Оттура асияда хитайға қарши кәйпиятниң йәниму күчийиши мумкинму?
2020.01.16

Мәлумки, өткән йил уйғурлар үчүн муһим вәқәләр йүз бәргән бир йил болди. Америка авам палатасиниң уйғурлар тоғрилиқ “қанун лайиһәси” қобул қилиши, явропа парламентиниң уйғур елидики кишилик һоқуқ кризиси һәққидә “қарар лайиһәси” мақуллиши, һәрқайси дөләт вә җамаәт әрбаблириниң һәмдә көзәткүчиләрниң хитайниң уйғур елидики бастуруш сиясәтлирини әйиблиши шуниң ярқин бир испатидур. 2020-Йили кириши билән бу әһвал йәниму давам қилмақта.
“азадлиқ” радийосида елан қилинған анна клевсованиң “шинҗаңдики тәқибләшләр вә мәркизий асия һөкүмәтлириниң җим турувелиши” намлиқ мақалисидә ейтилишичә, хәлқара аммиви ахбарат васитилири уйғур елидә уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ аз санлиқ милләтләр һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини тохтимай хәвәр қилмақтикән. Мәтбуатларда мушу күнгичә қазақистан вә хитай мунасивәтлири, америка ташқи ишлар министири майк помпейониң оттура асиядики бәш җумһурийәтниң уйғур елидики вәзийәткә қарита сүкүт сақлиши мунасивити билән қазақистанға қилмақчи болған сәпириниң кейингә қалдурулғанлиқи асасий темиларниң биригә айланған.
Мәзкур мақалидин мәлум болушичә, һәр хил йоллар һәм сәвәбләр билән хитайдин қазақистанға чиққан қазақ пуқралири хитайниң аталмиш “тәрбийәләш” лагерлириға соланған қазақ, уйғур вә башқиму аз санлиқ милләтләргә нисбәтән елип бериливатқан қийнаш, азаблаш, һақарәтләш әһваллирини мәлум қиливатқан болсиму, қазақистан вә башқиму оттура асийә җумһурийәтлириниң һөкүмәтлири бу мәсилигә нисбәтән өз мәвқәсини билдүрмигән.
Мақалида вашингтонда чиқидиған “дипломат” гезитидә елан қилинған “америка дөләт катипи помпейониң мәркизий асияға қилидиған сәпиридин немә күтүшкә болиду?” намлиқ мақалидин мундақ нәқил кәлтүрүлгән: “мушу кәмгичә мәркизий асия мәмликәтлиридин бәрсиму шинҗаңда аз санлиқ мусулманларниң, шу җүмлидин қазақларниң, қирғизларниң вә башқиларниң мәҗбурий тутулушиға кәскин түрдә яки омумән қарши чиқмиди”. Бу мақалида йәнә оттура асиядики бәш җумһурийәтниң иқтисадий җәһәттин хитайға беқинди болғанлиқ сәвәбидин уларниң хитайға қарши ениқ позитсийә билдүрәлмәй келиватқанлиқи тәкитләнгән.
“мәркизий асия” агентлиқида елан қилинған “немә үчүн қазақистанда хитайға қаршилиқ кәскин күчәйди” намлиқ мақалида дейилишичә, өткән йили көплигән қазақистанлиқ паалийәтчиләр һәқиқәтәнму хитай хәвпиниң мәвҗут икәнликини билдүрүп кәлгән. Шундақла мәмликәтниң көплигән шәһәрлиридә өткән һәр хил шәкилдики хитайға қарши намайишлар, йәрликләр вә хитай ишчилири оттурисидики тоқунушлар қазақистанда хитайға қарши һәрикәтниң қанчилик дәриҗидә өскәнликини көрситидикән.
Мақалида ейтилишичә, хитай хәвпиниң өсүватқанлиқини биринчиләрдин болуп уйғурлар мәлум қилишқа башлиған икән. Униңда мундақ дейилгән: “совет дәвридин кейинки дәсләпки йиллири қазақистандики уйғур тәшкилатлири шинҗаңдики ассимилятсийә сиясити һәққидә сөзләп, хитайға қарши кәйпиятни күчәйтишкә тиришти. Әмма уйғур вә қазақларниң диний-мәдәний вә тил йеқинлиқиға шикайәт қилиш уларға ярдәм бәрмиди. Тонулған уйғур җамаәт әрбаби йүсүпбәк мухлиси шу вақитта бу тарихниң давам қилинидиғанлиқини көрсәткән иди. У чағда қазақистан гезитлири бәзән қазақистан базарлирида миңлиған хитайларниң сода қиливатқанлиқини язған болсиму, бирақ бу җамаәтчиликни анчә биарам қилмиған иди.”
Мақалида хитайға қарши һәрикәтниң күчийишигә сәвәб болған асасий амилларниң бири сүпитидә хитайниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан бастуруш сиясити көрситилгән. “сиясий қайта тәрбийәләш лагерлири” ниң қурулуши, болупму 2017-йилдин башлап қазақистандики бәзи паалийәтчиләрниң, көзәткүчиләрниң, тәшкилатларниң, ахбарат васитилириниң бәз-муназирисигә айланған җиддий мәсилиләрдин бири болуп қалди.
Оттура асияда, шу җүмлидин қазақистанда хитайға қарши кәйпиятниң йәниму күчийиши мумкинму?
Сиясәтшунас рисбек сәрсенбай әпәндиниң ейтишичә, ахирқи вақитларда болупму қирғизистан, қазақистан вә русийә қатарлиқ дөләтләрдә хитайға болған қаршилиқ күчәймәктикән. Хитай һәқиқәтән бу әлләргә мәбләғ селип, уларниң раваҗлинишиға ярдәмләшкән һаләттә униңға болған қаршилиқ бу дәриҗидә қаттиқ болмиған болаттикән. У мундақ деди: “қазақистанға кәлгән хитайларниңму қазақистанни яхши қиливәткини йоқ. Чүнки улар қайси әлгә кәлсиму, таза нийәт билән кәлмәйду. Улар шу әлләрниң айрим әмәлдарлириға пара бериш арқилиқ киривелип, у әлниң қанунлириға һәргизму риайә қилмайду. Мәсилән, қазақистанға өскемен йолини селишқа кәлгән хитайлар бу йәрдики қанунларни сақлимиғини үчүн, шундақла қазақистанлиқларға күч көрсәткини үчүн йәрлик аһалә билән тоқунушти. Хитайға болған қаршилиқ бу йили күчәймисиму, бирақ һәргиз азаймайду. Һазир пүткүл түрк дуняси хитайниң тәқибләш сияситигә қарши туруши керәк. Мән бу йәрдә болупму түркийәгә рәһмәт ейтқум келиду. Оттура асиядиму хитайға бирлишип қарши туруш лазим, қазақистан шуниң алдида болуши керәк.”
Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили сәдирдин аюпоф әпәнди хитайға қаршилиқниң оттура асияда һәм дуняниң башқиму әллиридә һәргиз тохтимайдиғанлиқини, униңға пәқәт бирлик сәп билән қарши турушқа болидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “зиялийлиримиз әқил-парасити билән йетәкчилик қилсун, тиҗарәтчилиримиз шуларниң пикирлирини илгири сүрүш үчүн мал-дунясини оттуриға ташлисун, актиплиримиз шу мал-дуня билән һәрикәткә өтсун. Шу вақитта вәтинимиз азад болиду. Мустәқиллиқ, азадлиқ дегән пәтнусқа селип әкелидиған бир қетимлиқ һөрмәт әмәс. Шуниң үчүн бу мустәқиллиқни юлуп елишимиз лазим.”
Сиясәтшунас йевгений җовтис әпәнди уйғурларниң хитайға қарши турушиниң бирдин-бир сәвәби уларниң өз алдиға мустәқил мәмликәт болуш истики икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “әпсуски, хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң даимий әзалириниң һәмдә сиясий вә иқтисадий җәһәттин дуня сиясий оюнчилириниң бири болғанлиқи шундақла атом бомбисиға игә дөләтләрниң бири икәнкили сәвәбидин уйғурлар үчүн мустәқиллиқ интайин җиддий вә мурәккәп мәсилә болуп қалмақта. Чүнки уйғурларниң мустәқиллиқ мәсилисини көтүрүватқан дөләтләр вә тәшкилатлар интайин аз. Хитай кишилик һоқуқни қаттиқ дәпсәндә қиливатқан болсиму, айрим мәмликәтләр, тәшкилатлар буниңға көз юмуп турувалди яки әһмийәт бәрмәйватиду. Хитайниң уйғур, қазақ вә башқиму милләтләргә қарши йүргүзүватқан бастуруш сияситигә дуня җамаәтчилики дегәндәк қаршилиқ көрситәлмәйватиду. Уйғурларниңму башқа хәлқләргә охшашла өз мустәқиллиқиға игә болуш һоқуқи бар. Бирақ, әпсуски, уйғурларниң бу һоқуқи көплигән тосалғуларға дуч келиватиду.”
Йевгений җавтис бу йәрдә көплигән гео-сиясий, территорийә мәсилилириниң бар икәнликини, уларни һәл қилиш йоллирини издәшниң муһимлиқини тәкитлиди.