Доктор мияваки:хитай дөлити уйғурларни немә үчүн террорлуққа бағлап бастуриду?
2014.08.26
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бәзи ғәрб әллири хитайниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң қанунлуқ сияси, иҗтимаий тәләплирини бастуруп келиватқанлиқини тәнқид қилип кәлгән. Хитай немә үчүн уйғурларни террорлуққа бағлап бастуриду? японийәлик тарихшунас доктор миявакиниң қаришичә, буниң чоңқур тарихий, мәдәнийәт, сияси, нопус вә иқтисади сәвәблири бар. У, японийә “тарих өткили” журнилида елан қилған “хитай немә үчүн уйғурларни террорлуққа бағлап бастуриду?” сәрләвһилик мақалисидә буниң сәвәблирини тәһлил қилған.
Тарих пәнлири доктори мияваки ханим мақалисидә хитайдики уйғур мәсилисиниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай территорийәсидин аллиқачан һалқип чиқип кәткәнликини, пүткүл уйғур тупрақлирида қаршилиқ билдүрүш, намайиш қилиштәк һәрикәтләрниң үзлүксиз һалда йүз бериватқанлиқини, 2014 - йилидин башлап уйғур пидаийлириниң һуҗумлири әң юқири пәллигә көтүрүлүп, үрүмчидә арқа - арқидин партлитиш һуҗумлириниң елип берилғанлиқини билдүрүп, буниң мисали сүпитидә хитай дөләт рәиси ши җинпиң үрүмчидә зиярәттә болуватқан мәзгилдә үрүмчи җәнубий вогзал пойиз истансисида шундақла май ейида үрүмчи әтигәнлик базирида йүз бәргән партлитиш вәқәлирини мисал қилип көрсәткән.
Мақалидә уйғурларниң бу хил қаршилиқ һәрикәтлири гәрчә хитай һөкүмити тәрипидин террорлуқ һәрикәтләр дәп қаралсиму, әмма хәлқара җәмийәт бу мәсилини йәнила уйғурларниң хитайниң чекидин ашқан зулумиға қарши һәрикәтлири дәп чүшиниватқанлиқини билдүргән.
Мияваки ханим мақалисидә бу йил или тәнтәрбийә сарийида йәттә миң кишиниң қатниши билән елип берилған 55 нәпәр уйғур үстидин ечилған очуқ сот һөкүм елан қилиш йиғини һәққидә тохтилип:“хитай һөкүмити уйғурларни бу хил усуллар арқилиқ коллектип өлүмгә һөкүм қилип башқиларни қорқутуп буниңдин ибрәт елиш дәриси бериватиду. Шәхсийәтчи хитай компартийиси өзидин тил, мәдәнийәт, етиқад вә шундақла чирай шәкилдә пәрқлиқ болған уйғурларни террорлуққа бағлап қаттиқ бастуруватиду”дегән.
У йәнә, уйғурларниң таң суласи дәвридики әскирий күчи һәққидә тохтилип:“710 - йили таң сулалиси дәвридә, әрәбләр оттура асия арқилиқ хитайға кәлгән. 751 - Йили талас уруши йүз берип аббасийлар империйисиниң әскирий қомандани абу муслим таң сулалисини урушта мәғлубийәткә учратқан, бу уруш йүз берип төт йилдин кейин таң ханданлиқи “әнши топилиңи”ни бастурушқа уйғур империйисидин ярдәм тәләп қилғанда, уйғур әскәрлири топилаңни тинчландуруп, су зуң ханни қоғдиған иди” дәйду.
Мияваки ханим мақалисидә 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң ма җуңйиң қошуни тәрипидин ағдурулуп,1934 - йили шең шисәй советләр иттипақиниң ярдими билән ма җуңйиңни уйғур елидин қоғлап чиқирип, уйғур елидики барлиқ қозғилаңларни бастурғанлиқини тилға елиш билән биргә, 1944 - йили советләр иттипақиниң ярдими билән илида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң тәғдири тоғрисида мав зедуң билән сталин арисида түзүлгән сөһбәт келишимләр һәққидиму тохтилип:“шәрқий түркистандин ибарәт бир бүйүк җумһурийәт сталин тәрипидин хитайға сетиветилди” дегән.
Мақалидә уйғур елидики биңтуәнниң қурулуш тарихи һәққидиму учурлар берилгән болуп, униңда:“ һәрбий сәптин чекингән хитай әскәрлирини асас қилған шихәнзә қатарлиқ шәһәрләрни мәркәз қилип уйғур елида қурулған биңтуән 1960 - йили уйғур елиниң йеримини игиләп болған иди. Уларға компартийә өз алдиға халиғанчә иш көрүш сиясийити бәлгиләп бәргәнликтин, биңтуән уйғурларниң мунбәт тупрақлирини, барлиқ тәбиий байлиқлирини өз алдиға тартивелип, бу сиясәткә қарши чиққан уйғурларни қораллиқ қаттиқ бастурған иди” дейилгән.
Доктор мияваки ханим мақалисидә, хитай көчмәнлири тоғрисида тохтилип:“1973 - йили, уйғур елиға көчүп чиққан хитай көчмәнлириниң нопуси үч милйонға йәтти. Буниң билән нопусиниң 45% ни хитайлар игилиди, 1999 - йилидин башлап компартийә ғәрбни гүлләндүрүш, ечиш сияситини йолға қоюп ташйол, төмүрйол, айродром ясаштәк чоң типтики қурулуш пиланлирини йолға селип бу түрләрни хитай өлкилиридики хитай ширкәтлиригә һөддигә бәрди. Буниң билән ишсиз қалған хитай көчмәнлири уйғур елиға зор түркүмдә көчүп чиқти. 2006 - Йили 20 милйон нопусқа игә уйғур елида хитай нопуси 8 милйонға йәтти. Уйғурларни көчмән йөткәш сиясити арқилиқ ассимилиятсийә қилип келиватқан хитай компартийәси буниңға қанаәт қилмай 2006 - йилидин башлап 15 яштин 22 яшқичә болған төт йүз миңдин ошуқ уйғур қизлирини деңиз яқисидики районларға йөткәп, уларни мәҗбурий һалда хитай қавақханлирида, тансаханилирида хитай әркәклирини күтүшкә мәҗбурлиди. Аз бир қисмий завутларда төвән иш һәққи билән хорланди. Хитай компартийисиниң бу сияситиниң мәқсити хитай тил - йезиқини билмәйдиған уйғур қизлирини мәҗбурий һалда хитайлар билән той қилдуруш иди. Бу хил хорлуққа чидимиған уйғур қизлири өзлирини өлтүривелиш арқилиқ өз қаршилиқини билдүрүшти” дегән.
Мақалидә йәнә, манҗуларниң хитай миллитини езиш, бастуруш сияситидин үлгә алған хитай компартийиси чиң сулалисиниң бу сияситини әмдиликтә уйғурларға өзлириниң йүргүзватқанлиқини алаһидә әскәртип өткән.
Мәзкур мақалидә, хитайниң хәлқара җәмийәтниң террорлуққа қарши туруш сияситидин пайдилинип ислам әқидисигә игә болған уйғурларниң қаршилиқ һәрикитини террорлуқ һәрикәт дәп атап қаттиқ бастуруватқанлиқини, ислам әллириниң уйғурларға ярдәм қилип уйғур елиға муҗаһидларниң топлишип келишидин әнсиригән хитай компартийисиниң ислам дөләтлириниң ағзини пул билән тувақлаватқанлиқини билдүргән.
Мақалидә шундақла 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәси мунасивити билән һиндунезийә мусулманлириниң хитай әлчиханиси алдида елип барған намайиши вә уларниң қоллиридики плакатларға “уйғурлар үчүн җиһадқа атлинайли!” дегән шуарлар йезилғанлиқини алаһидә әсләп өтүп, әйни вақитики намайишчиларниң сүрәтлирини көрсәткән.
Аптор мақалисидә:“ хитайдики қери түлкә дең шавпиң уйғурларни алдаш сияситини йолға қоюп уларни башқуруп кәлгән болса, әмдиликтә ши җинпиң уларни қораллиқ бастуруш арқилиқ әл қилишни йолға қоюватиду” дегән.
Японийәдә тонулған тарихчи мияваки ханим мақалисини:“мәдәнийәт зор инқилаби, 4 - июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитидәк вәқәләрдә зор инсанларни қирип ташлиған хитай компартийисигә японийә иқтисадий вә башқа җәһәттин көп ярдәм қилип хитайни иқтисадий җәһәттә гүлләндүрүп қойди. Мана әмдиликтә хитайлар күчлүк иқтисадидин пайдилинип уйғур, тибәт, моңғулларни бастуруп өлтүрүватиду. Шуңа японийә хитай билән болған ярдәмни тохтитип униң билән болған сода алқисини узуши керәк” дәп ахирилаштурған.
Зияритимизни қобул қилған уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисгә көңүл келиватқан ареса ханим тарихичи мияваки ханим һәққидә тохтилип:“мияваки ханим изчил һалда японийә һөкүмитигә уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр мәсилисидә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилип келиватқан япон зиялийлиридин бири” деди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.