Оттура асия җумһурийәтлири хитайға газ експорт қилишни қисқартмақчиму?
2022.12.19

1991-Йили “совет иттипақи” йимирилип, униң тәркибидики җумһурийәтләр өз алдиға мустәқил болғаниди. Шу җүмлидин бу мәмликәтниң оттура асия райониға орунлашқан бәш җумһурийәт, йәни өзбекистан, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә түркмәнистан айрим дөләт болуп, бөлүнүп чиқти. Әмма аридин 30 йилдин ошуқ вақит өткән болсиму, уларниң болупму хитай вә русийәниң тәсири астида қеливатқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Кейинки вақитларда дуня мәтбуатлирида оттура асия енергийә мәнбәлириниң хитай вә русийәниң асасий нишаниға айлиниватқанлиқи һәққидә мақалиләрниң елан қилиниши йәниму давам қилмақта.
“америка авази” да елан қилинған өзбек журналисти навбахор иманованиң “мәркизий асия ички еһтияҗни чәтәл експорти билән тәңләштүрмәктә” намлиқ мақалисидә оттура асия мәмликәтлиридин болупму қазақистан вә өзбекистанниң хитайға експорт қилидиған газни қисқартиш я болмиса тохтитишқа мәҗбур болуватқанлиқи ейтилған. Буниңға һәр икки мәмликәтниң өз ичидики еһтияҗлириниң өсүши сәвәб болған. Бу өз нөвитидә дуняниң айрим районлиридики енергийә базарлириға сәлбий тәсир йәткүзмәктә.
Мақалида ейтилишичә, хитай-мәркизий асия газ турубиси газни түркмәнистандин өзбекистан вә қазақистан арқилиқ хитайға йәткүзидикән. Бу җәһәттә хитайниң бейҗиң шәһири әң чоң сода шерики сүпитидә газ вә нефитни асасий җәһәттин қазақистан, өзбекистан вә түркмәнистандин сетип алидикән.
Мақалида мундақ дейилгән: “рәсмий мәлуматларға қариғанда, хитайға әң чоң газ йәткүзгүчи мәмликәт түркмәнистан 2022-йилниң биринчи чарикидә 2милярд 870 милйон доллар қиммитидә газ йәткүзди. Ашхабад бу йил газ експортини 53 пирсәнткә көтүргән, өктәбир ейидики униң һәҗми 8 милярд 230 милйон долларни тәшкил қилди. Йилниң бешида хитайға 270.6 Милйон долларға газ сатқан қазақистан експортни тохтитип, газни өзиниң ички еһтияҗлири үчүн пайдилинидиған болди. Һөкүмәт шуни агаһландурдики, експорт арқилиқ тутуп турулуватқан газ баһаси әмди қиммәтләйду”.
Буниңдин ташқири, өзбекистанму йеқинқи йилларда ички еһтияҗларниң өсүши мунасивити билән газни експорт қилишни тохтатмақчи. Бу тоғрилиқ башқиму мәтбуатлар хәвәр қилған.
Русийәниң “нефитгаз” тор бетидә елан қилинған “өзбекистан һәтта газни експорт қилишни тохтатти, русийә вә қазақистан билән газ транспорт иттипақини шунчилик дәриҗидә халимамду?” намлиқ мақалида ейтилишичә, өзбекистан өз хәлқиниң еһтияҗлирини биринчи орунға қойған һалда, сиртқа газ сетишни үзүл-кесил тохтатқан.
“явро-асия нет” ахбарат агентлиқида берилған “хитай қазақистандин газ йәткүзүшни көпәйтиш капаләтлирини халимақта” дәп аталған мақалида ейтилишичә, бу йил сентәбир ейида қазақистан президенти қасим-жомарт тоқайеф ички еһтияҗларни қанаәтләндүрүшни мәқсәт қилған һалда, енергийә мәһсулатлирини експорт қилишни тохтитиш тоғрилиқ қарар қобул қилған. Мақалида шундақла 28-ноябирда тоқайеф вә русийә президенти путинниң қазақистан, русийә вә өзбекистанниң қатнишишида “үчлүк газ иттипақини” қуруш мәсилисини муһакимә қилған. Бу иттипақниң мәқсити русийә газини мәркизий асияға йәткүзүштин ибарәткән.
Сиясәтшунас пйотр своик әпәнди хитай-мәркизий асия газ турубисиниң бүгүнки әһвали һәққидә тохтилип, мундақ деди: “биз һазир бу йол арқилиқ 10 милярд кубметирдин азрақ мөлчәрдә газ експорт қилимиз. Әмди қазақистанниң ички еһтияҗи 20 милярд кубметирни тәшкил қилиду. Експортқа қарап, биз ички баһаларни қойимиз. Биздә газни експорт қилиш һесабиға униң ички баһаси әрзан. Әмма мәмликәттә газ електр истансилирини селиш пиланлириға қариғанда, биз експорт қилинидиған газ чиқимлирини толуқ я болмиса униңдин артуқ сәрп қилимиз. У чағда бизгә ички баһаларни көтүрүшкә тоғра келиду. Йәни демәк қазақистан газ експортидин чоң пайда көрмәйду. Иккинчи, өзбекистан өз ичидә интайин көп миқдарда газ ишлитиду. Өзбекистан шундақла көп газни қазақистанға, болупму алмута шәһиригә чиқириду. Бу җәһәттә өзбекистан чоң мәсилигә дуч келиватиду. Йәни униң газ записи түгәватиду. Шуңа өзбекистан хитайға вәдә қилған миқдардики газни орундиялмай, түркмәнистандин сетип еливатиду. Түркмәнистанму өзбекистанға сатқуси кәлмәйватиду. Мән йеқинда өзбек мутәхәссислири билән сөзләштим, өзбекистан хитайға бәргән мәҗбурийәтлирини қисқартишқа мәҗбур болуватқаникән”.
Пйотр своик шуниңдәк путинниң “үчлүк газ иттипақини” қуруш тәшәббуси һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу тәшәббусниң келәчики зор. Өз вақтида ‛оттура асия-мәркәз‚дәп аталған газ турубиси арқилиқ газ түркмәнистандин ғәрбий қазақистан арқилиқ русийәгә баратти. У һазир оттура һалда ишләватиду. Мубада униңға русийә гази қошулидиған болса, у чағда хитайға баридиған газниң миқдарини күчәйтишкә болиду. Бу йәрдә шундақла қазақистан-русийә бирләшкән газ турубисиниму тәшкилләшкә болиду. Түркмәнистандин җәнубий қазақистан арқилиқ өтидиған газ турубиси йолида биз сариарка газ турубисини салдуқ. Әгәр уни русийә газ турубилири билән бирләштүрсәк, қазақистанғиму, хитайғиму қошумчә газ йәткүзүшкә болатти. Хуласиләп ейтқанда, һазир мәркизий асия-хитай газ туруба йоли еғир әһвалда қеливатиду. ‛үчлүк газ иттипақи‚ толуқ ишқа қошулған һаләттә әһвал нормаллишиду, дәп ойлаймән”.
“синопсис” мәркизий асия вә хитайни тәтқиқ қилиш мәркизиниң мудири руслан изимоф әпәнди мундақ деди: “бир тәрәптин, һазир шуни иқрар қилиш керәкки, енергийә кризиси явро-асияниң көплигән мәмликәтлиридә байқиливатиду. Оттура асиядики бу үч мәмликәтниң газ вә нефитни хитайға, я болмиса башқиму шериклиригә киргүзүшни тохтитиши я болмиса башқиму чариләрни көрүши интайин қийин. Чүнки қазақистан, өзбекистан вә түркмәнистан қатарлиқ дөләтләрниң өз хам әшясини експорт қилиши уларниң дөләт кириминиң асасини тәшкил қилиду. Аддий қилип ейтқанда, биз өз нефит вә газимизни сиртқа сатмай қалалмаймиз. Иккинчидин, бу хитайда қандақ инкас пәйда қилиши мумкин? очуқини ейтиш керәкки, бу үч мәмликәтниң енергийә мәнбәлирини експорт қилиши хитайда 1пирсәнткә йәтмәйду. Бу рәқәм көп нәрсини билдүриду. Һәтта биз буни 0 пирсәнткичә қисқартсақму, хитай үчүн бәрибир. Йәни бу, хитай иқтисадини һеч қандақ бир чиқимға елип келәлмәйду”.
Мәлуматларға қариғанда, мәркизий асия-хитай газ турубиси бу қазақистан тарихидики әң узун газ туруба лайиһәси болуп, униң үч йолиниң һәр бири 1310 километирни тәшкил қилидикән. Қазақистан буниңдин төт йил илгири бу йөнилиштә йеңи истансиларни қошуп, газ турубисиниң йиллиқ миқдарини 25 милярд куб метирға йәткүзгән.