Ока ханим: хитай һөкүмити алматани уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң базиси, дәп қарайду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.05.14
sabiq-sowet-ittipaqi-uyghurlar.JPG Ока ханим йеқинда елан қилған “сабиқ совет иттипақидики уйғурлар” намлиқ мақалисиниң япончә нусхиси.
RFA/Qutluq

Японийәдә тонулған сиясий истратегийә тәтқиқатчиси ока ханим йеқинда “сабиқ совет иттипақидики уйғурлар” намлиқ мақалисини елан қилған. Мәзкур мақалидә оттура асиядики уйғурларниң тарихий кәчүрмишлири, һазирқи сиясий, мәдәний һаяти тоғрисида бир қәдәр әтраплиқ издиниш елип барған.

Аптор мақалисидә оттура асиядики уйғурларниң омумий нопус сани һәққидә тохтилип мундақ баян қилған: оттура асияда ғайәт зор уйғур җәмийити бар. Бу җәмийәт әйни вақитта сабиқ совет иттипақиға тәвә болған. 2009-Йилидики бәзи язма мәлуматларға қариғанда қазақистанда уйғурларниң нопуси 225 миң, қирғизистанда 49 миң.

Қазақистандики уйғурлар асаслиқи алмата вилайитигә олтурақлашқан. Өзбекистандики уйғурларниң нопуси ениқ әмәс. Сәвәби совет иттипақи парчиланғандин кейин өзбекистандики уйғурларниң нопуси қайта тәкшүрүлмигән.

Ока ханимниң оттура асия тәтқиқатидики уйғурларни мәркәз қилған тәтқиқат мақаллириниң қиммити һәққидә тохталған японийәлик тәтқиқатчи юрина ханим мундақ деди:
- Мән ока ханимниң мақаллири арқилиқ оттура асиядики уйғурларниң иҗтимаий һаяти тоғрисида наһайити чүшинишлик мәлуматларға ериштим. Униң мақалилири мәзмунлуқ һәм кәң даирилик мәсилиләрни өз ичигә алған.

Аптор мақалисидә уйғур елиниң қәшқәрдин тунҗи қетимда оттура асияниң пәрғанә вадисиға көчүп барған уйғурлар һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған:18-әсирниң ахири чиң сулалиси һөкүмити уйғур елини бесивалғандин кейин, уйғурлар изчил һалда чиң сулалиси һакимийитигә қарши күрәш елип барған. Чиң сулалисиниң зулумидин қачқан уйғурлар даим қәшқәрдин пәрғанигә барған. Қәшқәрдин қечип өзбекистанға барған уйғурлар “қәшқәрликләр” дәп аталған. Өзбекистандики өзбекләр билән бирликтә яшаш җәрянида өз-ара қудилишип, көплигән уйғурлар өзбеклишип кәткән. Қәшқәрдин уйғурларниң пәрғанигә көчүши таки 1950-йилиниң ахириғичә давамлашқан.

Аптор мақалисидә иккинчи қетимлиқ уйғур елидин оттура асияға көчүшниң или районидин башланғанлиқини, или уйғурлириниң һаят паҗиәси тоғрисида тәпсилий тохтилип, бу һәқтә мундақ баян қилған: уйғур елидин иккинчи қетим оттура асияға көчкән уйғурлар илидин көчүп барған уйғурлар. Или районидики бәзи уйғурлар чиң сулалиси заманисидә мәҗбурий өз юртлиридин көчүрүлгән уйғурлар. Мәҗбурий өз юртлиридин көчүрүлгән уйғурлар “таранчилар” дәп аталған. 1864-Йилидики или қозғилиңида, илида уйғур һөкүмити қурулған. Лекин бу һөкүмәт русийә тәрипидин бесиқтурулған. Чиң сулалиси билән русийә оттурисида, 1881-йили “санк-петербург шәртнамиси” түзүлгән. Шуниң билән русийә илини чиң сулалиси һөкүмитигә өткүзүп бәргән. Чиң сулалиси һакимийитиниң қол астида яшашни халимиған 45 миң нопус уйғур қазақистанниң җәнубиға көчүп барған. 1920-Йилидин 1930-йилиғичә болған русийә инқилабидики ачарчилиқ дәрдидин көплигән уйғурлар тәрәп-тәрәпкә көчүп кәткән. Бир қисми болса или райониға қайтип кәткән. 1949-Йили хитай компартийиси хитай дөлитини қурғандин кейин, уйғурлар хитай компартийисиниң зулумидин қечип, 1950-йилидин тартип таки 1960-йилниң ахириғичә или районидин түркүм-түркүмләп қазақистан тәрәпкә көчүп кәлгән. 1962-Йилидики “или вәқәси” дә 60 миңдин ошуқ киши қазақистанға қечип кәткән. Вәқәдин кейин или билән қазақистан оттурисики чегра тақалған. Шундин башлап икки тәрәптики уйғурларниң мунасивити үзүлгән.

Аптор мақалисидә сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейинки оттура асиядики уйғурларниң сиясий, мәдәний һаяти тоғрисида учур берип бу һәқтә төвәндикидәк баян қилған: 1980-йилидин башлап совет иттипақи билән хитай дипломатик мунасивәтни әслигә кәлтүргәндин кейин, икки тәрәптики уйғурлар арисида берип-келиш башланған. Мәйли совет иттипақи тәрәптики уйғурлар болсун, мәйли уйғур елидики уйғурлар болсун, өз ана тиллирини яхши сақлап қалған. Улар башқа милләтләрдәк рус, хитай милләтлиригә ассимилятсийә болуп кәтмигән. 2009-Йилидики қазақистандики тәкшүрүштә, уйғурларниң 85% иниң ана тили уйғур тили болған.

1991-Йили совет иттипақи парчилинип, икки тәрәптики уйғурларниң берип-келиши техиму раванлашти. Алматадики уйғурларниң или районини зиярәт қилиши толиму асанға чүшти. Алматада совет иттипақи дәвридә қурулған, уйғур тиятир өмики, уйғур тәтқиқат мәркизи бар. Уйғур тилида гезит-журналлар нәшр қилиниду.

Алматада уйғурларниң зиялийлири көп, бу йәр пүтүн дунядики уйғурларниң хәлқаралиқ мәдәнийәт алмаштуруш мәркизи болғанлиқидин хитай һөкүмити бу йәрни уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитиниң базиси дәп қарайду. Совет иттипақи парчиланғандин кейин алматада бир қисим уйғур тәшкилатлири қурулуп, уйғур мустәқиллиқ һәрикитигә атланған. Әмма йәрлик һөкүмәт бу тәшкилатларни қанунсиз тәшкилатлар дәп тонуған.1990-Йилиниң бешида уйғурлардин һашир ваһиди “уйғур әркинлики тәшкилати” ни қуруп, кейин бу тәшкилат “уйғуристан азадлиқ тәшкилати” ға өзгәртилгән. Йүсүп бәг мухлис “хәлқара шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати комитети” ни қурған. Кейин бу тәшкилат “шәрқий түркистан миллий бирлики” тәшкилатиға өзгәртилгән. Уларниң һәрикити һөкүмәт тәрипидин тосуп қоюлған. 2002-Йили қәһриман ғоҗамбәрди “уйғуристан хәлқ партийиси” ни қурған. Қазақистан әдлийә министирлиқи бу тәшкилатни әнгә елишни қобул қилмиған вә мәзкур тәшкилатни қанунсиз тәшкилат дәп қариған.

Аптор мақалисидәк қазақистандики уйғур тәшкилатлириниң маһийити һәққидә тохтилип мундақ баян қилған: һашир ваһиди, қәһриман ғоҗамбәрди қатарлиқлар рәһбәрлик қилған тәшкилатлар тинчлиқпәрвәр тәшкилатлардур. Әмма йүсүп бәг мухлисниң тәшкилати болса қоралланған тәшкилат, лекин адәм күчи, иқтисади аҗиз тәшкилат. Уйғур җәмийити шуңа бу хилдики радикал тәшкилатни қобул қилмиған. Оттура асиядики дөләтләр хитай билән яхши мунасивәт бағлаш үчүн, һәрқачан хитай тәрәптә туриду. Әмма, оттура асиядики уйғурлар уйғур елидики өз қериндашлириниң һаятиға толиму көңүл бөлиду. Улар өзлири туруватқан дөләтләрниң қануниға риайә қилған асаста һәрикәт елип берип бариду. Уйғур зиялийлири дуня уйғур қурултийи вә башқа хәлқара тәшкилатларниң паалийәтлиригә актип қатнишиду.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.