Хитайниң бесим сиясәтлири муһаҗирәттики уйғурларни ойғатмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.02.14
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
bir-awaz-bir-qedem.jpg “бир аваз, бир қәдәм” гурупписиниң логоси.
RFA/Ekrem

Хитайниң уйғур елидики еғир бастуруш сиясәтлириниң муһаҗирәттики уйғурларни түрлүк шәкилләрдики қаршилиқларға мәҗбурлаватқанлиқи мәлум болмақта.

Һәммигә аян болғинидәк, дуняниң һәрқайси әллиридики уйғур аяллири “бир аваз, бир қәдәм” чақириқи билән уюшуп, 3-айниң 15-күни уйғурлар топлишип олтурақлашқан барлиқ дөләтләрдә бирла күндә намайиш елип беришқа һазирланмақта.

Дуня уйғур қурултийиниң йетәкчиликидики уйғур тәшкилатлириниң уюштуруши билән муһаҗирәттики уйғурлар йәнә 4-айниң 27-күни белгийә пайтәхти бирюсселдики явропа парламенти алдида 5 миң кишилик намайиш елип беришниң сәпәрвәрлик хизмәтлирини қанат яйдурмақта.

Бу йил 5-февралниң алди-кәйнидә, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21 йиллиқи мунасивити билән илгирики йилларға селиштурғанда көлими зор болған намайишларни елип барди. Шуниң билән биргә йәнә хитай түрмиси яки “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” дә һаятидин айрилған аблимит дамоллам, муһәммәд салиһ дамоллам қатарлиқ мәшһур диний өлималарниң роһиға қуран тилавәт қилиш паалийәтлириниму кәң көләмдә қанат яйдурди.

Хитайниң чекидин ашқан зулумлириниң муһаҗирәттики уйғурларни бу хил кәң көләмлик қаршилиқ һәрикәтлиригә мәҗбурлаватқанлиқини илгири сүрүватқан уйғур зиялийлири, муһаҗирәттики уйғурлар арисида көрүлүп бақмиған бир ойғиниш һәрикитиниң барлиққа келиватқанлиқини тилға елишмақта. Бу һәқтә иҗтимаий таратқулардиму һәр түрлүк инкаслар оттуриға чиқмақта.

Германийәдики уйғур зиялийси пәридә ханимниң тили билән оттуриға қоюлған бир авазлиқ әсәрдә муһаҗирәттики уйғурларниң ойғинишиға уйғур елидики хитай зулуминиң асаслиқ сәвәб болғанлиқи баян қилиниду.

Уйғур зиялийси пәрһат муһәммәдниң қаришичиму, хитайниң чекидин ашқан зулумлири 2018-йили муһаҗирәттики уйғурларниң вәзийитидә зор өзгиришләрни вуҗудқа чиқармақтикән.

Хәлқара мәтбуатларда һәм хитайниң уйғур елидики миллий сиясәтлириниң чекидин ашқанлиқиға даир мәлуматлар көпләп орун алмақта. Әмма, уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнго техи бирқанчә күн илгири, уйғур елидики аталмиш “үч хил күч” ләрни бастуруш чақириқини тәкитләш билән биргә йәнә чәтәлләрдики ‛миллий бөлгүнчиләр‚ гиму қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини билдүргән. Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди, уйғур елида һөкүм сүрүватқан бу қәдәр еғир зулумларға қарита муһаҗирәттики уйғурларниң кәскин инкас билдүрүшиниң зөрүрлүкини тәкитләп кәлмәктә.

14-Феврал иҗтимаий таратқуларда тарқитилишқа башлиған “хитай зулуминиң мәһсули” намлиқ үн әсиридә, хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” намидики йиғивелиш лагерлириниң муһаҗирәттики уйғурларниң ғәпләт уйқусидин ойғинишиға сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлгән. Әсәрдә йәнә бу ойғинишниң уйғурларни үмидкә, ғәлибигә йетәкләш ролиниң барлиқиму билдүрүлгән.

Уйғур җамаитиниң түрлүк таратқулардики инкаслиридин мәлум болушичә, болупму 2017-йили 4-айдин буян, муһаҗирәттики уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған ғәзәп-нәприти вә уйғур тәшкилатлириниң сиясий паалийәтлиригә қатнишиш қизғинлиқида көрүлүп бақмиған бир долқун һасил болған. Һазир дуняниң һәрқайси әллиридики уйғурлар 15-март аяллар намайишиға һәмдә 27-апрел явропа парламенти алдида өткүзүлидиған 5 миң кишилик намайишқа җиддий тәйярлиқ қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.