәрәққий қилдурғанлиқи һәққидә ениқлима берилиши мумкин. Әмма шу намратлиқниң келип чиқиш сәвәбиниң йәнила хитай һөкүмитиниң өзигә берип тақилидиғанлиқи, биңтуәнниң уйғурларни намратлаштуруш вә контрол қилиштики муһим вастә икәнликидәк негизлик тәрәпләр мишел бачелетқа һәргизму билдүрүлмәйду.

Улар чирайлиқ селинған өйләрни вә шу җайлардики “микро кариханилар” ни, тоқумичилиқ, тиккүчилик, бақмичилиқ, териқчилиқ билән шуғуллиниватқан “бай деһқан” ларни көрүши мумкин. Әмма бу өйләргә көчүп киргән уйғурларниң қәйәрдин көчүрүп келингәнлики, йәр-земинлириниң қандақ тартивелинғанлиқи, бу өйләргә орунлаштурулған көзитиш аппаратлириниң уларни һәр вақит назарәт қилип туридиғанлиқини билмәйду. Микро карихананиларниң уларниң шәхси мүлки болмастин, бәлки хитай һөкүмити игидарчилиқидики кариханиларниң тармақлири икәнлики, уларниң пәқәт шәкли өзгәргән қул ишчилар икәнликини техиму билмәйду.

Улар түрлүк санаәт районлири, санаәт бағчилири ичигә орунлашқан түрлүк карханилар, завут вә ишләпчиқириш базилири, олтурақ өй, йәсли, мәктәп, дохтурхана қатарлиқ йүрүшләшкән, қаримаққа толиму йеқишлиқ бир мәнзирини көрүши мумкин. Әмма бу санаәт районлириниң хитайниң деңиз яқиси районлиридин кәлгән, хитай һөкүмитиниң “шинҗаңға ярдәм” мәблиғи, сиясий капалити, йәрликниң түрлүк етибар сиясәтлири, тәйяр зимин, баҗсиз тиҗарәт қилиш, әрзан өй вә уйғурларни қул қилиш шәрти билән “гүллиниватқан” кариханилар икәнликини һәргизму тәсәввур қилалмайду.

Улар хитайчә сөзләйдиған уйғурларни, хитайлар билән арилаш олтурақлашқан мәһәллә-районларни, өз ана тилида сөзлийәлмәйдиған уйғур балилирини, балилиридин йриветилип “яшанғанлар күтүнүш орни” ға орунлаштурулған қарақсиз яшанғанларни көрүши вә хитай һөкүмитиниң “уйғурларға қиливатқан бу меһрибанлиқи” дин тәсирлиниши мумкин. Әмма мешел бачелет, уйғур балилириниң йәсли маарипидин тартип ятақлиқ мәктәпләргә мәһкум қилинғанлиқини, уларниң ата-анилириниң аталмиш “ешинча әмгәк күчи” гә айлинип, башқа шәһәр яки ичкири өлкиләрдә әрзан баһалиқ ишләмчи болуш қисмитидә икәнликини, бу балиларниң ата-анилири билән пәқәтла һөкүмәтниң алаһидә рохсити биләнла көрүшәләйдиғанлиқини һәргиз биләлмәйду. Балилирини ятақлиқ мәктәпләргә қоюп қойған яш ата-аниларниң охшашла яшанған, күтүшкә еһтияҗлиқ ата-анилири барлиқини, илгирики әвладтин әвладқа давамлишип кәлгән мукәммәл уйғур аилилириниң пүтүнләй вәйран қилинғанлиқини әсла биләлмәйду.

Улар йәнә хитайниң тәшвиқатидики “йөткәп ишқа орунлаштурушта мәҗбурлаш йоқ, сиртқа чиқип ишләшни халимайдиғанлар өйиниң әтрапидила ишқа орунлишип, турмушини гүлдәк қамдиялайду” дегән ясалма көрүнүшләрни көриду, халас. Әмма улар өйиниң босуғисидин атлисила завутқа кирәләйдиған “есил иш” ниң әмәлийәттә, хитайниң деңиз яқиси районлиридин көчүрүп келингән ишләпчиқириш базилириға әрзан әмгәк күчи қилинған кишиләр икәнликини билмәйду. Улар бәлки уйғурларниң қисқиси 10 йил аввалқи мәһәллә һаяти, кишилик алақиси, өзигә хас игилики, яшаш адити қатарлиқларниң пүтүнләй өзгәртиветилгәнликини, уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлириниң хитай һөкүмити тәрипидин мәҗбурий тартивелинғанлиқини билмәйду. Йәрлири тартивелинған деһқанларниң йеза-игилик коператиплириға мәҗбурий киргүзүлүп, бу коператиплар арқилиқ, хитай кариханилириға қул ишчилиққа сетилидиғанлиқини чүшәнмәйду. Деһқанларни “кәспий тәрбийиләш” ниң хитай кариханилирида, тәрбийәләш мәркәзлиридә, кәчлик курсларда, техника мәктәплиридә, түзитиш мәркизидә, тутуп туруш орнида, түрмидә, лагирда. . . Дегәндәк хилму шәкилдә йүз бериватқанлиқини билмәйду. Лекин улар уйғур деһқанлириниң кәсп өгәнгәндин кейин, завут фабрикиларда яки деһқанчилиқта йеңичә һаятини башлап, юқири кирим билән бәхтлик яшаватқанлиқи һәққидики чирайлиқ баянларни һәтта уйғур деһқанлириниң ағзидин аңлайду.

Мишел бачелет ханим ичкири хитай өлкиләргә йөткәлгәнләрниң аилисигә маашлирини әвәтип бериватқанлиқи вә бу арқилиқ һәм өзини һәм юртидики аилисини бәхтияр турмушқа ериштүриватқанлиқини көриду. Әмма уларниң ичкири хитай өлкиләргә һөкүмәт вастиси билән топ вә парчә усулда әрзан әмгәк күчи сүпитидә пиланлиқ сетиливатқанлиқини, бу уйғурларниң өз маашиға өзиниң игә болалмайдиғанлиқини, уларниң уйғур дияридин ичкири өлкиләргә мәхсус назарәтчи вә башқурғучиларниң назаритидә әвәтилидиғанлиқини, барған җайларда һәрбий түзүмдә, қаттиқ назарәт астида ишләйдиғанлиқини билмәйду.

Мишел бачелет хитай һөкүмитиниң уйғур диярини явро-асиядики әң чоң тиббий давалаш вә тәтқиқат мәркизигә айландуруш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткәнликини, уйғур тибабитини хәлқаралаштуруш үчүн зор мәбләғ вә күч аҗратқанлиқини, уйғур деһқанлириниң давалиниш мәсилисиниң толуқ һәл қилинғанлиқи һәққидики бир йүрүш чирайлиқ лапларни аңлайду. Әмма уйғурларда өпкә туберкулюз, әйдиз, түрлүк рак кесәлликлири, чошқа зукуми қатарлиқ ғәлитә вә җан алғучи кесәлликләр нисбитиниң интайин йоқирилиқини билмәйду. Улар йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң давалаш вә давалиниш мәсилисидә наһайити яхши капаләт сиясәтлирини йолға қойғанлиқини аңлайду. Әмма тиббий тәтқиқат саһәсидә хитайниң районда қайси хилдики “тәтқиқат” ларни елип бериватқанлиқини, уйғурларниң биологийәлик учур амбири қуруп чиққанлиқини, уйғур дияридики 21 айродромниң һәммисидә “ичкий орган йөткәш йешил каридори” тәсис қилғанлиқини, уйғурларниң “орган тәқдим қилиш” үчүн йиллар аввалла мәхсус тәшвиқат вә хизмәт гурупписи тәсис қилинип, тизимлаш, архиплаштуруш, учур амбири тәсис қилиш басқучлириниң тамамлинип болғанлиқини, һәтта “шинҗаң уйғур аптоном райониниң җәнубий шинҗаң көз тоқулма банкиси” қурулғанлиқини билмәйду. Әмма мишел бачелетқа бу көз банкисиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән болған алақиси билдүрүлмәйду. Бу көз банкисиға бағлинишлиқ болған “уйғур аптоном районлуқ ичкий органларға еришиш оргини” (OPO) вә бу органниң қурулуш сәвәблири, униң иш-паалийәтлири һәққидә һечнимә билдүрүлмәйду.

Шундақ қилип, уйғур ирқий қирғинчилиқи, хитай һөкүмити вә хитай көчмәнлириниң һәмкарлиқида вуҗутқа кәлтүрүлгән сахта көрүнүшләр билән ниқаблинип ташлиниду. Бу ниқаб астидики рәзилликләр, зулумлар вә қорқунучлуқ җинайәтләр ташқий дуняға аңлитилиш имканидин мәһрум қалдурилиду.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.