Явропа бирликиниң нобел тинчлиқ мукапатиға еришиш салаһийити йоқму?

Нобел әдәбият мукапатиниң мо йәнгә берилиши наразилиқ қозғиғанға охшаш, нобел тинчлиқ мукапатиниң явропа бирликигә берилишиму наразилиқ пәйда қилди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.12.31
mo-yan-mo-yen-nobel-murasim.jpg 2012-Йиллиқ нобел әдәбият мукапати саһиби мо йен киң карл густафниң қолидин нобел мукапатини еливатқан көрүнүш. 2012-Йили 10-декабир, шветсийә.
AFP

Явропа мәтбуатлиридики учурларға көрә, 10-декабир күни норвегийә пайтәхти ослода нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасими өткүзүлди. Бу мукапатқа еришкән явропа бирликиниң мәсуллиридин комиссийон башлиқи җосе мануел барросо, парламент башлиқи мартин шулз вә палата башлиқи ван ромпуй қатарлиқлар сәһнигә чиқип, 930 миң явро (8 милйон крон) пул чеки, нобел тинчлиқ мукапатиниң медали вә гуваһнамисини тапшуруп алди. Мурасимға германийә баш министири анҗила мәркил вә франсийә президенти һолландә қатарлиқ дөләт рәһбәрлириму қатнашти.

Бу йил 10-айниң 12-күни, Нобел тинчлиқ мукапатини баһалаш комитети Бу мукапатниң явропа бирликигә берилгәнликини елан қилғанда, явропа бирликигә әза дөләтләрниң рәһбәрлири вә явропа бирликиниң мәсуллири бәс-бәстә пикир баян қилип, өзлириниң һаяҗанлирини билдүрүшкән иди.

Явропа бирлики комисиюниниң рәиси барроса әпәнди ипадә билдүрүп “нобел мукапати комитетиниң бу қарари 500 милйон явропа пуқралириға ғайәт зор шәрәп ата қилди. Бу, өз нөвитидә явропа бирлики пуқралириға вә дуняға бәхт яритиштин ибарәт пәвқуладдә бир лайиһиниң тоғрилиқиниң етирап қилинишидур. явропа бирликиниң бу мукапатқа еришиши нөвәттики вақитлиқ қийинчилиқ мәзгилидә, явропа бирликиниң йәнила дуня әллири вә хәлқлиригә үлгә икәнликини ипадиләйду, хәлқара җәмийәт қудрәтлик бир явропа иттипақиға моһтаҗ” дегән. явропа бирликиниң палата башлиқи ван ромпуй өзлиригә несип болған бу шәрәптин иптихарланған һалда мундақ дегән: “биз өз-ара қанчә әсирләп уруштуқ. Ақивәт уруш ахирлашти. явропа бирлики дуняға кәлди, әмди һәргизму бундақ уруш болмайду. Сәвәби, явропа бирлики һәқиқәтәнму бу дуняда тарихтин буянқи әң бүйүк тинчлиқ қурулмисини қуруп чиқти.” явропа парламентиниң рәиси мартин шулзму пикир билдүрүп “явропа бирлики болса, тинчлиқ урушниң орнини игилигән, иттипақлиқ өчмәнликниң орнини игилигән пәвқуладдә бир қурулуш. явропа бирликидә, өз-ара чүшиниш барлиқ һәрикәтләрниң қимлинамисидур” дегән.

12-Өктәбирдики “явропа бирликиниң мукапатқа еришиши күчлүк инкас қозғиди” намлиқ бу хәвәрдә баян қилинишичә, германийә баш министири анҗила мәркил “нобел мукапати комитетиниң бу қалтис һөкүми явропа бирликигә илһам беғишлапла қалмай, йәнә униңға мәҗбурийәт ата қилди. явропа бирликиниң пуқралириға нисбәтән ейтқанда, 60 йиллиқ тинчлиқ наһайити узун бир вақит. Әмма тарих нуқтисидин қариғанда, көзни юмуп ачқичилик болған қисқа бир вақит. Биз чоқум тинчлиқ, демократийә, әркинлик йолида үзлүксиз күрәш қилишни һәргиз унтуп қалмаслиқимиз керәк. явро биз үчүн ялғуз ортақ пул болупла қалмай, алди билән явропа бирлики тинчлиққа вә қиммәткә игә бир җәмийәттур” дегән болса, германийә ташқи ишлар министири вестир велле “явропаниң бир гәвдилишиши тарихтики әң мувәппәқийәтлик тинчлиқ пиланидур. Тинчлиқ вә әркинлик икки қетимлиқ қорқунчлуқ дуня урушиниң харабиликидә өсүп йетилип такамуллашти. явропаниң һәмкарлиқ модели үлгә қилишқа әрзийду” дегән иди.

Әмма нобел тинчлиқ мукапатиниң явропа бирликигә берилгәнликини қарши алмайдиғанлар, “нобелниң вәсийитигә хилаплиқ қилиниватиду” дегүчиләрму аз әмәс.

Германийә йешиллар партийисиниң рәислиридин клавдия рот вә җәм өздәмирләр явропа бирликиниң өз ролини толуқ җари қилдурмиғанлиқини тилға алди. Солқанат партийә мәсуллиридин һөгерму явропа бирликини “бу мукапатқа еришиш салаһийити йоқ” дәп қариди. Германийә долқунлири радиосиниң 10-декабирдики “явропа бирликиниң нобел тинчлиқ мукапатиға еришиши шүбһә пәйда қилди” намлиқ хәвиригә асасланғанда, явропа бирликиниң бу мукапатқа еришишигә қарши турғучилар нөвәттә мәвҗут болуп туруватқан бәзи обйектип мәсилиләрни оттуриға қойған:

Мәсилән, оттура шәрқтики уруштин қечип явропаға еқип кириватқан қачақларға панаһлиқ бериш мәсилисидики тосалғулар, явропадики ромаларға охшаш бәзи аз санлиқ милләтләрниң һелиму мәлум дәриҗидә кәмситишкә учриши, явропа бирликиниң муһит булғинишқа йетәрлик дәриҗидә тақабил туруш тәдбири алалмайватқанлиқи вә ташқи сияситидики хаталиқлар.

Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, явропа бирликиниң нобел тинчлиқ мукапатиға еришиш салаһийитини бәлгиләйдиған нәтиҗилири вә бу салаһийәтни инкар қилидиған сәвәнликлири тоғрисида көз қаришини билдүрүп өтти.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати германийә шөбисиниң мәсули волфгаң гренз “явропа бирликиниң нобел тинчлиқ мукапатиға еришиш салаһийити чәклик” дәйду. Униң қаришичә, оттура шәрқтики уруш апитидин қечип, явропаға келиш үчүн деңизда йол йүрүш җәрянида қазаға учриғанларниң мәсулийитиниң мәлум бир қисмини явропа бирлики үстигә елиши керәк. явропа парламенти йешиллар партийисиниң рәһбәрлиридин франзиска келләрниң билдүрүшичә, явропа бирликиниң көчмәнләр сиясити, ташқи сода вә йеза игилик сиясити башқа районлардикиләрниң қийинчилиқини күчәйтивәткән.

Җәнубий африқиниң роһаний даһийси десмонд түтү башлиқ бир қисим нобел мукапати саһиблириниң қаришичә, явропа бирлики нобел тинчлиқ мукапатиниң қиммәт қаришиға хилаплиқ қилған. Алфиред нобел 1895-йили нобел тинчлиқ мукапатини тәсис қилғанда, бу мукапатни тинчлиқ йолида күрәш қилған қәһриманларға беришни бекиткән. Дисмонд түтү бир қанчә күн илгири, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән шималий ерландийилик магуирә вә аргентинилиқ перс қатарлиқ кишилик һоқуқ қәһриманлири билән бирлишип нобел мукапатини баһалаш комитетиға очуқ хәт йезип, бу мукапатниң явропа бирликигә берилгәнликини тәнқидлигән вә нобелниң вәсийитигә хилаплиқ қилиниватқанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.