Мутәхәссисләр: “нәнсий пелосиниң тәйвән зиярити башқиларға илһам болуши керәк!”

Мухбиримиз әзиз
2022.08.03
Мутәхәссисләр: “нәнсий пелосиниң тәйвән зиярити башқиларға илһам болуши керәк!” Америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси(Nancy Pelosi) ханим тәйвән президенти сәй йиңвен билән көрүшти. 2022-Йили 3-авғуст, тәйбей, тәйвән.
AFP

2-Авғуст кәчқурун дуня ахбаратиниң көзи тәйвәнгә тикилгән болуп, дуня тарихидики бир қетимлиқ зор вәқәниң йүз бериши тәхмин қилиниватқаниди. Болупму америка-хитай рәһбәрлириниң телефон сөһбитидә хитай рәиси ши җинпиңниң “биз америка һөкүмитини от билән ойнашмаслиққа дәвәт қилимиз. Чүнки отни ким тутса шуниң қоли көйиду” дейиш арқилиқ америкаға тәһдит салғанлиқи, нәнсий пелосиниң асия сәпири башланғандин кейин хитай һөкүмитиниң тәйвән боғузида һәрбий маневир өткүзүшни җиддийләштүрүп һәрбий парахот вә күрәшчи айропиланлар арқилиқ һәйвә көрситишкә башлиғанлиқи, һәтта хитай һөкүмитиниң канийи болған “йәршари вақти гезити” ниң сабиқ баш муһәррири ху шиҗинниң “нәнсий пелоси тәйвәнгә кәлсә униң айропиланини етип чүшүрүветиш керәк” дәп ашкара хитаб қилиши бу мәсилиниң хитай һөкүмити үчүн ундақ-мундақ мәсилә әмәсликини көрситип бәргәниди.

Америка һөкүмити нуқтисидин алғандиму ақсарайдики бир қисим әмәлдарлар, җүмлидин президент җов байден бу қетимқи тәйвән сәпирини қоллимайдиғанлиқини билдүргән. Шуниңдәк буниң қоюқ порух һиди келип турған тәйвән боғузидики вәзийәтни яманлаштуриветиштин башқа роли болмайдиғанлиқини тәкитлигән. Әмма валерий шен (Valerie Shen) имзасида “төпилик” (The Hill) гезитидә елан қилинған баш мақалида көрситилишичә, нәнсий пелосиниң тәйвәнгә бериши изчил түрдә сиясий, иқтисад, мәдәнийәт, қанун, таҗсиман вирусини контрол қилиш вә демократийә қатарлиқ саһәләрниң һәммисидила хитай һөкүмитини “хиҗиллиқ” та қалдуруп, хәлқарада “чандуруп” кәлгән тәйвән һөкүмитиниң абруйини техиму өстүриветидиғанлиқи үчүн ши җинпиң бу қетим тақәт қилалмиған. Чүнки ши җинпиң тәйвәнниң “мувәппәқийәт қазиниш һекайиси” ни өзиниң хитайдики “қанунийлиқи” вә һакиммутләқ орни үчүн еғир тәһдит дәп қариған. Бундақ әһвалда хитай һөкүмитиниң бу хилдики юғури дәриҗилик америка әмәлдариниң тәйвәнни зиярәт қилишиға қарши чиқиши тәбиий икән.

Һалбуки, нәнсий пелоси башлап маңған зиярәт өмики пилан қилинған вақитта тәйвәнгә чүшкән һәмдә мунасивәтлик сөһбәтләрдин кейин сәпәрниң давамиға атланғандин кейин бу һәқтики көплигән тәхминләр пәскойға чүшүп қалди. Әмма бу қетимлиқ сәпәрниң тәсири һәққидики мулаһизә пикирлири тездин уларниң орнини елишқа башлиди. Болупму хитай һөкүмити һәрбий күч көрситиш вә дипломатик бесим пәйда қилиш арқилиқ америка һөкүмитини “өзи буйруған ишни қилиш” қа ишарә қиливатқанда нәнсий пелосиниң бу һәйвиләр вә попузиларни, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң “сәмимий арзуси” ни нәзәргиму елип қоймастин тәйвәнгә бериши бир қетимлиқ ақиланә һәрикәт, дәп қарилишқа башлиди. Болупму америка хәлқигә бәкму тонушлуқ болған челишчи җон сена (John Cena) ниң 2021-йили тәйвәнни “дөләт” дәп атап қойғандин кейин хитайниң бесими билән хитай хәлқидин хитайчә әпу соришидәк сәтчиликкә селиштурулған һалда буниң дуня үчүн йеңи бир илһам болуши алаһидә тәкитләнди. Антони фурей (Anthony Furey) имзасида “торонто қуяши” да елан қилинған обзордиму мушу мәсилә алаһидә тилға елинди.

Америка ахбарат васитилириниң хәвәрлиридә нәнсий пелосиниң бу қетимқи зиярәт һәмдә хитайниң һәйвә көрситиши һәққидә сөз қилип: “биз тәйвән билән болған достлуқимиздин пәхирлинимиз. Бу қетимқи зиярәт бизниң һечқачан тәйвәнни ялғуз ташлап қоймайдиғанлиқимизни бәш қолдәк көрситип қойғанлиқимиз һесаблиниду” дегәнлики кәң йәр алған. Гәрчә америка һөкүмити хитай билән дипломатик алақә орнатқандин кейин өзи имза қойған келишим бойичә тәйвәнни дипломатийә җәһәттә бир дөләт, дәп етирап қилмаслиқи лазим болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң тәйвәнни “хитай земининиң бир қисми” дәйдиған нәзәрийәсини етирап қилмайдикән. Бу тоғрисида сөз болған ранд гуруһи (RAND) ниң тәтқиқатчиси дийвид сакс (David Sacks) нәнсий пелоси ханимниң бу қетимқи зияритиниң әмәлийәттә бир қетимлиқ йирақни көрәрлик болғанлиқини алаһидә тәкитләйду. 

“униң хитай һәққидики мәйдани изчил болуп кәлгән, у хитайғиму қаттиқ болуп кәлгән. Бир вақитларда у бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида демократийәни тәрғиб қилидиған байрақни көтүрүп чиққан. Шуңа бу қетимқи тәйвән зияритиниму униң хитайни тәнқидләш вә тәйвәнни һимайә қилишидики ашу хил изчил мәйданиниң давами десәк хата кәтмәйду. Йәнә бир яқтин қарайдиған болсақ тәйвәндики реаллиқ уруш башлиниш һарписидики украинаниң әһвалиға охшап кетиду. Шуңа у тәйвән боғузида уруш башлинишни күтүп турмастин һазирниң өзидила америка қошма штатлириниң тәйвәнгә болған қоллишини намаян қилиш лазимлиқини тонуп йәткән. Чүнки биз һазир украина билән болуп кетиватқанда хитай тәйвәнгә болған иғвагәрликни вә бесимни бәкла ашуруватиду. Шуңа у бу зиярәтни муһим дәп қариған.”

Обзор мақалисидә ейтилишичә, тәйвәнниң өткән 70 йиллиқ мусаписи демократийә, кишилик һоқуқ вә қанун арқилиқ идарә қилишта уларниң қарши қирғақтики хитай компартийәсидин көп алға кәткәнликини намаян қилидикән. Техиму муһими тәйвәндики һөкүмәт өз хәлқиниң оттуричә миллий дарамәт соммисини йәткүзгән сәвийәгә хитай һөкүмити техичә йеқинму келәлмигән. Гәрчә дуняниң көп қисми хитайдики әрзан әмгәк күчи вә әрзан таварларға тайинип қалған болсиму хитайда һәрбий қуввәттин башқа зор бир йүксилиш барлиққа кәлмигән. Техиму муһими ‍әнә шу хил иқтисадий җәһәттики ешип меңиш йүзлиниши хитай һөкүмитиниң хәлқарада “уруш бөриси дипломатийәси” ни иҗра қилишиға, шуниңдәк дипломатийә вә һәрбий саһәдә нөвәттә өз қошнилиридин һалқип дуняға тәһдит селишиға йол ачқан. Шуңа бундақ әһвалда нәнсий пелосиниң шунчә көп тәһдитләр вә һәйвиләргә қаримастин тәйвәнни зиярәт қилиши техиму көп дөләтләргә илһам бериши, уларниң қәлбигә орнап кәткән “хитай қорқунчи” ни түгитишигә иҗабий ярдәм болуши мумкин икән. Бу һәқтә сөз болғанда дейвид сак мундақ дәйду. 

“ши җинпиң бу йил күздә хитай компартийәсиниң қурултийида үчинчи қетимлиқ рәисликни үстигә алмақчи болуватиду. Һазир көп қисим кишиләр буниңда бәк чоң тосқунлуқниң мәвҗут әмәсликини тәкитләватиду. Әмма ши җинпиң пәрдә арқисида йәнә бир қисим кишиләр билән келишим вә ички содиларни қилиши, кимләрни юқириға чиқирип кимләрни төвәнгә чүшүрүшни бекитиши мумкин. Мана мушундақ һалқилиқ пәйттә ши җинпиң һәргизму өз рәқиблириниң өзини ‛аҗиз‚ дейишини халимайду. Йәнә келип өзиниң хитайдики барлиқ сиясий орунлаштурушларға қоманданлиқ қилидиғанлиқини, америка һөкүмитигиму буйруқ чүшүрәләйдиғанлиқини көз-көз қиливатиду. Әмма бу қетим нәнсий пелосиға һәйвә көрситиштә чәктин ашуруветип бир зор хаталиқ өткүзди. Шуңа у хитайдики ички реаллиқни, иқтисадий саһәдики чекинишни, вирус вабасидин келип чиққан давалғушни мушу қетимлиқ һәйвә көрситиш арқилиқ пәскойға чүшүрүшни, шуниңдәк ‛америка вә тәйвәнниң тәһдити‚ни пәш қилиш арқилиқ хитай хәлқини йәнә бир қетим компартийә байриқи әтрапиға уюшурушни ойлиди.”

Мәлум болушичә, украина урушида изчил русийә билән бир яқидин баш чиқириватқан русийә, шуниңдәк хитайниң әң йеқин “иттипақдашлири” ниң бири болған шималий корейә һәмдә хитай билән иқтисадий алақиси қоюқ болған бир қисим латин америка әллири тездин нәнсий пелосиниң тәйвән зияритини әйибләп баянатлар елан қилған. Һалбуки явропадики көплигән дөләтләр бу қетимқи тәйвән зияритини алқишлиған. Җүмлидин әнглийә һөкүмитиниң хитай сияситидики өзгиришләрниңму сәвәбсиз әмәслики, шундақла буниң америка һөкүмити нәччә он йилдин буян изчил давам қилип кәлгән “хитайни мәнситмәслик” қаришиниң йәнә бир қетим ипадилиниши икәнликини шәрһлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.