Вәзийәт анализчилири: “ уйғур районида тәкитлиниватқан муқимлиқ вә муқимлиқ кадирлири муқимсизлиққа сәвәп боливатиду”

Мухбиримиз меһрибан
2016.01.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
asasiy-qatlam-xizmet-guruppisi.jpg Уйғур аптоном районлуқ идарә-органлардин, 5826 қетимлиқ пойизға олтуруп, хотәнгә асасий қатлам хизмити үчүн кетиватқан хизмәтчиләр. 2014-Йили 3-март, үрүмчи.
www.gov.cn


Хитайниң  һөкүмәт таратқулири өткән һәптидики хәвәрлиридә, 2015 йили уйғур аптоном районида муқимлиқ хизмити бойичә 1000 нәпәр таянч  йеза кадирини тәрбийилигәнликини , 2014 йили   һәрқайси вилайәт-наһиләрдә йеза кадирлирини нуқтилиқ һалда муқимлиқ хизмитидә тәрббийиләш  йолға қоюлғанлиқини елан қилди.  Даириләрниң йеқинқи йиллардин буян  уйғур районида муқимлиқни тәкитлиши, болупму 2014-йил 5-айдин 2015-йил 5 айға қәдәр созулған “бир йиллиқ терорлуққа зәрбә бериш” һәрикити вә 2015-йил йил ахири мақулланған “еррорлуққа зәрбә бериш қануни”га қарита  хәлқара мәтбуатларда турлук анализлар елан қилинди. Радиомиз зияритини қобул қилған  чәтәлләрдики бир қисим  вәзийәт анализчилири болса,  даириләрниң  уйғур районида тәкитлиниватқан муқимлиқ хизмити вә муқимлиқ кадирлириниң әмәлийәттә муқимсизлиққа сәвәп боливатқанлиқини тәкитлиди.

Диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң программисида болсун.

Хитайниң “шинҗаң хәвәрләр тори”ниң 7- январдики хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ партком йезиларда “террорлуққа қарши туруп, муқимлиққа капаләтлик қилиш” үчүн, 2014- йили мәхсус йеза дәриҗилик таянч кадирларни тәрбийиләш хизмитини йолға қойғандин буян, һәрқайси вилайәт- наһийиләрдә  35 миңдин артуқ йеза кадири муқимлиқ хизмитидә тәрбийиләнгәнлики, 2015 -йили 1000 нәпәр йеза дәриҗилик муқимлиқта таянч кадирлар тәрбийиләнгәнликини елан қилип, муқимлиқ бойичә тәрбийилинидиған кадирларниң “террорлуққа қарши туруп, муқимлиққа капаләтлик қилиш” сияситини йезиларниң әмәлийитигә бирләштүрүш асасидики мәхсус тәрбийиләш нишани бойичә  45 күнлүк сиясий нәзәрийә курсиға орунлаштурулидиғанлиқини билдүргән.

Хәлқара таратқуларда бериливатқан хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәққидики хәвәр анализларда , “хитай һөкүмити уйғур аптоном районида террорлуқ вә диний ашқунлуқниң муқимсизлиққа сәвәб болуватқанлиқини тәкитләп, " террорлуққа зәрбә бериш" намида уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән зораванлиқ- қаршилиқ һәрикәтлирини бастуруватқанлиқи” илгири сүрүлүп, хитай даирилири 2016-йили 1- январдин башлап йолға қойған “ерорлуққа зәрбә бериш қануни”ниң уйғурларни нишан қилғанлиқи тәкитләнди. Мәсилән “нюйорк вақти” гезитидә өткән һәптә елан қилинған андрей якопниң “ хитайниң  юқури бесимлиқ тәқипидә ғәзәп оти қайнаватқан шинҗаң” сәрләвһилик чатма хәвәр анализида вә франсийә мухбири урсула гутерниң “18-сентәбир бай көмүркан һуҗуми вәқәсини” “у йғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән қаршилиқ һәрикити” дәп тәриплигәнлики үчүн, хитайдин қоғланғанлиқи қатарлиқ вәқәләр оттуриға қоюлған.
Хәлқара таратқуларда елан қилинған бир қисим хәвәр анализлирида ,“хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан милли сияситидики баравәрсизлик, уйғурларниң һөкүмәткә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән зораванлиқ қаршилиқ вәқәлири " террорлуқ " дәп бекитип бастурулуши кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тәнқидләшләргә учраватқанлиқиму илгири сүрүлди.

Радиомиз зияритини қобул қилған чәтәлләрдики сиясий вәзийәт анализчилиридин “бейҗиң баһари” жорнилиниң баш муһәррири хупиң әпәнди, америкидики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен покуң әпәнди вә уйғур сияси анализчиси елшат һәсән әпәндиләр хитай һөкүмәт даирилириниң уйғурларға қаратқан милли бастуруш сиясити вә районда елип бериватқан “муқимлиқни сақлап террорлуққа зәрбә бериш” һәрикити, даириләр тәрбийиләватқан муқимлиқ кадирлири һәққидә өз қарашлирини баян қилип, уйғур райониниң һөкүмәткә қарши зораванлиқ- қаршилиқ вәқәлири көп йүз беридиған районға айлинип қелишиға хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан милли вә диний бастуруш сиясити сәвәп болғандин башқа йәнә техиму муһими районда бу сиясәтни иҗра қиливатқан йәрлик һөкүмәт даирилири вә аталмиш “муқимлиқ хадимлири”ниң сәвәп боливатқанлиқи, “ йеза- асасй қатлам муқимлиқ кадирлириниң әмиләййәтә муқимсизлиқ пәйда қиливатқан амиллардин бири” икәнликини тәкитлиди.

“бейҗиң баһари жорнили”ниң баш муһәрри, әркин асия радиосиниң обзорчиси ху пиң әпәнди уйғур районида тәкитлиниватқан “террорлуққа зәрбә бериш, муқимлиқни сақлаш” намидики һәрикәтниң алаһидилики вә райондики муқимлиқ хадимлириниң аталмиш вәзипилири һәққидә тохтилип, “хитайниң террорлуққа зәрбә бериш сиясити әмәлийәттә барлиқ уйғурларни дүшмән қилиш сиясити дийишкә болиду. Бу хил сиясәтниң әмәлий нәтиҗисиму техиму көп дүшмән пәйда қилишқа елип бариду. Бу дүшмәнләр әлвәттә аталмиш "террорчилар" ниму өз ичигә алиду. Чүнки хитайниң әһвалини биз көрүп туруватимиз, компартийә террорлуққа қанчә қаттиқ зәрбә бәргәнсери террорлуқ ‏-зораванлиқ қаршилиқ һәрикәтлири шунчә көпийип бериватиду.Чүнки хитайдики террорлуқ һәрикәтлири америкиға охшимайду. Хитай һөкүмитиниң өзиниң һөҗҗәтлиридиму ениқ дейилгән. Хтайда йүз бәргән террорлуқ вәқәлириниң зор көп қисми һөкүмәт вә сақчиларға қарши турушни мәқсәт қилған. Йәнә бир алаһидилики аталмиш террорчилар йәккә-йеганә аилә әзалирини асас қилип, пичақ-палта қатарлиқ иптидаи қораллар билән қаршилиқ көрситиватиду, бу һәрикәтләрниң чәтәлләр билән  бағлиниши барлиқи һәққидиму испатлар тепилмиди.  Райондики уйғурлар һөкүмәткә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән зораванлиқ һәрикитигә алди билән шу районда йүргүзүлгән қаттиқ қол сиясәт вә уни иҗра қилғучилар қолланған радикал вастилар сәвәп болған,” деди.


Америкидики сиясий вәзийәт анализчилиридин уйғур паалийәтчиси елшат әпәнди уйғур елидә йүргүзүливатқан бастуруш сиясити вә бу сиясәтни иҗра қилғучилардин болған йеза кадирлириниң райондики муқимсизлиқ амиллирини кәлтүрүп чиқириватқан асаслиқ амил икәнликини тәкитлиди. (Аваз)

Елшат әпәнди йәнә йеқинда пәйзиват наһийсидә йүз бәргән сақчилар тәрипидин етиветилгән икки уйғур вәқәсини нәқил елип, әйни чағда бу икки уйғурниң етиветилишигә сақал қойғанлиқи үчүн мәсчиткә кириштин тосулуши вә буниңдин келип чиққан талаш - тартишниң сәвәб болғанлиқини нәқил елип, уйғур районида вәзипә иҗра қилидиған муқимлиқ кадирлири вә сақчиларниң“террорлуққа зәрбә бериш, муқимлиқни сақлаш” намида елип бериватқан радикал бастуруш һәрикәтлириниң райондики муқимсизлиқниң ассасий сәвәблириниң бири икәнликини тәкитлиди.(Аваз)

Америкиниң нюйорк шәһиридики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә сиясий вәзийәт анализчиси чен покуң әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишан қилған аталмиш террорлуққа зәрбә бериш вә муқимлиқ сияситиниң милли вә диний бастуруш сиясити икәнликини тәкитлигүчиләрниң бири.

У өз қаришини билдүрүп :“бу йәрдә уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә қарита бастуруш, диний етиқад әркинликини тартивелиш,һәтта мәдәнийити-өрүп адитини вәйран қилиш қатарлиқлар йүз бериватиду.Буларниң һәммисини хитай һөкүмити елип бериватиду, мәсилини хитай компартийиси пәйда қиливатиду. Шуңа хтай компартийиси алди билән бу йәрдә йүргүзүватқан дөләт тероризими сияситини йоқутуши керәк. Әмма хитай һөкүмити әзәлдин кишилик һоқуққа һөрмәт қилғини йоқ, улар һәр вақит мушу хил қаттиқ қол сиясәтләрни қоллинип, аталмиш "муқимлиқ хадимлири вә сақчилар арқилиқ бастуруш елип бериватиду. Шуңа  уйғур районидики муқимсизлиқ амиллирини алди билән районда йүргүзүлгән бастуруш сиясити вә бу сиясәтни иҗра қилғучиқлар кәлтүрүп чиқириватиду дейишкә болиду,” деди.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
xi-jinping-putin-2023.jpg
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.